< Петрус 2 2 >
1 Лекин бурун хәлиқ ичидә сахта пәйғәмбәрләр чиққан, шуниңдәк араңлардиму сахта тәлим бәргүчиләр мәйданға чиқиду. Улар соқунуп кирип, һалакәткә елип баридиған бидъәт тәлимләрни араңларға астиртин киргүзүп, һәтта өзлирини һөр қилишқа сетивалған егисидинму тенип, буниң билән өз бешиға тезла һалакәт чүшүриду.
2 Нурғун кишиләр уларниң шәрмәндилигигә әгишип кетиду, шуниңдәк уларниң сәвәвидин һәқиқәт йоли һақарәткә учрайду.
3 Улар ачкөзлүгидин ойдурма сөзләр билән силәрни сатидиған мели қилиду. Әнди уларниң бешиға хелә бурунла бекитилгән җаза бекар олтармайду, уларниң һалакити болса ухлап ятмайду.
4 Чүнки Худа гуна садир қилған пәриштиләрни аяп олтармай, бәлки уларни тәһтисараниң һаңиға ташлап, сораққа тартқичә зулмәтлик қараңғулуқтики зәнҗирләр билән солап қойған йәрдә, (Tartaroō )
5 шундақла қедимки дуниядикиләрниму аяп қоймай, худасизлиққа берилгән дунияни топан билән ғәриқ қилип, пәқәт һәққанийлиққа дәвәт қилғучи Нуһни башқа йәттиси билән сақлап қалған йәрдә —
6 һәмдә кейин Содом вә Гоморра шәһәрлирини кейинки дәвирләрдики худасизлиққа берилгәнләргә ибрәт болсун дәп бекитип, бешиға күлпәтлик җазани чүшүрүп күл қилған,
7 шуниң билән биргә мошу әхлақсизларниң бузуқчилиқлиридин жиркинип азапланған, һәққаний болған Лутни улар арисидин қутулдурған йәрдә —
8 (әнә шундақ кишиләрниң ичидә яшиған һәққаний Лутниң һәққаний қәлби һәр күни аңлиған вә көргән итаәтсизликләр түпәйлидин азаплинатти)
9 әнди шуни көрүвалалаймизки, Рәб ихласмәнләрни дуч кәлгән синақлардин қандақ қутқузушни вә шуниңдәк һәққанийсизларни сорақ күнигичә җазалинишқа сақлап қоюшни билиду.
10 Буларниң арисидики өз әтлиригә әгишип пасиқ һәвәсләргә берилгән, шундақла һоқуқ егилиригә сәл қариғанларниң җазаси техиму шундақ болиду. Мошундақ кишиләр һали чоң, мәнмәнчиләрдур, улар «[роһий] улуқлар»ға һақарәт қилиштин һеч қорқмайдиғанлардур.
11 Һәтта улардин күч-қудрәттә үстүн туридиған пәриштиләрму Пәрвәрдигарниң алдида бу «[улуғлар]»[ни] һақарәт билән әрз қилмайду.
12 Амма булар худди овлинип боғузлиниш үчүн туғулған явайи әқилсиз һайванлардәк келип, өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә һақарәтлик сөз қилиду вә шундақла өзлириниң һалакәт ишлири билән толуқ һалак болиду,
13 шундақла өз һәққанийсизлиғиға тушлуқ җазаниң мевисини йәйду. Улар һәтта күндүзи очуқ-ашкарә әйш-ишрәт қилишниму ләззәт дәп һесаплайду; улар [силәргә] номус вә дағ кәлтүрүп силәр билән бир дәстиханда олтирип, өз мәккарлиқлиридин зоқлиниду.
14 Уларниң зинахорлуқ билән толған көзлири гуна садир қилиштин үзүлмәйду; улар тутами йоқ кишиләрни езиқтуриду; улар қәлбини ачкөзлүккә көндүргән, ләнәткә йеқин балилардур!
15 Улар тоғра йолдин чәтнәп, Босорниң оғли Балаамниң йолиға әгишип кәтти. У киши һарам йолда тапқан һәқни яхши көргүчи еди,
16 лекин у қилған қәбиһлиги түпәйлидин тәнбиһини йеди (зувансиз ешәк инсанниң авази билән сөзләп пәйғәмбәрниң әхмиқанә ишини тости).
17 Мана мошундақ кишиләр қуруп кәткән булақлар, борандин һайдилип жүргән туманларға охшайду; уларға мәңгүлүк зулмәтниң қап қараңғулуғида җай һазирлап қоюлған. ()
18 Чүнки улар ялған-явидақ йоған сөзләр билән махтинип, адәмниң әтлик һәвәслирини қозғитип әйш-ишрәт ишлири билән езитқулуқ йолида меңиватқанлардин өзлирини йеңила қачурғанларни аздуриду.
19 Улар мошу кишиләргә «Силәрни әркинликкә ериштүримиз» дәп вәдә қилиду, лекин өзлири әмәлийәттә бузуқлуқниң қуллиридур. Чүнки адәм немә тәрипидин бойсундурулған болса, шуниң қули болиду.
20 Чүнки әгәр улар Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһни тонуш арқилиқ бу дунияниң пасиқлиқлиридин қутулуп, кейин шуларға йәнә бағлинип, бойсундурулған болса, уларниң кейинки һали дәсләпкисидинму бәттәр болиду.
21 Чүнки һәққанийлиқ йолини билип туруп, өзигә йәткүзүлгән муқәддәс әмирдин йүз өрүгәндин көрә, бу йолни әслидинла билмигини әвзәл болатти.
22 Мошу ишәшлик һекмәтлик сөзләр уларда әмәлгә ашурулиду: — «Ишт айлинип өз қусуғини йәр» вә йәнә «Чошқа жуюнуп чиқипла қайтидин патқақта еғинар».