< Петрус 1 3 >

1 Шуниңға охшаш, и аяллар, силәр әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қилсаңлар, һәтта сөз-каламға итаәт қилмайдиған әрләр болса, өз аялиниң бу пәзилитидин тәсирлинип, ихласмәнлик билән өткүзгән пак жүрүш-турушиңларға қарап, гәп-сөзсизла қайил қилиниду. 2 3 Гөзәллигиңлар сиртқи көрүнүштин, йәни алаһидә өрүвалған чечиңлар вә тақиған алтун зибу-зиннәтләрдин яки есил кийимләрдин болмисун, 4 бәлки «қәлбиңлардики өзүңлар», йәни мөмин вә тинич роһтин болған чиримас гөзәлликтин болсун; бундақ [гөзәллик] Худаниң алдида интайин қиммәтликтур. 5 Чүнки бурунқи чағларда, Худаға үмүтини бағлиған ихласмән аяллар дәл мошундақ [гөзәллик билән] өзлирини зиннәтләп, әрлиригә итаәт қилатти. 6 Дәл мошундақ йолда Сараһ Ибраһимни «ғоҗам» дәп атап, униң сөзлиригә бойсунатти. Силәр һеч қандақ вәсвәсиләрдин қорқмай ишларни дурус қилсаңлар, силәрму [Сараһниң] пәрзәнтлири болған болисиләр. 7 Шуниңға охшаш, әй әрләр, силәрму аяллириңлар билән турушта, уларни аял кишиләр биздин аҗиз бәндиләр дәп билип уларни чүшинип йетиңлар; силәр улар билән [Худа] шапаәт қилған һаятқа ортақ мирасхор болуп, уларни һөрмәт қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду. 8 Ахирида, һәммиңлар бир нийәт бир мәхсәттә, бир-бириңларға һәмдәрд болуп, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, ич-бағри юмшақ вә кәмтәр болуңлар. 9 Яманлиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә, бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар. Чүнки силәр дәл бу ишқа чақирилғансиләр; шуниң билән өзүңлар бәхиткә мирасхор болисиләр. 10 Чүнки [муқәддәс язмиларда йезилғинидәк]: — «Кимки һаятни сөйүп, яхши күн көргүчи болай десә, Тилини яманлиқтин тартсун, Ләвлири мәккарлиқтин нери болсун; 11 Яманлиқтин өзини тартип, Гөзәл әмәлләрни қилип жүрсун; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүрсун. 12 Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду; Лекин Пәрвәрдигарниң йүзи рәзиллик жүргүзгүчиләргә қарши туриду». 13 Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа интилсәңлар, ким силәргә яманлиқ қилар? 14 Лекин һәтта һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, охшашла бәхитликсиләр! Лекин уларниң вәһимисидин қорқмаңлар вә алақзадә болмаңлар; 15 бәлки қәлбиңларда Рәб Мәсиһни һәммидин үстүн дәп билиңлар; силәрдә болған үмүтниң сәвәвини сориғанларға мөмин-мулайимлиқ вә ихласлиқ билән җавап беришкә һемишә тәйяр туруңлар. 16 Һәрдайим виҗданиңларни пак тутуңлар; шуниң билән силәргә «яманлиқ қилғучилар» дәп төһмәт қилғанлар силәрниң Мәсиһдә болған пәзиләтлик жүрүш-турушуңларни көрүп, өзлири қилған төһмәтләрдин хиҗил болсун. 17 Чүнки Худаниң ирадиси шундақ болса, яхшилиқ қилғиниңлар үчүн азап-оқубәт чәксәңлар, бу яман иш қилғиниңлар түпәйлидин азап-оқубәт чәккиниңлардин әвзәл, [әлвәттә]. 18 Чүнки Мәсиһ бизни Худа билән яраштуруш үчүн, йәни Һәққаний Болғучи һәққаний әмәсләрни дәп, бирла қетимлиқ азап-оқубәт чәкти; гәрчә У тән җәһәттә өлтүрүлгән болсиму, лекин роһта җанландурулди; 19 шуниң билән У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, [Өзиниң бу ғәлибисини] җакалиди. 20 [солап қоюлған] бу роһлар бурунқи заманда, йәни Нуһ [пәйғәмбәр]ниң күнлиридә, кемә ясиливатқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән [кишиләрниң товва қилишини] күткинидә, Униңға итаәтсизлик қилди. Пәқәт шу кемигә киргән бир қанчиси, йәни җәмий сәккиз җан су арқилиқ қутқузулди. 21 Мана бу «суға чөмүлдүрүш»ниң бешарити болған. Әнди чөмүлдүрүш — бәдәнниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки адәмниң пак виҗдан билән Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ Худадин тилигән тәливи — бизни һазир қутқузуватиду 22 (Мәсиһ [тирилип] әршкә чиқип, пәриштиләр, барлиқ роһий һоқуқдарлар вә күчлүкләр Униңға босундурулди вә у Худаниң оң йенида турмақта).

< Петрус 1 3 >