< Тарих-тәзкирә 2 21 >

1 Йәһошафат ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давут шәһири»дә дәпнә қилинди; оғли Йәһорам униң орниға падиша болди. 2 [Йәһорамниң] бир нәччә иниси, йәни Йәһошафатниң Азария, Йәһийәл, Зәкәрия, Азарияһу, Микаил вә Шәфатия дегән оғуллири бар еди; уларниң һәммиси Исраил падишаси Йәһошафатниң оғуллири еди. 3 Уларниң атиси уларға нурғун алтун, күмүч вә қиммәтлик буюмларни, шундақла Йәһуда зиминидики бир қанчә қорғанлиқ шәһәрни соға қилди; пәқәт падишалиқни болса, Йәһорам чоң оғли болғачқа, униңға бәрди. 4 Йәһорам атисиниң падишалиқ тәхтигә чиқип һоқуқини мустәһкәмлиди. Андин у барлиқ инилирини, шундақла Йәһудадики бир қанчә әмәлдарларни қиличлап қәтл қилди. 5 Йәһорам тәхткә олтарғинида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди. 6 У Аһаб җәмәтидикиләргә охшаш, Исраилниң падишалири маңған йолда маңди, чүнки у Аһабниң қизини әмригә алған еди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. 7 Бирақ Пәрвәрдигар Давут билән түзгән әһдиси сәвәплик, Давутқа вә униң әвлатлириға мәңгү өчмәйдиған бир чирақ қалдурай дәп, вәдә қилғини бойичә Давутниң җәмәтини йоқ қилип ташлашни халимиди. 8 [Йәһорамниң] сәлтәнитидики күнләрдә Едомлар Йәһудадин айрилип чиқип, өз алдиға өзлиригә һөкүмранлиқ қилидиған бир падиша тиклиди. 9 Йәһорам, сәрдарлири вә барлиқ җәң һарвулири [Иордан дәриясидин] өтүп, кечидә қозғилип чиқип, өзлирини қоршивалған Едомийларға вә җәң һарвуси сәрдарлириға һуҗум қилип ғалип кәлди. 10 Һалбуки, Едомийлар шуниңдин етиварән Йәһудаға қарши чиқип, таки бүгүнгә қәдәр Йәһуданиң һөкүмранлиғидин айрилип турди. Йәһорам ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлиғини үчүн Либнаһлиқларму шу чағда униңға қарши чиқип униң қолидин айрилип чиқти. 11 Униң үстигә, Йәһорам йәнә Йәһуданиң тағлирида «жуқури җайлар»ни яситип, Йерусалимда туруватқанларни бузуқчилиққа путлаштурди, Йәһудаларниму шундақ аздурди. 12 Шу вақитларда Илияс пәйғәмбәр тәрипидин йезилған бир мәктуп Йәһорамға тәгди, униңда мундақ дейилди: «Сениң боваң Давутниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Сән атаң Йәһошафатниң йоллирида маңмай, шуниңдәк Йәһуда падишаси Асаниңму йоллирини тутмай, 13 бәлки Исраил падишалириниң йоллирида меңип, Йәһудаларни вә Йерусалимда туруватқанларни худди Аһаб җәмәтидикиләр бузуқчилиқлар қилғандәк бузуқчилиқларға путлаштурғанлиғиң үчүн, шундақла атаңниң җәмәтидикиләрни, йәни өзүңдин яхши болған инилириңни қәтл қилғиниң үчүн, 14 Пәрвәрдигар сениң хәлқиңни, хотун бала-җақилириңни вә барлиқ мал-мүлкүңгә аламәт зор зәрб билән уриду. 15 У сениму еғир вабалар билән уруп, үчәй-бағриңни еғир кесәлгә муптила қилидуки, кесилиң күндин күнгә еғирлишип, үчәйлириң еқип чиқиду»» дейилгән еди. 16 Кейинки вақитларда Пәрвәрдигар Филистийләрниң вә Ефиопийләрниң йенидики Әрәбләрниң роһини Йәһорамға қарши қозғатти. 17 Шуниң билән улар Йәһуда зиминиға зәрб қилип бесип өтти вә падиша ордисидики барлиқ мал-мүлүкни булаң-талаң қилип, оғуллири билән хотунлирини тутқун қилип елип кәтти; улар кәнҗи оғли Йәһоаһаздин бөләк оғуллиридин бириниму қалдурмиди. 18 Бу вақиәдин кейин Пәрвәрдигар Йәһорамни уруп, үчәйлирини сақаймас еғир кесәлгә гириптар қилди. 19 Вә шундақ болдики, униң кесили күндин-күнгә еғирлишип, икки жил вақит өтүшкә аз қалғанда, кесәллик түпәйлидин үчәйлири тешилип чүшти, у толиму азаплинип өлди; униң хәлқи ата-бовилирини иззәтләп уларға хушбуй яққандәк, униңға һеч қандақ хушбуй йеқип олтармиди. 20 Йәһорам тәхткә чиққан чеғида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди вә у дуниядин кәткәндә һеч ким униңға қайғу-һәсрәт чәкмиди. Халайиқ уни «Давут шәһири»гә дәпнә қилди, лекин падишалар қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди.

< Тарих-тәзкирә 2 21 >