< Коринтлиқларға 2 5 >

1 Чүнки бу зиминға тәвә өйимиз, йәни бу чедиримиз йоқитилсиму, Худа тәрипидин болған, инсан қоли билән ясалмиған бир өй, йәни асманларда әбәдий бир маканимиз бардур дәп билимиз. (aiōnios g166) 2 Әнди бу [кона өйимиздә] турғинимизда асмандики өйимизни кийивелишқа зор интизар билән аһ урмақтимиз 3 (бәрһәқ, [асмандики өйимизни] кийивалсақ ялаңач қалмаймиз). 4 Чүнки мошу чедирда турғинимизда, еғирчилиқта аһ урмақтимиз; бу бизниң ялаңачлинишни халиқинимиз әмәс, бәлки кийиндүрүлүшни, йәни биздә өлидиған немә болса, униң һаят тәрипидин жутулушини халаймиз. 5 Әнди бизни дәл мошу ишқа тәйярлиғучи болса Худадур; У бизгә «капаләт» болған Өз Роһиниму ата қилди. 6 Шуниң билән биз һемишә юрәклик болимиз; һәмдә тенимиздә макан тутқинимизда Рәбдин нери болған мусапир болимиз дәп билимиз 7 (чүнки биз көрүш сезими билән әмәс, етиқат билән маңимиз); 8 биз юрәклик болуп, шуниңдәк тәндин нери болуп Рәб билән биллә бир маканда болушқа техиму хурсәнмиз. 9 Шуниң билән, мәйли тәндә болайли, тәндин нери болайли, уни хурсән қилишни истәк-нишан қилип интилимиз. 10 Чүнки тәндә қилған әмәллиримизни, яхшилиқ болсун, яманлиқ болсун, һәр биримизгә қайтурулуши үчүн Мәсиһниң сорақ тәхти алдида һазир болушимиз лазим болиду. 11 Шуниң билән Рәбниң дәһшитини билгәнлигимиз үчүн, инсанларни ишәндүрүшкә тиришимиз; лекин биз Худаға очуқ-ашкаримиз, шуниңдәк силәрниң виҗданиңлардиму ашкарә тонулсақ дәп үмүт қилимән. 12 Биз һазир өзимизни қайтидин силәргә тәвсийә қилғинимиз йоқ, бәлки пәқәт силәрдә қәлбдики ишлардин әмәс, ташқи қияпәттин пәхирлинидиғанларға бәргидәк җавап болсун дәп, силәргә бизләрдин пәхирлиниш имканийитини яритип бериватимиз. 13 Чүнки ич-ичимизгә сиғмай қалған болсақму Худа алдида шундақ болдуқ, салмақ болсақму силәр үчүн шундақ болимиз. 14 Чүнки Мәсиһниң муһәббити бизни [шундақ қилишқа] үндәйду; чүнки биз бириси һәммәйлән үчүн өлди, шуңа һәммәйләнниму өлди, дәп һесаплаймиз. 15 Вә У һәммәйләнни дәп өлди, буниңдин мәхсәт, һаят болғанлар өзлири үчүн әмәс, бәлки уларни дәп өлүп тирилгүчи үчүн яшиши үчүндур. 16 Шуниң билән биз буниңдин кейин һеч кимни инсанларчә тонумаймиз; һәтта биз Мәсиһни инсанларчә тонуған болсақ, буниңдин кейин уни йәнә шундақ тонумаймиз. 17 Шуңа әнди бириси Мәсиһдә болса, у йеңи бир яритилғучидур! Кона ишлар өтүп, мана, һәммә иш йеңи болди! 18 Вә барлиқ ишлар Худадиндур; У бизни Мәсиһ арқилиқ Өзигә енақлаштурди, шундақла бизгә енақлаштуруш хизмитини тапшурди: — 19 демәк, Худа Мәсиһдә адәмләрниң итаәтсизликлирини уларниң әйиви билән һесаплашмай, аләмни Өзигә енақлаштурди; шуниңдәк бизгә енақлаштуруш хәвирини аманәт қилип тапшурди. 20 Шуңа худди Худа биз арқилиқ [адәмләрдин енақлиққа келишни] өтүнгинидәк, биз Мәсиһкә вакалитән әлчиләрдурмиз; Мәсиһниң орнида «Худаға енақлаштурулғайсиләр!» дәп өтүнимиз. 21 Гунаға һеч тонуш болмиған кишини Худа бизни дәп гунаниң өзи қилди; мәхсити шуки, бизниң Униңда Худаниң һәққанийлиғи болушимиз үчүндур.

< Коринтлиқларға 2 5 >