< Тарих-тәзкирә 2 1 >

1 Давутниң оғли Сулайманниң һөкүмранлиғи мустәһкәмләнди; чүнки униң Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, уни бәк бүйүк қилди.
大衛的兒子所羅門國位堅固;耶和華-他的上帝與他同在,使他甚為尊大。
2 Сулайман пүткүл Исраилларни, миң беши, йүз беши, сорақчи вә пүткүл Исраилниң қәбилә-җәмәт башлиқлири болған әмәлдарларни чақиртип уларға сөз қилди.
所羅門吩咐以色列眾人,就是千夫長、百夫長、審判官、首領與族長都來。
3 Сулайман барлиқ җамаәт билән бирликтә Гибеонниң егизлигигә барди; чүнки у йәрдә Худаниң «җамаәт чедири», йәни Пәрвәрдигарниң қули Муса баяванда ясатқан чедир бар еди.
所羅門和會眾都往基遍的邱壇去,因那裏有上帝的會幕,就是耶和華僕人摩西在曠野所製造的。
4 Худаниң әһдә сандуғини болса Давут Кириат-Йеаримдин елип чиқип, өзи униңға тәйярлиған йәргә әкәлгән еди; чүнки у Йерусалимда әһдә сандуғи үчүн бир чедир тиктүргән еди.
只是上帝的約櫃,大衛已經從基列‧耶琳搬到他所預備的地方,因他曾在耶路撒冷為約櫃支搭了帳幕,
5 Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләл ясиған мис қурбангаһ болса [Гибеонда], йәни Пәрвәрдигарниң җамаәт чедири алдида еди; Сулайман җамаәт билән бирликтә берип, шу йәрдә [Пәрвәрдигардин] тиләк тилиди.
並且戶珥的孫子、烏利的兒子比撒列所造的銅壇也在基遍耶和華的會幕前。所羅門和會眾都就近壇前。
6 Сулайман җамаәт чедириниң алдидики мис қурбангаһниң йениға, Пәрвәрдигарниң алдиға келип, қурбангаһта миң мални көйдүрмә қурбанлиқ қилди.
所羅門上到耶和華面前會幕的銅壇那裏,獻一千犧牲為燔祭。
7 Шу кечиси Худа Сулайманға аян болуп, униңға: — Сән немини тилисәң, шуни беримән, деди.
當夜,上帝向所羅門顯現,對他說:「你願我賜你甚麼,你可以求。」
8 Сулайман Худаға: — Сән атам Давутқа зор меһир-муһәббәт ата қилған, мени униң орниға падиша қилдиң.
所羅門對上帝說:「你曾向我父大衛大施慈愛,使我接續他作王。
9 И Пәрвәрдигар Худа, әнди Сән атам Давутқа бәргән вәдәңни пухта орунлиғайсән; чүнки Сән мени йәрдики топидәк нурғун хәлиққә һөкүмранлиқ қилидиған падиша қилдиң.
耶和華上帝啊,現在求你成就向我父大衛所應許的話;因你立我作這民的王,他們如同地上塵沙那樣多。
10 Әнди Сән маңа бу хәлиққә йетәкчилик қилғидәк даналиқ вә билим бәргәйсән; ундақ болмиса Сениң мунчивала чоң бу хәлқиңгә ким һөкүм сүрәлисун? — деди.
求你賜我智慧聰明,我好在這民前出入;不然,誰能判斷這眾多的民呢?」
11 Худа Сулайманға: — Мән сени хәлқимгә падиша қилип тиклидим. Әнди сән мошундақ нийәткә келип, нә байлиқ, мал-мүлүк, нә иззәт-һөрмәт вә дүшмәнлириңниң җанлирини тилимәй, нә узун өмүр көрүшни тилимәй, бәлки бу хәлқимгә һөкүм сүрүшкә даналиқ вә билим тилигән екәнсән,
上帝對所羅門說:「我已立你作我民的王。你既有這心意,並不求資財、豐富、尊榮,也不求滅絕那恨你之人的性命,又不求大壽數,只求智慧聰明好判斷我的民;
12 Даналиқ вә билим саңа тәқдим қилинди; вә Мән саңа байлиқ, мал-мүлүк вә иззәт-һөрмәтму берәй; шундақ болидуки, сениңдин илгири өткән падишаларниң һеч биридә ундақ болмиған, сениңдин кейин болғуси падишалардиму ундақ болмайду, деди.
我必賜你智慧聰明,也必賜你資財、豐富、尊榮。在你以前的列王都沒有這樣,在你以後也必沒有這樣的。」
13 Бу иштин кейин Сулайман Гибеон егизлигидики «җамаәт чедири»дин Йерусалимға қайтип келип, Исраил үстидә сәлтәнәт қилди.
於是,所羅門從基遍邱壇會幕前回到耶路撒冷,治理以色列人。
14 Сулайман җәң һарвулири билән атлиқ ләшкәрләрни топлиди: — униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ ләшкири бар еди; у буларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә һәм падишаниң йенида туруш үчүн Йерусалимға орунлаштурди.
所羅門聚集戰車馬兵,有戰車一千四百輛,馬兵一萬二千名,安置在屯車的城邑和耶路撒冷,就是王那裏。
15 Падиша Йерусалимда алтун-күмүчләрни ташлардәк көп, кедир дәрәқлирини түзләңликтики үҗмә дәрәқлиридәк көп қилди.
王在耶路撒冷使金銀多如石頭,香柏木多如高原的桑樹。
16 Сулайманниң атлири Мисирдин һәм кувәдин кәлтүрүләтти; падишаниң содигәрлири кувәдин тохтитилған баһаси бойичә сетивалатти.
所羅門的馬是從埃及帶來的,是王的商人一群一群按着定價買來的。
17 Улар Мисирдин сетивалған һәр бир һарвуниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә, һәр бир атниң баһаси бир йүз әллик күмүч тәңгә еди; ат-һарвулар йәнә Һиттийларниң падишалири вә Сурийә падишалириғиму әнә шу [содигәрләрниң вастиси] билән сетивелинатти.
他們從埃及買來的車,每輛價銀六百舍客勒,馬每匹一百五十舍客勒。赫人諸王和亞蘭諸王所買的車馬,也是按這價值經他們手買來的。

< Тарих-тәзкирә 2 1 >