< בראשית 7 >

ויאמר יהוה לנח בא אתה וכל ביתך אל התבה כי אתך ראיתי צדיק לפני בדור הזה 1
Пәрвәрдигар Нуһқа мундақ деди: — «Сән пүтүн өйдикилириң билән кемигә киргин; чүнки бу дәвирдә алдимда сени һәққаний дәп көрдүм.
מכל הבהמה הטהורה תקח לך שבעה שבעה--איש ואשתו ומן הבהמה אשר לא טהרה הוא שנים--איש ואשתו 2
Һәммә һалал һайванларниң әркәк-чишисидин йәттә җүптин, һарам һайванларниң әркәк-чишисидин бир җүптин елип, шуниңдәк асмандики учар-қанатларниңму әркәк-чишисидин йәттә җүптин елип, уларниң нәслини пүткүл йәр йүзидә тирик сақлаш үчүн өзүң билән биллә әкир.
גם מעוף השמים שבעה שבעה זכר ונקבה לחיות זרע על פני כל הארץ 3
כי לימים עוד שבעה אנכי ממטיר על הארץ ארבעים יום וארבעים לילה ומחיתי את כל היקום אשר עשיתי מעל פני האדמה 4
Чүнки йәттә күндин кейин уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә ямғур яғдуримән; Өзүм ясиған һәммә җаниварларни йәр йүзидин йоқитимән».
ויעש נח ככל אשר צוהו יהוה 5
Шуниң билән Нуһ Пәрвәрдигар униңға буйруғининиң һәммисигә әмәл қилди.
ונח בן שש מאות שנה והמבול היה מים על הארץ 6
Йәр йүзини топан басқанда Нуһ алтә йүз яшта еди.
ויבא נח ובניו ואשתו ונשי בניו אתו--אל התבה מפני מי המבול 7
Топандин [қутулуп қелиш] үчүн Нуһ билән оғуллири, аяли вә келинлири биллә кемигә кирди.
מן הבהמה הטהורה ומן הבהמה אשר איננה טהרה ומן העוף--וכל אשר רמש על האדמה 8
Һалал һайванлар болсун, һарам һайванлар болсун, қушлар билән йәрдә өмилигүчи җаниварлар болсун, [һәр бир түрдин] бир җүп-бир җүптин әркәк-чиши болуп, Худа Нуһқа буйруғандәк кемигә, Нуһниң қешиға кирди.
שנים שנים באו אל נח אל התבה--זכר ונקבה כאשר צוה אלהים את נח 9
ויהי לשבעת הימים ומי המבול היו על הארץ 10
Вә шундақ болдики, йәттә күндин кейин, йәр йүзини топан бесишқа башлиди.
בשנת שש מאות שנה לחיי נח בחדש השני בשבעה עשר יום לחדש--ביום הזה נבקעו כל מעינת תהום רבה וארבת השמים נפתחו 11
Нуһниң өмриниң алтә йүзинчи жили, иккинчи ейиниң он йәттинчи күнидә чоңқур деңизларниң тәглиридики барлиқ булақлар йерилип, асманниң пәнҗирилири ечилип кәтти.
ויהי הגשם על הארץ ארבעים יום וארבעים לילה 12
Ямғур уда қириқ кечә-күндүз йәр йүзигә тохтимай яғди.
בעצם היום הזה בא נח ושם וחם ויפת בני נח ואשת נח ושלשת נשי בניו אתם--אל התבה 13
Дәл ямғур башланған күни, Нуһ, Нуһниң Шәм, Һам, Яфәт дегән оғуллири, Нуһниң аяли билән үч келини кемигә кирди.
המה וכל החיה למינה וכל הבהמה למינה וכל הרמש הרמש על הארץ למינהו וכל העוף למינהו כל צפור כל כנף 14
Улар билән биллә һәр хил явайи һайванлар түр-түри бойичә, һәр хил мал-чарвилар түр-түри бойичә, йәрдә өмилигүчи һәр хил җаниварлар түр-түри бойичә вә һәр хил учар-қанатлар, йәни һәр хил қанатлиқ җаниварлар түр-түри бойичә кемигә кирди.
ויבאו אל נח אל התבה שנים שנים מכל הבשר אשר בו רוח חיים 15
Әт егилиридин, йәни барлиқ һаятлиқ тиниқи болған һәр хил җандарлардин, бир җүп-бир җүп болуп, кемигә нуһниң қешиға кирди.
והבאים זכר ונקבה מכל בשר באו כאשר צוה אתו אלהים ויסגר יהוה בעדו 16
Киргәнләр Худаниң нуһқа буйруғинидәк әт егилириниң һәртүриниң әркәк-чишиси еди. Андин Пәрвәрдигар ишикни етивәтти.
ויהי המבול ארבעים יום על הארץ וירבו המים וישאו את התבה ותרם מעל הארץ 17
Топан йәр йүзини уда қириқ күн бесип, сулар улғийип кәтти. Кемә йәр үстидин көтирилип ләйләп қалди.
ויגברו המים וירבו מאד על הארץ ותלך התבה על פני המים 18
Су улғийип, йәр үстидә техиму егизләп кәтти; кемә су үстидә давалғуп туратти.
והמים גברו מאד מאד--על הארץ ויכסו כל ההרים הגבהים אשר תחת כל השמים 19
Сулар йәр йүзидә толиму улғийип, пүткүл асманниң астидики барлиқ егиз тағларниму бесип кәтти.
חמש עשרה אמה מלמעלה גברו המים ויכסו ההרים 20
Сулар [тағлардин] йәнә он бәш гәз өрләп, тағ чоққилириму су астида қалди.
ויגוע כל בשר הרמש על הארץ בעוף ובבהמה ובחיה ובכל השרץ השרץ על הארץ--וכל האדם 21
Буниң билән йәр йүзидә жүргүчи һәммә әт егилири, учар-қушлар, мал-чарвилар, явайи һайванлар, йәрдә өмилигүчи һәммә җаниварлар, җүмлидин пүткүл адәмләр һәммиси өлди;
כל אשר נשמת רוח חיים באפיו מכל אשר בחרבה--מתו 22
қуруқлуқта яшиғучи, бурнида һаятлиқ тиниқи бар болғанларниң һәммиси өлди.
וימח את כל היקום אשר על פני האדמה מאדם עד בהמה עד רמש ועד עוף השמים וימחו מן הארץ וישאר אך נח ואשר אתו בתבה 23
Йәр йүзидики җени барларниң һәммиси, инсан болсун, мал-чарвилар болсун, өмилигүчи һайванлар болсун, асмандики қушлар болсун, һәммиси һалак болуп йәр йүзидин йоқ қилинди; пәқәт Нуһ вә кемидә униң билән биллә турғанлар қутулуп қалди.
ויגברו המים על הארץ חמשים ומאת יום 24
Бир йүз әллик күнгичә йәр йүзини су бесип турди.

< בראשית 7 >

The Great Flood
The Great Flood