< ལཱུཀཿ 1 >

1 པྲཐམཏོ ཡེ སཱཀྵིཎོ ཝཱཀྱཔྲཙཱརཀཱཤྩཱསན྄ ཏེ྅སྨཱཀཾ མདྷྱེ ཡདྱཏ྄ སཔྲམཱཎཾ ཝཱཀྱམརྤཡནྟི སྨ
Гәрчә нурғун адәмләр аримизда мутләқ ишәшлик дәп қаралған ишларни топлап йезишқа киришкән болсиму,
2 ཏདནུསཱརཏོ྅ནྱེཔི བཧཝསྟདྭྲྀཏྟཱནྟཾ རཙཡིཏུཾ པྲཝྲྀཏྟཱཿ།
(худди сөз-каламға баштин-ахир өз көзи билән гувачи болғанлар, шундақла уни сақлап йәткүзгүчиләрниң бизгә аманәт қилған баянлиридәк),
3 ཨཏཨེཝ ཧེ མཧཱམཧིམཐིཡཕིལ྄ ཏྭཾ ཡཱ ཡཱཿ ཀཐཱ ཨཤིཀྵྱཐཱསྟཱསཱཾ དྲྀཌྷཔྲམཱཎཱནི ཡཐཱ པྲཱཔྣོཥི
мәнму барлиқ ишларни баштин тәпсилий тәкшүрүп ениқлиғандин кейин, и һөрмәтлик Теофилус җанаблири, силигә бу ишларни тәртиви бойичә йезишни лайиқ таптим.
4 ཏདརྠཾ པྲཐམམཱརབྷྱ ཏཱནི སཪྻྭཱཎི ཛྙཱཏྭཱཧམཔི ཨནུཀྲམཱཏ྄ སཪྻྭཝྲྀཏྟཱནྟཱན྄ ཏུབྷྱཾ ལེཁིཏུཾ མཏིམཀཱརྵམ྄།
Буниңдин мәхсәт, сили қобул қилған тәлимләрниң мутләқ һәқиқәт екәнлигигә җәзм қилишлири үчүндур.
5 ཡིཧཱུདཱདེཤཱིཡཧེརོདྣཱམཀེ རཱཛཏྭཾ ཀུཪྻྭཏི ཨབཱིཡཡཱཛཀསྱ པཪྻྱཱཡཱདྷིཀཱརཱི སིཁརིཡནཱམཀ ཨེཀོ ཡཱཛཀོ ཧཱརོཎཝཾཤོདྦྷཝཱ ཨིལཱིཤེཝཱཁྱཱ
Йәһудийә өлкисигә падиша болған Һерод сәлтәнәт қилған күнлиридә, «Абия» каһинлиқ нөвитидин бир каһин бар болуп, исми Зәкәрия еди. Униң аялиму Һарунниң әвладидин болуп, исми Елизабит еди.
6 ཏསྱ ཛཱཡཱ དྭཱཝིམཽ ནིརྡོཥཽ པྲབྷོཿ སཪྻྭཱཛྙཱ ཝྱཝསྠཱཤྩ སཾམནྱ ཨཱིཤྭརདྲྀཥྚཽ དྷཱརྨྨིཀཱཝཱསྟཱམ྄།
Улар иккиси Худаниң алидида һәққаний кишиләр болуп, Пәрвәрдигарниң пүтүн әмир-бәлгүлимилири бойичә әйипсиз маңатти.
7 ཏཡོཿ སནྟཱན ཨེཀོཔི ནཱསཱིཏ྄, ཡཏ ཨིལཱིཤེཝཱ བནྡྷྱཱ ཏཽ དྭཱཝེཝ ཝྲྀདྡྷཱཝབྷཝཏཱམ྄།
Амма Елизабит туғмас болғачқа, улар пәрзәнт көрмигән еди. Униң үстигә улар иккиси хеләла яшинип қалған еди.
8 ཡདཱ སྭཔཪྻྱཱནུཀྲམེཎ སིཁརིཡ ཨཱིཤྭཱསྱ སམཀྵཾ ཡཱཛཀཱིཡཾ ཀརྨྨ ཀརོཏི
У өз түркүмидики каһинлар арисида [ибадәтханида] нөвәтчилик вәзиписини Худа алдида ада қиливатқанда,
9 ཏདཱ ཡཛྙསྱ དིནཔརིཔཱཡྻཱ པརམེཤྭརསྱ མནྡིརེ པྲཝེཤཀཱལེ དྷཱུཔཛྭཱལནཾ ཀརྨྨ ཏསྱ ཀརཎཱིཡམཱསཱིཏ྄།
[шу чағдики] каһинлиқ адити бойичә, улар Пәрвәрдигарниң «муқәддәс җай»иға кирип хушбуй селишқа муйәссәр болушқа чәк ташлиғанда шундақ болдики, чәк униңға чиқти.
