< Тимотийға 1 6 >

1 Қуллуқ боюнтуруқ астида болғанларниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һәр тәрәптә һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Униң тәлиминиң һақарәткә учришидин сақланғили болиду.
作为奴仆,应当知道其主人值得尊重,避免玷污上帝之名和基督徒的信仰。
2 Ғоҗайинлири етиқатчи болса, қуллири: «Биз һәммимиз охшашла қериндашларғу» дәп, уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә, уларға техиму әстайидил хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин бәһримән болидиғанлар дәл садиқ етиқатчилар һәм сөйүмлүк бәндиләрдур. Сән бу тәлимләрни үгәткин вә җекилигин.
如果奴仆的主人是基督徒,不可因为他们是兄弟而不尊重主人;相反,要更加倍用心地服侍主人,因为被他们服侍而受益之人,是他们应该爱的信徒。传授这些教导,鼓励人们追随他们。
3 Охшимиған тәлимләрни тәрғиб қилған вә сағлам сөзләрни (йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини), шундақла ихласмәнликкә йетәкләйдиған тәлимни қобул қилмиған киши болса,
有的人会传授不同的信仰,不听从善意建议,尤其是我们主耶稣基督纯之道,以及上帝的真正教诲。
4 ундақлар дәвәқә көрәңләп кәткән, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдиндур. Улар низа-муназирә пәйда қилишқа вә гәп талишишқа һерисмән; бундақ ишлардин һәсәтхорлуқ, җедәл-маҗира, төһмәт, рәзил гуманхорлуқ һасил болиду,
他们傲慢无礼,一无所知, 最喜欢猜测和进行理论争辩,由此产生妒忌、纷争、毁谤、恶毒的流言蜚语和邪恶的猜想。
5 һәмдә нийити чирикләшкән, һәқиқәттин мәһрум болған кишиләр арисида дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бундақ кишиләр ихласмәнликни пайда-тапавәтниң бир йоли дәп қарайду.
那些心思败坏、丧失真理的人不断争吵,他们将虔诚视为来财之道......
6 Дәрвәқә, [Худаға] ихласмән вә разимән болуш ғайәт зор пайдидур.
但知晓并追随上帝是如此令人满足。
7 Чүнки биз бу дунияға һеч немә елип кәлмидуқ, шуниңдәк униңдин һеч неминиму елип кетәлмәймиз.
因为我们没有将任何东西带到这世上,也不能带任何东西离开。
8 Шуңа, йемәк-ичмәк вә кийим-кечик йетәрлик болсила булардин қанаәт қилимиз.
只要我们有衣有食,就应当知足。
9 Лекин бай болушни ойлайдиғанлар болса һаман аздурулушларға учрап, қапқанқа вә шундақла инсанларни вәйранчилиққа вә һалакәткә чөктүридиған нурғун әхмиқанә һәм зиянлиқ арзу-һәвәсләрниң илкигә тейилип кетиду.
但那些渴望发财之人,就会落入试探的陷阱;追随很多无知而有害的冲动。
10 Чүнки пулпәрәслик һәр хил рәзилликләрниң йилтизидур. Бәзиләр буниңға интилиши билән етиқаттин чәтнәп, өзлирини нурғун дәрд-қайғулар билән санҗиди.
因为贪财是很多恶行的缘由。很多渴望钱财之人会偏离真理,伤害自己,经历许多的痛苦。
11 Амма сән, әй Худаниң адими, бундақ ишлардин жирақ қач; һәққанийлиқ, ихласмәнлик, ишәш-етиқат, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мөмин-мулайимлиқни интилип қоғла.
但你是上帝之人,应该远离这些事,要追求做善良正直的事情,真正做到虔诚,相信上帝。要去爱,要忍耐和温柔。
12 Етиқаттики гөзәл күрәштә күчәп күрәш қил. Мәңгүлүк һаятни чиң тутқин. Сән дәл буниңға чақирилдиң һәмдә униң йолида нурғунлиған гувачилар алдида бу етиқатниң гөзәл шаһитлиғини қилдиң. (aiōnios g166)
因你相信上帝,所以要为良善而战,坚定地相信永生,你就是因此而受到召唤,这也是你在许多见证人面前做出的承诺。 (aiōnios g166)
13 Һәммигә һаятлиқ бериватқан Худаниң алдида, шундақла Понтиус Пилатус алдида гөзәл шаһитлиқни қилип гувалиқ бәргән Мәсиһ Әйсаниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,
在为万物赐予生命的上帝面前,在曾向本丢·彼拉多证实福音的耶稣基督面前,我嘱咐你,
14 Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта аян болғичә, [Худаниң] бу әмригә һеч қусурсиз вә дағсиз әмәл қилғин.
要虔诚地遵循所教导你的一切,这样你就不会受到指责,直到我们的主耶稣基督显现。
在适当的时候,那受到祝福的、唯一的全能者、万王之王、万主之主的耶稣,必将显现。
16 Униң аян болушини вақит-саити кәлгәндә бирдин-бир мәңгү өлмигүчи, инсан йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған мубарәкләшкә лайиқ болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби әмәлгә ашуриду. Униңға иззәт-һөрмәт вә әбәдил-әбәт күч-қудрәт болғай, амин! (aiōnios g166)
只有他能够永生,住在不能靠近的光之中。没有人见过他,也无法看见他。愿荣耀和永恒的力量都归给他!阿门。 (aiōnios g166)
17 Бу заманда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, таянғусиз өткүнчи байлиққа әмәс, бәлки биз бәһримән болушқа һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда тәминлигүчи Худаға тайинип үмүт бағлашни тапилиғин; (aiōn g165)
警告那些现世的富有之人,不要骄傲。告诉他们不要去信那并不可靠的财富,要信那赐予我们万物、供我们享用的上帝。 (aiōn g165)
18 уларға яхши әмәлләрни қилишта [һәқиқий] бай болуңлар, хәйр-сахавәтлик ишларда мәрт, башқилар билән ортақ бәһрлинишкә қоли очуқ болуңлар дәп тапилиғин.
嘱咐他们要行善,在善事上做到富有,准备好分享自己所拥有的,要慷慨好施。
19 Улар бундақ қилғанда, һәқиқий һаятни тутуш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта бир асас-һул болидиған бир ғәзнә топлалайду.
通过这种方式,他们就是在积累财富,为未来打下一个坚固的基础,让他们可以拥有真正的生命。
20 Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған [һәқиқәтләрни] қоғда. Өзүңни ихлассиз, қуруқ гәпләрдин һәмдә аталмиш илимниң талаш-тартишлиридин нери тутқин.
提摩太,要保护好交给你的一切,不要关注那些冒充“知识”毫无意义空谈和争辩。
21 Бәзиләр мошундақ бемәна [илимгә] егимән дәп җакалап, етиқаттин чәтниди. Меһри-шәпқәт силәргә яр болғай!
那些宣传这些想法的人,已经偏离了对上帝的信。愿恩典与你同在。

< Тимотийға 1 6 >