< Тарих-тәзкирә 2 27 >

1 Йотам тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Йәруша болуп, Задокниң қизи еди. 2 У атиси Уззияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди (лекин у Пәрвәрдигарниң муқәддәсханисиға кирмиди). Лекин хәлиқ йәнила бузуқ ишларни қиливәрди. 3 Пәрвәрдигар өйиниң жуқуриқи дәрвазисини ясатқучи Йотам еди; у йәнә Офәлдики сепилдиму нурғун қурулушларни қилди. 4 У Йәһуданиң тағлиқ районида шәһәрләрни бена қилди, орманлиқлардиму қәлъә-қорғанлар вә күзәт мунарлирини ясатти. 5 У Аммонийларниң падишаси билән уруш қилип уларни йәңди; шу жили Аммонийлар униңға үч талант күмүч, миң тонна буғдай, миң тонна арпа олпан бәрди; Аммонийлар иккинчи вә үчинчи жилиму униңға охшаш олпан елип кәлди. 6 Йотам Худаси Пәрвәрдигар алдида йоллирини тоғра қилғини үчүн қудрәт тапти. 7 Йотамниң қалған ишлири, җүмлидин қилған җәңлири вә тутқан йоллириниң һәммиси мана «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. 8 У тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. 9 Йотам ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди; оғли Аһаз униң орниға падиша болди.

< Тарих-тәзкирә 2 27 >