10 ཏདྡྷཱུཔཛྭཱལནཀཱལེ ལོཀནིཝཧེ པྲཱརྠནཱཾ ཀརྟུཾ བཧིསྟིཥྛཏི
Әнди у хушбуй селиватқан вақтида, җамаәт ташқирида туруп дуа қилишивататти.
11 སཏི སིཁརིཡོ ཡསྱཱཾ ཝེདྱཱཾ དྷཱུཔཾ ཛྭཱལཡཏི ཏདྡཀྵིཎཔཱརྴྭེ པརམེཤྭརསྱ དཱུཏ ཨེཀ ཨུཔསྠིཏོ དརྴནཾ དདཽ།
Туюқсиз Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси униңға хушбуйгаһниң оң тәрипидә көрүнди.
12 ཏཾ དྲྀཥྚྭཱ སིཁརིཡ ཨུདྭིཝིཛེ ཤཤངྐེ ཙ།
Уни көргән Зәкәрия һодуқуп қорқунучқа чөмүп кәтти.
13 ཏདཱ ས དཱུཏསྟཾ བབྷཱཥེ ཧེ སིཁརིཡ མཱ བྷཻསྟཝ པྲཱརྠནཱ གྲཱཧྱཱ ཛཱཏཱ ཏཝ བྷཱཪྻྱཱ ཨིལཱིཤེཝཱ པུཏྲཾ པྲསོཥྱཏེ ཏསྱ ནཱམ ཡོཧན྄ ཨིཏི ཀརིཥྱསི།
Бирақ пәриштә униңға: — Әй Зәкәрия, қорқмиғин! Чүнки тилигиң иҗабәт қилинди, аялиң Елизабит саңа бир оғул туғуп бериду, сән униң исмини Йәһя қойғин.
14 ཀིཉྩ ཏྭཾ སཱནནྡཿ སཧརྵཤྩ བྷཝིཥྱསི ཏསྱ ཛནྨནི བཧཝ ཨཱནནྡིཥྱནྟི ཙ།
У саңа шат-хурамлиқ елип келиду, униң дунияға келиши билән нурғун кишиләр шатлиниду.
15 ཡཏོ ཧེཏོཿ ས པརམེཤྭརསྱ གོཙརེ མཧཱན྄ བྷཝིཥྱཏི ཏཐཱ དྲཱཀྵཱརསཾ སུརཱཾ ཝཱ ཀིམཔི ན པཱསྱཏི, ཨཔརཾ ཛནྨཱརབྷྱ པཝིཏྲེཎཱཏྨནཱ པརིཔཱུརྞཿ
Чүнки у Пәрвәрдигарниң нәзиридә улуқ болиду. У һеч қандақ һарақ-шарап ичмәслиги керәк; һәтта анисиниң қосиғидики вақтидин тартипму Муқәддәс Роһқа толдурулған болиду.
16 སན྄ ཨིསྲཱཡེལྭཾཤཱིཡཱན྄ ཨནེཀཱན྄ པྲབྷོཿ པརམེཤྭརསྱ མཱརྒམཱནེཥྱཏི།
У Исраиллардин нурғунлирини Пәрвәрдигар Худасиниң йениға қайтуриду.
17 སནྟཱནཱན྄ པྲཏི པིཏྲྀཎཱཾ མནཱཾསི དྷརྨྨཛྙཱནཾ པྲཏྱནཱཛྙཱགྲཱཧིཎཤྩ པརཱཝརྟྟཡིཏུཾ, པྲབྷོཿ པརམེཤྭརསྱ སེཝཱརྠམ྄ ཨེཀཱཾ སཛྫིཏཛཱཏིཾ ཝིདྷཱཏུཉྩ ས ཨེལིཡརཱུཔཱཏྨཤཀྟིཔྲཱཔྟསྟསྱཱགྲེ གམིཥྱཏི།
У [Рәбниң] алдида Илияс пәйғәмбәргә хас болған роһ вә күч-қудрәттә болуп, атиларниң қәлблирини балиларға майил қилип, итаәтсизләрни һәққанийларниң ақиланилигигә киргүзүп, Рәб үчүн тәйярланған бир хәлиқни һазир қилиш үчүн униң алдида маңиду, — деди.
18 ཏདཱ སིཁརིཡོ དཱུཏམཝཱདཱིཏ྄ ཀཐམེཏད྄ ཝེཏྶྱཱམི? ཡཏོཧཾ ཝྲྀདྡྷོ མམ བྷཱཪྻྱཱ ཙ ཝྲྀདྡྷཱ།
Зәкәрия болса пәриштидин: Мәнму қерип қалған, аялимму хелә яшинип қалған турса, бу ишни қандақ җәзм қилалаймән? — дәп сориди.
19 ཏཏོ དཱུཏཿ པྲཏྱུཝཱཙ པཤྱེཤྭརསྱ སཱཀྵཱདྭརྟྟཱི ཛིབྲཱཡེལྣཱམཱ དཱུཏོཧཾ ཏྭཡཱ སཧ ཀཐཱཾ གདིཏུཾ ཏུབྷྱམིམཱཾ ཤུབྷཝཱརྟྟཱཾ དཱཏུཉྩ པྲེཥིཏཿ།
Пәриштә җававән: — Мән Худаниң һозурида турғучи Җәбраилмән. Саңа сөз қилишқа, бу хуш хәвәрни саңа йәткүзүшкә мән әвәтилдим.
