< Падишаһлар 1 8 >

1 Шу чағда Сулайман Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»дин, йәни Зиондин йөткәп келиш үчүн Исраил ақсақаллирини, қәбилә бәглирини вә Исраил җәмәтлириниң бәглирини Йерусалимға өз йениға жиғилишқа чақирди.
那時,所羅門將以色列的長老和各支派的首領,並以色列的族長,招聚到耶路撒冷,要把耶和華的約櫃從大衛城-就是錫安-運上來。
2 Буниң үчүн Исраилниң һәммә адәмлири Етаним ейида, йәни йәттинчи айдики бекитилгән һейтта Сулайман падишаниң қешиға жиғилди.
以他念月,就是七月,在節前,以色列人都聚集到所羅門王那裏。
3 Исраилниң һәммә ақсақаллири йетип кәлгәндә Лавийлар әһдә сандуғини көтирип [маңди].
以色列長老來到,祭司便抬起約櫃,
4 Улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини, җамаәт чедири билән униң ичидики барлиқ муқәддәс буюмларни көтирип елип чиқти. Каһинлар билән Лавийлар мошуларни елип чиқти.
祭司和利未人將耶和華的約櫃運上來,又將會幕和會幕的一切聖器具都帶上來。
5 Сулайман падиша вә униң алдиға жиғилған барлиқ Исраил җамаити әһдә сандуғиниң алдида меңип, көплигидин санини елип болмайдиған сан-санақсиз қой билән калиларни қурбанлиқ қилишатти.
所羅門王和聚集到他那裏的以色列全會眾,一同在約櫃前獻牛羊為祭,多得不可勝數。
6 Каһинлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өз җайиға, ибадәтханиниң ички «каламхана»сиға, йәни әң муқәддәс җайға елип кирип, керубларниң қанатлириниң астиға қойди.
祭司將耶和華的約櫃抬進內殿,就是至聖所,放在兩個基路伯的翅膀底下。
7 Чүнки керубларниң йейилип турған қанити әһдә сандуғиниң орни үстидә болғачқа, әһдә сандуғи билән уни көтирип туридиған балдақларни йепип туратти.
基路伯張着翅膀在約櫃之上,遮掩約櫃和抬櫃的槓。
8 Бу балдақлар наһайити узун болғачқа, каламханиниң алдидики муқәддәс җайда туруп, әһдә сандуғиниң йенидики икки балдақниң учлирини көргили болатти, бирақ өйниң сиртида уларни көргили болмайтти; бу балдақлар таки бүгүнгә қәдәр шу йәрдә турмақта.
這槓甚長,槓頭在內殿前的聖所可以看見,在殿外卻不能看見,直到如今還在那裏。
9 Әһдә сандуғиниң ичидә Муса пәйғәмбәр Һорәб теғида турғанда ичигә салған икки таш тахтидин башқа һеч нәрсә йоқ еди (Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейин Пәрвәрдигар улар билән һорәбдә әһдә түзгән еди).
約櫃裏惟有兩塊石版,就是以色列人出埃及地後,耶和華與他們立約的時候摩西在何烈山所放的。除此以外,並無別物。
10 Вә шундақ болдики, каһинлар муқәддәс җайдин чиқишиғила, бир булут Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қапливалди.
祭司從聖所出來的時候,有雲充滿耶和華的殿;
11 Каһинлар булут түпәйлидин өз вәзипилирини өтәшкә өрә туралмайтти; чүнки Пәрвәрдигарниң җуласи Пәрвәрдигарниң өйини толдурған еди.
甚至祭司不能站立供職,因為耶和華的榮光充滿了殿。
12 Бу пәйттә Сулайман: — Пәрвәрдигар тум қараңғулуқ ичидә туримән, дәп ейтқан еди;
那時所羅門說: 耶和華曾說, 他必住在幽暗之處。
13 лекин, [и Пәрвәрдигар], мән дәрвәқә Сениң үчүн бир һәйвәтлик макан болсун дәп, Сән мәңгү туридиған бир өйни ясидим, деди.
