< Тарих-тәзкирә 2 30 >

1 Һәзәкия пүтүн Исраилға вә Йәһудаға адәм әвәтип һәмдә Әфраимлар билән Манассәһләргә хәт йезип, уларни Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни сеғинип «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүш үчүн Йерусалимға, Пәрвәрдигарниң өйигә жиғилишни чақирди
希西家差遣人去見以色列和猶大眾人,又寫信給以法蓮和瑪拿西人,叫他們到耶路撒冷耶和華的殿,向耶和華-以色列的上帝守逾越節;
2 (Падишаһ, әмәлдарлири вә Йерусалимдики барлиқ җамаәт билән биллә мәслиһәтлишип, иккинчи айда өтүп кетиш һейтини өткүзәйли дәп қарарға келишти.
因為王和眾首領,並耶路撒冷全會眾已經商議,要在二月內守逾越節。
3 Лекин пакланған каһинлар йетишмигәчкә, хәлиқму Йерусалимға жиғилип болмиғачқа, һейтни вақтида өткүзәлмиди).
正月間他們不能守;因為自潔的祭司尚不敷用,百姓也沒有聚集在耶路撒冷;
4 Падиша вә пүткүл җамаәт бу планни наһайити яхши бопту, дәп қариди.
王與全會眾都以這事為善。
5 Шуниң билән улар пүткүл Исраилниң Бәәр-Шебадин Данғичә барлиқ хәлқини Йерусалимға келип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни сеғинип өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә чақириқнамә әвәтәйли, дәп бекитти; чүнки улар һейтни узун вақитлардин буян пүтүлгән бәлгүлимә бойичә өткүзүлмигән еди.
於是定了命令,傳遍以色列,從別是巴直到但,使他們都來,在耶路撒冷向耶和華-以色列的上帝守逾越節;因為照所寫的例,守這節的不多了。
6 Чапармәнләр падиша билән әмәлдарларниң хәтлирини елип, пүтүн Исраил вә Йәһуда жутини кезип, падишаниң ярлиғи бойичә мундақ хәвәрни җакалиди: «И Исраиллар, Ибраһим, Исһақ вә Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға йенип келиңлар, шундақ қилсаңлар У Асурийә падишалириниң чаңгилидин қутулған қалдиңларниң йениға йенип келиду.
驛卒就把王和眾首領的信,遵着王命傳遍以色列和猶大。信內說:「以色列人哪,你們當轉向耶和華-亞伯拉罕、以撒、以色列的上帝,好叫他轉向你們這脫離亞述王手的餘民。
7 Ата-боваңлар вә қериндишиңларға охшаш болмаңлар; улар өз ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға асийлиқ қилғачқа, У худди силәр көргәндәк уларни харабичиликкә тапшурған.
你們不要效法你們列祖和你們的弟兄;他們干犯耶和華-他們列祖的上帝,以致耶和華丟棄他們,使他們敗亡,正如你們所見的。
8 Ата-боваңларға охшаш бойнуңларни қаттиқ қилмаңлар; Пәрвәрдигарниң отлуқ ғәзивиниң силәрдин көтирилип кетиши үчүн, әнди силәр Пәрвәрдигарға беқиниңлар, У мәңгүгә Өзигә хас дәп атиған муқәддәсханиға келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар.
現在不要像你們列祖硬着頸項,只要歸順耶和華,進入他的聖所,就是永遠成聖的居所;又要事奉耶和華-你們的上帝,好使他的烈怒轉離你們。
9 Әгәр силәр Пәрвәрдигарға қайтсаңлар, қериндашлириңлар вә бала-җақилириңлар өзлирини тутқун қилғанларниң алдида рәһим-илтипатқа еришип, бу жутқа қайтип келиду; чүнки Худайиңлар болған Пәрвәрдигар шапаәтлик вә рәһимликтур; силәр Униң тәрипигә өтсәңлар, У силәрдин йүз өрүмәйду».
你們若轉向耶和華,你們的弟兄和兒女必在擄掠他們的人面前蒙憐恤,得以歸回這地,因為耶和華-你們的上帝有恩典、施憐憫。你們若轉向他,他必不轉臉不顧你們。」
10 Чапармәнләр шәһәрму-шәһәр берип, таки Зәбулунғичә Әфраим вә Манассәһниң жутлирини кезип чиқти; лекин у йәрдикиләр уларни заңлиқ қилип мәсқирә қилатти.
驛卒就由這城跑到那城,傳遍了以法蓮、瑪拿西,直到西布倫。那裏的人卻戲笑他們,譏誚他們。
11 Һалбуки, Ашир, Манассәһ вә Зәбулунлардин бәзилири өзлирини төвән тутуп Йерусалимға кәлди.
然而亞設、瑪拿西、西布倫中也有人自卑,來到耶路撒冷。
12 Униң үстигә, Худаниң қоли Йәһудаларниң үстидә болуп, уларни бир нийәттә падишаниң вә әмәлдарларниң Пәрвәрдигарниң сөзигә асасән чиқарған әмрини ишқа ашурушқа бир җан бир дил қилди.
上帝也感動猶大人,使他們一心遵行王與眾首領憑耶和華之言所發的命令。
13 Шуниң билән иккинчи айда нурғун кишиләр петир нан һейтини өткүзүш үчүн Йерусалимға жиғилған еди; топланған хәлиқ зор бир түркүм адәм еди.
二月,有許多人在耶路撒冷聚集,成為大會,要守除酵節。
14 Улар қозғилип Йерусалим шәһиридики қурбангаһларни бузуп йоқитип, исриқгаһларниму елип чиқип, Кидрон җилғисиға апирип ташлиди.