20 ཀིནྟུ མདཱིཡཾ ཝཱཀྱཾ ཀཱལེ ཕལིཥྱཏི ཏཏ྄ ཏྭཡཱ ན པྲཏཱིཏམ྄ ཨཏཿ ཀཱརཎཱད྄ ཡཱཝདེཝ ཏཱནི ན སེཏྶྱནྟི ཏཱཝཏ྄ ཏྭཾ ཝཀྟུཾམཤཀྟོ མཱུཀོ བྷཝ།
Вақит-саити кәлгәндә чоқум әмәлгә ашурулидиған бу сөзлиримгә ишәнмигәнлигиң түпәйлидин, бу ишлар әмәлгә ашурулған күнигичә мана сән тилиң тутулуп, зуванға келәлмәйсән, — деди.
21 ཏདཱནཱིཾ ཡེ ཡེ ལོཀཱཿ སིཁརིཡམཔཻཀྵནྟ ཏེ མདྷྱེམནྡིརཾ ཏསྱ བཧུཝིལམྦཱད྄ ཨཱཤྩཪྻྱཾ མེནིརེ།
Әнди җамаәт Зәкәрияни күтүп туратти; улар у муқәддәс җайда немә үчүн бунчивала һаял болди, дәп һәйран қалғили турди.
22 ས བཧིརཱགཏོ ཡདཱ ཀིམཔི ཝཱཀྱཾ ཝཀྟུམཤཀྟཿ སངྐེཏཾ ཀྲྀཏྭཱ ནིཿཤབྡསྟསྱཽ ཏདཱ མདྷྱེམནྡིརཾ ཀསྱཙིད྄ དརྴནཾ ཏེན པྲཱཔྟམ྄ ཨིཏི སཪྻྭེ བུབུདྷིརེ།
У чиққанда уларға гәп қилалмиди; униң уларға қол ишарәтлирини қилишидин, шундақла зуван сүрәлмигәнлигидин улар униң муқәддәс җайда бирәр аламәт көрүнүшни көргәнлигини чүшинип йәтти.
23 ཨནནྟརཾ ཏསྱ སེཝནཔཪྻྱཱཡེ སམྤཱུརྞེ སཏི ས ནིཛགེཧཾ ཛགཱམ།
Шундақ болдики, униң [ибадәтханидики] хизмәт муддити тошуши биләнла, у өйигә қайтти.
24 ཀཏིཔཡདིནེཥུ གཏེཥུ ཏསྱ བྷཱཪྻྱཱ ཨིལཱིཤེཝཱ གརྦྦྷཝཏཱི བབྷཱུཝ
Дәрвәқә, бир нәччә күндин кейин униң аяли Елизабит һамилдар болди; у бәш айғичә тала-түзгә чиқмай:
25 པཤྩཱཏ྄ སཱ པཉྩམཱསཱན྄ སཾགོཔྱཱཀཐཡཏ྄ ལོཀཱནཱཾ སམཀྵཾ མམཱཔམཱནཾ ཁཎྜཡིཏུཾ པརམེཤྭརོ མཡི དྲྀཥྚིཾ པཱཏཡིཏྭཱ ཀརྨྨེདྲྀཤཾ ཀྲྀཏཝཱན྄།
«Әнди Пәрвәрдигар мениң һалимға нәзирини чүшүрүп, мени халайиқ арисида номусқа қелиштин халас қилип, маңа бу күнләрдә шунчилик шапаәт көрсәтти» — деди.
26 ཨཔརཉྩ ཏསྱཱ གརྦྦྷསྱ ཥཥྛེ མཱསེ ཛཱཏེ གཱལཱིལྤྲདེཤཱིཡནཱསརཏྤུརེ
[Елизабит һамилдар болуп] алтә ай болғанда, пәриштә Җәбраил Худа тәрипидин Галилийә өлкисидики Насарәт дегән бир шәһәргә, пак бир қизниң қешиға әвәтилди. Қиз болса Давут [падишаниң] җәмәтидин болған Йүсүп исимлиқ бир кишигә дейишип қоюлған еди; қизниң исми болса Мәрйәм еди.
27 དཱཡཱུདོ ཝཾཤཱིཡཱཡ ཡཱུཥཕྣཱམྣེ པུརུཥཱཡ ཡཱ མརིཡམྣཱམཀུམཱརཱི ཝཱགྡཏྟཱསཱིཏ྄ ཏསྱཱཿ སམཱིཔཾ ཛིབྲཱཡེལ྄ དཱུཏ ཨཱིཤྭརེཎ པྲཧིཏཿ།
28 ས གཏྭཱ ཛགཱད ཧེ ཨཱིཤྭརཱནུགྲྀཧཱིཏཀནྱེ ཏཝ ཤུབྷཾ བྷཱུཡཱཏ྄ པྲབྷུཿ པརམེཤྭརསྟཝ སཧཱཡོསྟི ནཱརཱིཎཱཾ མདྷྱེ ཏྭམེཝ དྷནྱཱ།
Җәбраил униң алдиға кирип униңға: — Салам саңа, әй шәпқәткә муйәссәр болған қиз! Пәрвәрдигар саңа ярдур! — деди.
