< マルコの福音書 2 >

1 數日の後、またカペナウムに入り給ひしに、その家に在することを聞きて、
Бир нәччә күндин кейин у қайтидин Кәпәрнаһумға кирди. У өйдикән, дегән хәвәр тарқиливиди,
2 多くの人あつまり來り、門口すら隙間なき程なり。イエス彼らに御言を語り給ふ。
шунчә көп адәм у йәргә жиғилдики, һәтта ишик алдидиму пут дәссигидәк йәр қалмиған еди. У уларға сөз-калам йәткүзүвататти.
3 ここに四人に擔はれたる中風の者を人々つれ來る。
Мана шу әснада, бир нәччә адәм униң алдиға бир паләчни елип кәлди; уни улардин төрти көтирип әкәлгән еди.
4 群衆によりて御許にゆくこと能はざれば、在す所の屋根を穿ちあけて、中風の者を床のまま縋り下せり。
Адәмниң көплүгидин униңға йеқинлишалмай, улар униң үстидин өгүзни тешип, төшүк ачқандин кейин паләчни зәмбил билән [Әйсаниң алдиға] чүшүрди.
5 イエス彼らの信仰を見て、中風の者に言ひたまふ『子よ、汝の罪ゆるされたり』
Әнди Әйса уларниң ишәшини көрүп паләчкә: — Балам, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
6 ある學者たち其處に坐しゐたるが、心の中に、
Лекин у йәрдә олтарған бәзи Тәврат устазлири көңлидә гуманий соалларни қоюп:
7 『この人なんぞ斯く言ふか、これは神を瀆すなり、神ひとりの外は誰か罪を赦すことを得べき』と論ぜしかば、
«Бу адәм немә үчүн мундақ дәйду? У күпүрлүк қиливатидиғу! Худадин башқа кимму гуналарни кәчүрүм қилалисун?» дейишти.
8 イエス直ちに彼 等がかく論ずるを心に悟りて言ひ給ふ『なにゆゑ斯かることを心に論ずるか、
Әйса шуан роһида уларниң көңүллиридә шундақ гуманий соалларни қоюватқанлиғини билип йетип, уларға мундақ деди: — Силәр көңүлдә немишкә шундақ соалларни қойисиләр?
9 中風の者に「なんぢの罪ゆるされたり」と言ふと「起きよ、床をとりて歩め」と言ふと、孰か易き。
Мошу паләчкә: «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму, яки «Орнуңдин тур, зәмбил-көрпәңни жиғиштуруп маң!» дейиш асанму?
10 人の子の地にて罪を赦す權威ある事を、汝らに知らせん爲に』――中風の者に言ひ給ふ――
Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — У паләч кесәлгә:
11 『なんぢに告ぐ、起きよ、床をとりて家に歸れ』
— Саңа ейтайки, орнуңдин тур, зәмбил-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — деди.
12 彼おきて直ちに床をとりあげ、人々の眼前いで往けば、皆おどろき、かつ神を崇めて言ふ『われら斯くの如きことは斷えて見ざりき』
У дәрһал орнидин дәс туруп, зәмбил-көрписини жиғиштурди вә һәммәйләнниң көз алдида [өйдин] чиқип кәтти. Һәммәйлән қаттиқ һәйран қелип Худани улуқлишип: — Мошундақ ишни әзәлдин көрүп бақмиған едуқ, — дейишти.
13 イエスまた海邊に出でゆき給ひしに、群衆みもとに集ひ來りたれば、之を教へ給へり。
У йәнә деңиз бойиға қарап маңди. Кишиләр топи униң әтрапиға олишивалди. У уларға тәлим бәрди.
14 かくて過ぎ往くとき、アルパヨの子レビの收税所に坐しをるを見て『われに從へ』と言ひ給へば、立ちて從へり。
У йолдин өтүп кетиватқанда, баҗ алидиған орунда олтарған Алфайниң оғли Лавийни көрүп, униңға: — Маңа әгәшкин, — деди. У орнидин туруп, униңға әгәшти.
15 而して其の家にて食事の席につき居給ふとき、多くの取税人・罪人ら、イエス及び弟子たちと共に席に列る、これらの者おほく居て、イエスに從へるなり。
Вә шундақ болдики, у [Лавийниң] өйидә дәстиханда олтарғанда, нурғун баҗгирлар вә гунакарлар Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди. Бундақ кишиләр хелә көп еди, уларму униңға әгәшкән еди.
