< Юһанна 1 3 >
1 Қараңлар, Ата бизгә шундақ чоңқур меһир-муһәббәт көрсәткәнки, биз «Худаниң әзиз балилири» дәп аталдуқ — вә биз һәқиқәтәнму шундақ. Бу дуния шу сәвәптин бизни тонуп йәтмәйдуки, чүнки бу дуния Уни тонумиди.
2 Сөйүмлүклирим, биз һазир Худаниң әзиз балилиридурмиз; кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз техи очуқ аян қилинмиған. Бирақ У [қайтидин] аян қилинғанда, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз; чүнки шу чағда биз Униң әйнән Өзини көримиз.
3 Вә [Мәсиһгә] үмүт бағлиған һәр бир киши У пак болғандәк өзини паклимақта.
4 Гуна садир қилған киши [Худаниң] қануниға хилаплиқ қилған болиду. Чүнки гуна садир қилғанлиқ [Худаниң] қануниға хилаплиқ қилғанлиқтур.
5 Һалбуки, силәр Уни гуналарни елип ташлаш үчүн дунияға келип аян қилинған вә шундақла Униңда һеч қандақ гуна йоқтур, дәп билисиләр.
6 Униңда яшаватқан һәр бир киши гуна садир қилмайду; кимдәким гуна садир қилса, Уни көрмигән вә Уни тонумиған болиду.
7 Әзиз балилирим, һеч кимниң силәрни алдишиға йол қоймаңлар. Һәққанийлиққа әмәл қилғучи киши У һәққаний болғинидәк һәққанийдур.
8 Лекин гуна садир қилғучи Иблистиндур. Чүнки Иблис әлмисақтин тартип гуна садир қилип кәлмәктә. Худаниң Оғлиниң дунияда аян қилинишидики мәхсәт Иблисниң әмәллирини йоқитиштур.
9 Худадин туғулғучи гуна садир қилмайду; Худаниң уруғи униңда орун алғачқа, у гуна садир қилиши мүмкин әмәс, чүнки у Худадин туғулғандур.
10 Худаниң балилири билән Иблисниң балилири шуниң билән пәриқлинидуки, кимдәким һәққанийлиққа әмәл қилмиса вә яки өз қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмисә Худадин әмәстур.
11 Чүнки силәр дәсләптин аңлап келиватқан хәвәр мана дәл шуки, бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиз керәктур.
12 У у рәзилдин болған, инисини өлтүргән Қабилға охшаш болмаслиғимиз керәк; у немишкә инисини қәтл қилди? Униң өзиниң қилғанлири рәзил, инисиниң қилғанлири һәққаний болғанлиғи үчүн шундақ қилған.
13 Шуңа, и қериндашлар, бу дуния силәрни өч көрсә, буниңға һәйран қалмаңлар.
14 Биз қериндашларни сөйгәнлигимиздин, өлүмдин һаятлиққа өткәнлигимизни билимиз. Өз қериндишини сөймигүчи техи өлүмдә туруватиду.
15 Қериндишиға өчмәнлик қилған киши қатилдур вә һеч қандақ қатилда мәңгүлүк һаятниң болмайдиғанлиғини билисиләр. (aiōnios )
16 Биз шуниң билән меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини билимизки, у биз үчүн Өз җенини пида қилди; шуниңдәк бизму қериндашлиримиз үчүн өз җенимизни пида қилишқа қәриздардурмиз.
17 Амма кимки бу дунияда мал-мүлки туруп, қериндишиниң муһтаҗлиғини көрүп туруп, униңға көкси-қарнини ачмиса, бундақ кишидә нәдиму Худаниң меһир-муһәббити болсун?
18 Әзиз балилирим, сөз билән вә тил билән әмәс, бәлки әмәлдә вә һәқиқәттә меһир-муһәббәт көрситәйли.
19 Биз шундақ ишлар билән өзимизниң һәқиқәттин болғанлиғимизни биләләймиз вә [Худаниң] алдида қәлбимизни хатирҗәм қилалаймиз.
20 Шундақтиму, мабада қәлбимиз бизни йәнила әйиплисә, Худа йәнила қәлбимиздин үстүн вә һәммини билгүчидур.
21 Сөйүмлүклирим, әгәр қәлбимиз бизни әйиплимисә, Худаниң алдида жүрәклик туримиз
22 вә шундақла Униңдин немини тилисәк шуниңға еришәләймиз; чүнки биз Униң әмирлиригә әмәл қилип, Уни хурсән қилидиған ишларни қилимиз.
23 Вә Униң әмри шуки, униң Оғли Әйса Мәсиһниң намиға етиқат қилишимиз һәмдә Униң бизгә тапилиғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.
24 Униң әмирлиригә әмәл қилидиған киши [Худада] яшайдиған вә [Худаму] униңда яшайдиған болиду. Әнди Худаниң биздә яшайдиғанлиғини билгинимиз болса, У бизгә ата қилған Роһтиндур.