29 ཏདཱནཱིཾ སཱ ཏཾ དྲྀཥྚྭཱ ཏསྱ ཝཱཀྱཏ ཨུདྭིཛྱ ཀཱིདྲྀཤཾ བྷཱཥཎམིདམ྄ ཨིཏི མནསཱ ཙིནྟཡཱམཱས།
У пәриштини көргәндә, униң сөзидин бәк һодуқуп кәтти, көңлидә бундақ салам сөзи зади немини көрситидиғанду, дәп ойлап қалди.
30 ཏཏོ དཱུཏོ྅ཝདཏ྄ ཧེ མརིཡམ྄ བྷཡཾ མཱཀཱརྵཱིཿ, ཏྭཡི པརམེཤྭརསྱཱནུགྲཧོསྟི།
Пәриштә униңға: — Әй Мәрйәм, қорқмиғин. Сән Худа алдида шәпқәт тапқансән.
31 པཤྱ ཏྭཾ གརྦྦྷཾ དྷྲྀཏྭཱ པུཏྲཾ པྲསོཥྱསེ ཏསྱ ནཱམ ཡཱིཤུརིཏི ཀརིཥྱསི།
Мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән, сән униң исмини Әйса дәп қойисән.
32 ས མཧཱན྄ བྷཝིཥྱཏི ཏཐཱ སཪྻྭེབྷྱཿ ཤྲེཥྛསྱ པུཏྲ ཨིཏི ཁྱཱསྱཏི; ཨཔརཾ པྲབྷུཿ པརམེཤྭརསྟསྱ པིཏུརྡཱཡཱུདཿ སིཾཧཱསནཾ ཏསྨཻ དཱསྱཏི;
У улуқ болиду, Һәммидин Алий Болғучиниң оғли дәп атилиду; вә Пәрвәрдигар Худа униңға атиси Давутниң тәхтини ата қилиду.
33 ཏཐཱ ས ཡཱཀཱུབོ ཝཾཤོཔརི སཪྻྭདཱ རཱཛཏྭཾ ཀརིཥྱཏི, ཏསྱ རཱཛཏྭསྱཱནྟོ ན བྷཝིཥྱཏི། (aiōn g165)
У Яқупниң җәмәти үстигә мәңгү сәлтәнәт қилиду, униң падишалиғи түгимәстур, — деди. (aiōn g165)
34 ཏདཱ མརིཡམ྄ ཏཾ དཱུཏཾ བབྷཱཥེ ནཱཧཾ པུརུཥསངྒཾ ཀརོམི ཏརྷི ཀཐམེཏཏ྄ སམྦྷཝིཥྱཏི?
Мәрйәм әнди пәриштидин: — Мән техи әр кишигә тәгмигән турсам, бу иш қандақму мүмкин болсун? — дәп сориди.
35 ཏཏོ དཱུཏོ྅ཀཐཡཏ྄ པཝིཏྲ ཨཱཏྨཱ ཏྭཱམཱཤྲཱཡིཥྱཏི ཏཐཱ སཪྻྭཤྲེཥྛསྱ ཤཀྟིསྟཝོཔརི ཚཱཡཱཾ ཀརིཥྱཏི ཏཏོ ཧེཏོསྟཝ གརྦྦྷཱད྄ ཡཿ པཝིཏྲབཱལཀོ ཛནིཥྱཏེ ས ཨཱིཤྭརཔུཏྲ ཨིཏི ཁྱཱཏིཾ པྲཱཔྶྱཏི།
Пәриштә униңға җававән: — Муқәддәс Роһ сениң вуҗудуңға чүшиду вә Һәммидин Алий Болғучиниң күч-қудрити саңа сайә болуп йеқинлишиду. Шуңа, сәндин туғулидиған муқәддәс [пәрзәнт] Худаниң Оғли дәп атилиду.
36 ཨཔརཉྩ པཤྱ ཏཝ ཛྙཱཏིརིལཱིཤེཝཱ ཡཱཾ སཪྻྭེ བནྡྷྱཱམཝདན྄ ཨིདཱནཱིཾ སཱ ཝཱརྡྡྷཀྱེ སནྟཱནམེཀཾ གརྦྦྷེ྅དྷཱརཡཏ྄ ཏསྱ ཥཥྛམཱསོབྷཱུཏ྄།
Вә мана, туққиниң Елизабитму яшинип қалған болсиму, оғулға һамилдар болди; туғмас дейилгүчиниң қосақ көтәргинигә һазир алтә ай болуп қалди.
