< Тимотийға 1 3 >

1 «Әгәр бириси җамаәткә йетәкчи болушқа интилсә, у гөзәл бир вәзипини арзу қилған болиду» дегән бу сөз һәқтур.
Πιστὸς ὁ λόγος· εἴ τις ἐπισκοπῆς ὀρέγεται, καλοῦ ἔργου ἐπιθυμεῖ.
2 Әнди йетәкчи болса әйипсиз, бир хотунлуқ, салмақ, пәмлик, әдәплик, меһмандост, Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши,
Δεῖ οὖν τὸν ἐπίσκοπον ἀνεπίληπτον εἶναι, μιᾶς γυναικὸς ἄνδρα, νηφάλιον, σώφρονα, κόσμιον, φιλόξενον, διδακτικόν·
3 шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, мулайим болуши, сәпра, нәпсанийәтчи болмаслиғи,
μὴ πάροινον, μὴ πλήκτην, μὴ αἰσχροκερδῆ, ἀλλ᾿ ἐπιεικῆ, ἄμαχον, ἀφιλάργυρον·
4 әз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, толиму салапәтлик билән пәрзәнтлирини ата-анисиға бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк.
τοῦ ἰδίου οἴκου καλῶς προϊστάμενον, τέκνα ἔχοντα ἐν ὑποταγῇ μετὰ πάσης σεμνότητος.
5 Чүнки бириси өз аилисини башқурушни билмисә, у Худаниң җамаитидин қандақму хәвәр алалисун?
Εἰ δέ τις τοῦ ἰδίου οἴκου προστῆναι οὐκ οἶδε, πῶς ἐκκλησίας Θεοῦ ἐπιμελήσεται;
6 [Йетәкчи] йеңи етиқатчилардин болмисун; ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин, шуниңдәк Шәйтанниң әйивигә кирип, у учриған һөкүмгә чүшиду.
Μὴ νεόφυτον, ἵνα μὴ τυφωθεὶς εἰς κρίμα ἐμπέσῃ τοῦ διαβόλου.
7 У [җамаәтниң] сиртидикиләр тәрипидинму убдан тәриплинидиған болуши керәк; шундақ болғанда, у башқиларниң қарилишиға учримайду, Шәйтанниң қилтиғиға чүшмәйду.
Δεῖ δὲ αὐτὸν καὶ μαρτυρίαν καλὴν ἔχειν ἀπὸ τῶν ἔξωθεν, ἵνα μὴ εἰς ὀνειδισμὸν ἐμπέσῃ καὶ παγίδα τοῦ διαβόλου.
8 Худди [йетәкчиләргә] охшаш, җамаәтниң хизмәткарлириму салмақ, икки хил гәп қилмайдиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, нәпсанийәтчи болмиған кишиләрдин болуши,
Διακόνους ὡσαύτως σεμνούς, μὴ διλόγους, μὴ οἴνῳ πολλῷ προσέχοντας, μὴ αἰσχροκερδεῖς,
9 пак виҗдани билән етиқатниң сирини чиң тутидиған болуши лазим.
ἔχοντας τὸ μυστήριον τῆς πίστεως ἐν καθαρᾷ συνειδήσει.
10 Бундақ адәмләрниму алди билән синап көрүп, әйип тәрәплири болмиса, андин хизмәт вәзиписигә қоюшқа болиду.
Καὶ οὗτοι δὲ δοκιμαζέσθωσαν πρῶτον, εἶτα διακονείτωσαν, ἀνέγκλητοι ὄντες.
11 Шуниңдәк, бу хизмәткарларниң аяллириму тәмкин, питнә-пасат қилмайдиған, салмақ вә һәр қандақ ишта ишәшлик болғанлардин болуши лазим.
Γυναῖκας ὡσαύτως σεμνάς, μὴ διαβόλους, νηφαλίους, πιστὰς ἐν πᾶσι.
12 Хизмәткарлар бир хотунлуқ, өз пәрзәнтлири вә аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун.
Διάκονοι ἔστωσαν μιᾶς γυναικὸς ἄνδρες, τέκνων καλῶς προϊστάμενοι καὶ τῶν ἰδίων οἴκων.
13 Хизмәткарниң вәзиписини убдан орунғанлар өзи үчүн яхши нам-атаққа сазавәр болиду вә Мәсиһ Әйсада болған етиқатта зор җүръәт-ишәшкә еришиду.
Οἱ γὰρ καλῶς διακονήσαντες βαθμὸν ἑαυτοῖς καλὸν περιποιοῦνται, καὶ πολλὴν παρρησίαν ἐν πίστει τῇ ἐν Χριστῷ Ἰησοῦ.
14 Мән гәрчә пат арида йениңға йетип беришни арзу қилсамму, йәнила бу хәтни яздим;
Ταῦτά σοι γράφω, ἐλπίζων ἐλθεῖν πρός σε τάχιον·
15 Мабада мән һаял болуп қалсам, хәттин Худаниң аилиси арисида өзүңни қандақ тутуш керәклигини билисән. Бу аилә болса тирик Худаниң җамаити, һәқиқәтниң түврүги вә тәглигидур.
ἐὰν δὲ βραδύνω, ἵνα εἰδῇς πῶς δεῖ ἐν οἴκῳ Θεοῦ ἀναστρέφεσθαι, ἥτις ἐστὶν ἐκκλησία Θεοῦ ζῶντος, στύλος καὶ ἑδραίωμα τῆς ἀληθείας.
16 Һәммәйлән етирап қилмай туралмайдуки, ихласмәнликниң сири бүйүктур: — «Өзи инсан тенидә аян болди, Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, Пәриштиләргә у көрүнди, Униң хәвири пүткүл әлләргә җакаланди, Җаһанда Униңға иман кәлтүрүлди, У шан-шәрәп ичидә әршкә көтирилди».
Καὶ ὁμολογουμένως μέγα ἐστὶ τὸ τῆς εὐσεβείας μυστήριον· Θεὸς ἐφανερώθη ἐν σαρκί, ἐδικαιώθη ἐν πνεύματι, ὤφθη ἀγγέλοις, ἐκηρύχθη ἐν ἔθνεσιν, ἐπιστεύθη ἐν κόσμῳ, ἀνελήφθη ἐν δόξῃ.

< Тимотийға 1 3 >