我已經建造殿宇作你的居所, 為你永遠的住處。
14 Андин падиша бурулуп барлиқ Исраил җамаитигә бәхит тилиди; Исраилниң барлиқ җамаити униң алдида туратти.
王轉臉為以色列會眾祝福,以色列會眾就都站立。
15 У мундақ деди: — «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай! У Өз ағзи билән атам Давутқа вәдә қилған еди вә Өз қоли билән уни әмәлгә ашурди. У Давутқа йәнә: —
所羅門說:「耶和華-以色列的上帝是應當稱頌的!因他親口向我父大衛所應許的,也親手成就了。
16 «Мән Өз хәлқим Исраилни Мисир зиминидин елип чиққан күндин буян намим үчүн бу йәрдә бир өй салай дәп Исраилниң һәр қайси қәбилилириниң шәһәрлиридин һеч қайсисини таллимидим; бирақ хәлқим болған Исраилға һөкүмранлиқ қилсун дәп Давутни таллидим» дегән еди.
他說:『自從我領我民以色列出埃及以來,我未曾在以色列各支派中選擇一城建造殿宇-為我名的居所,但揀選大衛治理我民以色列。』」
17 Әнди атам Давутниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй селиш арзу-нийити бар еди.
所羅門說:「我父大衛曾立意,要為耶和華-以色列上帝的名建殿。
18 Бирақ Пәрвәрдигар атам Давутқа: «Көңлүңдә Мениң намимға бир өй ясашқа қилған нийитиң яхшидур;
耶和華卻對我父大衛說:『你立意為我的名建殿,這意思甚好。
19 амма шу өйни сән ясимайсән, бәлки сениң пуштуңдин болидиған оғлуң, у Мениң намимға атап шу өйни салиду», дегән еди.
只是你不可建殿,惟你所生的兒子必為我名建殿。』
20 Мана әнди Пәрвәрдигар Өз сөзигә әмәл қилди. Мән Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк, атамниң орнини бесип, Исраилниң тәхтигә олтардим; Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намиға атап бу өйни салдим.
現在耶和華成就了他所應許的話,使我接續我父大衛坐以色列的國位,又為耶和華-以色列上帝的名建造了殿。
21 Өйдә әһдә сандуғи үчүн бир җайни растлидим; әһдә сандуғи ичидә Пәрвәрдигарниң ата-бовилиримизни Мисир зиминидин елип чиққанда, улар билән түзгән әһдә [тахтилири] бардур».
我也在其中為約櫃預備一處。約櫃內有耶和華的約,就是他領我們列祖出埃及地的時候,與他們所立的約。」
22 Андин Сулайман Исраилниң барлиқ җамаитигә йүзлинип, Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида туруп, қоллирини асманға қаритип көтирип
所羅門當着以色列會眾,站在耶和華的壇前,向天舉手說:
23 мундақ дуа қилди: — «И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар! Нә жуқуриқи асманда нә төвәнки йәрдә сәндәк Худа йоқтур; алдиңда пүтүн қәлби билән маңидиған қуллириң үчүн әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрсәткүчисән.
「耶和華-以色列的上帝啊,天上地下沒有神可比你的!你向那盡心行在你面前的僕人守約施慈愛;
24 Чүнки Сән Өз қулуң атам Давутқа бәргән вәдидә турдуң; Сән Өз ағзиң билән ейтқан сөзүңгә мана бүгүнкидәк Өз қолуң билән әмәл қилдиң.
向你僕人-我父大衛所應許的話現在應驗了。你親口應許,親手成就,正如今日一樣。
25 Әнди һазир, и Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Өз қулуң атам Давутқа: — «Әгәр сениң әвлатлириң өз йоллириға сәгәк болуп сән Мениң алдимда маңғандәк маңидиған болса, саңа әвладиңдин Исраилниң тәхтидә олтиридиған бир зат кам болмайду» дәп бәргән вәдәңдә турғайсән.
