< Дела апостолска 8 >

1 Савле пак беше пристао на његову смрт. А у тај дан постаде велико гоњење на цркву јерусалимску, и сви се расејаше по крајевима јудејским и самаријским осим апостола.
Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллайтти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики җамаәткә қаритилған дәһшәтлик зиянкәшлик қозғалди. Расуллардин башқа барлиқ җамаәттикиләр Йәһудийә вә Самарийәниң һәр қайси жутлириға тарқилип кетишти.
2 А људи побожни укопаше Стефана и велики плач учинише над њим.
Бәзи ихласмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға қаттиқ жиға-зерәларни көтиришти.
3 А Савле досађиваше цркви, јер иђаше по кућама, и вуцијаше људе и жене те предаваше у тамницу.
Лекин Саул җамаәткә вәйранчилиқ селип, өйму-өй ахтуруп, әр-аялға қаримай уларни сөрәп чиқип зинданға ташлиди.
4 А они што се беху расејали пролажаху проповедајући реч.
Әнди тарқилип кәткәнләр тарқалған жутларда кезип сөз-каламниң хуш хәвирини җакалиди.
5 А Филип сишавши у град самаријски проповедаше им Христа.
Уларниң ичидин Филип болса Самарийәниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә Мәсиһни җакалиди.
6 А народ пажаше једнодушно на оно што говораше Филип, слушајући и гледајући знаке које чињаше:
Топ-топ кишиләр уни аңлап һәмдә у көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көрүп, бир җан бир дили билән униң сөзлиригә қулақ салди.
7 Јер духови нечисти с великом виком излажаху из многих у којима беху, и многи узети и хроми оздравише.
Чүнки напак роһлар болса, чаплишивалған кишиләрдин қаттиқ вақириғиничә чиқип кәтти. Нурғун паләч, токурларму сақайтилди;
8 И би велика радост у граду оном.
зор шат-хурамлиқ шу шәһәрни қаплиди.
9 А беше један човек, по имену Симон, који пре чараше у граду и довођаше у чудо народ самаријски, говорећи да је он нешто велико;
У шәһәрдә әсли җадугәр-сеһиргәрлик билән шуғуллиниватқан Симон исимлиқ бир адәм бар еди; у шу йол билән пүткүл Самарийәдикиләрни һаң-таң қалдуруп, өзини қалтис зат көрсәтмәкчи болуп кәлгән еди.
10 На ког гледаху сви, и мало и велико, говорећи: Ово је велика сила Божја.
Пеқирдин тартип амбалғичә уларниң һәммиси униңға ихлас қилип қарайтти вә «Худаниң улуқ күч-қудрити мана шу!» дейишәтти.
11 А зато гледаху на њега што их много времена чинима удивљаваше.
Халайиқ униңға шундақ ихлас қилиши униң узундин бери җадугәр-сеһиргәрлиги билән уларни һаң-таң қалдуруп кәлгәнлиги түпәйлидин еди.
12 Кад пак вероваше Филипу који проповедаше јеванђеље о царству Божјем, и о имену Исуса Христа, крштаваху се и људи и жене.
Лекин әнди Филип Худаниң падишалиғи вә Әйса Мәсиһниң нами тоғрисидики хуш хәвәрни җакалиқинида улар униң сөзлиригә ишәнди вә әрләр болсун, аяллар болсун чөмүлдүрүшни қобул қилди.
13 Тада и Симон верова, и крстивши се оста код Филипа; и видећи дела и знаке велике који се чињаху дивљаше се врло.
Симон өзиму ишәнди. У чөмүлдүрүлгән болуп, һемишә Филипниң йенида жүрди һәмдә [Филип] көрситиватқан мөҗизилик аламәтләр вә қудрәтлик ишларға қарап, интайин һәйран болди.
14 А кад чуше апостоли који беху у Јерусалиму да Самарија прими реч Божју, послаше к њима Петра и Јована.
Йерусалимдики расуллар Самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти;
15 Који сишавши помолише се Богу за њих да приме Духа Светог;
иккилән у йәргә чүшүши биләнла, уларни Муқәддәс Роһниң ата қилинғучиси болсун дәп дуа қилди.
16 Јер још ни на једног не беше дошао, него беху само крштени у име Господа Исуса.
Чүнки Муқәддәс Роһ техи уларниң һеч қайсисиға чүшмигән еди; улар пәқәт Рәб Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән еди.
17 Тада апостоли метнуше руке на њих, и они примише Духа Светог.
Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди.
18 А кад виде Симон да се даје Дух Свети кад апостоли метну руке, донесе им новце
Лекин Симон Муқәддәс Роһниң расулларниң қолини тәккүзүп қоюши билән ата қилинғанлиғини көрүп, уларға пул тәңләп:
19 Говорећи: Дајте и мени ову власт да кад метнем руке на кога прими Духа Светог.
— Бу күч-қудрәттин маңиму бериңларки, мәнму һәр кимниң үстигә қоллиримни тәккүзсәм, униңға Муқәддәс Роһ ата қилинсун, — деди.
20 А Петар му рече: Новци твоји с тобом да буду у погибао, што си помислио да се дар Божји може добити за новце.
Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди: — Худаниң бу илтипатини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиғиниң үчүн, пулуң сән билән тәң һалакәткә барсун!
21 Нема теби дела ни исета у овој речи; јер срце твоје није право пред Богом.
Сениң бу ишта һеч һәссәң яки несивәң йоқтур! Чүнки сениң нийитиң Худа алдида дурус әмәс!
