< Тарих-тәзкирә 2 4 >

1 Узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги жигирмә гәз, егизлиги он гәз келидиған бир мис қурбангаһ ясатти. 2 У мистин «деңиз» ясатти; униң шәкли дүгиләк болуп, у гирвикидин бу гирвикигичә он гәз келәтти; егизлиги бәш гәз, айланмиси оттуз гәз еди. 3 «Деңиз»ниң сиртқи аста қисми буқиниң шәкли билән чөрүлдүрүп безәлгән болуп, буқилар һәр бир гәзгә ондин, икки қатар қилинип, мис «деңиз» билән тәң қуюп чиқилған еди. 4 Мис «деңиз»ни он икки мис буқа көтирип туратти; униң үчи шималға, үчи ғәрипкә, үчи җәнупқа, үчи шәриққә қарап туратти. «деңиз» буқиниң дүмбисигә ятқузулған болуп, буқиларниң қуйруғи ичи тәрәптә еди. 5 Мис деңизниң қелинлиғи бир алқан болуп, чөриси чининиң гирвикидәк нилупәр шәклидә қилинған, униңға үч миң бат су пататти. 6 У йәнә он «жуюш деси» яситип, бәшини мис деңизниң оң тәрипигә, бәшини сол тәрипигә қойғузди; көйдүрмә қурбанлиқларға ишлитидиған буюм-әсваплириниң һәммиси шу дасларда жуюлатти; «деңиз» болса каһинларниң жуюнуши үчүн ишлитиләтти. 7 У йәнә бәлгүләнгән шәкилдә он алтун чирақдан яситип муқәддәс җайниң ичигә орнатти; униң бәшини оң тәрәпкә, бәшини сол тәрәпкә қойдурди. 8 Йәнә он ширә яситип муқәддәс җайниң ичигә қойғузди; униң бәшини оң тәрәпкә, бәшини сол тәрәпкә қойғузди. У йәнә йүз данә алтун чинә ясатти. 9 У йәнә «каһинлар һойлиси», чоң һойла вә чоң һойлиниң дәрвазилирини ясатти вә дәрвазиларниң һәммисини мис билән қаплатти. 10 У мис «деңиз»ни ибадәтханиниң оң тәрипигә, йәни шәрқий җәнуп тәрипигә қойғузди. 11 Һурам йәнә қазан, күрәк вә қача-қучиларни әткүзди. Һурам шу тәриқидә Сулайман падиша үчүн Худаниң өйиниң барлиқ қурулуш хизмитини пүттүрди, 12 Йәни икки түврүк, икки түврүкниң үстидики апқурсиман икки баш вә бу икки башни йепип туридиған икки торни яситип пүттүрди. 13 Шу икки тор үстигә қайчилаштурулған төрт йүз анарни ясатти; бир торда икки қатар анар болуп, түврүк үстидики апқурсиман икки башни йепип туратти. 14 У он дас тәглиги вә дас тәглигигә қоюлидиған он «жуюш деси»ни, 15 «мис деңиз» вә униң астидики он икки мис буқини ясатқузди. 16 Қазан, күрәк, вилка-илмәкләр, вә мунасивәтлик барлиқ әсвапларни Һурам-Аби Пәрвәрдигарниң өйини дәп Сулайман падишаға пақирайдиған миста яситип бәрди. 17 Падиша буларни Иордан түзләңлигидә, Суккот билән Зәрәдатаһ оттурисида, [шу йәрдики] сеғиз лайда қелип ясап, қуйдуруп чиқти. 18 Сулайман ясатқузған бу әсвапларниң сани интайин көп еди; кәткән мисниң еғирлиғини өлчәп болмайтти. 19 Сулайман йәнә Худаниң өйи ичидики барлиқ әсвапларни ясатти — йәни алтун хушбуйгаһни, «тәқдим нан» қоюлидиған ширәләрни 20 вә сап алтунда қилинған чирақданлар билән чирақлирини ясатқузди; бу чирақлар бәлгүлимә бойичә ички «каламхана» алдида яндуруш үчүн болди. 21 У йәнә чирақданниң гүллири, чирақ вә пилик қайчилириниң һәммисини алтундин қилдурди (улар сап алдундин еди). 22 У йәнә печақлар, тавақлар, пиялә-қача вә күлданларниң һәммисини сап алтундин қилдурди. У өйниң ишиклирини, йәни ичидики әң муқәддәс җайға киридиған ички қатлима ишикләр вә өйниң «муқәддәс җай»иниң ташқириқи ишиклирини алтундин қилдурди.

< Тарих-тәзкирә 2 4 >