< ཡོཧནཿ 3 >

1 ནིཀདིམནཱམཱ ཡིཧཱུདཱིཡཱནཱམ྄ ཨདྷིཔཏིཿ ཕིརཱུཤཱི ཀྵཎདཱཡཱཾ
Йәһудийлар [кеңәшмисиниң] Пәрисийләрдин болған Никодим исимлиқ бир йолбашчиси бар еди.
2 ཡཱིཤཽརབྷྱརྞམ྄ ཨཱཝྲཛྱ ཝྱཱཧཱརྵཱིཏ྄, ཧེ གུརོ བྷཝཱན྄ ཨཱིཤྭརཱད྄ ཨཱགཏ྄ ཨེཀ ཨུཔདེཥྚཱ, ཨེཏད྄ ཨསྨཱབྷིརྫྙཱཡཏེ; ཡཏོ བྷཝཏཱ ཡཱནྱཱཤྩཪྻྱཀརྨྨཱཎི ཀྲིཡནྟེ པརམེཤྭརསྱ སཱཧཱཡྻཾ ཝིནཱ ཀེནཱཔི ཏཏྟཏྐརྨྨཱཎི ཀརྟྟུཾ ན ཤཀྱནྟེ།
Бу адәм бир кечиси Әйсаниң алдиға келип: — Устаз, сениң Худадин кәлгән тәлим бәргүчи екәнлигиңни билимиз. Чүнки Худа униң билән биллә болмиса, һеч кимниң сән көрсәткән бу мөҗизилик аламәтләрни көрситиши қәтъий мүмкин әмәс, — деди.
3 ཏདཱ ཡཱིཤུརུཏྟརཾ དཏྟཝཱན྄ ཏཝཱཧཾ ཡཐཱརྠཏརཾ ཝྱཱཧརཱམི པུནརྫནྨནི ན སཏི ཀོཔི མཱནཝ ཨཱིཤྭརསྱ རཱཛྱཾ དྲཥྚུཾ ན ཤཀྣོཏི།
Әйса униңға җававән: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, һеч ким жуқуридин туғулмиғичә, Худаниң падишалиғини көрәлмәс! — деди.
4 ཏཏོ ནིཀདཱིམཿ པྲཏྱཝོཙཏ྄ མནུཛོ ཝྲྀདྡྷོ བྷཱུཏྭཱ ཀཐཾ ཛནིཥྱཏེ? ས ཀིཾ པུན རྨཱཏྲྀརྫཋརཾ པྲཝིཤྱ ཛནིཏུཾ ཤཀྣོཏི?
Никодим: — Адәм қериғинида қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға қайта кирип туғулуши мүмкинму?! — дәп сориди.
5 ཡཱིཤུརཝཱདཱིད྄ ཡཐཱརྠཏརམ྄ ཨཧཾ ཀཐཡཱམི མནུཛེ ཏོཡཱཏྨབྷྱཱཾ པུན རྣ ཛཱཏེ ས ཨཱིཤྭརསྱ རཱཛྱཾ པྲཝེཥྚུཾ ན ཤཀྣོཏི།
Әйса мундақ җавап бәрди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, һәм судин, һәм Роһтин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң падишалиғиға кирәлмәс!
6 མཱཾསཱད྄ ཡཏ྄ ཛཱཡཏེ ཏན྄ མཱཾསམེཝ ཏཐཱཏྨནོ ཡོ ཛཱཡཏེ ས ཨཱཏྨཻཝ།
Әттин туғулған болса әттур; роһтин туғулған болса роһтур.
7 ཡུཥྨཱབྷིཿ པུན རྫནིཏཝྱཾ མམཻཏསྱཱཾ ཀཐཱཡཱམ྄ ཨཱཤྩཪྻཾ མཱ མཾསྠཱཿ།
Саңа: «Жуқиридин туғулушуңлар керәк» дегинимгә һәйран қалма.