耶和華-以色列的上帝啊,你所應許你僕人-我父大衛的話說:『你的子孫若謹慎自己的行為,在我面前行事像你所行的一樣,就不斷人坐以色列的國位。』現在求你應驗這話。
26 Әнди һазир, и Исраилниң Худаси, Сән қулуң Давутқа ейтқан сөзлириң әмәлгә ашурулғай, дәп өтүнимән!
以色列的上帝啊,求你成就向你僕人-我父大衛所應許的話。
27 Лекин Худа Өзи растла йәр йүзидә макан қиламду? Мана, асманлар билән асманларниң асмини сени сиғдуралмиған йәрдә, мән ясиған бу өй қандақму Сениң маканиң болалисун?!
「上帝果真住在地上嗎?看哪,天和天上的天尚且不足你居住的,何況我所建的這殿呢?
28 Лекин и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, қулуңниң бүгүн Саңа көтәргән нидаси вә тилигини аңлиғайсән;
惟求耶和華-我的上帝垂顧僕人的禱告祈求,俯聽僕人今日在你面前的祈禱呼籲。
29 шуниң билән Өз көзлириңни кечә-күндүз бу өйгә, йәни Сән: «Мениң намим у йәрдә аян болсун» дәп ейтқан җайға кечә-күндүз тиккәйсән; Өз қулуңниң у җайға қарап қилған дуасиға қулақ салғайсән.
願你晝夜看顧這殿,就是你應許立為你名的居所;求你垂聽僕人向此處禱告的話。
30 қулуң вә хәлқиң Исраил бу җайға қарап дуа қилған чағда, уларниң илтиҗисиға қулақ селип, Өз маканиң қилған асманлардин туруп аңлиғайсән, аңлиғиниңда уларни кәчүргәйсән.
你僕人和你民以色列向此處祈禱的時候,求你在天上你的居所垂聽,垂聽而赦免。
31 Әгәр бириси өз хошнисиға гуна қилса вә шундақла ишниң раст-ялғанлиғини бекитиш үчүн қәсәм ичкүзүлсә, бу қәсәм бу өйдики қурбангаһиңниң алдиға кәлсә,
「人若得罪鄰舍,有人叫他起誓,他來到這殿在你的壇前起誓,
32 Сән қәсәмни асманда туруп аңлап, амал қилип өз бәндилириң оттурисида һөкүм чиқарғайсән; гунайи бар адәмни гунаға тартип, өз йолини өз бешиға яндуруп, гунасиз адәмни ақлап, өз адиллиғиға қарап униңға һәққини бәргәйсән.
求你在天上垂聽,判斷你的僕人:定惡人有罪,照他所行的報應在他頭上;定義人有理,照他的義賞賜他。
33 Өз хәлқиң Исраил Сениң алдиңда гуна қилғини үчүн дүшмәндин йеңилсә, Саңа қайтип бу өйдә туруп, намиңни етирап қилип, Саңа дуа билән илтиҗа қилса,
「你的民以色列若得罪你,敗在仇敵面前,又歸向你,承認你的名,在這殿裏祈求禱告,
34 Сән асманда аңлап, Өз хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүрүп, уларни Сән ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға қайтуруп кәлгәйсән.
求你在天上垂聽,赦免你民以色列的罪,使他們歸回你賜給他們列祖之地。
35 Улар Саңа гуна қилғини үчүн асман етилип ямғур яғмайдиған қиливетилгән болса, лекин улар бу җайға қарап Саңа дуа қилип намиңни етирап қилип, Сениң уларни қийинчилиққа салғиниң түпәйлидин өз гунайидин йенип товва қилса,
「你的民因得罪你,你懲罰他們,使天閉塞不下雨;他們若向此處禱告,承認你的名,離開他們的罪,
36 Сән асманда туруп қулақ селип, қуллириңниң вә хәлқиң Исраилниң гунайини кәчүргәйсән; чүнки Сән уларға меңиш керәк болған яхши йолни үгитисән вә Өз хәлқиңгә мирас қилип бәргән зиминниң үстигә ямғур яғдурисән!