16 パリサイ人の學者ら、イエスの罪人・取税人とともに食し給ふを見て、その弟子たちに言ふ『なにゆゑ取税人・罪人とともに食するか』
Әнди Тәврат устазлири вә Пәрисийләр униң гунакарлар вә баҗгирлар билән бир дәстиханда олтарғанлиғини көрүп, мухлислириға: — У немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтириду?! — дейишти.
17 イエス聞きて言ひ給ふ『健かなる者は醫者を要せず、ただ病ある者これを要す。我は正しき者を招かんとにあらで、罪人を招かんとて來れり』
Буни аңлиған Әйса уларға: — Сағлам адәм әмәс, бәлки бемарлар тевипқа муһтаҗдур. Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим, — деди.
18 ヨハネの弟子とパリサイ人とは、斷食しゐたり。人々イエスに來りて言ふ『なにゆゑヨハネの弟子とパリサイ人の弟子とは斷食して、汝の弟子は斷食せぬか』
Әнди Йәһяниң мухлислири билән Пәрисийләр роза тутувататти. Бәзиләр униң алдиға келип: — Немишкә Йәһяниң мухлислири вә Пәрисийләрниң мухлислири роза тутиду, лекин сениң мухлислириң тутмайду? — дәп сорашти.
19 イエス言ひ給ふ『新郎の友だち、新郎と偕にをるうちは斷食し得べきか、新郎と偕にをる間は、斷食するを得ず。
Әйса җававән мундақ деди: — Тойи болуватқан жигит техи тойда һәмдәстихан олтарған чағда, меһманлири роза тутуп олтарса қандақ болиду!? Тойи болуватқан жигит тойда болсила, улар һеч қандақ роза туталмайду.
20 されど新郎をとらるる日きたらん、その日には斷食せん。
Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду.
21 誰も新しき布の裂を舊き衣に縫ひつくることは爲じ。もし然せば、その補ひたる新しきものは、舊き物をやぶり、破綻さらに甚だしからん。
Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, йеңи ямақ [киришип], кона кийимни тартиштуруп житиветиду. Нәтиҗидә, житиқ техиму йоғинап кетиду.
22 誰も新しき葡萄酒を、ふるき革嚢に入るることは爲じ。もし然せば、葡萄酒は嚢をはりさきて、葡萄酒も嚢も廢らん。新しき葡萄酒は、新しき革嚢に入るるなり』
Һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, шарапниң [ечиши билән] тулумлар йерилип кетиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду һәм тулумларму кардин чиқиду. Шуниң үчүн йеңи шарап йеңи тулумларға қачилиниши керәк.
23 イエス安息 日に麥 畠をとほり給ひしに、弟子たち歩みつつ穗を摘み始めたれば、
Бир шабат күни шундақ болдики, у буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Униң мухлислири йолда меңиватқанда башақларни үзүшкә башлиди.
24 パリサイ人、イエスに言ふ『視よ、彼らは何ゆゑ安息 日に爲まじき事をするか』
Пәрисийләр униңға: — Қара, улар немишкә шабат күни [Тәвратта] чәкләнгән ишни қилиду? — дейишти.
25 答へ給ふ『ダビデその伴へる人々と共に乏しくして飢ゑしとき爲しし事を未だ讀まぬか。
У уларға: — [Падишаһ] Давутниң өзи вә һәмраһлири һаҗәтмән болғанда, йәни ач қалғанда немә қилғанлиғини [муқәддәс язмилардин] оқумиғанмусиләр?
26 即ち大 祭司アビアタルの時、ダビデ神の家に入りて、祭司のほかは食ふまじき供のパンを取りて食ひ、おのれと偕なる者にも與へたり』
— Демәк, Абиятар баш каһин болған вақтида, у Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта пәқәт каһинларниң йейишигила болидиған нанларни [сорап] йегән, шундақла һәмраһлириғиму бәргән? — деди.
27 また言ひたまふ『安息 日は人のために設けられて、人は安息 日のために設けられず。
У уларға йәнә: — Инсан шабат күни үчүн әмәс, шабат күни инсан үчүн яритилди.
28 されば人の子は安息 日にも主たるなり』
Шуниң үчүн, Инсаноғли шабат күниниңму Егисидур, — деди.

< マルコの福音書 2 >