8 སདཱགཏིཪྻཱཾ དིཤམིཙྪཏི ཏསྱཱམེཝ དིཤི ཝཱཏི, ཏྭཾ ཏསྱ སྭནཾ ཤུཎོཥི ཀིནྟུ ས ཀུཏ ཨཱཡཱཏི ཀུཏྲ ཡཱཏི ཝཱ ཀིམཔི ན ཛཱནཱསི ཏདྭཱད྄ ཨཱཏྨནཿ སཀཱཤཱཏ྄ སཪྻྭེཥཱཾ མནུཛཱནཱཾ ཛནྨ བྷཝཏི།
Шамал халиған тәрәпкә соқиду, сән униң авазини аңлайсән, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә баридиғинини билмәйсән. Роһтин туғулған һәр бириму шундақтур.
9 ཏདཱ ནིཀདཱིམཿ པྲྀཥྚཝཱན྄ ཨེཏཏ྄ ཀཐཾ བྷཝིཏུཾ ཤཀྣོཏི?
Никодим йәнә җававән Әйсаға: — Бу ишлар қандақму мүмкин болар? — деди.
10 ཡཱིཤུཿ པྲཏྱཀྟཝཱན྄ ཏྭམིསྲཱཡེལོ གུརུརྦྷཱུཏྭཱཔི ཀིམེཏཱཾ ཀཐཱཾ ན ཝེཏྶི?
Әйса униңға җававән мундақ деди: — «Сән Исраилниң өлимаси туруп, буниму билмәмсән?
11 ཏུབྷྱཾ ཡཐཱརྠཾ ཀཐཡཱམི, ཝཡཾ ཡད྄ ཝིདྨསྟད྄ ཝཙྨཿ ཡཾཙྩ པཤྱཱམསྟསྱཻཝ སཱཀྵྱཾ དདྨཿ ཀིནྟུ ཡུཥྨཱབྷིརསྨཱཀཾ སཱཀྵིཏྭཾ ན གྲྀཧྱཏེ།
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән саңа шуни ейтип қояйки, биз билгинимизни ейтимиз вә көргинимизгә гувалиқ беримиз, лекин силәр бизниң гувалиғимизни қобул қилмайсиләр.
12 ཨེཏསྱ སཾསཱརསྱ ཀཐཱཡཱཾ ཀཐིཏཱཡཱཾ ཡདི ཡཱུཡཾ ན ཝིཤྭསིཐ ཏརྷི སྭརྒཱིཡཱཡཱཾ ཀཐཱཡཱཾ ཀཐཾ ཝིཤྭསིཥྱཐ?
Силәргә зиминдики ишларни ейтсам ишәнмигән йәрдә, әрштики ишларни ейтсам қандақму ишинисиләр?
13 ཡཿ སྭརྒེ྅སྟི ཡཾ ཙ སྭརྒཱད྄ ཨཝཱརོཧཏ྄ ཏཾ མཱནཝཏནཡཾ ཝིནཱ ཀོཔི སྭརྒཾ ནཱརོཧཏ྄།
Өзи әрштә болуп, әрштин чүшкүчидин, йәни Инсаноғлидин башқа һеч ким әршкә чиқмиди.
14 ཨཔརཉྩ མཱུསཱ ཡཐཱ པྲཱནྟརེ སརྤཾ པྲོཏྠཱཔིཏཝཱན྄ མནུཥྱཔུཏྲོ྅པི ཏཐཻཝོཏྠཱཔིཏཝྱཿ;
Муса чөлдә [туч] иланни көтәргәндәк, Инсаноғлиму охшашла шундақ егиз көтирилиши керәк.
