< Самуил 2 16 >

1 Давут тағниң чоққисидин әндила өтүшигә Мәфибошәтниң хизмәткари Зиба икки йүз нан, бир йүз кишмиш пошкили, йүз язлиқ мевә пошкили вә бир тулум шарапни икки ешәккә артип униң алдиға чиқти.
ダビデが山の頂を過ぎて、すこし行った時、メピボセテのしもべヂバは、くらを置いた二頭のろばを引き、その上にパン二百個、干ぶどう百ふさ、夏のくだもの一百、ぶどう酒一袋を載せてきてダビデを迎えた。
2 Падиша Зибаға: Буларни немә үчүн әкәлдиң? деди. Зиба: Ешәкләрни падишаниң аилисидикиләр мениши үчүн, нанлар билән язлиқ мивиләрни ғуламларниң йейиши үчүн, шарапни чөлдә һерип кәткәнләрниң ичиши үчүн әкәлдим — деди.
王はヂバに言った、「あなたはどうしてこれらのものを持ってきたのですか」。ヂバは答えた、「ろばは王の家族が乗るため、パンと夏のくだものは若者たちが食べるため、ぶどう酒は荒野で弱った者が飲むためです」。
3 Падишаһ: Ғоҗаңниң оғли нәдә? — дәп сориди. Зиба падишаға җавап берип: У йәнила Йерусалимда қалди, чүнки у: Бүгүн Исраил җәмәтидикиләр атамниң падишалиғини маңа яндуруп бериду, дәп олтириду — деди.
王は言った、「あなたの主人の子はどこにおるのですか」。ヂバは王に言った、「エルサレムにとどまっています。彼は、『イスラエルの家はきょう、わたしの父の国をわたしに返すであろう』と思ったのです」。
4 Падиша Зибаға: Мана Мәфибошәтниң һәммиси саңа тәвә болсун, девиди, Зиба: Мән силигә тазим қилимән; силиниң алдилирида илтипат тапсам, и ғоҗам падиша, — деди.
王はヂバに言った、「見よ、メピボセテのものはことごとくあなたのものです」。ヂバは言った、「わたしは敬意を表します。わが主、王よ、あなたの前にいつまでも恵みを得させてください」。
5 Давут падиша Баһуримға кәлгәндә, мана Саулниң җәмәтидин болған, Гераниң оғли Шимәй исимлиқ бир адәм шу йәрдин униң алдиға чиқти; у бу яққа кәлгәч кимду бирини қарғавататти.
ダビデ王がバホリムにきた時、サウルの家の一族の者がひとりそこから出てきた。その名をシメイといい、ゲラの子である。彼は出てきながら絶えずのろった。
6 У Давутниң өзигә вә Давут падишаниң барлиқ хизмәткарлириға қарап ташларни атти; һәммә хәлиқ билән барлиқ палванлар падишаниң оң тәрипидә вә сол тәрипидә туратти.
そして彼はダビデとダビデ王のもろもろの家来に向かって石を投げた。その時、民と勇士たちはみな王の左右にいた。
7 Шимәй қарғап: Йоқал, йоқал, һәй сән қанхор, иплас!
シメイはのろう時にこう言った、「血を流す人よ、よこしまな人よ、立ち去れ、立ち去れ。
8 Сән Саулниң орнида падиша болдуң, лекин Пәрвәрдигар униң җәмәтиниң қенини сениң бешиңға қайтурди; әнди Пәрвәрдигар падишалиқни оғлуң Абшаломниң қолиға бәрди; мана, өзүңниң рәзиллигиң сениң үстүңгә чүшти, чүнки сән бир қанхорсән! — деди.
あなたが代って王となったサウルの家の血をすべて主があなたに報いられたのだ。主は王国をあなたの子アブサロムの手に渡された。見よ、あなたは血を流す人だから、災に会うのだ」。
9 Зәруияниң оғли Абишай падишаға: Немишкә бу өлүк ишт ғоҗам падишани қарғисун? У йәргә берип униң бешини кәскили маңа иҗазәт бәргәйсән! — деди.
時にゼルヤの子アビシャイは王に言った、「この死んだ犬がどうしてわが主、王をのろってよかろうか。わたしに、行って彼の首を取らせてください」。
10 Лекин падиша: И Зәруияниң оғуллири, мениң билән немә кариңлар? У қарғиса қарғисун! Әгәр Пәрвәрдигар униңға, Давутни қарғиғин, дәп ейтқан болса, ундақта ким униңға: Немишкә бундақ қилисән? — дейәлисун?
しかし王は言った、「ゼルヤの子たちよ、あなたがたと、なんのかかわりがあるのか。彼がのろうのは、主が彼に、『ダビデをのろえ』と言われたからであるならば、だれが、『あなたはどうしてこういうことをするのか』と言ってよいであろうか」。
11 Давут Абишайға вә барлиқ хизмәткарлириға: Мана өз пуштумдин болған оғлум мениң җенимни издигән йәрдә, бу Бинямин киши униңдин артуқрақ қилмамду? Уни қарғиғили қойғин, чүнки Пәрвәрдигар униңға шундақ буйрупту.
