< Коринтлиқларға 1 16 >

1 Әнди муқәддәс бәндиләр үчүн сәдиқә топлаш тоғрилиқ, силәрму Галатия өлкисидики җамаәтләргә тапилиғинимдәк қилиңлар.
Περὶ δὲ τῆς λογίας τῆς εἰς τοὺς ἁγίους, ὥσπερ διέταξα ταῖς ἐκκλησίαις τῆς Γαλατίας, οὕτω καὶ ὑμεῖς ποιήσατε.
2 Һәр һәптиниң биринчи күнидә һәр бириңлар тапавитиңларниң бәрикити бойичә униңдин бир үлүшини аҗритип өз йениңларда сақлап қоюңлар; шундақ қилсаңлар, кәлгән вақтимда сәдиқә топлаш һаҗәт болмайду.
Κατὰ μίαν σαββάτων ἕκαστος ὑμῶν παρ᾿ ἑαυτῷ τιθέτω, θησαυρίζων ὅ τι ἂν εὐοδῶται, ἵνα μή, ὅταν ἔλθω, τότε λογίαι γίνωνται.
3 Мән кәлгинимдә, силәр қайси адәмләрни лайиқ көрүп таллисаңлар, мән шуларға [тонуштуруш] хәтлирини йезип берип мошу сәдиқә-шәпқитиңларни Йерусалимға апирип беришкә әвәтимән.
Ὅταν δὲ παραγένωμαι, οὓς ἐὰν δοκιμάσητε δι᾿ ἐπιστολῶν, τούτους πέμψω ἀπενεγκεῖν τὴν χάριν ὑμῶν εἰς Ἱερουσαλήμ·
4 Мениңму беришим мувапиқ көрүлсә, улар маңа һәмраһ болуп бариду.
ἐὰν δὲ ᾖ ἄξιον τοῦ κἀμὲ πορεύεσθαι, σὺν ἐμοὶ πορεύσονται.
5 Амма мән Македонийә өлкисидин өткәндин кейин йениңларға келимән — чүнки мән Македонийәдин өтмәкчимән —
Ἐλεύσομαι δὲ πρὸς ὑμᾶς, ὅταν Μακεδονίαν διέλθω· Μακεδονίαν γὰρ διέρχομαι·
6 бәлким мән силәр билән биллә бир мәзгил турушум мүмкин, һәтта йениңларда қишлап қелишимму мүмкин; шуниңдәк андин қәйәргә бармақчи болсам, силәр ярдәм қилип, мени йолға селип қоярсиләр.
πρὸς ὑμᾶς δὲ τυχὸν παραμενῶ, ἢ καὶ παραχειμάσω, ἵνα ὑμεῖς με προπέμψητε οὗ ἐὰν πορεύωμαι.
7 Чүнки бу қетим силәрни йол үстидила көрүп өтүп кетишни халимаймән, бәлки Рәб буйруса, силәр билән биллә узунрақ бир мәзгил турғум бар.
Οὐ θέλω γὰρ ὑμᾶς ἄρτι ἐν παρόδῳ ἰδεῖν· ἐλπίζω δὲ χρόνον τινὰ ἐπιμεῖναι πρὸς ὑμᾶς, ἐὰν ὁ Κύριος ἐπιτρέπῃ.
8 Амма мән Әфәсус шәһиридә орма һейтиғичә турмақчимән.
Ἐπιμενῶ δὲ ἐν Ἐφέσῳ ἕως τῆς Πεντηκοστῆς·
9 Чүнки [мошу йәрдә] маңа әҗайип чоң, утуқ-мевә бериватқан бир ишик кәң ечилди, шуниңдәк қарши чиққучиларму көп.
θύρα γάρ μοι ἀνέῳγε μεγάλη καὶ ἐνεργής, καὶ ἀντικείμενοι πολλοί.
10 Тимотий йениңларға берип турса, униң араңларда қорқмай әркин-азатә жүрүшигә көңүл бөлүңлар. Чүнки уму маңа охшаш Рәбниң хизмитини ишләватиду.
Ἐὰν δὲ ἔλθῃ Τιμόθεος, βλέπετε ἵνα ἀφόβως γένηται πρὸς ὑμᾶς· τὸ γὰρ ἔργον Κυρίου ἐργάζεται ὡς καὶ ἐγώ.
11 Шуңа һеч ким уни төвән көрмисун; бәлки уни мениң йенимға келиши үчүн аман-есән узитип йолға селип қоюңлар; чүнки униң қериндашлар билән биллә келишини күтмәктимән.
Μή τις οὖν αὐτὸν ἐξουθενήσῃ· προπέμψατε δὲ αὐτὸν ἐν εἰρήνῃ, ἵνα ἔλθῃ πρός με· ἐκδέχομαι γὰρ αὐτὸν μετὰ τῶν ἀδελφῶν.
