< ایّوب 38 >

و خداوند ایوب را از میان گردبادخطاب کرده، گفت: ۱ 1
Андин Пәрвәрдигар қара қуюн ичидин Аюпқа җавап берип мундақ деди: —
«کیست که مشورت را از سخنان بی‌علم تاریک می‌سازد؟ ۲ 2
«Несиһәтни тутуруқсиз сөзләр билән хирәләштүргән зади ким?
الان کمر خود را مثل مرد ببند، زیرا که از توسوال می‌نمایم پس مرا اعلام نما. ۳ 3
Әркәктәк белиңни чиң бағла; Шунда Мән сәндин сорай, Андин сән Мени хәвәрдар қил!
وقتی که زمین را بنیاد نهادم کجا بودی؟ بیان کن اگر فهم داری. ۴ 4
Мән йәр-зиминни апиридә қилғинимда, сән зади нәдә едиң? Буларни чүшәнгән болсаң, баян қиливәр.
کیست که آن را پیمایش نمود؟ اگر می‌دانی! وکیست که ریسمانکار را بر آن کشید؟ ۵ 5
Ким йәр-зиминниң өлчимини бекиткән? — Сән буни билмәмсән? Ким униң үстигә тана тартип өлчигән?
پایه هایش بر چه چیز گذاشته شد؟ و کیست که سنگ زاویه‌اش را نهاد، ۶ 6
Таң сәһәрдики юлтузлар биллә күй ейтишқан вақтида, Худаниң оғуллири хошаллиқтин тәнтәнә қилишқан вақтида, Йәр-зиминниң һуллири нәгә патурулған? Ким униң бүҗәк тешини салған?
هنگامی که ستارگان صبح باهم ترنم نمودند، و جمیع پسران خدا آوازشادمانی دادند؟ ۷ 7
و کیست که دریا را به درهامسدود ساخت، وقتی که به در جست و از رحم بیرون آمد؟ ۸ 8
Балиятқудин чиққандәк, деңиз сүйи бөсүп чиққанда, Ким уни дәрвазилар ичигә бәнд қилған?
وقتی که ابرها را لباس آن گردانیدم و تاریکی غلیظ را قنداقه آن ساختم. ۹ 9
Мән булутни деңизниң кийими қилғанда, Вә қап-қараңғуни униң закиси қилғанда,
و حدی برای آن قرار دادم و پشت بندها و درها تعیین نمودم. ۱۰ 10
Мән униң үчүн пасил кәскән вақитта, Уни чәкләп балдақларни һәм дәрвазиларни салғанда,
و گفتم تا به اینجا بیا و تجاوز منما. و دراینجا امواج سرکش تو بازداشته شود. ۱۱ 11
Йәни униңға: «Мошу йәргичә барисән, пасилдин өтмә, Сениң тәкәббур долқунлириң мошу йәрдә тохтисун» дегәндә, сән нәдә едиң?
«آیا تو از ابتدای عمر خود صبح را فرمان دادی، و فجر را به موضعش عارف گردانیدی؟ ۱۲ 12
Сән туғулғандин бери сәһәрни «Чиқ» дәп буйруп баққанмусән? Сән таң сәһәргә өзи чиқидиған җайини көрсәткәнмусән?
تا کرانه های زمین را فرو‌گیرد و شریران از آن افشانده شوند. ۱۳ 13
Сән шундақ қилип сәһәргә йәр йүзиниң қәриниму йорутқузуп һөкүм сүргүзүп, Шундақла рәзилләрни титритип йәр-зиминдин қоғлатқузғанмусән?
مثل گل زیر خاتم مبدل می‌گردد. و همه‌چیز مثل لباس صورت می‌پذیرد. ۱۴ 14
Шуниң билән йәр-зимин сеғиз лайға бесилған мөһүр излиридәк өзгәртилиду; Кийгән кийимдәк һәммә ениқ болиду;
و نور شریران از ایشان گرفته می‌شود، و بازوی بلند شکسته می‌گردد. ۱۵ 15
Һәм шуниң билән рәзилләрниң «нур»и улардин елип кетилиду; Көтирилгән биләкләр сундурулиду.
آیا به چشمه های دریا داخل شده، یا به عمقهای لجه رفته‌ای؟ ۱۶ 16
Деңиздики булақларға сәпәр қилип йәткәнмусән? Океанларниң қәридә меңип баққанмусән?
آیا درهای موت برای تو باز شده است؟ یا درهای سایه موت را دیده‌ای؟ ۱۷ 17
Өлүмниң дәрвазилири саңа ашкариланғанму? Өлүм сайисиниң дәрвазилирини көргәнмусән?
آیاپهنای زمین را ادراک کرده‌ای؟ خبر بده اگر این همه را می‌دانی. ۱۸ 18
Әқлиң йәр-зиминниң чоңлуғиға йәткәнму? Һәммисини билгән болсаң ениқ баян қил!
راه مسکن نور کدام است، ومکان ظلمت کجا می‌باشد، ۱۹ 19
Нур турушлуқ җайға баридиған йол нәдә? Қараңғулуқниң болса, әслий орни нәдә?
تا آن را به حدودش برسانی، و راههای خانه او را درک نمایی؟ ۲۰ 20
Сән [буни билип] уларни өз чегарасиға апираламсән? Уларниң өйигә маңидиған йолларни билип йетәләмсән?
البته می‌دانی، چونکه در آنوقت مولودشدی، و عدد روزهایت بسیار است! ۲۱ 21
Һәә, раст, сән билисән, чүнки сән уларниң чағлиридин илгири туғулғансән, Күнлириңниң сани дәрһәқиқәт көптин көптур!