求你在天上垂聽,赦免你僕人以色列民的罪,將當行的善道指教他們,且降雨在你的地,就是你賜給你民為業之地。
37 Әгәр зиминда ачарчилиқ я ваба болса, я зираәтләр Дан алмиса я һал чүшсә я уни чекәткиләр яки чекәткә личинкилири бесивалса, я дүшмәнләр уларниң зиминдики шәһәрлириниң қовуқлириға һуҗум қилип қоршивалса, я һәр қандақ апәт я кесәллик болса,
「國中若有饑荒、瘟疫、旱風、霉爛、蝗蟲、螞蚱,或有仇敵犯境圍困城邑,無論遭遇甚麼災禍疾病,
38 Сениң хәлқиң болған Исраилдики һәр қандақ киши өз көңлидики вабани билип, улардин һәр қайси киши қоллирини бу өйгә сунуп, һәр қандақ дуа яки илтиҗа қилған болса,
你的民以色列,或是眾人,或是一人,自覺有罪,向這殿舉手,無論祈求甚麼,禱告甚麼,
39 әнди Сән туруватқан маканиң асманда туруп аңлап, кәчүрүм қилғайсән; Сән һәр бир адәмниң қәлбини билгәчкә, амал қилип өзиниң йоллирини өзигә яндурғайсән (чүнки Сәнла, ялғуз Сәнла һәммә инсан балилириниң қәлблирини билгүчидурсән);
求你在天上你的居所垂聽赦免。你是知道人心的,要照各人所行的待他們(惟有你知道世人的心),
40 шундақ қилип, улар Сән ата-бовилиримизға тәқдим қилған зиминда олтирип өмриниң һәммә күнлиридә сәндин қорқидиған болиду.
使他們在你賜給我們列祖之地上一生一世敬畏你。
41 Өз хәлқиң Исраилдин болмиған, Сениң улуқ намиң түпәйлидин жирақ-жирақлардин кәлгән мусапир болса
「論到不屬你民以色列的外邦人,為你名從遠方而來,
42 (чүнки улар Сениң улуқ намиң, қудрәтлик қолуң вә созған билигиң тоғрисида аңлийлайду), — ундақ бириси келип бу өй тәрәпкә қарап дуа қилса,
(他們聽人論說你的大名和大能的手,並伸出來的膀臂)向這殿禱告,
43 Сән туруватқан маканиң болған асманларда униңға қулақ селип, у мусапир Саңа нида қилип тилигининиң һәммисигә мувапиқ қилғайсән; шуниң билән йәр йүзидики барлиқ әлләр намиңни тонуп йетип, Өз хәлқиң Исраилдәк Сәндин қорқидиған болуп, мән ясиған бу өйниң Сениң намиң билән аталғинини билиду.
求你在天上你的居所垂聽,照着外邦人所祈求的而行,使天下萬民都認識你的名,敬畏你像你的民以色列一樣;又使他們知道我建造的這殿是稱為你名下的。
44 Әгәр Сениң хәлқиң Сениң тапшуруғуң билән дүшмини билән җәң қилишқа чиққанда, Сән таллиған бу шәһәргә, шундақла мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә қарап Сән Пәрвәрдигарға дуа қилса,
「你的民若奉你的差遣,無論往何處去與仇敵爭戰,向耶和華所選擇的城與我為你名所建造的殿禱告,
45 Сән асманларда туруп уларниң дуаси билән илтиҗасиға қулақ селип, уларни нусрәткә ериштүргәйсән.
