< Коринтлиқларға 1 6 >

1 Силәрниң араңларда өз ара аразлиқ иш болса, уни муқәддәс бәндиләрниң бир тәрәп қилишиға тапшурмай, һәққанийсизларниң алдида дәвалишишқа петиналамсиләр? 2 Муқәддәс бәндиләрниң дунияни сорақ қилидиғанлиғини билмәмсиләр? Әгәр дунияни силәр сорақ қилидиған иш болса, әнди зиғирчилик ишларни һәл қилишқа яримамсиләр? 3 Пәриштиләр үстидинму һөкүм чиқиридиғанлиғимизни билмәмсиләр? Шундақ болған екән, бу һаяттики ишларни һәл қилиш қанчилик иш еди? 4 Силәрдә мошу һаяттики ишлар үстидин һөкүм қилиш зөрүр тепилғанда, җамаәт арисида төвән дәп қаралғанларни уни һәл қилишқа салмамсиләр? 5 Мошуларни силәрни хиҗаләткә қалдуруш үчүн дәватимән. Әҗәба, араңларда өз қериндашлири оттурисида һөкүм чиқарғидәк дана киши йоқму, һәтта бириму йоқму? 6 Униң орнида, қериндаш билән қериндаш дәвалишиватиду, — вә капирлар алдида шундақ қилиду! 7 Әмәлийәттә өз араңларда дәваларниң болғанлиғиниң өзи силәргә нисбәтән бир әйиптур. Немишкә увалчилиққа чидимайсиләр? Немишкә наһәқчиликкә йол қоймайсиләр? 8 Әксичә, силәр наһәқчилик қиливатисиләр, хиянәт қиливатисиләр, йәнә келип қериндашлириңларға шундақ қилисиләр! 9 Һәққанийсизларниң Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайдиғанлиғини билмәмсиләр? Алдинип кәтмәңлар! Бузуқчилиқ қилғучилар, бутпәрәсләр, зина қилғучилар, бәччивазлар, башқа әрләр билән бузуқлуқ қилғучилар, 10 оғрилар, нәпсанийәтчиләр, һарақкәшләр, төһмәтхорлар яки алдамчи-каззаплар Худаниң падишалиғиға варислиқ қилалмайду; 11 бәзиңлар дәрвәқә шундақ болғансиләр; амма силәр Рәб Әйса Мәсиһниң намида вә Худайимизниң Роһи билән жуюлдуңлар, пак-муқәддәс қилиндиңлар, һәққаний қилиндиңлар. 12 «Һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә маңа һалалдур», амма мән һеч қандақ нәрсиниң хумариға қул болмаймән. 13 «Йемәкликләр аш қазан үчүн, аш қазан болса йемәкликләр үчүндур»; амма Худа у вә бу һәр иккисини йоққа чиқириду; тән болса бузуқчилиқ үчүн әмәс, бәлки Рәб үчүндур; Рәб тән үчүндур. 14 Худа Рәбни тирилдүрди, шуниңдәк бизниму Өз қудрити билән өлүмдин тирилдүриду. 15 Тениңларниң Мәсиһниң әзалири екәнлигини билмәмсиләр? Ундақта, Мәсиһниң әзалирини елип, паһишә аялниң әзалири қилсам боламду? Һәргиз болмайду! 16 Ким паһишә аял билән бағланған болса униң билән бир тән болиду, дәп билмәмсиләр? Чүнки «[әр-аял] иккиси бир тән болиду» — дейилгән еди. 17 Амма Рәбгә бағланғучи болса Униң билән бир роһтур. 18 Бузуқлуқтин қечиңлар. «Инсанларниң һәр бир садир қилған гунайи өз тениниң сиртида болиду!» — амма бузуқлуқ садир қилғучи өз тенигә қарши гуна қилиду. 19 Силәрниң тениңлар силәрни туралғу қилған, Худа тәрипидин силәргә илтипат қилинған Муқәддәс Роһниң ибадәтханиси, силәр өзүңларни өзүмниңки әмәс дәп билмәмсиләр? 20 Чүнки силәр чоң бәдәл билән сетивелинғансиләр; шуңа тениңларда Худани улуқлаңлар.

< Коринтлиқларға 1 6 >