ダビデはまたアビシャイと自分のすべての家来とに言った、「わたしの身から出たわが子がわたしの命を求めている。今、このベニヤミンびととしてはなおさらだ。彼を許してのろわせておきなさい。主が彼に命じられたのだ。
12 Пәрвәрдигар бәлким мениң дәрдлиримни нәзиригә елип, бу адәмниң бүгүн мени қарғиғанлириниң орнида маңа яхшилиқ яндурар, деди.
主はわたしの悩みを顧みてくださるかもしれない。また主はきょう彼ののろいにかえて、わたしに善を報いてくださるかも知れない」。
13 Шуниң билән Давут өз адәмлири билән йолда меңивәрди. Шимәй болса Давутниң удулдики тағ бағрида маңғач қарғайтти һәм таш етип топа-чаң чачатти.
こうしてダビデとその従者たちとは道を行ったが、シメイはダビデに並んで向かいの山の中腹を行き、行きながらのろい、また彼に向かって石や、ちりを投げつけた。
14 Падиша вә униң билән болған хәлиқниң һәммиси һерип, мәнзилгә барғанда у йәрдә арам алди.
王および共にいる民はみな疲れてヨルダンに着き、彼はその所で息をついだ。
15 Әнди Абшалом барлиқ Исраиллар билән Йерусалимға кәлди; Аһитофәл униң билән биллә еди.
さてアブサロムとすべての民、イスラエルの人々はエルサレムにきた。アヒトペルもアブサロムと共にいた。
16 Давутниң дости аркилиқ Һушай Абшаломниң қешиға кәлгәндә, у Абшаломға: Падиша яшисун! Падиша яшисун! — деди.
ダビデの友であるアルキびとホシャイがアブサロムのもとにきた時、ホシャイはアブサロムに「王万歳、王万歳」と言った。
17 Абшалом Һушайға: Бу сениң достуңға көрситидиған һиммитиңму? Немишкә достуң билән бармидиң? — деди.
アブサロムはホシャイに言った、「これはあなたがその友に示す真実なのか。あなたはどうしてあなたの友と一緒に行かなかったのか」。
18 Һушай Абшаломға: Яқ, ундақ әмәс, бәлки Пәрвәрдигар вә бу хәлиқ һәмдә Исраилларниң һәммиси кимни таллиса, мән униңға тәвә болай вә униң йенида туримән.
ホシャイはアブサロムに言った、「いいえ、主とこの民とイスラエルのすべての人々が選んだ者にわたしは属し、かつその人と一緒におります。
19 Шуниңдин башқа кимниң хизмитидә болай? Униң оғлиниң қешида хизмәт қилмамдим? Сениң атаңниң қешида хизмәт қилғандәк, әнди сениң қешиңда хизмәт қилай, — деди.
かつまたわたしはだれに仕えるべきですか。その子の前に仕えるべきではありませんか。あなたの父の前に仕えたように、わたしはあなたの前に仕えます」。
20 Андин Абшалом Аһитофәлгә: Мәслиһәтлишип йол көрситиңлар; қандақ қилсақ болар? — деди.
そこでアブサロムはアヒトペルに言った、「あなたがたは、われわれがどうしたらよいのか、計りごとを述べなさい」。
21 Аһитофәл Абшаломға: Атаңниң ордисиға қариғили қойған кенизәклири билән биллә ятқин; шуниң билән пүткүл Исраил сениң өзүңни атаңға нәпрәтлик қилғанлиғиңни аңлайду; шундақ қилип саңа әгәшкәнләрниң қоллири күчләндүрүлиду, деди.
アヒトペルはアブサロムに言った、「あなたの父が家を守るために残された、めかけたちの所にはいりなさい。そうすればイスラエルは皆あなたが父上に憎まれることを聞くでしょう。そしてあなたと一緒にいる者の手は強くなるでしょう」。
22 Шуниң билән улар Абшалом үчүн ординиң өгүзидә бир чедир тикти; Абшалом һәммә Исраилниң көзлири алдида өз атисиниң кенизәклири билән биллә болди.
こうして彼らがアブサロムのために屋上に天幕を張ったので、アブサロムは全イスラエルの目の前で父のめかけたちの所にはいった。
23 У күнләрдә Аһитофәлниң бәргән мәслиһәти худди киши Худадин сорап еришкән сөз-каламдәк һесаплинатти. Униң Давутқа вә Абшаломға бәргән һәммә мәслиһәтиму һәм шундақ қарилатти.
そのころアヒトペルが授ける計りごとは人が神のみ告げを伺うようであった。アヒトペルの計りごとは皆ダビデにもアブサロムにも共にそのように思われた。

< Самуил 2 16 >