< Тимотийға 2 4 >

1 Мән Худа һәмдә тирикләр билән өлүкләрни сорақ қилишқа тәйяр туридиған Мәсиһ Әйсаниң алдида, шундақла Униң қайта аян болуши вә Униң Өз падишалиғи билән саңа шундақ агаһ қилип тапилаймәнки, 2 [Худаниң] сөз-каламини җакала; вақит-пурсәт яр бәрсун-бәрмисун, униңға җиддий қара. Толуқ сәвир-тақәт вә тәлим-әқидә билән несиһәт қилғин, тәнбиһ бәргин, риғбәтләндүргин. 3 Чүнки шундақ бир заман келидуки, инсанлар сағлам тәлимни аңлашқа чидимай, бәлки қулақлириға хуш яқидиған сөзләрни аңлаш үчүн әтрапиға өз шәһвәт-һәвәслиригә уйғун тәлим бәргүчиләрни топлайду. 4 Улар һәқиқәткә қулақ салмай, әпсаниләрни тиңшашқа бурмилинип кетиду. 5 Лекин сән һәр қандақ әһвалда ойғақ тур, харлиқ-мушәққәтләргә бәрдашлиқ бәр, хуш хәвәрчиниң вәзиписини орунда, тапшурулған хизмитиңни һәр тәрәптин толуқ ада қилғин. 6 Чүнки өзүмгә кәлсәм, җеним қурбанлиқниң «шарап һәдийә»сидәк төкүлидиған вақти йетип кәлди, мениң бу дуниядин кетиш вақтимму йеқинлашти. 7 Гөзәл күрәшни мән қилип болдум, жүгүрүш мусабиқисиниң мәнзилини бесип болдум, бирдин-бир етиқатни чиң сақлап кәлдим. 8 Һазир һәққанийлиқниң [ғәлибә] таҗи мән үчүн сақлинип турмақта. Уни, һәққаний сорақчи болған Рәб шу күнидә маңа, шундақла ялғуз маңила әмәс, Униң келип аян болушиға тәлпүнүп турғанларниң һәммисигә инъам қилип кийгүзиду. 9 Имканийәтниң баричә йенимға тездин йетип кәл. 10 Чүнки Демас бу һазирқи дунияни тама қилғанлиғи үчүн мени ташлап Тесалоника шәһиригә кәтти. Крискис Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. (aiōn g165) 11 Йенимда ялғуз Луқа қалди. Маркусни өзүң билән биргә елип кәл, чүнки у хизмәтлиримдә маңа көп әсқатиду. 12 Тикикусни болса Әфәсус шәһиригә әвәтивәттим. 13 Келишиңдә Троас шәһиридә Карпусниң йениға қалдуруп қойған йепинчам билән китапларни, болупму орам терә язмиларни биллә алғач кәлгин. 14 Мискәр Искәндәр маңа тола әскилик қилди. Рәб униңға қилмишлириға лайиқ яндурмай қалмайду. 15 Сән һәм униңдин һошияр бол; чүнки у биз йәткүзгән сөзлиримизгә қаттиқ қаршилиқ көрсәтти. 16 Тунҗи қетимлиқ сорақта мениң ақлинишимға ярдәм қилидиған һеч ким чиқмиди, һәммиси мени ташлап кәтти. Бу иш уларға һесапланмиғай! 17 Лекин Рәб мениң билән биллә туруп, мән арқилиқ Инҗил җакари толуқ қилинип, бу йәрдики барлиқ ят әлликләрдин болғанларниң аңлиши үчүн мени күчләндүрди; шуниң билән мән ширниң ағзидин қутқузивелиндим. 18 Рәб мени барлиқ рәзил иштин қутқузуп, әрштики падишалиғиға сақ йәткүзиду! Шан-шәрәп Униңға әбәдил-әбәткичә мәнсуп болғай! Амин! (aiōn g165) 19 Приска билән Аквилаға вә Онесифорниң аилисидикиләргә мәндин салам ейт. 20 Ерастус Коринт шәһиридә қалди. Лекин Трофимус кесәл болуп қалғанлиқтин, уни Милетус шәһиридә қалдуруп қойдум. 21 Қиш чүшүп кәткичә имканийәтниң баричә бу йәргә кәлгин. Юбулус, Пудис, Линос, Клавдия вә барлиқ қериндашлардин саңа салам. 22 Рәб Әйса Мәсиһ роһуң билән биллә болғай! Меһри-шәпқәт силәр билән биллә болғай!

< Тимотийға 2 4 >