< Тарих-тәзкирә 2 12 >

1 Рәһобоамниң падишалиғи мустәһкәм болғанда, шундақла күчәйгәндә, шундақ болдики, у Пәрвәрдигарниң қанун-әһкамлирини тәрк қилди вә пүткүл Исраилларму униңға әгишип кәтти. 2 Вә уларниң Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилғини түпәйлидин, Рәһобоам сәлтәнитиниң бәшинчи жилида шундақ болдики, Мисирниң падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қозғиди. 3 Шишак бир миң икки йүз җәң һарвуси, атмиш миң атлиқ әскәрни башлап кәлди; у өзи билән биллә Мисирдин елип чиққан ләшкәрләр, җүмлидин Ливийәликләр, Суккийләр вә Ефиопийләр сан-санақсиз еди. 4 У Йәһудаға тәвә болған қорғанлиқ шәһәрләрни ишғал қилди, андин Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди. 5 Бу чағда Шишак сәвәвидин Йәһуда әмәлдарлири Йерусалимға жиғилишқан еди; Шимая пәйғәмбәр Рәһобоам вә әмәлдарларниң йениға келип уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр мениңдин ваз кәчкиниңлар үчүн, Мәнму силәрдин ваз кечип Шишакниң қолиға тапшурдум» дәйду, деди. 6 Шуни аңлап, Исраил әмәлдарлири билән падиша өзлирини төвән қилип: — Пәрвәрдигар адилдур, дейишти. 7 Пәрвәрдигар уларниң өзлирини төвән қилғанлиғини көрүп Пәрвәрдигарниң сөзи Шимаяға йетип келип: —«Улар өзлирини төвән қилған екән, Мән уларни һалак қилмай, бәлки уларға азғинә ниҗат көрситимән вә Мениң қайнап турған ғәзивим Шишакниң қоли билән Йерусалимға төкүлмәйду. 8 Һалбуки, уларниң Маңа беқиниш билән дуниядики падишалиқларға беқинишниң қандақ пәрқи барлиғини билип йетиши үчүн, улар Шишакқа беқинди болиду» — дейилди. 9 Шуниң билән Мисир падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қилип, Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзнә-байлиқлар билән падишаниң ордисидики ғәзнә-байлиқларни елип кәтти. У һәммисини, җүмлидин Сулайман ясатқан алтун сипар-қалқанларни қоймай елип кәтти. 10 Уларниң орнида Рәһобоам падиша мистин бир мунчә сипар-қалқанлар яситип, уларни падиша ордисиниң кириш йолини сақлайдиған пасибан бәглириниң қолиға тапшурди. 11 Падиша һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған чағда, пасибанлар у қалқанларни елип тутуп туратти, андин уларни йәнә пасибанханиға әкелип қоюшатти. 12 Шуниң билән падиша өзини төвән қилғандин кейин, Пәрвәрдигарниң ғәзиви униңдин йенип, уни тамамән йоқитивәтмиди; Йәһудадикиләр ичидиму аз-тола яхши ишлар тепилди. 13 Падиша Рәһобоам Йерусалимда аста-аста қудрәт тепип, өз сәлтәнитини сүрәтти. Рәһобоам тәхткә чиққан чеғида қириқ бир яшта еди; у Йерусалимда, йәни Пәрвәрдигар Өз намини тикләш үчүн пүткүл Исраил қәбилилири ичидин таллиған шәһәрдә он йәттә жил сәлтәнәт қилди; Рәһобоамниң анисиниң исми Наамаһ болуп, у Аммоний еди. 14 Рәһобоам көңлидә Пәрвәрдигарни издәшни нийәт қилмиғанлиғи түпәйлидин рәзиллик қилди. 15 Рәһобоамниң барлиқ қилған ишлири баштин-ахириғичә нәсәб хатирилиридики «Шимая пәйғәмбәрниң сөзлири» вә «Алдин көргүчи Иддониң сөзлири»дә пүтүлгән әмәсмиди? Рәһобоам билән Йәробоам оттурисида урушлар тохтимай болуп туратти. 16 Рәһобоам ата-бовилири арисида ухлиди, «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди. Оғли Абия униң орниға падиша болди.

< Тарих-тәзкирә 2 12 >