37 ཀིམཔི ཀརྨྨ ནཱསཱདྷྱམ྄ ཨཱིཤྭརསྱ།
Чүнки Худа билән һеч қандақ иш мүмкин болмай қалмайду, — деди.
38 ཏདཱ མརིཡམ྄ ཛགཱད, པཤྱ པྲབྷེརཧཾ དཱསཱི མཧྱཾ ཏཝ ཝཱཀྱཱནུསཱརེཎ སཪྻྭམེཏད྄ གྷཊཏཱམ྄; ཨནནཏརཾ དཱུཏསྟསྱཱཿ སམཱིཔཱཏ྄ པྲཏསྠེ།
Мәрйәм: — Мана Пәрвәрдигарниң дедигимән; маңа сөзүң бойичә болсун, — деди. Шуниң билән пәриштә униң йенидин кәтти.
39 ཨཐ ཀཏིཔཡདིནཱཏ྄ པརཾ མརིཡམ྄ ཏསྨཱཏ྄ པཪྻྭཏམཡཔྲདེཤཱིཡཡིཧཱུདཱཡཱ ནགརམེཀཾ ཤཱིགྷྲཾ གཏྭཱ
Мәрйәм шу күнләрдә орнидин қопуп алдирап Йәһудийә тағлиқ районидики бир шәһәргә барди.
40 སིཁརིཡཡཱཛཀསྱ གྲྀཧཾ པྲཝིཤྱ ཏསྱ ཛཱཡཱམ྄ ཨིལཱིཤེཝཱཾ སམྦོདྷྱཱཝདཏ྄།
У Зәкәрияниң өйигә кирип, Елизабитқа салам бәрди.
41 ཏཏོ མརིཡམཿ སམྦོདྷནཝཱཀྱེ ཨིལཱིཤེཝཱཡཱཿ ཀརྞཡོཿ པྲཝིཥྚམཱཏྲེ སཏི ཏསྱཱ གརྦྦྷསྠབཱལཀོ ནནརྟྟ། ཏཏ ཨིལཱིཤེཝཱ པཝིཏྲེཎཱཏྨནཱ པརིཔཱུརྞཱ སཏཱི
Вә шундақ болдики, Елизабит Мәрйәмниң салимини аңлиғандила, қосиғидики бовақ ойнақлап кәтти. Елизабит болса Муқәддәс Роһқа толдурулуп, жуқури аваз билән тәнтәнә қилип мундақ деди: — Қиз-аяллар ичидә бәхитликтурсән, қосиғиңдики мевиму бәхитликтур!
42 པྲོཙྩཻརྒདིཏུམཱརེབྷེ, ཡོཥིཏཱཾ མདྷྱེ ཏྭམེཝ དྷནྱཱ, ཏཝ གརྦྦྷསྠཿ ཤིཤུཤྩ དྷནྱཿ།
43 ཏྭཾ པྲབྷོརྨཱཏཱ, མམ ནིཝེཤནེ ཏྭཡཱ ཙརཎཱཝརྤིཏཽ, མམཱདྱ སཽབྷཱགྱམེཏཏ྄།
Маңа шундақ [шәрәп] нәдин кәлдикин, Рәббимниң аниси болғучи мени йоқлап кәлди!
44 པཤྱ ཏཝ ཝཱཀྱེ མམ ཀརྞཡོཿ པྲཝིཥྚམཱཏྲེ སཏི མམོདརསྠཿ ཤིཤུརཱནནྡཱན྄ ནནརྟྟ།
Чүнки мана, салимиң қулиқимға киргәндила, қосиғимдики бовақ сөйүнүп ойнақлап кәтти.
45 ཡཱ སྟྲཱི ཝྱཤྭསཱིཏ྄ སཱ དྷནྱཱ, ཡཏོ ཧེཏོསྟཱཾ པྲཏི པརམེཤྭརོཀྟཾ ཝཱཀྱཾ སཪྻྭཾ སིདྡྷཾ བྷཝིཥྱཏི།
Ишәнгән қиз нәқәдәр бәхитликтур; чүнки униңға Пәрвәрдигар тәрипидин ейтилған сөз җәзмән әмәлгә ашурулиду!
46 ཏདཱནཱིཾ མརིཡམ྄ ཛགཱད། དྷནྱཝཱདཾ པརེཤསྱ ཀརོཏི མཱམཀཾ མནཿ།
Мәрйәмму хуш болуп мундақ деди: — «Җеним Рәбни улуқлайду,
47 མམཱཏྨཱ ཏཱརཀེཤེ ཙ སམུལླཱསཾ པྲགཙྪཏི།
роһум Қутқузғучим Худадин шатланди,
48 ཨཀརོཏ྄ ས པྲབྷུ རྡུཥྚིཾ སྭདཱསྱཱ དུརྒཏིཾ པྲཏི། པཤྱཱདྱཱརབྷྱ མཱཾ དྷནྱཱཾ ཝཀྵྱནྟི པུརུཥཱཿ སདཱ།
Чүнки У дедигиниң мискин һалиға нәзәр салди; Чүнки мана, шундин башлап барлиқ дәвирләр мени бәхитлик дәп атайду;
49 ཡཿ སཪྻྭཤཀྟིམཱན྄ ཡསྱ ནཱམཱཔི ཙ པཝིཏྲཀཾ། ས ཨེཝ སུམཧཏྐརྨྨ ཀྲྀཏཝཱན྄ མནྣིམིཏྟཀཾ།
Чүнки Қадир Болғучи мән үчүн улуқ ишларни әмәлгә ашурди; Муқәддәстур Униң нами.