求你在天上垂聽他們的禱告祈求,使他們得勝。
46 Әгәр улар саңа гуна садир қилған болса (чүнки гуна қилмайдиған һечкиши йоқтур) Сән уларға ғәзәплинип, уларни дүшмәнлириниң қолиға тапшурған болсаң, булар уларни жирақ-йеқинға, өзлириниң зиминиға сүргүн қилип елип барған болса,
「你的民若得罪你(世上沒有不犯罪的人),你向他們發怒,將他們交給仇敵擄到仇敵之地,或遠或近,
47 лекин улар сүргүн қилинған жутта әс-һошини тепип товва қилип, өзи сүргүн болған жутта Саңа: — Биз гуна қилип, қәбиһликкә берилип Сәндин йүз өрүп кәттуқ, дәп йелинса,
他們若在擄到之地想起罪來,回心轉意,懇求你說:『我們有罪了,我們悖逆了,我們作惡了』;
48 — әгәр уларни сүргүн қилған дүшмәнлириниң зиминида пүтүн қәлби вә пүтүн җенидин Сениң тәрипиңгә йенип, Сән уларниң ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға, Сән таллиған шәһәр тәрәпкә вә мән намиңға атап ясиған бу өй тәрәпкә йүзини қилип, Саңа қарап дуа қилса,
他們若在擄到之地盡心盡性歸服你,又向自己的地,就是你賜給他們列祖之地和你所選擇的城,並我為你名所建造的殿禱告,
49 Сән туруватқан маканиң болған асманларда туруп уларниң дуаси вә илтиҗасини аңлап улар үчүн һөкүм чиқирип,
求你在天上你的居所垂聽他們的禱告祈求,為他們伸冤;
50 Өз хәлқиңниң Саңа садир қилған гунайини, Саңа өткүзгән һәммә итаәтсизликлирини кәчүрүм қилғайсән вә уларни сүргүн қилғанларниң алдида уларға рәһим тапқузғайсәнки, шулар уларға рәһим қилсун
饒恕得罪你的民,赦免他們的一切過犯,使他們在擄他們的人面前蒙憐恤。
51 (чүнки улар Өзүң Мисирдин, йәни төмүр тавлаш печидин чиқарған Өз хәлқиң вә Өз мирасиңдур);
因為他們是你的子民,你的產業,是你從埃及領出來脫離鐵爐的。
52 Сениң көзлириң Өз қулуңниң илтиҗасиға вә Өз хәлқиңниң илтиҗасиға очуқ болғай, улар һәр ишта саңа нида қилип тилигинидә уларға қулақ салғайсән;
願你的眼目看顧僕人,聽你民以色列的祈求,無論何時向你祈求,願你垂聽。
53 чүнки Сән ата-бовилиримизни Мисирдин чиқарғиниңда Өз қулуң Муса арқилиқ ейтқиниңдәк, Сән хәлқиңни Өзүңгә хас мирасиң болсун дәп, йәр йүзидики һәммә әлләр арисидин уларни айрим елип таллидиң, и Рәб Пәрвәрдигар!».
主耶和華啊,你將他們從地上的萬民中分別出來作你的產業,是照你領我們列祖出埃及的時候,藉你僕人摩西所應許的話。」
54 Сулайман Пәрвәрдигарға шу барлиқ дуа вә илтиҗалирини қилип болғанда, қоллирини асманға қарап көтирип Пәрвәрдигарниң қурбангаһиниң алдида тизлинип турған йәрдин қопуп,
所羅門在耶和華的壇前屈膝跪着,向天舉手,在耶和華面前禱告祈求已畢,就起來,
55 өрә туруп Исраилниң барлиқ җамаитигә жуқури авазда бәхит тиләп мундақ деди: —
站着,大聲為以色列全會眾祝福,說:
56 «Униң барлиқ вәдә қилғини бойичә Өз хәлқи Исраилға арам бәргән Пәрвәрдигар мубарәктур! У Өз қули Мусаниң вастиси билән қилған һәммә меһриванә вәдиләрниң һеч бири йәрдә қалмиди!
