< Тимотийға 1 1 >
1 Қутқузғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз Мәсиһ Әйсаниң әмри билән Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған мәнки Павлустин
2 етиқат йолидики өзүмниң садиқ оғлум болған Тимотийға салам. ХудаАтимиз вә Рәббимиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт, рәһимдиллик вә хатирҗәмлик болғай!
3 Македонийә өлкисигә барғанда, сәндин өтүнгинимдәк [шуни йәнә өтүнимәнки], [шу йәрдики] бәзи кишиләргә бидъәт тәлимләрни үгәтмәңлар дәп тапилишиң үчүн сән давамлиқ Әфәсус шәһиридә қалғин;
4 уларниң әпсаниләр вә айиғи йоқ нәсәбнамиләргә бәнд болмаслиғини тапилиғин; булар Худаниң етиқат арқилиқла әмәлгә ашурулидиған Өз өйигә болған планини илгири сүрмәйду, бәлки пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, халас.
5 Әндиликтә бизгә тапиланған тәлимниң муддиаси сап қәлб, пак виҗдан вә сахтилиқсиз етиқаттин келип чиқидиған меһир-муһәббәттин ибарәттур.
6 Бу ишларда бәзи кишиләр чәтнәп, бемәна гәпләрни қилишқа бурулуп кәтти.
7 Уларниң Тәврат қануниниң өлимаси болғуси бар; бирақ улар өзлириниң немә дәватқанлиғини яки өзлириниң һәдәп қәйт қиливатқан сөзлириниң немә екәнлигини чүшәнмәйду.
8 Әнди бизгә мәлумки, әгәр кишиләр Тәврат қанунини әйни муддиасида қолланса, у пайдилиқтур.
9 Чүнки биз йәнә шуни билимизки, Тәврат қануни һәққаний адәмләр үчүн түзүлгән әмәс, бәлки қанунға хилаплиқ қилғучилар вә бойни қаттиқлар үчүн, ихлассизлар вә гунакарлар үчүн, ипласлар вә күпүрлүк қилғучилар үчүн, атисини өлтүргүчиләр вә анисини өлтүргүчиләр үчүн, қатиллар,
10 бузуқлуқ қилғучилар, бәччивазлар, адәмләрни қуллуққа булиғучилар, ялғанчилар, қәсәмхорлар үчүн вә яки сағлам тәлимләргә зит болған башқа һәр қандақ қилмишларда болғанлар үчүн түзүлгән.
11 Бу тәлимләр тәшәккүр-мубарәккә лайиқ Болғучи Худаниң маңа аманәт қилған шан-шәривини аян қилған хуш хәвәргә асасланған.
12 Маңа күч-қудрәт бәргән, мени ишәшлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиған Рәббимиз Мәсиһ Әйсаға тәшәккүр ейтимәнки,
13 У мени тайинлиди! — бурун күпүрлүк вә зиянкәшлик қилғучи, залим бир адәм болсамму, маңа рәһим көрситилди; чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә етиқатсизлиқтин қилған едим.
14 Һалбуки, Рәббимизниң маңа көрсәткән меһри-шәпқити зиядилишип, Мәсиһ Әйсада болған етиқат вә меһир-муһәббәт вуҗудумға елип кирилиши билән ешип ташти.
15
16 Мошу сөз ишәшлик вә һәр адәм уни қобул қилиши тегишликтур — «Мәсиһ Әйса гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди!». Мән гунакарлар ичидики әң әшәддийисидурмән! Лекин дәл шу сәвәптин Мәсиһ Әйсаниң әң әшәддий гунакар болған мени, кейин Өзигә етиқат қилип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға мисал қилип мәндә Өзиниң барлиқ сәвир-тақитини аян қилиши үчүн, маңа рәһим-шәпқәт көрситилгәндур. (aiōnios )
17 Әнди мәңгүлүк Падишаға, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған, бирдин-бир Худаға әбәдил-әбәткичә һөрмәт-иззәт вә шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn )
18 Әй, оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған бешарәтлик вәһийләргә асасән бу буйруқни саңа тапшуримән. Бу вәһийләрни қурал қилип, етиқатта вә пак виҗданиңда чиң туруп, гөзәл уруш қилғайсән. Бәзиләр виҗданида пак туруштин чәтнәп кәтти, нәтиҗидә уларниң етиқати худди хада ташқа урулуп ғәриқ болған кемидәк вәйран болди.
19
20 Хуменеус вә Искәндәрләр мана шундақ кишиләрдиндур. Уларни күпүрлүк қилмаслиқни үгәнсун дәп, Шәйтанниң илкигә тапшурдум.