< マルコの福音書 10 >

1 イエスは、そこを立って、ユダヤ地方とヨルダンの向こうに行かれた。すると、群衆がまたもみもとに集まって来たので、またいつものように彼らを教えられた。
У у йәрдин қозғилип, Йәһудийә өлкиси тәрәплиридин өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларғиму барди. Топ-топ адәмләр йәнә униң әтрапиға олишивалған еди. У адити бойичә уларға тәлим беришкә башлиди.
2 すると、パリサイ人たちがみもとにやって来て、夫が妻を離別することは許されるかどうかと質問した。イエスをためそうとしたのである。
Бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин: — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
3 イエスは答えて言われた。「モーセはあなたがたに、何と命じていますか。」
Лекин у җававән: — Муса [пәйғәмбәр] силәргә немә дәп буйруған? — деди.
4 彼らは言った。「モーセは、離婚状を書いて妻を離別することを許しました。」
Улар: — Муса [пәйғәмбәр] кишиниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти.
5 イエスは言われた。「モーセは、あなたがたの心がかたくななので、この命令をあなたがたに書いたのです。
Әйса уларға: — Таш жүрәклигиңлардин у силәргә бу әмирни пүткән;
6 しかし、創造の初めから、神は、人を男と女に造られたのです。
лекин Худа аләм апиридә болғинида [инсанларни] «Әр вә аял қилип яратти».
7 それゆえ、人はその父と母を離れて、
«Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип
8 ふたりの者が一心同体になるのです。それで、もはやふたりではなく、ひとりなのです。
иккилиси бир тән болиду». Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду.
9 こういうわけで、人は、神が結び合わせたものを引き離してはなりません。」
Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун, — деди.
10 家に戻った弟子たちが、この問題についてイエスに尋ねた。
Улар өйгә қайтип келип киргәндә, мухлислири униңдин бу һәқтә сориди.
11 そこで、イエスは彼らに言われた。「だれでも、妻を離別して別の女を妻にするなら、前の妻に対して姦淫を犯すのです。
У уларға: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши аялиға гуна қилип зина қилған болиду.
12 妻も、夫を離別して別の男にとつぐなら、姦淫を犯しているのです。」
Ерини қоюветип, башқа әргә тәккән аялму зина қилған болиду, — деди.
13 さて、イエスにさわっていただこうとして、人々が子どもたちを、みもとに連れて来た。ところが、弟子たちは彼らをしかった。
Қолуңни тәккүзгәйсән дәп, кишиләр кичик балилирини униң алдиға елип келивататти. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди.
14 イエスはそれをご覧になり、憤って、彼らに言われた。「子どもたちを、わたしのところに来させなさい。止めてはいけません。神の国は、このような者たちのものです。
Буни көргән Әйса аччиқлинип, мухлислириға: Балилар алдимға кәлсун, уларни тосмаңлар. Чүнки Худаниң падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур.
15 まことに、あなたがたに告げます。子どものように神の国を受け入れる者でなければ、決してそこに、はいることはできません。」
Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Худаниң падишалиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
16 そしてイエスは子どもたちを抱き、彼らの上に手を置いて祝福された。
Шуниң билән у балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди.
17 イエスが道に出て行かれると、ひとりの人が走り寄って、御前にひざまずいて、尋ねた。「尊い先生。永遠のいのちを自分のものとして受けるためには、私は何をしたらよいでしょうか。」 (aiōnios g166)
У йолға чиққанда, бириси униң алдиға жүгүрүп келип, униң алдида тизлинип униңдин: — И яхши устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа мираслиқ қилимән? — дәп сориди. (aiōnios g166)
18 イエスは彼に言われた。「なぜ、わたしを『尊い』と言うのですか。尊い方は、神おひとりのほかには、だれもありません。
Лекин Әйса униңға: — Мени немишкә яхши дәйсән? Пәқәт биридин, йәни Худадин башқа һеч ким яхши әмәстур.
19 戒めはあなたもよく知っているはずです。『殺してはならない。姦淫してはならない。盗んではならない。偽証を立ててはならない。欺き取ってはならない。父と母を敬え。』」
Сән Тәвраттики «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, хиянәт қилма, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәрһиз-пәрзләрни билисән, — деди.
20 すると、その人はイエスに言った。「先生。私はそのようなことをみな、小さい時から守っております。」
У адәм җававән: — Устаз, буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди.
21 イエスは彼を見つめ、その人をいつくしんで言われた。「あなたには、欠けたことが一つあります。帰って、あなたの持ち物をみな売り払い、貧しい人たちに与えなさい。そうすれば、あなたは天に宝を積むことになります。そのうえで、わたしについて来なさい。」
Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди вә униңға: — Сәндә йәнә бир иш кәм. Берип пүтүн мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип крестни көтирип маңа әгәшкин! — деди.