15 ཏསྨཱད྄ ཡཿ ཀཤྩིཏ྄ ཏསྨིན྄ ཝིཤྭསིཥྱཏི སོ྅ཝིནཱཤྱཿ སན྄ ཨནནྟཱཡུཿ པྲཱཔྶྱཏི། (aiōnios g166)
Шундақ болғанда, униңға етиқат қилғанларниң һәммиси һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришәләйду». (aiōnios g166)
16 ཨཱིཤྭར ཨིཏྠཾ ཛགདདཡཏ ཡཏ྄ སྭམདྭིཏཱིཡཾ ཏནཡཾ པྲཱདདཱཏ྄ ཏཏོ ཡཿ ཀཤྩིཏ྄ ཏསྨིན྄ ཝིཤྭསིཥྱཏི སོ྅ཝིནཱཤྱཿ སན྄ ཨནནྟཱཡུཿ པྲཱཔྶྱཏི། (aiōnios g166)
Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйидуки, Өзиниң бирдин-бир йеганә Оғлини пида болушқа бәрди. Мәхсити, униңға етиқат қилған һәр бириниң һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүндур. (aiōnios g166)
17 ཨཱིཤྭརོ ཛགཏོ ལོཀཱན྄ དཎྜཡིཏུཾ སྭཔུཏྲཾ ན པྲེཥྱ ཏཱན྄ པརིཏྲཱཏུཾ པྲེཥིཏཝཱན྄།
Худа Оғлини дуниядики инсанларни гунаға бекитиш үчүн әмәс, бәлки уларниң у арқилиқ қутқузулуши үчүн дунияға әвәтти.
18 ཨཏཨེཝ ཡཿ ཀཤྩིཏ྄ ཏསྨིན྄ ཝིཤྭསིཏི ས དཎྜཱརྷོ ན བྷཝཏི ཀིནྟུ ཡཿ ཀཤྩིཏ྄ ཏསྨིན྄ ན ཝིཤྭསིཏི ས ཨིདཱནཱིམེཝ དཎྜཱརྷོ བྷཝཏི, ཡཏཿ ས ཨཱིཤྭརསྱཱདྭིཏཱིཡཔུཏྲསྱ ནཱམནི པྲཏྱཡཾ ན ཀརོཏི།
Кимки униңға етиқат қилғучи болса, гунаға бекитилмәйду; лекин етиқат қилмиғучи болса аллиқачан гунаға бекитилгәндур; чүнки у Худаниң йәккә-йеганә Оғлиниң намиға етиқат қилмиған.
19 ཛགཏོ མདྷྱེ ཛྱོཏིཿ པྲཱཀཱཤཏ ཀིནྟུ མནུཥྱཱཎཱཾ ཀརྨྨཎཱཾ དྲྀཥྚཏྭཱཏ྄ ཏེ ཛྱོཏིཥོཔི ཏིམིརེ པྲཱིཡནྟེ ཨེཏདེཝ དཎྜསྱ ཀཱརཎཱཾ བྷཝཏི།
Вә гунаға бекитиш сәвәви мана шуки, нур дунияға кәлгән болсиму, инсанлар нурни әмәс, бәлки қараңғулуқни яхши көрди; чүнки уларниң әмәллири рәзил еди.
20 ཡཿ ཀུཀརྨྨ ཀརོཏི ཏསྱཱཙཱརསྱ དྲྀཥྚཏྭཱཏ྄ ས ཛྱོཏིརྲཱྀཏཱིཡིཏྭཱ ཏནྣིཀཊཾ ནཱཡཱཏི;
Чүнки рәзиллик қилғучи һәр бири нурни яман көрүп вә өзиниң қилған-әткәнлириниң ашкарә қилинмаслиғи үчүн нурға кәлмәйду;
21 ཀིནྟུ ཡཿ སཏྐརྨྨ ཀརོཏི ཏསྱ སཪྻྭཱཎི ཀརྨྨཱཎཱིཤྭརེཎ ཀྲྀཏཱནཱིཏི སཐཱ པྲཀཱཤཏེ ཏདབྷིཔྲཱཡེཎ ས ཛྱོཏིཥཿ སནྣིདྷིམ྄ ཨཱཡཱཏི།
лекин һәқиқәтни жүргүзгүчи болса, әмәллирини Худаға тайинип қилғанлиғи аян болсун дәп, нурға келиду.