50 ཡེ བིབྷྱཏི ཛནཱསྟསྨཱཏ྄ ཏེཥཱཾ སནྟཱནཔཾཀྟིཥུ། ཨནུཀམྤཱ ཏདཱིཡཱ ཙ སཪྻྭདཻཝ སུཏིཥྛཏི།
Униң рәһим-шәпқити дәвирдин-дәвиргичә Өзидин қорқидиғанларниң үстидидур,
51 སྭབཱཧུབལཏསྟེན པྲཱཀཱཤྱཏ པརཱཀྲམཿ། མནཿཀུམནྟྲཎཱསཱརྡྡྷཾ ཝིཀཱིཪྻྱནྟེ྅བྷིམཱནིནཿ།
У билиги билән күч-қудритини намайән қилди, У тәкәббурларни көңлидики нийәт-хияллири ичидила тар мар қилди.
52 སིཾཧཱསནགཏཱལློཀཱན྄ བལིནཤྩཱཝརོཧྱ སཿ། པདེཥཱུཙྩེཥུ ལོཀཱཾསྟུ ཀྵུདྲཱན྄ སཾསྠཱཔཡཏྱཔི།
У күчлүк һөкүмдарларни тәхтидин чүшүрди, Пеқирларни егиз көтәрди.
53 ཀྵུདྷིཏཱན྄ མཱནཝཱན྄ དྲཝྱཻརུཏྟམཻཿ པརིཏརྤྱ སཿ། སཀལཱན྄ དྷནིནོ ལོཀཱན྄ ཝིསྲྀཛེད྄ རིཀྟཧསྟཀཱན྄།
У ачларни нази-немәтләр билән тоюндурди, Лекин байларни қуруқ қол қайтурди.
54 ཨིབྲཱཧཱིམི ཙ ཏདྭཾཤེ ཡཱ དཡཱསྟི སདཻཝ ཏཱཾ། སྨྲྀཏྭཱ པུརཱ པིཏྲྀཎཱཾ ནོ ཡཐཱ སཱཀྵཱཏ྄ པྲཏིཤྲུཏཾ། (aiōn g165)
55 ཨིསྲཱཡེལྶེཝཀསྟེན ཏཐོཔཀྲིཡཏེ སྭཡཾ༎
У ата-бовилиримизға ейтқинидәк, Йәни Ибраһим һәм униң нәслигә мәңгү вәдә қилғинидәк, У Өз рәһим-шәпқитини есидә тутуп, Қули Исраилға ярдәмгә кәлди». (aiōn g165)
56 ཨནནྟརཾ མརིཡམ྄ པྲཱཡེཎ མཱསཏྲཡམ྄ ཨིལཱིཤེཝཡཱ སཧོཥིཏྭཱ ཝྱཱགྷུཡྻ ནིཛནིཝེཤནཾ ཡཡཽ།
Мәрйәм Елизабитниң йенида үч айчә туруп, өз өйигә қайтти.
57 ཏདནནྟརམ྄ ཨིལཱིཤེཝཱཡཱཿ པྲསཝཀཱལ ཨུཔསྠིཏེ སཏི སཱ པུཏྲཾ པྲཱསོཥྚ།
Елизабитниң туғутиниң ай-күни тошуп, бир оғул туғди.
58 ཏཏཿ པརམེཤྭརསྟསྱཱཾ མཧཱནུགྲཧཾ ཀྲྀཏཝཱན྄ ཨེཏཏ྄ ཤྲུཏྭཱ སམཱིཔཝཱསིནཿ ཀུཊུམྦཱཤྩཱགཏྱ ཏཡཱ སཧ མུམུདིརེ།
Әнди униң қолум-хошнилири вә уруқ-туққанлири Пәрвәрдигарниң униңға көрсәткән меһри-шәпқитини шунчә улғайтқанлиғини аңлап, униң билән тәң шатланди.
59 ཏཐཱཥྚམེ དིནེ ཏེ བཱལཀསྱ ཏྭཙཾ ཚེཏྟུམ྄ ཨེཏྱ ཏསྱ པིཏྲྀནཱམཱནུརཱུཔཾ ཏནྣཱམ སིཁརིཡ ཨིཏི ཀརྟྟུམཱིཥུཿ།
Вә шундақ болдики, бовақ туғулуп сәккиз күн болғанда, халайиқ балиниң хәтнисини қилғили кәлди. Улар униңға Зәкәрия дәп атисиниң исмини қоймақчи болушти.
