< ルカの福音書 8 >

1 其後イエズス、説教し且神の國の福音を宣べつつ、町々村々を巡廻し給ひければ、十二使徒之に伴ひ、
Кейин, [Әйса] шу жутларни кезип, шәһәрму-шәһәр, йезиму-йеза Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини елан қилип җакалиди; он иккиләнму униң билән биргә барди.
2 又曾て惡鬼を逐払はれ、病を醫されたる數人の婦人、即ち七の惡魔の其身より出でたる、マグダレナと呼ばるるマリア、
Униң билән биллә барғанлардин йәнә яман роһлардин вә ағриқ-силақлардин сақайтилған бәзи аялларму бар еди; уларниң арисида өзидин йәттә җин һайдап чиқирилған Мәрйәм (Магдаллиқ дәп аталған),
3 ヘロデの家令クサの妻ヨハンナ及スザンナ、其他多くの婦人ありて、己が財産を以て彼等に供給し居たり。
Һерод [хан]ниң сарай ғоҗидари Хузаниң аяли Йоанна, Сузанна вә башқа нурғун аялларму бар еди. Булар өз мал-мүлүклири билән у [вә униң мухлислириниң] һаҗәтлиридин чиқатти.
4 然て夥しき人、町々よりイエズスの許に走集りければ、イエズス喩を以て語り給ひけるは、
Чоң бир топ адәмләр жиғилғанда, шундақла һәр қайси шәһәрләрдин кишиләр униң йениға кәлгәндә, у уларға бир тәмсил сөзләп бәрди:
5 種播く人其種を播きに出でしが、播く時或者は路傍に落ちしかば、踏着けられ、空の鳥之を啄めり。
— «Уруқ чачқучи уруқ чачқили [етизға] чиқипту. Уруқ чачқанда, уруқлардин бәзилири чиғир йол үстигә чүшүп, дәссилип кетипту вә асмандики учар-қанатлар келип уларни йәп кетипту.
6 或者は石の上に落ちしかば、生出たれど、潤なきに由りて枯れたり。
Башқа бәзилири ташлиқ йәргә чүшүпту. Йәрдә нәмлик болмиғачқа, үнүп чиққини билән қуруп кетипту.
7 或者は茨の中に落ちしかば、茨共に長ちて之を蔽塞げり。
Башқа бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр майсилар билән тәң өсүп майсиларни боғувапту.
8 或者は沃壌に落ちしかば、生出でて百倍の實を結べり、と。イエズス此事を曰ひて、聞く耳を有てる人は聞け、と呼はり居給へり。
Башқа бәзилири болса яхши тупраққа чүшүпту. Үнгәндин кейин, йүз һәссә һосул берипту». Буларни дегәндин кейин у жуқури аваз билән: — Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! дәп товлиди.
9 弟子等、此喩を如何にと問ひしに、
Кейин униң мухлислири униңдин: — Бу тәмсилниң мәнаси немә? — дәп сориди.
10 曰ひけるは、汝等は神の國の奥義を知る事を賜はりたれど、他の人は喩を以てせらる、是は彼等が見つつ視えず、聞きつつ暁らざらん為なり。
У уларға мундақ деди: — Худаниң падишалиғиниң сирлирини билиш силәргә несип қилинди. Бирақ бу ишлар қалған башқиларға тәмсилләр биләнла ейтилиду. Мәхсити шуки, «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».
11 此喩は斯の如し、種は神の御言なり、
Әнди тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ болса, Худаниң сөз-каламидур.
12 路傍の者は聞く人々にして、彼等の信じて救はれざらん為、後に惡魔來りて言を其心より奪ふなり。
Чиғир йол бойидикиләр болса мошулар: Улар сөз-каламни аңлайду; лекин Иблис келип, уларниң ишинип қутқузулушиниң алдини елиши үчүн уларниң қәлбидики сөзни елип кетиду.
13 石の上の者は、聞く時に喜びて言を受くれど、己に根無く、暫く信じて、誘の時には退く人々なり。
Ташлиқ йәргә чүшкән уруқлар сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Уларда йилтиз болмиғачқа, пәқәт бир мәһәл ишинип, андин синақ-мүшкүллүк вақти кәлгәндә, [етиқаттин] тейилип кетиду.
14 茨の中に落ちしは、聞きたる後、往く往く世の慮と富と快樂とに蔽塞がれて、實を結ばざる人々なり。
Тикәнликкә чүшкән уруқлар болса шундақ адәмләрни көрсәткәнки, сөзни аңлиған болсиму, йолға чиққандин кейин бу паний һаяттики әндишиләр, байлиқлар вә һалавәтләрниң езиқтурушлири билән боғулуп, уруқ пишмай һосул бәрмәйду.
