< پیدایش 28 >

و اسحاق، یعقوب را خوانده، او رابرکت داد و او را امر فرموده، گفت: «زنی از دختران کنعان مگیر. ۱ 1
Шуниң билән Исһақ Яқупни чақирип, униңға бәхит-бәрикәт тиләп, униңға җекиләп: — Сән Ⱪананийларниң қизлиридин хотун алма;
برخاسته، به فدان ارام، به خانه پدر مادرت، بتوئیل، برو و از آنجازنی از دختران لابان، برادر مادرت، برای خودبگیر. ۲ 2
бәлки қопуп, Падан-Арамға, анаңниң атиси Бетуәлниң өйигә берип, у йәрдин анаңниң акиси Лабанниң қизлиридин хотун алғин.
و خدای قادر مطلق تو را برکت دهد، و تورا بارور و کثیر سازد، تا از تو امتهای بسیار بوجودآیند. ۳ 3
Һәммигә Қадир Тәңри сени бәхит-бәрикәтләп, көпәйтип, сәндин көп хәлиқләрни чиқирип көпәйткәй,
و برکت ابراهیم را به تو دهد، به تو و به ذریت تو با تو، تا وارث زمین غربت خود شوی، که خدا آن را به ابراهیم بخشید.» ۴ 4
Шундақла Ибраһимниң бәхит-бәрикитини саңа вә сениң билән нәслиңгә бәргәй; шундақ қилип сән һазир Мусапир болуп туруватқан йәрни, йәни әслидә Худа Ибраһимға бәргән зиминни егиләйсән! — деди.
پس اسحاق، یعقوب را روانه نمود و به فدان ارام، نزد لابان بن بتوئیل ارامی، برادر رفقه، مادر یعقوب و عیسو، رفت. ۵ 5
Шуниң билән Исһақ Яқупни йолға салди. У Падан-Арамға, арамий Бетуәлниң оғли, Яқуп билән Әсавниң аниси Ривкаһниң акиси Лабанниң қешиға қарап маңди.
و اما عیسو چون دید که اسحاق یعقوب رابرکت داده، و او را به فدان ارام روانه نمود، تا ازآنجا زنی برای خود بگیرد، و در حین برکت دادن به وی امر کرده، گفته بود که «زنی از دختران کنعان مگیر، » ۶ 6
Әсав Исһақниң Яқупқа бәхит-бәрикәт тиләп, уни Падан-Арамға шу йәрдин хотун елишқа әвәткәнлигини, шундақла униңға бәхит-бәрикәт тиләп, униңа җекиләп: Сән Ⱪананийларниң қизлиридин хотун алмиғин, дегәнлирини уқуп, Яқупниңму өз ата-анисиға итаәт қилип, Падан-Арамға кәткинини көргинидә,
و اینکه یعقوب، پدر و مادر خود را اطاعت نموده، به فدان ارام رفت. ۷ 7
و چون عیسودید که دختران کنعان در نظر پدرش، اسحاق، بدند، ۸ 8
Әсав: — қанаанйларниң қизлири атам Исһақниң нәзиридә яман көрүнидикән, дәп билип йәтти.
پس عیسو نزد اسماعیل رفت، و محلت، دختر اسماعیل بن ابراهیم را که خواهر نبایوت بود، علاوه بر زنانی که داشت، به زنی گرفت. ۹ 9
У Исмаилниң қешиға берип, һазирқи хотунлириниң үстигә Ибраһимниң оғли Исмаилниң қизи, Небайотниң сиңлиси Маһалатни хотунлуққа алди.
و اما یعقوب، از بئرشبع روانه شده، بسوی حران رفت. ۱۰ 10
Яқуп болса Бәәр-Шебадин чиқип, Һаран тәрәпкә меңип,
و به موضعی نزول کرده، در آنجاشب را بسر برد، زیرا که آفتاب غروب کرده بود ویکی از سنگهای آنجا را گرفته، زیر سر خود نهادو در همان جا بخسبید. ۱۱ 11
бир йәргә йетип кәлгәндә, күн олтирип кәткәчкә шу йәрдә қонмақчи болди. У шу йәрдики ташлардин бирини елип, бешиға ястуқ қилип қоюп, ухлиғили ятти.