22 すると彼は、このことばに顔を曇らせ、悲しみながら立ち去った。なぜなら、この人は多くの財産を持っていたからである。
Лекин мошу сөзни аңлап, униң чирайи тутулуп, қайғуға чөмүп у йәрдин кәтти. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди.
23 イエスは、見回して、弟子たちに言われた。「裕福な者が神の国にはいることは、何とむずかしいことでしょう。」
Андин Әйса чөрисигә сәпселип қарап, мухлислириға: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәсликтә болиду-һә! — деди.
24 弟子たちは、イエスのことばに驚いた。しかし、イエスは重ねて、彼らに答えて言われた。「子たちよ。神の国にはいることは、何とむずかしいことでしょう。
Мухлислар униң сөзлиригә интайин һәйран болушти, лекин Әйса уларға йәнә җававән: — Балилирим, мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә!
25 金持ちが神の国にはいるよりは、らくだが針の穴を通るほうがもっとやさしい。」
Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
26 弟子たちは、ますます驚いて互いに言った。「それでは、だれが救われることができるのだろうか。」
Улар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп, бир-биридин: Ундақта, ким ниҗатқа еришәләйду? — дәп сорашти.
27 イエスは、彼らをじっと見て言われた。「それは人にはできないことですが、神は、そうではありません。どんなことでも、神にはできるのです。」
Әйса уларға қарап: — Бу иш инсан билән вуҗудқа чиқиши мүмкин әмәс, лекин Худа үчүн мүмкин әмәс болмайду; чүнки Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду, — деди.
28 ペテロがイエスにこう言い始めた。「ご覧ください。私たちは、何もかも捨てて、あなたに従ってまいりました。」
Буниң билән Петрус униңға: — Мана, биз болсақ, һәммини ташлап саңа әгәштуқ!? — дегили турди.
29 イエスは言われた。「まことに、あなたがたに告げます。わたしのために、また福音のために、家、兄弟、姉妹、母、父、子、畑を捨てた者で、
Әйса униңға җававән мундақ деди: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, мән үчүн вә хуш хәвәр үчүн өйи, ака-укилири, ача-сиңиллири, атиси, аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси
30 その百倍を受けない者はありません。今のこの時代には、家、兄弟、姉妹、母、子、畑を迫害の中で受け、後の世では永遠のいのちを受けます。 (aiōn g165, aiōnios g166)
бу заманда буларниң йүз һәссисигә, йәни өй, ака-ука, ача-сиңил, ана, балилар вә йәр-зиминларға (зиянкәшликләр қошулған һалда) муйәссәр болмай қалмайду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. (aiōn g165, aiōnios g166)
31 しかし、先の者があとになり、あとの者が先になることが多いのです。」
Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду.
32 さて、一行は、エルサレムに上る途中にあった。イエスは先頭に立って歩いて行かれた。弟子たちは驚き、また、あとについて行く者たちは恐れを覚えた。すると、イエスは再び十二弟子をそばに呼んで、ご自分に起ころうとしていることを、話し始められた。
Улар Йерусалимға чиқидиған йолда еди, Әйса һәмминиң алдида кетивататти. [Мухлислири] бәк һәйран еди һәмдә униңға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Әйса он иккәйләнни йәнә өз йениға тартип, уларға өз бешиға чүшидиғанлирини уқтурушқа башлап:
33 「さあ、これから、わたしたちはエルサレムに向かって行きます。人の子は、祭司長、律法学者たちに引き渡されるのです。彼らは、人の子を死刑に定め、そして、異邦人に引き渡します。
— Мана биз һазир Йерусалимға чиқип кетиватимиз. Инсаноғли баш каһинлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар уни өлүмгә мәһкүм қилиду вә ят әлликләргә тапшуриду.
34 すると彼らはあざけり、つばきをかけ、むち打ち、ついに殺します。しかし、人の子は三日の後に、よみがえります。」
Улар болса уни мәсқирә қилип, қамчилап, униң үстигә төкүриду вә уни өлтүриду. Лекин үч күндин кейин у қайта тирилиду, — деди.
35 さて、ゼベダイのふたりの子、ヤコブとヨハネが、イエスのところに来て言った。「先生。私たちの頼み事をかなえていただきたいと思います。」
Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна униң алдиға келип: — Устаз, сәндин немә тилисәк орундап бәрсәң, дәп өтүнимиз, — дейишти.
36 イエスは彼らに言われた。「何をしてほしいのですか。」
У уларға: — Силәргә немә қилип беришимни халайсиләр? — деди.
37 彼らは言った。「あなたの栄光の座で、ひとりを先生の右に、ひとりを左にすわらせてください。」
— Сән шан-шәривиңдә болғиниңда, биримизни оң йениңда, биримизни сол йениңда олтарғузғайсән, — дейишти улар.