22 ཏཏཿ པརམ྄ ཡཱིཤུཿ ཤིཥྱཻཿ སཱརྡྡྷཾ ཡིཧཱུདཱིཡདེཤཾ གཏྭཱ ཏཏྲ སྠིཏྭཱ མཛྫཡིཏུམ྄ ཨཱརབྷཏ།
Бу ишлардин кейин, Әйса мухлислири билән Йәһудийә зиминиға барди; у у йәрдә улар билән биллә туруп, кишиләрни чөмүлдүрди.
23 ཏདཱ ཤཱལམ྄ ནགརསྱ སམཱིཔསྠཱཡིནི ཨཻནན྄ གྲཱམེ བཧུཏརཏོཡསྠིཏེསྟཏྲ ཡོཧན྄ ཨམཛྫཡཏ྄ ཏཐཱ ཙ ལོཀཱ ཨཱགཏྱ ཏེན མཛྫིཏཱ ཨབྷཝན྄།
Шу чағда Йәһя [пәйғәмбәрму] Салим йезисиниң йенидики Айнон дегән йәрдә кишиләрни чөмүлдүрүвататти. Чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға келишип, чөмүлдүрүшни қобул қилишатти
24 ཏདཱ ཡོཧན྄ ཀཱརཱཡཱཾ ན བདྡྷཿ།
(чүнки шу чағда Йәһя техи зинданға ташланмиған еди).
25 ཨཔརཉྩ ཤཱཙཀརྨྨཎི ཡོཧཱནཿ ཤིཥྱཻཿ སཧ ཡིཧཱུདཱིཡལོཀཱནཱཾ ཝིཝཱདེ ཛཱཏེ, ཏེ ཡོཧནཿ སཾནྣིདྷིཾ གཏྭཱཀཐཡན྄,
[шу вақитларда] Йәһяниң мухлислири бир Йәһудий киши билән таһарәт қаидилири тоғрисида бәс-муназирә қилишип қалди.
26 ཧེ གུརོ ཡརྡྡནནདྱཱཿ པཱརེ བྷཝཏཱ སཱརྡྡྷཾ ཡ ཨཱསཱིཏ྄ ཡསྨིཾཤྩ བྷཝཱན྄ སཱཀྵྱཾ པྲདདཱཏ྄ པཤྱཏུ སོཔི མཛྫཡཏི སཪྻྭེ ཏསྱ སམཱིཔཾ ཡཱནྟི ཙ།
Андин мухлислар Йәһяниң йениға келип: — Устаз, Иордан дәриясиниң у қетида сән билән биргә болған, өзүң [тәрипләп] гувалиқ бәргән һелиқи киши мана һазир өзи кишиләрни чөмүлдүрүватиду, вә һәммә адәм униң йениға кетишиватиду, — деди.
27 ཏདཱ ཡོཧན྄ པྲཏྱཝོཙད྄ ཨཱིཤྭརེཎ ན དཏྟེ ཀོཔི མནུཛཿ ཀིམཔི པྲཱཔྟུཾ ན ཤཀྣོཏི།
Йәһя мундақ җавап бәрди: — Әгәр униңға әрштин ата қилинмиған болса, инсан һеч нәрсигә егә болалмайду.
28 ཨཧཾ ཨབྷིཥིཀྟོ ན བྷཝཱམི ཀིནྟུ ཏདགྲེ པྲེཥིཏོསྨི ཡཱམིམཱཾ ཀཐཱཾ ཀཐིཏཝཱནཱཧཾ ཏཏྲ ཡཱུཡཾ སཪྻྭེ སཱཀྵིཎཿ སྠ།
Мениң силәргә: «Мән Мәсиһ әмәс, пәқәт униң алдида әвәтилгәнмән» дегинимгә өзүңлар гувачисиләр.
29 ཡོ ཛནཿ ཀནྱཱཾ ལབྷཏེ ས ཨེཝ ཝརཿ ཀིནྟུ ཝརསྱ སནྣིདྷཽ དཎྜཱཡམཱནཾ ཏསྱ ཡནྨིཏྲཾ ཏེན ཝརསྱ ཤབྡེ ཤྲུཏེ྅ཏཱིཝཱཧླཱདྱཏེ མམཱཔི ཏདྭད྄ ཨཱནནྡསིདྡྷིརྫཱཏཱ།
Келинчәкни әмригә алғучи жигиттур; қолдиши жигитниң авазини күтиду; қолдаш униң авазини аңлап, қәлбидә толиму хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәндиму хурсәнлик толуп ташиду.
