< Тесалоникалиқларға 2 3 >

1 Ахирида, и қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңларки, Рәбниң сөзи худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, [һәр қандақ йәрдә] тез тарқалсун вә шан-шәрәплик дәп улуқлансун; 2 шуниңдәк бизниң қәбиһ вә рәзил адәмләрдин қутулушимиз үчүнму дуа қилиңлар. Чүнки һәммила адәм ишәш-етиқатлиқ болувәрмәйду. 3 Амма Рәб Өзи ишәшликтур; У силәрни мустәһкәм қилиду һәм рәзил болғучидин сақлайду. 4 Амма Рәбдә, силәргә тапилиғинимизни қиливатисиләр, шундақла давамлиқ қиливериду, дәп хатирҗәммиз. 5 Әнди Рәб қәлбиңларни Худаниң меһир-муһәббитигә һәм Мәсиһниң сәвир-чидамлиғиға чөмкәшкә йетәклигәй. 6 Әнди қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң намида шуни тапилаймизки, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, тәртипсиз жүргәнләрдин өзүңларни нери тутуңлар. 7 Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзүңлар билисиләр; чүнки биз силәр билән биллә болғанда тәртипсиз жүрмигән едуқ. 8 Һеч кимниң ненини бекарға йемәйттуқ; бәлки биз һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн, кечә-күндүзләп тиришип-тирмишип җапалиқ ишләйттуқ. 9 Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм күтүшкә һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки өзимизни силәргә биздин яхши үлгә қалдуруп, силәрниң бизгә әгишишиңлар үчүн еди. 10 Чүнки биз силәрниң йениңларда болғинимизда силәргә: «Бириси ишлимәймән десә, у йемисун!» дәп тапилиған едуқ. 11 Чүнки биз араңларда бәзиләрниң тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлиғини аңлидуқ. 12 Биз мошундақларға Рәб Әйса Мәсиһдә шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, тинич яшап, әмгигиңлар билән өз нениңларни тепип йәңлар. 13 Лекин силәр, и қериндашлар, яхши ишларни қилиштин еринмәңлар. 14 Амма әгәр ушбу хетимиздики сөзләргә итаәт қилмайдиған бириси болса, униңдин һәзәр әйләңлар вә уни хиҗаләткә қалдуруш үчүн униң билән барди-кәлди қилмаңлар. 15 Бирақ, уни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә униңға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар. 16 Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб һәр вақит һәр йолда шәхсән силәргә хатирҗәмлик ата қилғай. Рәб һәммиңлар билән биллә болғай! 17 Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим; бу, мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур. 18 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай!

< Тесалоникалиқларға 2 3 >