15 然るに沃壌に落ちしは、善良なる心にて、言を聞きて之を保ち、忍耐を以て實を結ぶ人々なり。
Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап, сәмимий вә яхши қәлби билән уни тутидиғанларни көрситиду; бундақ адәмләр сәвирчанлиқ билән һосул бериду.
16 誰も燈を點して、器を以て之を覆ひ、或は寝台の下に置く者はあらず、入來る者に明を見せん為に、之を燭台の上に置く。
Һеч ким чирақни йеқип қоюп үстигә идишни көмтүрүп қоймас яки кариват астиға турғузмас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән өйгә киргәнләр йоруқлуқни көриду.
17 蓋秘して露れざるはなく、隠れて遂に知れず公にならざるはなし。
Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай, йоруқлуққа чиқмай қалмайду.
18 此故に汝等聞方に注意せよ。其は有てる人は尚與へられ、有たぬ人は其有てりと思ふ物をも奪はるべければなり、と。
Шуниң үчүн, аңлишиңларниң қандақ екәнлигигә көңүл қоюңлар! Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта бар дәп һасаблиғиниму униңдин мәһрум қилиниду.
19 然てイエズスの母、兄弟、逢はんとて來りしかど、群衆の為に近づくこと能はざりしかば、
Әнди униң аниси вә инилири униң билән көрүшкили кәлди. Лекин адәм нурғун болғачқа, йениға келәлмигән еди.
20 汝の母、兄弟汝に逢はんとて外に立てり、と告ぐる者ありしに、
Шуниң билән бириси униңға: — Аниңиз вә инилириңиз сиз билән көрүшимиз дәп, сиртта туриду, — деди.
21 イエズス答へて人々に曰ひけるは、神の御言を聴き且行ふ人、是我母、兄弟なり、と。
Лекин у җававән: — Мениң анам вә ака-ука қериндашлирим болса Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғучилардур, деди.
22 一日イエズス、弟子等と共に小舟に乗り給ひしに、我等湖の彼方に渡らん、と曰ひて軈て乗出せり。
Вә шундақ болдики, шу күнләрдин бири, у мухлислири билән бир кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.
23 斯て渡る間にイエズス眠り給ひしが、暴風湖に吹下し來り、水舟に充ちて危かりければ、
Кемә кетиватқанда у уйқиға кәткән еди. Көлгә туюқсиз қара боран келип, кемигә су тошуп кетип, улар хәвптә қалди.
24 弟子等近づきて、師よ、我等亡ぶ、と云ひつつイエズスを覚ましたるに、起きて風と怒涛とを戒め給ひしかば、波風息みて凪となれり。
Мухлислар келип уни ойғитип: — Устаз, устаз, түгишидиған болдуқ! — деди. Лекин у орнидин туруп, боранға вә давалғуған долқунларға тәнбиһ бәрди; һәммиси тохтап, тинич болди.
25 然て、汝等の信仰何處に在る、と曰ひければ、彼等且怖れ且感嘆して、是を誰と思ふぞ、風も湖も、命じ給へば是に從ふよ、と云合へり。
У мухлислириға қарап: — Ишәшиңлар нәгә кәтти? — деди. Улар һәм қорқушуп, һәм бәкму һәйран болуп, бир-биригә: — Бу адәм зади кимду, буйруқ қилса, һәтта шамаллар вә долқунларму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти.
26 又ガリレアに對へるゲラサ人の地方に渡りて、
Шуниң билән улар Галилийәниң удулидики Герасалиқларниң жутиға йетип барди.
27 上陸し給ひしに、一箇の人ありて之を迎へたり。彼惡魔に憑かれたる事既に久しくして、衣服をも着ず家にも住まず、墓にのみ居りしが、
У қирғаққа чиқиши биләнла, узундин бери җинлар чаплашқан, шәһәрдин кәлгән мәлум адәм униң алдиға кәлди. Бу адәм кийим киймәй, һеч өйдә турмай, гөрләр арисида яшайтти.
28 イエズスを見るや御前に平伏し、聲高く叫びて、最高き神の御子イエズスよ、我と汝と何の関係かあらん。願くは我を苦しむること勿れ、と云へり。
Лекин у Әйсани көрүпла вақирап, униң айиғиға жиқилип қаттиқ аваз билән: — Һәммидин Алий Худаниң Оғли Әйса, сениң мән билән немә кариң! Сәндин өтүнимәнки, мени қийнима! — дәп товлап кәтти.