30 ཏེན ཀྲམཤོ ཝརྡྡྷིཏཝྱཾ ཀིནྟུ མཡཱ ཧྶིཏཝྱཾ།
Униң жүксилиши, мениң аҗизлишишим муқәррәрдур.
31 ཡ ཨཱུརྡྷྭཱདཱགཙྪཏ྄ ས སཪྻྭེཥཱཾ མུཁྱོ ཡཤྩ སཾསཱརཱད྄ ཨུདཔདྱཏ ས སཱཾསཱརིཀཿ སཾསཱརཱིཡཱཾ ཀཐཱཉྩ ཀཐཡཏི ཡསྟུ སྭརྒཱདཱགཙྪཏ྄ ས སཪྻྭེཥཱཾ མུཁྱཿ།
Үстүндин кәлгүчи һәммидин үстүндур. Зиминдин кәлгүчи зиминға тәвә болуп зиминдики ишларни сөзләйду. Әрштин кәлгүчи һәммидин үстүндур;
32 ས ཡདཔཤྱདཤྲྀཎོཙྩ ཏསྨིནྣེཝ སཱཀྵྱཾ དདཱཏི ཏཐཱཔི པྲཱཡཤཿ ཀཤྩིཏ྄ ཏསྱ སཱཀྵྱཾ ན གྲྀཧླཱཏི;
өзиниң [әрштә] көргән вә аңлиғанлири болса, у булар тоғрилиқ гувалиқ бериду; бирақ һеч ким униң гувалиқини қобул қилмайду.
33 ཀིནྟུ ཡོ གྲྀཧླཱཏི ས ཨཱིཤྭརསྱ སཏྱཝཱདིཏྭཾ མུདྲཱངྒིཏཾ ཀརོཏི།
[Һалбуки], кимки униң гувалиқини қобул қилған болса, Худаниң һәқ екәнлигигиму мөһүрини басқан болиду.
34 ཨཱིཤྭརེཎ ཡཿ པྲེརིཏཿ སཨེཝ ཨཱིཤྭརཱིཡཀཐཱཾ ཀཐཡཏི ཡཏ ཨཱིཤྭར ཨཱཏྨཱནཾ ཏསྨཻ ཨཔརིམིཏམ྄ ཨདདཱཏ྄།
Чүнки Худа әвәткини Худаниң сөзлирини сөзләйду; чүнки Худа Роһни [униңға] өлчәм билән кәмләп бәрмәс.
35 པིཏཱ པུཏྲེ སྣེཧཾ ཀྲྀཏྭཱ ཏསྱ ཧསྟེ སཪྻྭཱཎི སམརྤིཏཝཱན྄།
Ата Оғулни сөйиду вә һәммә ишларни униң қолиға тапшурғандур.
36 ཡཿ ཀཤྩིཏ྄ པུཏྲེ ཝིཤྭསིཏི ས ཨེཝཱནནྟམ྄ པརམཱཡུཿ པྲཱཔྣོཏི ཀིནྟུ ཡཿ ཀཤྩིཏ྄ པུཏྲེ ན ཝིཤྭསིཏི ས པརམཱཡུཥོ དརྴནཾ ན པྲཱཔྣོཏི ཀིནྟྭཱིཤྭརསྱ ཀོཔབྷཱཛནཾ བྷཱུཏྭཱ ཏིཥྛཏི། (aiōnios g166)
Оғулға етиқат қилғучи мәңгүлүк һаятқа егидур. Лекин Оғулға итаәт қилмиғучи һаятни һеч көрмәйду, бәлки Худаниң ғәзиви шундақларниң үстидә туриду. (aiōnios g166)

< ཡོཧནཿ 3 >