< Προς Κολοσσαεις 2 >

1 Θέλω γὰρ ὑμᾶς εἰδέναι ἡλίκον ἀγῶνα ἔχω περὶ ὑμῶν καὶ τῶν ἐν Λαοδικείᾳ, καὶ ὅσοι οὐχ ἑωράκασι τὸ πρόσωπόν μου ἐν σαρκί,
Чүнки мәндә силәр үчүн, Лаодикийәдикиләр үчүн, шуниңдәк дидаримни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн нәқәдәр зор күрәшниң болуватқанлиғини силәргә билгүзмәкчимән;
2 ἵνα παρακληθῶσιν αἱ καρδίαι αὐτῶν, συμβιβασθέντων ἐν ἀγάπῃ, καὶ εἰς πάντα πλοῦτον τῆς πληροφορίας τῆς συνέσεως, εἰς ἐπίγνωσιν τοῦ μυστηρίου τοῦ Θεοῦ καὶ πατρὸς καὶ τοῦ Χριστοῦ,
күришимниң нишани, һәммәйләнниң меһир-муһәббәттә бир-биригә бағлинип, қәлблириниң риғбәтләндүрүлүши, Худаниң сирини, йәни Мәсиһни чүшиништә вә толуқ билиштә болған ишәш-хатирҗәмликкә еришиши үчүндур;
3 ἐν ᾧ εἰσι πάντες οἱ θησαυροὶ τῆς σοφίας καὶ τῆς γνώσεως ἀπόκρυφοι.
чүнки Униңда даналиқниң вә билимниң барлиқ байлиқлири йошурунғандур.
4 Τοῦτο δὲ λέγω, ἵνα μή τις ὑμᾶς παραλογίζηται ἐν πιθανολογίᾳ.
Мениң буни дейишим, һеч кимниң силәрни қайил қиларлиқ силиқ-сипайә гәплири билән алдимаслиғи үчүндур;
5 Εἰ γὰρ καὶ τῇ σαρκὶ ἄπειμι, ἀλλὰ τῷ πνεύματι σὺν ὑμῖν εἰμι, χαίρων καὶ βλέπων ὑμῶν τὴν τάξιν, καὶ τὸ στερέωμα τῆς εἰς Χριστὸν πίστεως ὑμῶν.
чүнки гәрчә тән җәһәтидин силәрдин нери болсамму, роһ җәһәтидин мән силәр билән биллимән, силәрниң сәптә туруватқиниңларға вә Мәсиһгә бағлиған етиқатиңларниң чиңлиғиға қарап шатлинимән.
6 Ὡς οὖν παρελάβετε τὸν Χριστὸν Ἰησοῦν τὸν Κύριον, ἐν αὐτῷ περιπατεῖτε,
Мәсиһ, Рәб Әйсани қандақ қобул қилған болсаңлар, шу һалда Униңда меңиңлар,
7 ἐρριζωμένοι καὶ ἐποικοδομούμενοι ἐν αὐτῷ, καὶ βεβαιούμενοι ἐν τῇ πίστει, καθὼς ἐδιδάχθητε, περισσεύοντες ἐν αὐτῇ ἐν εὐχαριστίᾳ.
силәр тәлим берилгәндәк Униңда йилтиз тартип, етиқатиңлар қурулуватқан һалда, етиқатта хатирҗәм қилинип, рәхмәт ейтишлар билән ташқинлап турғучи болуңлар;
8 Βλέπετε μή τις ὑμᾶς ἔσται ὁ συλαγωγῶν διὰ τῆς φιλοσοφίας καὶ κενῆς ἀπάτης, κατὰ τὴν παράδοσιν τῶν ἀνθρώπων, κατὰ τὰ στοιχεῖα τοῦ κόσμου, καὶ οὐ κατὰ Χριστόν·
һеч кимниң Мәсиһ бойичә болмиған, пәйласоплуқ яки бемәна алдамчилиқ билән, инсанлардин кәлгән тәлимләр, йәни бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» бойичә силәрни өз олҗиси қилип аздурмаслиғи үчүн һези болуңлар;
9 ὅτι ἐν αὐτῷ κατοικεῖ πᾶν τὸ πλήρωμα τῆς θεότητος σωματικῶς,
чүнки Униңда, йәни Мәсиһдә, Худаниң барлиқ мукәммәл җәвһири тән шәклидә туриду;
10 καὶ ἐστὲ ἐν αὐτῷ πεπληρωμένοι, ὅς ἐστιν ἡ κεφαλὴ πάσης ἀρχῆς καὶ ἐξουσίας·
вә силәр Униңда, йәни барлиқ һөкүмдарларниң һәм һоқуқдарларниң беши Болғучида мукәммәлдурсиләр;
11 ἐν ᾧ καὶ περιετμήθητε περιτομῇ ἀχειροποιήτῳ, ἐν τῇ ἀπεκδύσει τοῦ σώματος τῶν ἁμαρτιῶν τῆς σαρκός, ἐν τῇ περιτομῇ τοῦ Χριστοῦ,
силәр Униңда адәмниң қолисиз болған сүннәт билән сүннәт қилинғансиләр; демәк, Мәсиһниң сүннити билән [гуналиқ] әткә бағланған тәндин халас қилинғансиләр;
12 συνταφέντες αὐτῷ ἐν τῷ βαπτίσματι, ἐν ᾧ καὶ συνηγέρθητε διὰ τῆς πίστεως τῆς ἐνεργείας τοῦ Θεοῦ, τοῦ ἐγείραντος αὐτὸν ἐκ τῶν νεκρῶν.