12 Амма қериндишимиз Аполлосқа кәлсәм, униңдин қериндашлар билән биллә силәрниң йениңларға беришни көп өтүндүм. Лекин униң һазирчә барғуси йоқ. Кейин пурсәт пишип йетилгәндә бариду.
Περὶ δὲ Ἀπολλὼ τοῦ ἀδελφοῦ, πολλὰ παρεκάλεσα αὐτὸν ἵνα ἔλθῃ πρὸς ὑμᾶς μετὰ τῶν ἀδελφῶν· καὶ πάντως οὐκ ἦν θέλημα ἵνα νῦν ἔλθῃ, ἐλεύσεται δὲ ὅταν εὐκαιρήσῃ.
13 Һошияр болуңлар, етиқатта чиң туруңлар; мәртанә әрдәк болуңлар! Қәйсәр болуңлар!
Γρηγορεῖτε, στήκετε ἐν τῇ πίστει, ἀνδρίζεσθε, κραταιοῦσθε.
14 Силәрниң қилған һәммә ишиңлар меһир-муһәббәт билән қилинсун.
Πάντα ὑμῶν ἐν ἀγάπῃ γινέσθω.
15 Әнди, и қериндашлар, Ахая өлкисидики әң дәсләпки етиқат мевиси болған Истифанас вә униң аилисидикиләрни, шундақла уларниң Худаниң муқәддәс бәндилириниң хизмитидә болушқа қандақ өзлирини атиғанлиғини убдан билисиләр; мән силәрдин өтүнимәнки, мошундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә хизмәттә һәр бир җапа тартиватқанларниң сөзлиригә кириңлар.
Παρακαλῶ δὲ ὑμᾶς, ἀδελφοί — οἴδατε τὴν οἰκίαν Στεφανᾶ, ὅτι ἐστὶν ἀπαρχὴ τῆς Ἀχαΐας, καὶ εἰς διακονίαν τοῖς ἁγίοις ἔταξαν ἑαυτούς —
ἵνα καὶ ὑμεῖς ὑποτάσσησθε τοῖς τοιούτοις, καὶ παντὶ τῷ συνεργοῦντι καὶ κοπιῶντι.
17 Амма [йениңлардин] Истифанас, Фортунатус вә Ақайикусниң бу йәргә мени йоқлап кәлгәнлигидин шатландим; чүнки улар силәр тәрәптин кам болғанлирини толуқлап бәрди.
Χαίρω δὲ ἐπὶ τῇ παρουσίᾳ Στεφανᾶ καὶ Φουρτουνάτου καὶ Ἀχαϊκοῦ, ὅτι τὸ ὑμῶν ὑστέρημα οὗτοι ἀνεπλήρωσαν.
18 Чүнки улар мениң роһумни вә һәм силәрниңкиниму йеңиландурди; шуңа шундақ адәмләрни әтиварлап һөрмәтләңлар.
Ἀνέπαυσαν γὰρ τὸ ἐμὸν πνεῦμα καὶ τὸ ὑμῶν· ἐπιγινώσκετε οὖν τοὺς τοιούτους.
19 Асиядики җамаәтләрдин силәргә салам. Аквила вә Прискилла һәм уларниң өйидә җәм болидиған җамаәттинму Рәбдә силәргә қизғин салам йоллайду.
Ἀσπάζονται ὑμᾶς αἱ ἐκκλησίαι τῆς Ἀσίας· ἀσπάζονται ὑμᾶς ἐν Κυρίῳ πολλὰ Ἀκύλας καὶ Πρίσκιλλα, σὺν τῇ κατ᾿ οἶκον αὐτῶν ἐκκλησίᾳ.
20 Қериндашларниң һәммиси силәргә салам йоллайду. Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар.
Ἀσπάζονται ὑμᾶς οἱ ἀδελφοὶ πάντες. Ἀσπάσασθε ἀλλήλους ἐν φιλήματι ἁγίῳ.
21 Мана, мәнки Павлус өз қолум билән салам йезиватимән!
Ὁ ἀσπασμὸς τῇ ἐμῇ χειρὶ Παύλου.
22 Һәр ким Рәб Әйса Мәсиһни сөйгүчи болмиса, униңға ләнәт болсун! Рәббимиз, кәлгәйсән!
Εἴ τις οὐ φιλεῖ τὸν Κύριον Ἰησοῦν Χριστόν, ἤτω ἀνάθεμα. Μαρὰν ἀθά.
23 Рәб Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай!
Ἡ χάρις τοῦ Κυρίου Ἰησοῦ Χριστοῦ μεθ᾿ ὑμῶν.
24 Мениң Мәсиһ Әйсада болған муһәббитим һәммиңлар билән биллә болғай. Амин!
Ἡ ἀγάπη μου μετὰ πάντων ὑμῶν ἐν Χριστῷ Ἰησοῦ. Ἀμήν.

< Коринтлиқларға 1 16 >