29 是イエズス惡鬼に、此人より出でよ、と命じ給へばなり。蓋彼惡鬼に執へらるる事既に久しく、鎖にて縛られ、桎にて護らるるも、繋を破り、惡魔に駆られて、荒野に往き居たりき。
Чүнки Әйса напак роһниң униңдин чиқишини буйрувататти (чүнки җин нурғун қетим уни тутувалған еди; у чағларда кишиләр униң пут-қоллирини кишән-зәнҗирләр билән бағлап уни қамап қойған болсиму, у зәнҗирләрни үзүп қечип чиққан вә җин тәрипидин чөл-баяванларға һайдиветилгән еди).
30 イエズス之に問ひて、汝の名は何ぞ、と曰ひしに彼、軍団なり、と云へり、其は之に入りたる惡魔多ければなり。
Әйса бу адәмдин: — Исмиң немә? — дәп соривиди, у: — Исмим «Қошун», — деди. Чүнки нурғун җинлар униң ичигә кирип чаплишивалған еди.
31 然てイエズスの命じて底なき淵に往かしめ給はざらん事を請ひたりしが、 (Abyssos g12)
Әнди улар Әйсадин өзлирини теги йоқ һаңға кәткүзмәсликни өтүнүп ялвурди. (Abyssos g12)
32 其處に多くの豚の群、山にて草を食み居しかば、惡魔等其豚に入るを允されん事を請ひけるに、イエズス之を允し給ひければ、
Шу йәрдә тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинивататти. Җинлар Әйсаға ялвуруп, тоңғузларниң тенигә киришкә иҗазәт беришини өтүнди. У уларға иҗазәт бәрди.
33 惡魔等其人より出でて豚に入り、其群周章しく崖より湖に飛入りて溺死せり。
Җинлар шу адәмдин чиқип, тоңғузларниң тенигә киривалди; шуниң билән пүткүл тоңғуз падиси тик ярдин етилип чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
34 牧者等其成行を見るや迯往きて、町に村に吹聴せしかば、
Тоңғузларни баққучиларму бу вақиәни көрүп у йәрдин қечип, шәһәр-йезиларда бу хәвәрни тарқатти.
35 人々事の様を見んとて出でしが、イエズスの許に來り、彼惡魔の出でたりし人の、既に衣服を纏ひ心確にして、イエズスの足下に坐せるを見て怖れたり。
Халайиқ зади немә иш болғанлиғини көргили чиқти; Әйсаниң алдиға кәлгәндә, шу йәрдә өзидин җинлар чиққан һелиқи адәмниң кийим-кечәкни кийип, әс-һоши җайида һалда Әйсаниң айиғи алдида олтарғинини көрди; улар қорқуп кетишти.
36 斯て見し人々も亦、惡魔憑の救はれし次第を誰彼に告げしかば、
Бу вақиәни көргәнләрму җинлар чаплашқан адәмниң қандақ сақайтилғинини көпчиликкә тәсвирләп бәрди.
37 ゲラサ地方の人民挙りて、己等より立去り給はん事をイエズスに請へり、是大いに怖れたればなり。然てイエズス船に乗りて歸り給ひしに、
Андин Герасалиқларниң жутидикиләр вә әтрапидики барлиқ кишиләр униң уларниң арисидин кетишини өтүнүшти. Чүнки дәһшәтлик қорқунуч уларни басқан еди. Шуңа у кемигә чүшүп, қайтишқа йол алди.
38 惡魔の離れし男伴はん事を願ひしかど、イエズス之を去らして曰ひけるは、
Амма җинлар өзидин чиқип кәткән һелиқи адәм униңға, Мән сән билән биллә кетәй, — дәп ялвурди. Лекин у уни йолға селип:
39 己が家に歸りて、神が如何ばかり大いなる事を汝に為し給ひしかを告げよ、と。斯くて彼は普く町を廻りて、イエズスの如何ばかり大いなる事を己に為し給ひしか言弘めたり。
— Өйүңгә қайтип берип, Худаниң саңа шунчә чоң ишларни қилип бәргәнлигини йәткүзгин, — деди. У адәм қайтип берип, пүткүл шәһәрни арилап, Әйсаниң өзигә шунчә чоң ишларни қилип бәргәнлигини елан қилди.
40 イエズス歸り給ひしに、人皆待居たりければ、群衆之を歓迎せり。
Әйса қайтип кәлгинидә, шундақ болдики, халайиқ уни хошаллиқ билән қарши елишти; чүнки һәммәйлән униң қайтип келишини күтүп туратти.
41 折しも名をヤイロと云える人來り、會堂の司なりしが、イエズスの足下に平伏して、己が家に入り給はん事を請へり、
Вә мана, бир киши, синагогниң чоңи болған Яирус исимлиқ кишиму Әйсаниң алдиға келип айиғиға өзини етип, униң өйигә беришини өтүнди.