Униң билән тәң чөмүлдүрүлүштә дәпнә қилинғансиләр; силәр йәнә Уни өлүмдин тирилдүргән Худаниң вуҗудуңларда ишләйдиғанлиғиға ишәш бағлаш билән Униң билән тәң тирилгәнсиләр.
13 Καὶ ὑμᾶς, νεκροὺς ὄντας ἐν τοῖς παραπτώμασι καὶ τῇ ἀκροβυστίᾳ τῆς σαρκὸς ὑμῶν, συνεζῳοποίησεν ὑμᾶς σὺν αὐτῷ, χαρισάμενος ἡμῖν πάντα τὰ παραπτώματα,
Әнди гәрчә итаәтсизлигиңлар вә әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар түпәйлидин өлгән болсаңларму, У силәрни Мәсиһ билән биллә җанландурди; һәммә итаәтсизликлиримизни кәчүрүм қилип,
14 ἐξαλείψας τὸ καθ᾽ ἡμῶν χειρόγραφον τοῖς δόγμασιν, ὃ ἦν ὑπεναντίον ἡμῖν· καὶ αὐτὸ ἦρκεν ἐκ τοῦ μέσου, προσηλώσας αὐτὸ τῷ σταυρῷ·
бәлгүлимиләрдә өз ичигә елинған үстимиздин әрз қилидиған, бизни әйипләйдиған пүтүкләрни өчүрүп ташлиди; У уларни биздин нери қилди, кресткә миқлатқузди.
15 ἀπεκδυσάμενος τὰς ἀρχὰς καὶ τὰς ἐξουσίας, ἐδειγμάτισεν ἐν παρρησίᾳ, θριαμβεύσας αὐτοὺς ἐν αὐτῷ.
У һөкүмдарлардин вә һоқуқдарлардин олҗа елип, [кресттә] уларни рәсва қилип уларниң үстидин тәнтәнә билән ғәлибә қилди.
16 Μὴ οὖν τις ὑμᾶς κρινέτω ἐν βρώσει ἢ ἐν πόσει, ἢ ἐν μέρει ἑορτῆς ἢ νουμηνίας ἢ σαββάτων·
Әнди һеч кимниң йемәк-ичмәк, һейт-байрамлар, «йеңи ай» яки шабат күнләр җәһәтлиридә силәрниң үстүңләрдин һөкүм чиқиришиға йол қоймаңлар;
17 ἅ ἐστι σκιὰ τῶν μελλόντων, τὸ δὲ σῶμα Χριστοῦ.
бу ишлар болса бир көләңгә, халас; униң җисми болса Мәсиһниңкидур!
18 Μηδεὶς ὑμᾶς καταβραβευέτω θέλων ἐν ταπεινοφροσύνῃ καὶ θρησκείᾳ τῶν ἀγγέλων, ἃ μὴ ἑώρακεν ἐμβατεύων, εἰκῇ φυσιούμενος ὑπὸ τοῦ νοὸς τῆς σαρκὸς αὐτοῦ,
Һеч кимниң силәрни «кичик пеиллиқ» вә пәриштиләргә ибадәт қилишқа дәвәт қилип инъамиңлардин мәһрум қилишиға йол қоймаңлар; мошундақ кишиләр [гуналиқ] әтлиридики ой-пикирлири билән һакавурлишип, көргән көрүнүшләргә есиливалмақтидур;
19 καὶ οὐ κρατῶν τὴν κεφαλήν, ἐξ οὗ πᾶν τὸ σῶμα, διὰ τῶν ἁφῶν καὶ συνδέσμων ἐπιχορηγούμενον καὶ συμβιβαζόμενον, αὔξει τὴν αὔξησιν τοῦ Θεοῦ.
Улар «баш»ни чиң тутқини йоқтур; лекин баштин үгә вә сиңирлар арқилиқ пүткүл тән қувәтлиниду вә бир-биригә бағлинип, Худадин кәлгән авуш билән ашмақта.
20 Εἰ ἀπεθάνετε σὺν Χριστῷ, ἀπὸ τῶν στοιχείων τοῦ κόσμου, τί ὡς ζῶντες ἐν κόσμῳ δογματίζεσθε,
Әгәр Мәсиһ билән бу дуниядики қаидә-қанунийәтләргә нисбәтән өлгән болсаңлар, немишкә (бу дунияда яшиғанлардәк) «Тутма!» «Тетима!» «Тәгмә!» дегәндәк бәлгүлимиләргә риайә қилисиләр
21 Μὴ ἅψῃ, μηδὲ γεύσῃ, μηδὲ θίγῃς—
22 ἅ ἐστι πάντα εἰς φθορὰν τῇ ἀποχρήσει—κατὰ τὰ ἐντάλματα καὶ διδασκαλίας τῶν ἀνθρώπων;
(бундақ [бәлгилимиләр илкидики] нәрсиләрниң һәммиси истемал қилиниш билән йоқилиду)? Мошундақ бәлгүлимиләр пәқәт инсанлардин чиққан көрсәтмиләр вә тәлимләрдин ибарәт, халас;
23 Ἅτινά ἐστι λόγον μὲν ἔχοντα σοφίας ἐν ἐθελοθρησκείᾳ καὶ ταπεινοφροσύνῃ καὶ ἀφειδίᾳ σώματος, οὐκ ἐν τιμῇ τινὶ πρὸς πλησμονὴν τῆς σαρκός.
уларда дәрвәқә бир хил пидаийларчә ибадәт, кичик пеиллиқ вә өз тенигә қарита қаттиқ қоллуқ болушни дәвәт қилиш болғачқа, уларда даналиқниң көрүнүши бар; әмәлийәттә [бундақ даналиқниң] пайдиси йоқтур — улар пәқәт әттики һәвәсләргә йол қойидула, халас.

< Προς Κολοσσαεις 2 >