< Тарих-тәзкирә 2 3 >

1 Сулайман Йерусалимда Пәрвәрдигар атиси Давутқа аян болған Мория теғида, йәни Йәбусий Орнанниң хаминида, Давут тәйяр қилип қойған йәрдә, Пәрвәрдигарниң өйини селиш ишини башлиди. 2 Сулайманниң сәлтәнитиниң төртинчи жили, иккинчи айниң иккинчи күни у қурулушни башлиди. 3 Сулайман салған Худаниң өйиниң ули мундақ: — узунлуғи (қедимки заманда қолланған өлчәм бойичә) атмиш гәз, кәңлиги жигирмә гәз еди. 4 Өйниң алдидики айванниң узунлуғи жигирмә гәз болуп, өйниң кәңлигигә тоғра келәтти; егизлиги жигирмә гәз еди; у ичини сап алтун билән қаплатти. 5 У өйниң чоң зелиниң тамлирини арча-қариғай тахтайлири билән қаплатти, андин кейин сап алтун қаплатти вә үстигә хорма дәриғиниң шәкли билән зәнҗир нәқишлирини ойдурди. 6 У өйни аламәт чирайлиқ қилип тамлирини йәнә есил таш-яқутлар билән зиннәтләтти. У ишләткән алтунлар пүтүнләй парвайим алтуни еди. 7 У пүтүн өйни, өйниң лимлири, ишик босуға-кешәклири, барлиқ тамлири вә ишиклирини алтун билән қаплиди; у тамға керубларниң нәқишлирини ойдурди. 8 Сулайман йәнә әң муқәддәс җайни ясатти; униң узунлуғи жигирмә гәз болуп (өйниң кәңлиги билән тәң еди), кәңлигиму жигирмә гәз еди; у униң ичини пүтүнләй сап алтун билән қаплатти; алтун җәмий болуп алтә йүз талалнт еди. 9 Алтун миқниң еғирлиғи җәмий әллик шәкәл болди. Балиханилириниң ичиму алтун билән қапланди. 10 Әң муқәддәс җай ичидә у икки керубниң һәйкилини ясап, уларни пүтүнләй алтун билән қаплиди. 11 Икки керубниң қанитиниң узунлуғи җәмий жигирмә гәз еди; бир керубниң бир қанитиниң узунлуғи бәш гәз болуп, өйниң темиға тегип туратти; иккинчи тәрәптики қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, иккинчи бир керубниң қанитиға йетәтти. 12 Йәнә бир керубниң қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, уму өй темиға тегип туратти; иккинчи бир қанитиниң узунлуғиму бәш гәз болуп, алдинқи бир керубниң қанитиға йетәтти. 13 Бу икки керубниң қанатлири йейилған һалда болуп, узунлуғи җәмий жигирмә гәз келәтти; иккила керуб өрә турғузулған болуп, йүзлири өйниң ичигә қарайтти. 14 Сулайман йәнә көк рәңлик, сөсүн рәңлик, тоқ қизил вә ақ рәңлик жип тоқулмилиридин вә нәпис канаптин [өйниң ичидики] пәрдисини ясатти, униң үстигә керубларни кәштә қилип тоқутти. 15 Өйниң алдиға йәнә егизлиги оттуз бәш гәз келидиған икки түврүк ясап қойдурди; һәр түврүкниң бешиниң егизлиги бәш гәз келәтти. 16 У йәнә (ички каламханидикидәк) марҗансиман зәнҗир яситип, түврүк башлири үстигә орнатти; у йүз данә анар яситип уларни зәнҗирләргә орнатти. 17 У бу икки түврүкни өйниң алдиға, бирисини оң тәрипидә, бирисини сол тәрипидә турғузди; у оң тәрәптикисини Яқин, сол тәрәптикисини Боаз дәп атиди.

< Тарих-тәзкирә 2 3 >