42 其は己に十二歳ばかりの獨女ありて、将に死なんとすればなり。イエズス往き給ふ途にて、群衆に押蹙られ給へる中に、
Чүнки униң он икки яшлиқ ялғуз қизи сәкратта еди. Әйса у йәргә барғинида, топ-топ кишиләр униң әтрапиға зич олишип уни қистишатти.
43 十二年來血漏を患へる一人の女、曾て醫者の為に悉く其財産を費したれども、誰の手にも醫され得ざりしが、
Арисида хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар еди; у бар-йоқини тевипларға хәҗләп түгәткән болсиму, һеч қайсисидин шипа тапмиған екән.
44 後より近づきてイエズスの衣服の総に觸れしかば、其の出血忽止れり。
У [Әйсаниң] арқисидин келип, униң тониниң пешини силивиди, шуан хун тохтиди.
45 イエズス、我に觸れし者は誰ぞ、と曰へば皆否めるを、ペトロ及び之に伴ひたる人々云ひけるは、師よ、群衆押蹙りて汝を煩はすに、猶誰か我に觸れし、と曰ふか。
Әйса: — Маңа қол тәккүзгән ким? — дәп сориди. Һәммәйлән инкар қилғанда, Петрусму вә униң билән болғанларму: — Устаз, халайиқ топ-топ болуп төрт әтрапиңни олишип, сени қистишиватқан йәрдә, сән «Маңа тәккән ким?», дәп сорайсәнғу? — деди.
46 イエズス曰ひけるは、我に觸れし者あり、我霊能の我身より出でたるを覚ゆればなり、と。
Лекин Әйса: — Яқ! Бириси маңа тәгди; чүнки вуҗудумдин қудрәтниң чиқип кетиватқинини сәздим, — деди.
47 女其隠れざりしを見て慄きつつ、來りてイエズスの足下に平伏し、其觸れし理由と直に痊えたる次第とを公衆の前に明しければ、
Һелиқи аял өзиниң йошуруп қалалмайдиғанлиғини билип, титригән һалда униң алдиға жиқилди вә көпчилик алдида өзиниң немә сәвәптин Әйсаға қол тәккүзгәнлигини, шундақла шуан қандақ сақайғанлигини ейтти.
48 イエズス之に曰ひけるは、女よ汝の信仰汝を救へり、安んじて往け、と。
Әйса униңға: — Жүрәклик бол, қизим, ишәшиң сени сақайтти! Аман-хатирҗәмлик билән маңғин! — деди.
49 言未了らざるに、人會堂の司の許に來り、汝の女死せり、師を煩わすこと勿れ、と云ひしに、
У сөз қиливатқанда, синагог чоңиниң өйидин чиққан бирәйлән келип синагог чоңиға: — Қизиңиз җан үзди. Әнди устазни кайитмиғин, — деди.
50 イエズス此言を聞きて女の父に答へ給ひけるは、懼るること勿れ、唯信ぜよ、然らば彼助かるべし、と。
Лекин Әйса буни аңлап униңға: — Қорқмиғин! Пәқәт ишәштә бол, у сақийип кетиду, — деди.
51 斯て其家に至り給ひて、ペトロ、ヤコボ、ヨハネ及び女の父母の外、共に入る事を誰にも許し給はず、
У өйгә барғанда Петрус, Юһанна, Яқуп вә қизниң ата-анисидин башқа һеч кимниң өзи билән биллә өйгә киришигә рухсәт қилмиди.
52 人皆女の為に泣き且歎き居れるを、泣く勿れ、女は死したるに非ず、寝ねたるなり、と曰ひしに、
У йәрдикиләр хәммиси қизға матәм тутуп жиға-зерә көтиривататти. Лекин у: — Болди, жиғлимаңлар! Чүнки қиз өлмиди, пәқәт ухлап қапту! — деди.
53 人々は彼の死したるを知りて、之を嘲笑ひ居たり。
Улар болса қизниң аллиқачан җан үзди дәп билгәчкә, уни мәсқирә қилди.
54 然るにイエズス、女の手を取り、呼はりて、女起きよ、と曰へば、
Лекин у уларни чиқириветип, қизниң қолидин тартип: — Балам, орнуңдин тур, — дәп чақирди.
55 其霊還りて女直に起きしかば、之に食物を與ふる事を命じ給へり。
[Қизниң] роһи қайтип келип, у дәрһал орнидин турди. У қизға йегидәк бир немә беришни ейтти.
56 兩親は甚く驚きしが、成りし事を誰にも語るな、とイエズス戒め給へり。
Қизниң ата-аниси интайин һәйран қелишти. Лекин у уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди.

< ルカの福音書 8 >