و خوابی دید که ناگاه نردبانی بر زمین برپا شده، که سرش به آسمان می‌رسد، و اینک فرشتگان خدا، بر آن صعود ونزول می‌کنند. ۱۲ 12
У бир чүш көрди: — Мана, учи асманларға тақишидиған бир пәләмпәй йәрдә тикләклик туратти; Худаниң пәриштилири униңда чиқип-чүшүп турушатти.
در حال، خداوند بر سر آن ایستاده، می‌گوید: «من هستم یهوه، خدای پدرت ابراهیم، و خدای اسحاق. این زمینی را که تو بر آن خفته‌ای به تو و به ذریت تو می‌بخشم. ۱۳ 13
Мана, Пәрвәрдигар униң үстидә туратти. У: — «Мән болсам атаң Ибраһимниң Худаси вә Исһақниң Худаси болған Пәрвәрдигардурмән; Мән сән ятқан бу зиминни сениң билән нәслиңгә беримән.
و ذریت تو مانند غبار زمین خواهند شد، و به مغرب ومشرق و شمال و جنوب منتشر خواهی شد، و ازتو و از نسل تو جمیع قبایل زمین برکت خواهندیافت. ۱۴ 14
Нәслиң болса йәрниң тописидәк көп болуп, сән мәғрип билән мәшриққә, шимал билән җәнупқа йейилисән; сән вә нәслиңниң вастиси билән йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләр бәхит-бәрикәт тапиду.
و اینک من با تو هستم، و تو را در هرجایی که روی، محافظت فرمایم تا تو را بدین زمین بازآورم، زیرا که تا آنچه به تو گفته‌ام، بجانیاورم، تو را رها نخواهم کرد.» ۱۵ 15
Мана, Мән сән билән биллидурмән, қәйәргә барсаң сени аман-есән сақлап, бу зиминға сени қайтуруп келимән; чүнки саңа ейтқан сөзүмни ада қилмай туруп, сени ташлимаймән» — деди.
پس یعقوب ازخواب بیدار شد و گفت: «البته یهوه در این مکان است و من ندانستم.» ۱۶ 16
Андин Яқуп ойғинип: — Бәрһәқ, Пәрвәрдигар бу йәрдидур, лекин мән уни билмәптимән, — деди.
پس ترسان شده، گفت: «این چه مکان ترسناکی است! این نیست جز خانه خدا و این است دروازه آسمان.» ۱۷ 17
У қорқуп кетип: Бу җай аламәт дәһшәтлик бир җай екән! Бу Худаниң өйи билән асманниң дәрвазисидин башқа һеч җай әмәстур, — деди.
بامدادان یعقوب برخاست و آن سنگی را که زیر سر خودنهاده بود، گرفت، و چون ستونی برپا داشت، وروغن بر سرش ریخت. ۱۸ 18
Яқуп әтиси сәһәр қопуп, бешиниң астиға қойған ташни елип, [хатирә] түврүк сүпитидә тикләп, үстигә зәйтун мейи қуюп қойди.
و آن موضع را بیت ئیل نامید، لکن نام آن شهر اولا لوز بود. ۱۹ 19
У җайниң исмини Бәйт-Әл дәп атиди; амма илгири у җайниң ети Луз еди.
و یعقوب نذر کرده، گفت: «اگر خدا با من باشد، و مرا در این راه که می‌روم محافظت کند، و مرا نان دهد تابخورم، و رخت تا بپوشم، ۲۰ 20
Андин Яқуп қәсәм билән вәдә қилип: — Әгәр Худа мениң билән биллә болуп, бу сәпиримдә мени сақлап, йегили нан, кийгили кийим берип,
تا به خانه پدر خودبه سلامتی برگردم، هرآینه یهوه، خدای من خواهد بود. ۲۱ 21
Мән атамниң өйигә аман-есән йенип барсам, ундақта Пәрвәрдигар мениң Худайим болиду;
و این سنگی را که چون ستون برپاکردم، بیت الله شود، و آنچه به من بدهی، ده‌یک آن را به تو خواهم داد.» ۲۲ 22
Шуниңдәк мән хатирә түврүк сүпитидә тикләп қойған бу таш Худаниң өйи болиду; һәм шундақла сән маңа беридиған барлиқ нәрсиләрниң ондин бир үлүшини саңа тәқдим қилмай қалмаймән, — деди.

< پیدایش 28 >