< Петрус 1 1 >

1 Әйса Мәсиһниң расули болған мәнки Петрустин Понтус, Галатия, Кападокия, Асия вә Битинийә өлкилиридә тарқақ яшаватқан мусапир бәндиләргә салам. 2 Силәр ХудаАтиниң алдин билгини бойичә таллинип, Роһ тәрипидин пак-муқәддәс қилиндиңлар. Буниңдин мәхсәт, силәрниң Әйса Мәсиһниң итаитидә болушуңлар вә қениниң үстүңларға сепилиши үчүндур. Меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәссиләп ата қилинғай! 3 Өзиниң зор рәһимдиллиги билән, Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилиши арқилиқ бизни йеңидин туғдуруп, өлмәс үмүткә несивә қилған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң ХудаАтисиға мубарәк-мәдһийиләр оқулғай! 4 Демәк, силәр үчүн чиримәс, дағсиз вә солмас мирас әршләрдә сақланмақта. 5 Ахир заманда ашкарилинишқа тәйярланған ниҗат үчүн, силәр етиқатиңлар билән Худаниң қудрити арқилиқ қоғдалмақтисиләр. 6 Силәр бу [ниҗаттин] зор шатлинисиләр — гәрчә һазир зөрүр тепилғанда силәрниң һәр хил синақлар түпәйлидин қисқа вақит азап-оқубәт чекишиңларға тоғра кәлсиму. 7 Алтун һаман йоқилип кетидиған нәрсә болсиму, саплиғи от билән синилиду. Шуниңға охшаш алтундин толиму қиммәтлик болған етиқатиңлар синилип испатлиниду. Буниң билән у Әйса Мәсиһ [қайта] ашкариланған вақтида мәдһийә, шан-шәрәп вә иззәт-һөрмәт кәлтүриду. 8 Әйса Мәсиһни илгири көрүп бақмиған болсаңларму, Уни сөйүп кәлдиңлар; вә һазирму Уни көрмәйсиләр, лекин Униңға йәнила етиқат қилип қәлбиңлар ипадилигүсиз шан-шәрәпкә толған хошаллиқ билән яйрайду. 9 Шуниң билән силәр етиқатиңларниң нишани, йәни җениңларниң ниҗатиға муйәссәр болуватисиләр. 10 Силәргә ата қилинған бу меһри-шәпқәтни алдин-ала ейтқан [илгәрки] пәйғәмбәрләр бу ниҗат-қутқузулуш тоғрисида тәпсилий издәнгән, уни чүшинишкә тиришқан еди. 11 Уларда болған Мәсиһниң Роһи уларға Мәсиһ кәлгүсидә тартидиған азап-оқубәтләр вә булардин кейинки келидиған шан-шәрәпләр тоғрисида алдин-ала мәлумат берип бешарәт кәлтүргинидә, улар бу ишларниң қандақ йол билән вә қайси заманда йүз беридиғанлиғи үстидә издәнгән. 12 Шуниң билән уларға бу ишларни алдин-ала ейтиши улар өзлири үчүн әмәс, бәлки силәрниң хизмитиңларда болған, дәп аян қилинған. Әнди бүгүнки күндә бу ишлар әрштин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән силәргә хуш хәвәрни йәткүзгүчиләр арқилиқ силәргә җакаланди. Һәтта пәриштиләрму бу ишларниң теги-тәктини сәпселип чүшинивелишқа тәлпүнмәктә. 13 Шуңа, зеһинлириңларниң белини бағлап, өзүңларни сәгәк-салмақ тутуңлар, үмүтүңларни Әйса Мәсиһ қайта көрүнгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-шапаәткә пүтүнләй бағлаңлар. 14 [Худаниң] итаәтмән пәрзәнтлири сүпитидә, илгәрки ғапиллиқ чағлириңлардикидәк һавайи-һәвәсләргә берилмәңлар. 15 Әксичә, силәрни чақирғучи пак-муқәддәс болғанға охшаш барлиқ жүрүш-турушиңларда өзүңларни пак-муқәддәс тутуңлар. 16 Чүнки [муқәддәс язмиларда]: «Пак-муқәддәс болуңлар, чүнки Мән пак-муқәддәстурмән» дәп хатириләнгән. 17 Силәр дуа қилғиниңларда кишиләрниң һәр бириниң иш-һәрикитигә қарап йүз-хатирә қилмай Сорақ Қилғучини «Ата» дәп чақиридикәнсиләр, ундақта бу дунияда мусапир болуп яшаватқан вақтиңларни [Униң] қорқунучида өткүзүңлар. 18 Чүнки силәргә мәлумки, силәр ата-бовилириңлар тәрипидин силәргә қалдурулған әһмийәтсиз турмушниң [қуллуғидин] азат болдуңлар. Бу, қиммитини һаман йоқитидиған алтун яки күмүчтәк нәрсиләрниң төлими билән болған әмәс, 19 бәлки қиммәтлик қени билән, йәни кәм-күтисиз вә дағсиз қоза кәби Мәсиһниң қиммәтлик қениниң бәдилигә кәлди. 20 У дәрвәқә дуния апиридә қилиништин илгирила [Худа тәрипидин] шу сүпитидә тонулған, һазир У заманларниң мошу ахирқи вақитлирида силәр үчүн [бу дунияға әвәтилип] ашкарә қилинди. 21 Силәр Униң арқилиқ Уни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәргән Худаға етиқат қиливатисиләр. Худаниң [шуни қилғини] етиқатиңлар вә үмүтүңлар Өзигә бағлансун үчүндур. 22 Силәр һәқиқәткә итаәт қилғанлиғиңлардин қәлбиңларни паклап, қериндашларни сөйидиған сахтисиз меһир-муһәббәткә кириштиңлар; шуңа, бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар. 23 Чүнки силәр яңливаштин туғулдуңлар — бу чирип кетидиған уруқ арқилиқ әмәс, бәлки чиримас уруқ, йәни Худаниң һаятий күчкә егә вә мәңгү туридиған сөз-калами арқилиқ болди. (aiōn g165) 24 Чүнки [худди муқәддәс язмиларда йезилғинидәк]: «Барлиқ әт егилири от-чөптур, халас, Уларниң барлиқ шан-шәриви даладики гүлгә охшаш; От-чөп солишиду, гүл хазан болиду, 25 Бирақ Рәбниң сөз-калами мәңгүгә туриду!» Силәргә йәткүзүлгән хуш хәвәрдә җакаланған сөз-калам дәл шудур. (aiōn g165)

< Петрус 1 1 >