60 ཀིནྟུ ཏསྱ མཱཏཱཀཐཡཏ྄ ཏནྣ, ནཱམཱསྱ ཡོཧན྄ ཨིཏི ཀརྟྟཝྱམ྄།
Лекин аниси җававән: — Яқ! Исми Йәһя аталсун — деди.
61 ཏདཱ ཏེ ཝྱཱཧརན྄ ཏཝ ཝཾཤམདྷྱེ ནཱམེདྲྀཤཾ ཀསྱཱཔི ནཱསྟི།
Улар униңға: — Бирақ уруқ-җәмәтиңиз ичидә бундақ исимдикиләр йоққу! — дейишти.
62 ཏཏཿ པརཾ ཏསྱ པིཏརཾ སིཁརིཡཾ པྲཏི སངྐེཏྱ པཔྲཙྪུཿ ཤིཤོཿ ཀིཾ ནཱམ ཀཱརིཥྱཏེ?
Шуниң билән улар балиниң атисидин пәрзәнтиңизгә немә исим қоюшни халайсиз, дәп ишарәт билән сорашти.
63 ཏཏཿ ས ཕལཀམེཀཾ ཡཱཙིཏྭཱ ལིལེཁ ཏསྱ ནཱམ ཡོཧན྄ བྷཝིཥྱཏི། ཏསྨཱཏ྄ སཪྻྭེ ཨཱཤྩཪྻྱཾ མེནིརེ།
У бир парчә [мом] тахтайни әкилишни тәләп қилип: «Униң исми Йәһядур» дәп язди. Һәммәйлән интайин һәйран қелишти.
64 ཏཏྐྵཎཾ སིཁརིཡསྱ ཛིཧྭཱཛཱཌྱེ྅པགཏེ ས མུཁཾ ཝྱཱདཱཡ སྤཥྚཝརྞམུཙྩཱཪྻྱ ཨཱིཤྭརསྱ གུཎཱནུཝཱདཾ ཙཀཱར།
Шуан униң ағзи ечилди, униң тили йешилип, зуванға кәлди вә шуниң билән Худаға тәшәккүр-мәдһийә ейтти.
65 ཏསྨཱཙྩཏུརྡིཀྶྠཱཿ སམཱིཔཝཱསིལོཀཱ བྷཱིཏཱ ཨེཝམེཏཱཿ སཪྻྭཱཿ ཀཐཱ ཡིཧཱུདཱཡཱཿ པཪྻྭཏམཡཔྲདེཤསྱ སཪྻྭཏྲ པྲཙཱརིཏཱཿ།
Уларниң өпчүрисидикиләрниң һәммисини қорқунуч басти; Йәһудийә тағлиқ районлирида бу ишларниң һәммиси әл ағзида пур кәтти.
66 ཏསྨཱཏ྄ ཤྲོཏཱརོ མནཿསུ སྠཱཔཡིཏྭཱ ཀཐཡཱམྦབྷཱུཝུཿ ཀཱིདྲྀཤོཡཾ བཱལོ བྷཝིཥྱཏི? ཨཐ པརམེཤྭརསྟསྱ སཧཱཡོབྷཱུཏ྄།
Бу ишлардин хәвәр тапқучиларниң һәммиси уларни көңлигә пүкүп: «Бу бала зади қандақ адәм болар?» дейишти. Чүнки Пәрвәрдигарниң қоли дәрвәқә униңға яр еди.
67 ཏདཱ ཡོཧནཿ པིཏཱ སིཁརིཡཿ པཝིཏྲེཎཱཏྨནཱ པརིཔཱུརྞཿ སན྄ ཨེཏཱདྲྀཤཾ བྷཝིཥྱདྭཱཀྱཾ ཀཐཡཱམཱས།
Шу чағда балиниң атиси Зәкәрия Муқәддәс Роһқа толдурулуп, вәһий-бешарәтни йәткүзүп, мундақ деди: —
68 ཨིསྲཱཡེལཿ པྲབྷུ ཪྻསྟུ ས དྷནྱཿ པརམེཤྭརཿ། ཨནུགྲྀཧྱ ནིཛཱལློཀཱན྄ ས ཨེཝ པརིམོཙཡེཏ྄།
«Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқулсун! Чүнки У Өз хәлқини йоқлап, улардин хәвәр елип, бәдәл төләп уларни һөр қилди.
