< Петрус 1 5 >

1 Әнди мән араңлардики ақсақаллардин (Мәсиһниң азап-оқубәтлириниң гувачиси, намайән қилинидиған шан-шәрәпкә несип болғучи вә силәргә охшаш бир ақсақал сүпитидә) шуни өтүнимәнки, 2 — Худаниң силәрниң араңлардики падисини убдан беқиңлар; уларға йетәкчилик хизмитидә болуп, уни мәҗбурән әмәс, бәлки ихтиярән зиммиңларға елиңлар; пул-дуния үчүн әмәс, бәлки хошаллиқ билән қилиңлар. 3 Худаниң падисиға ғоҗиниң өз тәәллуқатлириға болғинидәк болмай, бәлки уларға үлгә болуңлар. 4 Шундақ қилсаңлар, Баш Падичи ашкарә болғанда, мәңгү тозумас шан-шәрәп таҗиға еришисиләр. 5 Әй яшлар, чоңларға бойсунуңлар. Шуниңдәк, һәммиңлар бир-бириңларға нисбәтән кичик пеиллиқни үстүңларға оривелиңлар. Чүнки: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду». 6 Өзүңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти-саити кәлгәндә Худа силәрни жуқури көтириду; 7 Барлиқ ғәм-қайғулириңларни Униң үстигә ташлап қоюңлар. Чүнки У силәрниң ғемиңларни қилиду. 8 Өзүңларни һошияр вә сәгәк тутуңлар. Чүнки дүшминиңлар болған Иблис худди һөкирәватқан ширдәк, жутқидәк бирисини издәп қатрап жүрмәктә; 9 силәр етиқатиңларда чиң туруп униңға қарши туруңлар. Чүнки билисиләрки, пүтүн дуниядики қериндашлириңларму охшаш азап-оқубәтләрниң түгишигичә чидаватиду. 10 Амма силәрни Мәсиһ Әйса арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған, пүткүл меһри-шәпқәтниң Егиси болған Худа азраққинә вақит азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Өзи силәрни әслигә кәлтүрүп, дәс турғузуп, мустәһкәм вә улға бекитилгәндәк тәврәнмәс қилиду. (aiōnios g166) 11 Униңға [барлиқ] шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәт мәнсуп болғай, амин! (aiōn g165) 12 Мән бу қисқиғина хәтни йезип, өзүм садиқ қериндишим дәп билидиған Силванусниң вастиси билән силәргә йоллидим. Ушбу хәтни йезишимниң мәхсити, силәргә җекиләш вә силәрни риғбәтләндүрүш, шундақла Худаниң һәқиқий меһри-шәпқитиниң әнә шундақ екәнлигигә гувалиқ бериштин ибарәттур. Бу меһри-шәпқәттә чиң туруңлар. 13 Силәр билән биллә талланған Бабилда туруватқан җамаәт вә оғлум Маркустин силәргә салам. 14 Бир-бириңлар билән меһриванларчә сөйүшүп саламлишиңлар. Силәргә, йәни Мәсиһдә болған һәммиңларға аманлиқ-хатирҗәмлик яр болғай!

< Петрус 1 5 >