他們起來,把耶路撒冷的祭壇和燒香的壇盡都除去,拋在汲淪溪中。
15 Улар иккинчи айниң он төртинчи күни өтүп кетиш һейтиға аталған [қозиларни] сойди. Каһинлар билән Лавийлар буниңға қарап хиҗил болуп, өзлирини [Худаға] муқәддәс болушқа паклап, көйдүрмә қурбанлиқларни Пәрвәрдигарниң өйигә елип келишти.
二月十四日,宰了逾越節的羊羔。祭司與利未人覺得慚愧,就潔淨自己,把燔祭奉到耶和華殿中,
16 Улар Худаниң адими болған Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға асасән, бәлгүлимә бойичә өз орунлириға келип турушти. Каһинлар Лавийларниң қолидин қанни елип [қурбангаһқа] сәпти.
遵着神人摩西的律法,照例站在自己的地方;祭司從利未人手裏接過血來,灑在壇上。
17 Җамаәт ичидә паклинип болмиғанлар хелә болғачқа, Лавийлар пакланмиған барлиқ кишиләрниң орнида өтүп кетиш һейтиға беғишланған қозиларни Пәрвәрдигарға аташ үчүн союшқа мәсъул еди.
會中有許多人尚未自潔,所以利未人為一切不潔之人宰逾越節的羊羔,使他們在耶和華面前成為聖潔。
18 Чүнки Әфраим вә Манассәһ, Иссакар вә Зәбулундин кәлгән көпинчиси, хелә көп бир түркүм кишиләр пакланмай турупла, Тәврат бәлгүлимисигә хилап һалда өтүп кетиш һейтиға атап союлған қоза гөшлирини йейишкә киришти; бирақ Һәзәкия улар һәққидә дуа қилип: — Кимки өз ата-бовисиниң Худаси болған Пәрвәрдигарни чин көңлидин изләш нийитигә кәлгән болса, гәрчә улар муқәддәсханиға аит паклиниш бәлгүлимисигә мувапиқ пак қилинмисиму, меһриван Пәрвәрдигар уларни әпу қилғай, деди.
以法蓮、瑪拿西、以薩迦、西布倫有許多人尚未自潔,他們卻也吃逾越節的羊羔,不合所記錄的定例。希西家為他們禱告說:「凡專心尋求上帝,就是耶和華-他列祖之上帝的,雖不照着聖所潔淨之禮自潔,求至善的耶和華也饒恕他。」
20 Пәрвәрдигар Һәзәкияниң дуасиға қулақ селип хәлиқни әпу қилди.
耶和華垂聽希西家的禱告,就饒恕百姓。
21 Йерусалимда туруватқан Исраиллар петир нан һейтини йәттә күн шундақ хошаллиқ ичидә өткүзди; Лавийлар билән каһинлар һәр күни Пәрвәрдигарға аталған мәдһийә сазлири билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушти.
在耶路撒冷的以色列人大大喜樂,守除酵節七日。利未人和祭司用響亮的樂器,日日頌讚耶和華。
22 Һәзәкия Пәрвәрдигарниң вәһийлирини чүшәндүрүшкә маһир Лавийларға илһам берип турди; хәлиқ йәттә күн һейт қурбанлиқлирини йеди; улар енақлиқ қурбанлиқлирини сунуп, ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни мәдһийилиди.
希西家慰勞一切善於事奉耶和華的利未人。於是眾人吃節筵七日,又獻平安祭,且向耶和華-他們列祖的上帝認罪。
23 Барлиқ җамаәт йәнә йәттә күн һейт өткүзүш тоғрилиқ мәслиһәтлишип, йәнә хошал-хурамлиққа чөмгән һалда йәттә күн һейт өткүзди.
全會眾商議,要再守節七日;於是歡歡喜喜地又守節七日。
24 Чүнки Йәһуданиң падишаси Һәзәкия җамаәткә миң буқа вә йәттә миң қой һәдийә қилди; әмәлдарларму җамаәткә миң буқа, он миң қой һәдийә қилди. Нурғун каһинлар өзлирини [Худаға] атап паклиди.
猶大王希西家賜給會眾公牛一千隻,羊七千隻為祭物;眾首領也賜給會眾公牛一千隻,羊一萬隻,並有許多的祭司潔淨自己。
25 Пүткүл Йәһуда җамаити, каһинлар, Лавийлар, Исраилдин чиққан барлиқ җамаәт, җүмлидин Исраилда туруватқан мусапирлар һәмдә Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси аламәт хошал болушти.
猶大全會眾、祭司、利未人,並那從以色列地來的會眾和寄居的人,以及猶大寄居的人,盡都喜樂。
26 Йерусалимни ғайәт зор хошаллиқ кәйпият қаплиди; чүнки Исраилниң падишаси Давутниң оғли Сулайманниң заманидин буян, Йерусалимда мундақ тәнтәнә болуп бақмиған еди.
這樣,在耶路撒冷大有喜樂,自從以色列王大衛兒子所羅門的時候,在耶路撒冷沒有這樣的喜樂。
27 Ахирида Лавийлардин болған каһинлар орнидин қопуп, хәлиққә бәхит-бәрикәт тилиди; уларниң садаси Худаға аңланди, дуаси асманларға, Униң муқәддәс туралғусиға йәтти.
那時,祭司、利未人起來,為民祝福。他們的聲音蒙上帝垂聽,他們的禱告達到天上的聖所。

< Тарих-тәзкирә 2 30 >