< Самуил 1 31 >

1 Әнди Филистийләр Исраил билән җәң қилди. Исраилниң адәмлири Филистийләрниң алдидин қечип, Гилбоа теғида қирип жиқитилди. 2 Филистийләр Саул вә униң оғуллирини тап бесип қоғлавататти. Филистийләр болса Саулниң оғуллири Йонатан, Абинадаб, Мәлкишуани уруп өлтүрди. 3 Саулниң әтрапини уруш қаплиди; оқячилар Саулға йетишти; у я оқи билән еғир яриландурулди. 4 Андин Саул ярақ көтәргүчисигә: — Қиличиңни суғуруп мени санҗип өлтүрүвәткин; болмиса бу хәтнисизләр келип мени санҗип, мени хорлуққа қоюши мүмкин, деди. Лекин ярақ көтәргүчиси интайин қорқуп кетип, унимиди. Шуниң билән Саул қилични елип үстигә өзини ташлиди. 5 Ярағ көтәргүчиси Саулниң өлгинини көрүп, уму охшашла өзини қиличниң үстигә ташлап униң билән тәң өлди. 6 Шуниң билән Саул, үч оғли, ярақ көтәргүчиси вә униң һәммә адәмлири шу күндә бирақла өлди. 7 Әнди вадиниң у тәрипидики һәмдә Иордан дәриясиниң бу йеқидики Исраиллар әскәрлириниң қачқанлиғини вә Саул билән оғуллириниң өлгинини көргинидә, шәһәрләрни ташлап қачти, Филистийләр келип у җайларда орунлашти. 8 Әнди шундақ болдики, әтиси Филистийләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувалғили кәлгәндә Гилбоа теғида Саул билән оғуллириниң өлүк ятқанлиғини көрди. 9 Улар униң бешини кесип савут-ярақлирини салдуруп буларни Филистийләрниң зимининиң һәммә йәрлиригә апирип бутханилирида вә хәлиқниң арисида бу хуш хәвәрни тарқатти. 10 Улар униң савут-ярақлирини Аштарот бутханисида қоюп өлүгини Бәйт-Шан шәһиридики сепилға есип қойди. 11 Әнди Ябәш-Гилеадта олтарғучилар Филистийләрниң Саулға немә қилғинини аңлиғанда 12 уларниң ичидики һәммә батурлар атлинип кечичә меңип, Саул билән оғуллириниң өлүклирини Бәйт-Шандики сепилдин чүшүрүп, уларни Ябәшкә елип берип у йәрдә көйдүрди. 13 Андин уларниң сүйәклирини Ябәштики жулғунниң түвигә дәпнә қилип йәттә күн роза тутти.

< Самуил 1 31 >