< Падишаһлар 2 7 >

1 Елиша: Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әтә мошу вақитларда Самарийәниң дәрвазисида бир халта ақ ун бир шәкәлгә вә икки халта арпа бир шәкәлгә сетилиду, — деди.
엘리사가 가로되 `여호와의 말씀을 들을지어다 여호와께서 가라사대 내일 이맘때에 사마리아 성문에서 고운 가루 한 스아에 한 세겔을 하고 보리 두 스아에 한 세겔을 하리라 하셨느니라'
2 Амма падиша белигини тутуп маңған қошун әмәлдари болса, Худаниң адимигә: Мана, һәтта Пәрвәрдигар асманға түңлүк ачсиму, ундақ ишниң болуши мүмкинму?! деди. У: — Сән өз көзүң билән көрисән, лекин шуниңдин йемәйсән, деди.
그 때에 한 장관 곧 왕이 그 손에 의지하는 자가 하나님의 사람에게 대답하여 가로되 `여호와께서 하늘에 창을 내신들 어찌 이런 일이 있으리요 엘리사가 가로되 네가 네 눈으로 보리라 그러나 그것을 먹지는 못하리라' 하니라
3 Әнди дәрвазиниң түвидә төрт мохо кесили бар адәм олтиратти. Улар бир-биригә: Немә үчүн мошу йәрдә өлүмни күтүп олтиримиз?
성문 어귀에 문둥이 네 사람이 있더니 서로 말하되 `우리가 어찌하여 여기 앉아서 죽기를 기다리랴
4 Шәһәргә кирәйли десәк, шәһәрдә ачарчилиқ болғачқа, у йәрдә өлимиз; бу йәрдә олтарсақму өлимиз. Қопуп Сурийләрниң ләшкәргаһиға кетәйли. Улар бизни айиса тирик қалимиз; бизни өлтүрәйли десә өлимиз, халас, — дейишти.
우리가 성에 들어가자고 할지라도 성 중은 주리니 우리가 거기서 죽을 것이요 여기 앉아 있어도 죽을지라 그런즉 우리가 가서 아람 군대에게 항복하자 저희가 우리를 살려 두면 살려니와 우리를 죽이면 죽을 따름이라' 하고
5 Шуни дәп улар кәчқурун Сурийләрниң ләшкәргаһиға барғили қопти. Ләшкәргаһиниң қешиға йетип кәлгәндә, мана һеч киши йоқ еди.
아람 진으로 가려하여 황혼에 일어나서 아람 진 가에 이르러 본즉 그 곳에 한 사람도 없으니
6 Чүнки Пәрвәрдигар Сурийләрниң ләшкәргаһиға җәң һарвулири, атлар вә зор чоң қошунниң садасини аңлатқан еди. Шуни аңлап улар бир-биригә: Мана, Исраилниң падишаси бишәк Һиттийларниң падишалирини вә Мисирлиқларниң падишалирини үстимизгә һуҗум қилғили ялливапту, дейишти;
이는 주께서 아람 군대로 병거 소리와 말 소리와 큰 군대의 소리를 듣게 하셨으므로 아람 사람이 서로 말하기를 이스라엘 왕이 우리를 치려하여 헷 사람의 왕들과 애굽 왕들에게 값을 주고 저희로 우리에게 오게 하였다 하고
7 кәчқурун қозғилип чедирлирини, ат билән ешәклирини ташлап ләшкәргаһни шу пети қоюп, өз җанлирини қутқузуш үчүн бәдәр қачқан еди.
황혼에 일어나서 도망하되 그 장막과 말과 나귀를 버리고 진을 그대로 두고 목숨을 위하여 도망하였음이라
8 Мохо кесили бар адәмләр ләшкәргаһниң йениға келип, бир чедирға кирип, йәп-ичип униңдин күмүч билән алтунни вә кийимләрни елип йошуруп қоюшти. Андин улар йенип келип, йәнә бир чедирға кирип у йәрдики олҗиниму елип йошуруп қоюшти.
그 문둥이들이 진 가에 이르자 한 장막에 들어가서 먹고 마시고 거기서 은과 금과 의복을 가지고 가서 감추고 다시 와서 다른 장막에 들어가서 거기서도 가지고 가서 감추니라
9 Андин улар бир-биригә: Бизниң бундақ қилғинимиз дурус әмәс. Бүгүн қутлуқ хәвәр бар күндур, лекин биз тинмай туруватимиз. Сәһәргичә қалсақ бу яманлиқ бешимизға чүшиду. Униң үчүн әнди берип падишаниң ордисидикиләргә бу хәвәрни йәткүзәйли, деди.
문둥이가 서로 말하되 우리의 소위가 선치 못하도다 오늘날은 아름다운 소식이 있는 날이어늘 우리가 잠잠하고 있도다 만일 밝은 아침까지 기다리면 벌이 우리에게 미칠지니 이제 떠나 왕궁에 가서 고하자 하고
10 Шуниң билән улар берип шәһәрниң дәрвазисидики пасибанларни чақирип уларға: Биз Сурийләрниң ләшкәргаһиға чиқсақ, мана һеч ким йоқ екән, һәтта адәмниң шәпәсиму йоқтур; бәлки атлар бағлақлиқ, ешәкләр бағлақлиқ болуп, чедирлар әйни пети туриду, деди.
