< Самуил 1 11 >

1 Шу вақитта Аммоний Наһаш чиқип Ябәш-Гилеадни муһасиригә алди. Ябәшниң һәммә адәмлири Наһашқа: — Әгәр биз билән әһдә түзсәң, саңа бойсунимиз, деди. 2 Лекин Аммоний Наһаш уларға: — Пүткүл Исраилға дәшнәм қилиш үчүн һәр бириңларниң оң көзини оюп андин силәр билән әһдә қилай, деди. 3 Ябәшниң ақсақаллири униңға: — Бизгә йәттә күн мөһләт бәргин; биз Исраилниң пүткүл жутиға әлчиләрни маңдуруп андин кейин бизни қутқузидиған адәм чиқмиса, өзимиз чиқип саңа тәслим болимиз, деди. 4 Әнди әлчиләр Саулниң шәһири Гибеаһға келип мошу сөзләрни хәлиқниң қулиқиға йәткүзди; һәммә хәлиқ пәряд көтирип жиғилди. 5 Вә мана, Саул етизлиғидин чиқип калиларни һайдап келивататти, у: — Хәлиқ немә дәп жиғлайду, дәп сориди. Улар Ябәштин кәлгән кишиләрниң сөзлирини униңға дәп бәрди. 6 Саул бу сөзләрни аңлиғанда Худаниң Роһи униң үстигә келип, униң ғәзиви қаттиқ қозғалди. 7 У бир җүп уйни чепип парчилап, парчилирини әлчиләрниң қоли арқилиқ пүткүл Исраил зиминиға тарқитип: — Һәр ким келип Саул билән Самуилға әгәшмисә, уларниң уйлириму мошуниңға охшаш қилиниду, деди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң қорқунучи хәлиқниң үстигә чүшти; шундақ болдики, улар иттипақлишип бир адәмдәк җәңгә чиқти. 8 Саул уларни Безәк [дегән җайда] саниғанда Исраиллар үч йүз миң, Йәһуданиң адәмлири болса оттуз миң чиқти. 9 Улар кәлгән әлчиләргә: — Гилеадтики Ябәшниң адәмлиригә шундақ ейтиңларки, әтә күн чүш болғанда ниҗат силәргә келиду, деди. Әлчиләр берип шуни Гилеадтики Ябәшлиқларға йәткүзди; улар интайин хошал болушти. 10 Шуниң билән Ябәштикиләр: — Әтә биз қешиңларға чиқип [тәслим болимиз], силәр бизни қандақ қилишқа лайиқ көрсәңлар, шундақ қилиңлар, деди. 11 Әтиси шундақ болдики, Саул хәлиқни үч бөләк қилди; улар кечә төртинчи җесәктә ләшкәргаһға кирип Аммонийларни күн чүш болғичә уруп қирди. Тирик қалғанлар болса шундақ паракәндә болдики, улардин икки адәмму бир йәргә келәлмиди. 12 Хәлиқ әнди Самуилға: — Бизниң үстимизгә Саул падиша болмисун дәп ейтқанлар кимләр? Бу кишиләрни кәлтүрүп, уларни өлтүрәйли, деди. 13 Лекин Саул: — Бүгүн һеч ким өлтүрүлмисун. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар Исраилға нусрәт бәрди, деди. 14 Самуил хәлиққә: — Қени, Гилеадқа берип у йәрдә падишалиқни йеңибаштин тикләйли, дәп ейтти. 15 Шуни девиди, һәммә хәлиқ Гилеадқа берип Гилеадта Пәрвәрдигарниң алдида Саулни падиша қилди; улар у йәрдә Пәрвәрдигарниң алдида енақлиқ қурбанлиқлирини кәлтүрди. Саул һәм шуниңдәк барлиқ Исраил шу йәрдә зор хошаллиққа чөмди.

< Самуил 1 11 >