22 Покај се дакле од ове своје пакости, и моли се Богу да би ти се опростила помисао срца твог.
Шуңа, бу рәзиллигиңдин товва қилип, Рәбтин, мүмкин болса көңлүмдики бу нийитим кәчүрүм қилинғай, дәп өтүн!
23 Јер те видим да си у горкој жучи и у свези неправде.
Чүнки сениң аччиқ һәсәткә толуп, һәққанийсизлиқниң асаритида екәнлигиң маңа мәлум.
24 А Симон одговарајући рече: Помолите се ви Господу за мене да не наиђе на мене ништа од овог што рекосте.
Симон уларға: — Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди.
25 Тако они посведочивши и говоривши реч Господњу вратише се у Јерусалим, и многим селима самаријским проповедише јеванђеље.
Петрус билән Юһанна йәнә шу йәрдә агаһ-гувалиқ берип Рәбниң сөз-каламини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип хуш хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.
26 А анђео Господњи рече Филипу говорећи: Устани и иди у подне на пут који силази од Јерусалима у Газу и пуст је.
Шу вақитта, Худаниң бир пәриштиси Филипқа: — Орнуңдин туруп җәнупқа қарап Йерусалимдин Газа шәһиригә маңидиған йол билән маң! — деди (шу йол чөлдики йолдур).
27 И уставши пође. И гле, човек Арапин, ушкопљеник, властелин Кандакије царице арапске, што беше над свим њеним ризницама, који беше дошао у Јерусалим да се моли Богу,
Шуңа Филип орнидин туруп йолға чиқти. Вә мана, йолда Ефиопийә аял падишаси Кандасниң бир әмәлдари, пүткүл ғәзнигә мәсъул Ефиопийәлик ағват вәзир туратти. У Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди; һазир қайтиш йолида өзиниң җәң һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң язмисини оқувататти.
28 Па се враћаше, и седећи на колима својим читаше пророка Исаију.
29 А Дух рече Филипу: Приступи и прилепи се тим колима.
Роһ Филипқа: — Бу һарвуниң йениға берип униңға йеқинлашқин, — деди.
30 А Филип притрчавши чу га где чита пророка Исаију, и рече: А разумеш ли шта читаш?
Филип жүгүрүп берип, [вәзирниң] Йәшая пәйғәмбәрниң язмисидин оқуватқанлирини аңлап, униңдин: — Оқуватқиниңизни чүшиниватамсиз? — дәп сориди.
31 А он рече: Како бих могао разумети ако ме ко не упути? И умоли Филипа те се попе и седе с њим.
Вәзир униңға: — Бири маңа чүшәндүрүп бәрмисә, мән қандақму чүшинәләймән?! — дәп, Филипни һарвусиға чиқип йенида олтиришқа өтүнди.
32 А место из писма које читаше беше ово: Као овца на заклање одведе се, и нем као јагње пред оним који га стриже, тако не отвори уста својих.
У оқуватқан язма қисми болса: «У гоя боғузлашқа йетиләп меңилған қойдәк боғузлашқа елип меңилди, Қирқиғучи алдида үн-тинсиз ятқан қозидәк, у задила еғиз ачмиди.
33 У Његовом понижењу укиде се суд Његов. А род Његов ко ће исказати? Јер се Његов живот узима од земље.
У хорлиниду, у һәқ сорақтин мәһрум болди, Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?! Чүнки һаяти йәр йүзидин елип кетилди».
34 Онда ушкопљеник одговори Филипу и рече: Молим те, за кога ово говори пророк? Или за себе или за кога другог?
Ағват Филиптин: — Дәп бәрсиңиз, пәйғәмбәрниң бу сөзи кимгә қаритип ейтилған? Өзигиму яки башқа бирисигиму? — дәп сориди.
35 А Филип отворивши уста своја, и почевши од писма овог, приповеди му јеванђеље Исусово.
Филип ағзини ечип шу язминиң шу қисмидин башлап, униңға Әйса тоғрисидики хуш хәвәрни җакалап бәрди.
36 Како иђаху путем дођоше на некакву воду; и рече ушкопљеник: Ево воде, шта брани мени да се крстим?
Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, ағват: — Мана бу йәрдә су бар екән. [Мошу йәрдила] чөмүлдүрүлүшүмгә қандақ тосалғу бар? — деди.
37 А Филип му рече: Ако верујеш од свега срца свог, можеш. А он одговарајући рече: Верујем да је Исус Христос Син Божји.
38 И заповеди да стану кола, и сиђоше оба на воду, и Филип и ушкопљеник, и крсти га.
У һарвуни тохтитишни буйруди. Филип вә ағват иккиси биллә суға чүшүп, уни чөмүлдүрди.
39 А кад изиђоше из воде, Дух Свети паде на ушкопљеника, а анђео Господњи узе Филипа, и више га не виде ушкопљеник; него отиде путем својим радујући се.
Улар судин чиққанда, Рәбниң Роһи Филипни көтирип елип кәтти. Ағват уни қайта көрмиди, амма у шатлинип йолини давамлаштурди.
40 А Филип се обрете у Азоту; и пролазећи проповедаше јеванђеље свима градовима, док не дође у Ћесарију.
Филип болса Ашдод шәһиридә пәйда болди; у шу жутни кезип, шу йәрдин Қәйсәрийә шәһиригә кәлгичә болған һәммә шәһәрләрдә хуш хәвәр җакалиди.

< Дела апостолска 8 >