드디어 가서 성 문지기를 불러 고하여 가로되 우리가 아람 진에 이르러 보니 거기 한 사람도 없고 사람의 소리도 없고 오직 말과 나귀만 매여 있고 장막들이 그대로 있더이다
11 Дәрвазидики пасибанлар шу хәвәрни товлап елан қилип, падишаниң ордисиға хәвәр йәткүзди.
저가 문지기들을 부르매 저희가 왕궁에 있는 자에게 고하니
12 Падиша кечиси қопуп хизмәткарлириға: — Мән Сурийләрниң бизгә немә қилмақчи болғинини силәргә дәп берәй. Улар бизниң ачарчилиқта қалғинимизни билип, ләшкәргаһдин чиқип далада мөкүнүвелип: — Исраиллар шәһәрдин чиқса, биз уларни тирик тутуп, андин шәһәргә кирәләймиз, дейишкән гәп, деди.
왕이 밤에 일어나 그 신복들에게 이르되 아람 사람이 우리에게 행한 것을 내가 너희에게 알게 하노니 저희가 우리의 주린 것을 아는고로 그 진을 떠나서 들에 매복하고 스스로 이르기를 저희들이 성에서 나오거든 우리가 사로잡고 성에 들어가겠다 한 것이니라
13 Хизмәткарлиридин бири җавап берип: — Бир нәччә кишини шәһәрдә қалған атлардин бәшни елип (уларниң ақивити бу йәрдә қалған Исраилниң барлиқ кишилириниңкидин, һәтта һалак болғанларниңкидин бәттәр болмайду!), уларни көрүп келишкә әвәтәйли, деди.
그 신복중 하나가 대답하여 가로되 청컨대 아직 성중에 남아 있는 말 다섯 필을 취하고 사람을 보내어 정탐하게 하소서 이 말들이 성중에 남아 있는 이스라엘 온 무리 곧 멸망한 이스라엘 온 무리와 같으니이다 하고
14 Шуниң билән улар икки җәң һарвуси билән уларға қатидиған атларни тәйяр қилди. Падиша уларни Сурийләрниң қошуниниң кәйнидин әвәтип: — Берип әһвални көрүп келиңлар, дәп буйруди.
저희가 병거 둘과 그 말을 취한지라 왕이 아람 군대 뒤로 보내며 가서 정탐하라 하였더니
15 Булар уларниң изидин Иордан дәриясиғичә қоғлап барди; вә мана, пүткүл йол бойи Сурийләр алдирап қачқанда ташливәткән кийим-кечәк вә һәр хил әсвап-үскүниләр билән толған еди. Әлчиләр йенип келип падишаға шуни хәвәр қилди.
저희가 그 뒤를 따라 요단에 이른즉 아람 사람이 급히 도망하느라고 버린 의복과 군물이 길에 가득하였더라 사자가 돌아와서 왕에게 고하매
16 У вақитта хәлиқ чиқип Сурийләрниң ләшкәргаһидин олҗиларни талиди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзидәк, бир халта ақ ун бир шәкәлгә, икки халта арпа бир шәкәлгә сетилди.
백성들이 나가서 아람 사람의 진을 노략한지라 이에 고운 가루 한 스아에 한 세겔이 되고 보리 두 스아에 한 세겔이 되니 여호와의 말씀과 같이 되었고
17 Әнди падиша билигини тутуп маңған һелиқи әмәлдарни дәрвазини башқурушқа тайинлап қойған еди. Әнди халайиқ дәрвазидин [етилип чиққанда] уни дәссәп-чәйливәтти вә шуниң билән у өлди. Бу иш падиша Худаниң адимини тутмақчи болуп, униң алдиға барғанда, дәл Елиша ейтқандәк болди.
왕이 그 손에 의지하였던 그 장관을 세워 성문을 지키게 하였더니 백성이 성문에서 저를 밟으매 하나님의 사람의 말대로 죽었으니 곧 왕이 내려왔을 때에 그의 한 말대로라
18 Шуниң билән Худаниң адими падишаға ейтқан шу сөз әмәлгә ашурулди: «Әтә мошу вақитларда Самарийәниң дәрвазисида икки халта арпа бир шәкәлгә вә бир халта ақ ун бир шәкәлгә сетилиду».
일찌기 하나님의 사람이 왕에게 고하여 이르기를 내일 이맘때에 사마리아 성문에서 보리 두 스아에 한 세겔을 하고 고운 가루 한스아에 한 세겔을 하리라 한즉
19 Амма һелиқи әмәлдар Худаниң адимигә: — «Мана, һәтта Пәрвәрдигар асманға түңлүк ачсиму, ундақ бир ишниң болуши мүмкинму?!» дегән еди. У: — «Сән өз көзүң билән көрисән, лекин шуниңдин йемәйсән», дегән еди.
그 때에 이 장관이 하나님의 사람에게 대답하여 가로되 여호와께서 하늘에 창을 내신들 어찌 이 일이 있으랴 하매 대답하기를 네가 네 눈으로 보리라 그러나 그것을 먹지는 못하리라 하였더니
20 Униңға һәм дәл шундақ болди; чүнки хәлиқ уни дәрвазида дәссәп өлтүргән еди.
그 장관에게 그대로 이루었으되 곧 백성이 성문에서 저를 밟으매 죽었더라

< Падишаһлар 2 7 >