< Падишаһлар 2 24 >

1 Униң күнлиридә Бабилниң падишаси Небоқаднәсар [Йәһудаға] һуҗум қилишқа чиқти; Йәһоаким униңға үч жилғичә беқинди болди, андин униңдин тенип униң һөкүмранлиғиға қарши чиқти. 2 Шу вақитларда Пәрвәрдигар униңға һуҗум қилишқа Калдийләр булаңчилар шайкиси, Сурийләр булаңчилар шайкиси, Моабийлар булаңчилар шайкиси, вә Аммонийлар булаңчилар шайкилирини қозғиди; у уларни Йәһудани һалак қилиш үчүн қозғиди. Бу ишлар Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләр арқилиқ агаһ қилған сөз-каламиниң әмәлгә ашурулуши еди. 3 Дәрвәқә Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Манассәһниң гуналири түпәйлидин Йәһудани Өз көзлиридин нери қилиш үчүн, бу ишлар уларниң бешиға чүшти. 4 Чүнки [Манассәһниң] наһәқ қан төкүп, Йерусалимни наһәқ қанлар билән толдурғини түпәйлидин, Пәрвәрдигар [Йәһудаларни] әпу қилишқа көңли унимайтти. 5 Йәһоакимниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? 6 Йәһоаким ата-бовилириниң арисида ухилди; оғли Йәһоакин униң орнида падиша болди. 7 Мисирниң падишаси болса өз жутидин иккинчи чиқмиди. Чүнки Бабилниң падишаси «Мисир еқини»дин тартип Әфрат дәриясиғичә болған Мисир падишасиға тәвә зиминни тартивалған еди. 8 Йәһоакин падиша болғанда он сәккиз яшта болуп, үч ай Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Нәһушта еди; у Йерусалимлиқ Әлнатанниң қизи еди. 9 Йәһоакин атисиниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. 10 Бабилниң падишаси Небоқаднәсарниң сәрдарлири Йерусалимға җәң қилғили чиқип, шәһәрни қамал қилди. 11 Униң сәрдарлири шәһәрни қамал қилип турғанда Небоқаднәсар өзиму шәһәрниң сиртиға чиқти. 12 Андин Йәһуданиң падишаси Йәһоакин билән аниси, барлиқ хизмәткарлири, әмәлдарлири вә ағватлири Бабил падишасиниң алдиға чиқип униңға тән бәрди. Шундақ қилип Бабилниң падишаси өз сәлтәнитиниң сәккизинчи жилида уни әсир қилип тутти. 13 Небоқаднәсар Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ ғәзниләр билән падишаниң ордисидики ғәзниләрни елип кәтти; Пәрвәрдигар агаһ бәргинидәк, у Исраилниң падишаси Сулайман Пәрвәрдигарниң ибадәтханиси үчүн ясатқан һәммә алтун қача-әсвапларни кесип сөкти. 14 Йерусалимниң барлиқ аһалисини, җүмлидин һәммә әмәлдарлар, һәммә батур палванлар, җәмий болуп он миң әсирни вә барлиқ һүнәрвәнләр вә төмүрчиләрниму елип кәтти; жуттики хәлиқтин әң намратлардин башқа һеч ким қалмиди. 15 У Йәһоакинни Бабилға елип кәтти вә шуниңдәк падишаниң анисини, падишаниң аяллирини, униң ағватлири вә жуттики мөтивәрләрни әсир қилип Йерусалимдин Бабилға елип барди. 16 У батур-палванларниң һәммисини (йәттә миң еди), һүнәрвән вә төмүрчиләрни (җәмий бир миң еди) — буларниң һәммиси җәңгивар адәмләр болуп, Бабилниң падишаси уларни әсир қилип, Бабилға елип кәтти. 17 Андин Бабилниң падишаси Йәһоакинниң тағиси Маттанияни униң орнида падиша қилип, униң исмини Зәдәкияға өзгәртти. 18 Зәдәкия падиша болғанда жигирмә бир яшта болуп, он бир жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң аниси Либнаһлиқ Йәрәмияниң қизи болуп, исми Һамутал еди. 19 Зәдәкия Йәһоакимниң барлиқ қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти. 20 Пәрвәрдигарниң Йерусалимға һәм Йәһудаға қаратқан ғәзиви түпәйлидин, Пәрвәрдигар уларни Өз һозуридин һайдивәткичә болған арилиқта, төвәндики ишлар йүз бәрди: — авал, Зәдәкия Бабил падишасиға исян көтәрди.

< Падишаһлар 2 24 >