「耶和華是應當稱頌的!因為他照着一切所應許的賜平安給他的民以色列人,凡藉他僕人摩西應許賜福的話,一句都沒有落空。
57 Пәрвәрдигар Худайимиз ата-бовилиримиз билән болғандәк биз билән биллә болғай; У нә биздин ваз кәчмисун нә бизни ташлимисун;
願耶和華-我們的上帝與我們同在,像與我們列祖同在一樣,不撇下我們,不丟棄我們,
58 буниң билән У қәлбимизни Униң йоллирида меңишқа, Өзи ата-бовилиримизға буйруған әмирләр, бәлгүлимиләр вә һөкүмләрни тутушқа Өзигә майил қилғай;
使我們的心歸向他,遵行他的道,謹守他吩咐我們列祖的誡命、律例、典章。
59 мениң Пәрвәрдигарниң алдида илтиҗа қилған бу сөзлирим кечә-күндүз Пәрвәрдигар Худайимизниң йенида турсун; шуниң билән Өз қулуң үчүн тоғра һөкүм қилип, хәлқиң Исраил үчүн тоғра һөкүм қилип, һәр күндики дәрдигә йәткәйсән;
我在耶和華面前祈求的這些話,願耶和華-我們的上帝晝夜垂念,每日為他僕人與他民以色列伸冤,
60 шуниң билән йәр йүзидики һәммә әлләр Пәрвәрдигар Өзи Худадур, Униңдин башқиси һеч қайсиси йоқтур дәп билгәй,
使地上的萬民都知道惟獨耶和華是上帝,並無別神。
61 шундақла бүгүн қилғиниңларға охшаш Униң бәлгүлимилиридә меңишқа вә әмирлирини тутушқа қәлбиңлар Пәрвәрдигар Худайимизға мукәммәл болғай!».
所以你們當向耶和華-我們的上帝存誠實的心,遵行他的律例,謹守他的誡命,至終如今日一樣。」
62 Вә падиша пүтүн Исраил билән биллә Пәрвәрдигарниң алдида қурбанлиқларни қилди.
王和以色列眾民一同在耶和華面前獻祭。
63 Сулайман Пәрвәрдигарға енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә жигирмә икки миң кала вә бир йүз жигирмә миң қой қурбанлиқ қилди. Падиша билән барлиқ Исраиллар шундақ қилип Пәрвәрдигарниң өйини униңға беғишлиди.
所羅門向耶和華獻平安祭,用牛二萬二千,羊十二萬。這樣,王和以色列眾民為耶和華的殿行奉獻之禮。
64 Шу күни падиша Пәрвәрдигарниң өйиниң алдидики һойлисиниң оттурисини айрип муқәддәс қилип, у йәрдә көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәлири вә енақлиқ қурбанлиғилириниң яғлирини сунди; чүнки Пәрвәрдигарниң алдида турған мис қурбангаһ көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәлири вә енақлиқ қурбанлиғилириниң яғлирини қобул қилишқа кичик кәлди.
當日,王因耶和華殿前的銅壇太小,容不下燔祭、素祭,和平安祭牲的脂油,便將耶和華殿前院子當中分別為聖,在那裏獻燔祭、素祭,和平安祭牲的脂油。
65 Шуниң билән у вақитта Сулайман вә униң билән болған пүтүн Исраил, йәни Хамат райониға кириш еғизидин тартип Мисир еқиниғичә һәммә йәрләрдин кәлгән зор бир җамаәт Пәрвәрдигар Худайимизниң алдида йәттә күн вә йәнә йәттә күн, җәмий он төрт күнгичилик һейт өткүзди.
那時,所羅門和以色列眾人,就是從哈馬口直到埃及小河所有的以色列人,都聚集成為大會,在耶和華-我們的上帝面前守節七日又七日,共十四日。
66 Сәккизинчи күнидә у хәлиқни қайтурди; улар падишаниң бәхитини тилиди; андин улар Пәрвәрдигарниң Өз қули Давутқа вә хәлқи Исраилға қилған яхшилиқлири үчүн қәлбидә шат-хурам болуп өз өй-чедирлиригә қайтип кәтти.
第八日,王遣散眾民;他們都為王祝福。因見耶和華向他僕人大衛和他民以色列所施的一切恩惠,就都心中喜樂,各歸各家去了。

< Падишаһлар 1 8 >