69 ཝིཔཀྵཛནཧསྟེབྷྱོ ཡཐཱ མོཙྱཱམཧེ ཝཡཾ། ཡཱཝཛྫཱིཝཉྩ དྷརྨྨེཎ སཱརལྱེན ཙ ནིརྦྷཡཱཿ།
70 སེཝཱམཧཻ ཏམེཝཻཀམ྄ ཨེཏཏྐཱརཎམེཝ ཙ། སྭཀཱིཡཾ སུཔཝིཏྲཉྩ སཾསྨྲྀཏྱ ནིཡམཾ སདཱ།
У қедимдин бери муқәддәс пәйғәмбәрлириниң ағзи арқилиқ вәдә қилғинидәк, Қули болған Давутниң җәмәти ичидин биз үчүн бир ниҗат мүңгүзини өстүрүп турғузди; Бу зат бизни дүшмәнлиримиздин вә бизни өч көридиғанларниң қолидин қутқузғучи ниҗаттур. (aiōn g165)
71 ཀྲྀཔཡཱ པུརུཥཱན྄ པཱུཪྻྭཱན྄ ནིཀཥཱརྠཱཏྟུ ནཿ པིཏུཿ། ཨིབྲཱཧཱིམཿ སམཱིཔེ ཡཾ ཤཔཐཾ ཀྲྀཏཝཱན྄ པུརཱ།
72 ཏམེཝ སཕལཾ ཀརྟྟཾ ཏཐཱ ཤཏྲུགཎསྱ ཙ། ཨྲྀཏཱིཡཱཀཱརིཎཤྩཻཝ ཀརེབྷྱོ རཀྵཎཱཡ ནཿ།
У шу йол билән ата-бовилиримизға илтипат әйләп, Муқәддәс әһдисини әмәлгә ашуруш үчүн, Йәни атимиз Ибраһимға болған қәсимини есидә тутуп, Бизни дүшмәнлириниң қолидин азат қилип, Барлиқ күнлиримиздә һеч кимдин қорқмай, Өз алдида ихласмәнлик вә һәққанийлиқ билән, Хизмәт-ибадитидә болидиған қилди.
73 སྲྀཥྚེཿ པྲཐམཏཿ སྭཱིཡཻཿ པཝིཏྲཻ རྦྷཱཝིཝཱདིབྷིཿ། (aiōn g165)
74 ཡཐོཀྟཝཱན྄ ཏཐཱ སྭསྱ དཱཡཱུདཿ སེཝཀསྱ ཏུ།
75 ཝཾཤེ ཏྲཱཏཱརམེཀཾ ས སམུཏྤཱདིཏཝཱན྄ སྭཡམ྄།
76 ཨཏོ ཧེ བཱལཀ ཏྭནྟུ སཪྻྭེབྷྱཿ ཤྲེཥྛ ཨེཝ ཡཿ། ཏསྱཻཝ བྷཱཝིཝཱདཱིཏི པྲཝིཁྱཱཏོ བྷཝིཥྱསི། ཨསྨཱཀཾ ཙརཎཱན྄ ཀྵེམེ མཱརྒེ ཙཱལཡིཏུཾ སདཱ། ཨེཝཾ དྷྭཱནྟེ྅རྠཏོ མྲྀཏྱོཤྪཱཡཱཡཱཾ ཡེ ཏུ མཱནཝཱཿ།
Әнди сән, и балам, Һәммидин Алий Болғучиниң пәйғәмбири дәп атилисән; Чүнки сән Рәбниң йоллирини тәйярлаш үчүн Униң алдида маңисән.
77 ཨུཔཝིཥྚཱསྟུ ཏཱནེཝ པྲཀཱཤཡིཏུམེཝ ཧི། ཀྲྀཏྭཱ མཧཱནུཀམྤཱཾ ཧི ཡཱམེཝ པརམེཤྭརཿ།
Вәзипәң униң хәлқигә гуналириниң кәчүрүм қилиниши арқилиқ болидиған ниҗатниң хәвирини билдүрүштүр;
78 ཨཱུརྡྭྭཱཏ྄ སཱུཪྻྱམུདཱཡྻཻཝཱསྨབྷྱཾ པྲཱདཱཏྟུ དརྴནཾ། ཏཡཱནུཀམྤཡཱ སྭསྱ ལོཀཱནཱཾ པཱཔམོཙནེ།
Чүнки Худайимизниң ичи-бағридин урғуп чиққан шәпқәтләр вәҗидин, Қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси ичидә олтарғанларни йорутуш үчүн, Путлиримизни аманлиқ йолиға башлаш үчүн, Әрштин таң шәпиқи үстимизгә чүшүп йоқлиди.
79 པརིཏྲཱཎསྱ ཏེབྷྱོ ཧི ཛྙཱནཝིཤྲཱཎནཱཡ ཙ། པྲབྷོ རྨཱརྒཾ པརིཥྐརྟྟུཾ ཏསྱཱགྲཱཡཱི བྷཝིཥྱསི༎
80 ཨཐ བཱལཀཿ ཤརཱིརེཎ བུདྡྷྱཱ ཙ ཝརྡྡྷིཏུམཱརེབྷེ; ཨཔརཉྩ ས ཨིསྲཱཡེལོ ཝཾཤཱིཡལོཀཱནཱཾ སམཱིཔེ ཡཱཝནྣ པྲཀཊཱིབྷཱུཏསྟཱསྟཱཝཏ྄ པྲཱནྟརེ ནྱཝསཏ྄།
Бала болса өсүп, роһта күчләндүрүлди. У Исраил җамаитиниң алдида намайән қилинғичә чөлләрдә яшап кәлди.

< ལཱུཀཿ 1 >