«آیا به مخزن های برف داخل شده، و خزینه های تگرگ را مشاهده نموده‌ای، ۲۲ 22
Қар қачиланған ғәзниләргә кирип көрдүңму. Мөлдүр амбирлириниму көрүп бақтиңму?
که آنهارا به جهت وقت تنگی نگاه داشتم، به جهت روزمقاتله و جنگ؟ ۲۳ 23
Буларни азап-оқубәтлик заманға қалдурдум, Җәң вә уруш күни үчүн тәйярлап қойдум.
به چه طریق روشنایی تقسیم می‌شود، و باد شرقی بر روی زمین منتشرمی گردد؟ ۲۴ 24
Чақмақ дегән қандақ йол билән йерилиду? Шәриқ шамили йәр йүзидә қандақ йол билән тарқитилиду?
کیست که رودخانه‌ای برای سیل کند، یا طریقی به جهت صاعقه‌ها ساخت. ۲۵ 25
Ямғур кәлкүниниң чүшидиған қанилини чепип тәйярлиған кимду? Гүлдүрмаминиң чақмиқи үчүн йол тәйярлиған кимду?
تا برزمینی که کسی در آن نیست ببارد و بر بیابانی که در آن آدمی نباشد، ۲۶ 26
Шундақ қилип ямғур һеч адәм йоқ болған йәр йүзигә, Һеч адәмзатсиз дәшт-баяванға яғдурулмамду?
تا (زمین ) ویران و بایر راسیراب کند، و علفهای تازه را از آن برویاند؟ ۲۷ 27
Шуниң билән чөлләшкән, қурғақ тупрақлар қандурулиду, От-чөп бих уруп көкләп чиқмамду?
آیا باران را پدری هست؟ یا کیست که قطرات شبنم را تولید نمود؟ ۲۸ 28
Ямғурниң атиси барму? Шәбнәмни ким туққанду?
از رحم کیست که یخ بیرون آمد؟ و ژاله آسمان را کیست که تولیدنمود؟ ۲۹ 29
Муз болса кимниң балиятқусидин чиқиду? Асмандики ақ қиравни болса ким дунияға кәлтүриду?
آبها مثل سنگ منجمد می‌شود، وسطح لجه یخ می‌بندد. ۳۰ 30
Шу чағда су қетип таштәк болиду, Чоңқур деңизларниң йүзи қетип туташтурулиду.
آیا عقد ثریا رامی بندی؟ یا بندهای جبار را می‌گشایی؟ ۳۱ 31
«Қәлб юлтузлар топи»ниң бағлимини бағлаламсән? Орионниң риштилирини бошиталамсән?
آیابرجهای منطقه البروج را در موسم آنها بیرون می‌آوری؟ و دب اکبر را با بنات او رهبری می‌نمایی؟ ۳۲ 32
«Он икки Зодиак юлтуз түркүмлири»ни өз пәслидә елип чиқираламсән? «Чоң Ейиқ түркүми»ни Күчүклири билән йетәкләләмсән?
آیا قانون های آسمان را می‌دانی؟ یا آن را بر زمین مسلط می‌گردانی؟ ۳۳ 33
Асманниң қанунийәтлирини билип йәткәнмусән? Асманниң йәр үстигә сүридиған һөкүмлирини сән бәлгүләп қойғанму?
آیا آوازخود را به ابرها می‌رسانی تا سیل آبها تو رابپوشاند؟ ۳۴ 34
Сән авазиңни көтирип булутларғичә йәткүзүп, Ямғур яғдуруп өзүңни қиян-ташқинларға бастураламсән?
آیا برقها را می‌فرستی تا روانه شوند، و به تو بگویند اینک حاضریم؟ ۳۵ 35
Сән чақмақларни буйруп өз йолиға маңдураламсән? Униң билән улар: «Мана биз!» дәп саңа җавап берәмду?
کیست که حکمت را در باطن نهاد یا فطانت را به دل بخشید؟ ۳۶ 36
Адәмниң ич-бағриға даналиқ беғишлап киргүзгән кимду? Әқилгә чүшиниш қабилийитини бәргән кимду?
کیست که با حکمت، ابرها رابشمارد؟ و کیست که مشکهای آسمان را بریزد؟ ۳۷ 37
Булутларни даналиқ билән саниған ким? Асманлардики су тулумлирини төкидиған ким?
چون غبار گل شده، جمع می‌شود و کلوخها باهم می‌چسبند. ۳۸ 38
Буниң билән топа-чаңларни қатуруп уюл қилдурған, Чалмиларни бир-биригә чаплаштурғузған зади ким?
آیا شکار را برای شیر ماده صید می‌کنی؟ و اشتهای شیر ژیان را سیرمی نمایی؟ ۳۹ 39
«Чиши шир үчүн ов овлап жүрәмсән, Шир күчүклириниң иштиһасини қандурамсән?
حینی که در ماوای خود خویشتن را جمع می‌کنند و در بیشه در کمین می‌نشینند؟ ۴۰ 40
Улар угилирида зоңзийип жүргән вақтида, Чатқаллиқ ичидә туруп қапқан қоюп, [сән уларға олҗа берәләмсән]?
کیست که غذا را برای غراب آماده می‌سازد، چون بچه هایش نزد خدا فریاد برمی آورند، و به‌سبب نبودن خوراک آواره می‌گردند؟ ۴۱ 41
Йеми кәмчил болуп, езип кетип жираққа кетип қалғанда, Балилири Тәңригә илтиҗа қилип налә-пәряд көтәргәндә, Тағ қарғилири һәм балилири үчүн йәмни тәминлигән кимду?

< ایّوب 38 >