38 しかし、イエスは彼らに言われた。「あなたがたは自分が何を求めているのか、わかっていないのです。あなたがたは、わたしの飲もうとする杯を飲み、わたしの受けようとするバプテスマを受けることができますか。」
Әйса уларға җававән: — Немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр. Мән ичидиған қәдәһни ичәләмсиләр? Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?
39 彼らは「できます。」と言った。イエスは言われた。「なるほどあなたがたは、わたしの飲む杯を飲み、わたしの受けるべきバプテスマを受けはします。
— Қилалаймиз, — дейишти улар. Әйса уларға: — Дәрвәқә, мән ичидиған қәдәһимни силәрму ичисиләр вә мән қобул қилидиған чөмүлдүрүлүш билән чөмүлдүрүлисиләр.
40 しかし、わたしの右と左にすわることは、わたしが許すことではありません。それに備えられた人々があるのです。」
Бирақ оң яки сол йенимда олтиришқа несип болуш мениң илигимдә әмәс; бәлки кимләргә тәйярланған болса, шуларға берилиду, — деди.
41 十人の者がこのことを聞くと、ヤコブとヨハネのことで腹を立てた。
Буниңдин хәвәр тапқан [қалған] он [мухлис] Яқуп билән Юһаннадин хапа болушқа башлиди.
42 そこで、イエスは彼らを呼び寄せて、言われた。「あなたがたも知っているとおり、異邦人の支配者と認められた者たちは彼らを支配し、また、偉い人たちは彼らの上に権力をふるいます。
Лекин Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлумки, ят әлләр үстидики һөкүмран дәп һесапланғанлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду.
43 しかし、あなたがたの間では、そうでありません。あなたがたの間で偉くなりたいと思う者は、みなに仕える者になりなさい。
Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмайду; бәлки силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у силәрниң хизмитиңларда болсун;
44 あなたがたの間で人の先に立ちたいと思う者は、みなのしもべになりなさい。
вә ким араңларда биринчи болушни истисә, у һәммә адәмниң қули болсун.
45 人の子が来たのも、仕えられるためではなく、かえって仕えるためであり、また、多くの人のための、贖いの代価として、自分のいのちを与えるためなのです。」
Чүнки Инсаноғлиму дәрвәқә шу йолда көпчилик мениң хизмитимдә болсун демәй, бәлки көпчиликниң хизмитидә болай вә җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә чиқирай дәп кәлди.
46 彼らはエリコに来た。イエスが、弟子たちや多くの群衆といっしょにエリコを出られると、テマイの子のバルテマイという盲人のこじきが、道ばたにすわっていた。
Улар Йерихо шәһиригә кәлди. [Әйса] мухлислири вә зор бир топ адәмләр билән биллә Йериходин чиққан вақитта, Тимайниң Бартимай исимлиқ қариғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти.
47 ところが、ナザレのイエスだと聞くと、「ダビデの子のイエスさま。私をあわれんでください。」と叫び始めた。
У «Насарәтлик Әйса»ниң у йәрдә екәнлигини аңлап: — И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп товлашқа башлиди.
48 そこで、彼を黙らせようと、大ぜいでたしなめたが、彼はますます、「ダビデの子よ。私をあわれんでください。」と叫び立てた。
Нурғун адәмләр уни «Үн чиқарма» дәп әйиплиди. Лекин у: — И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән, — дәп техиму үнлүк товлиди.
49 すると、イエスは立ち止まって、「あの人を呼んで来なさい。」と言われた。そこで、彼らはその盲人を呼び、「心配しないでよい。さあ、立ちなさい。あなたをお呼びになっている。」と言った。
Әйса тохтап: Уни чақириңлар, — деди. Шуниң билән улар қариғуни чақирип униңға: — Жүрәклик бол! Орнуңдин тур, у сени чақириватиду! — дейишти.
50 すると、盲人は上着を脱ぎ捨て、すぐ立ち上がって、イエスのところに来た。
У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп Әйсаниң алдиға кәлди.
51 そこでイエスは、さらにこう言われた。「わたしに何をしてほしいのか。」すると、盲人は言った。「先生。目が見えるようになることです。」
Әйса җававән униңдин: — Сән мени немә қил дәйсән? — дәп сориди. Қариғу: — И егәм, қайта көридиған болсамиди! — деди.
52 するとイエスは、彼に言われた。「さあ、行きなさい。あなたの信仰があなたを救ったのです。」すると、すぐさま彼は見えるようになり、イエスの行かれる所について行った。
Әйса униңға: — Йолуңға қайтсаң болиду, етиқатиң сени сақайтти, — девиди, у шуан көрәләйдиған болди вә йол бойи Әйсаға әгишип маңди.

< マルコの福音書 10 >