< Προς Ρωμαιους 3 >

1 Τί οὖν τὸ περισσὸν τοῦ Ἰουδαίου, ἢ τίς ἡ ὠφέλεια τῆς περιτομῆς;
Ундақта, Йәһудий болғанниң Йәһудий әмәстин немә артуқчилиғи бар? Хәтнилик болғанниң немә пайдиси бар?
2 πολὺ κατὰ πάντα τρόπον· πρῶτον μὲν ὅτι ἐπιστεύθησαν τὰ λόγια τοῦ θεοῦ.
Әмәлийәттә, уларниң һәр җәһәттин көп артуқчилиғи бар. Биринчидин, Худаниң бешарәтлик сөзлири Йәһудийларға аманәт қилинған.
3 τί γὰρ εἰ ἠπίστησάν τινες; μὴ ἡ ἀπιστία αὐτῶν τὴν πίστιν τοῦ θεοῦ καταργήσει;
Әнди гәрчә улардин бәзилири ишәшсиз чиққан болсиму, буниңға немә болатти? Уларниң ишәшсизлиги Худаниң ишәшликлигини йоққа чиқириветәрму?
4 μὴ γένοιτο· γινέσθω δὲ ὁ θεὸς ἀληθής, πᾶς δὲ ἄνθρωπος ψεύστης, καθάπερ γέγραπται, Ὅπως ἂν δικαιωθῇς ἐν τοῖς λόγοις σου, καὶ νικήσῃς ἐν τῷ κρίνεσθαί σε.
Һәргиз ундақ қилмайду! Худа растчил һесаплинип, һәммә адәм ялғанчи һесаплансун! Худди [муқәддәс язмиларда Худа һәққидә] йезилғинидәк: — «Сөзлигиниңдә адил дәп испатланғайсән, Шикайәткә учриғиниңда ғәлибә қилғайсән».
5 εἰ δὲ ἡ ἀδικία ἡμῶν θεοῦ δικαιοσύνην συνίστησιν, τί ἐροῦμεν; μὴ ἄδικος ὁ θεὸς ὁ ἐπιφέρων τὴν ὀργήν; κατὰ ἄνθρωπον λέγω·
Лекин бизниң һәққанийсизлиғимиз арқилиқ Худаниң һәққанийлиғи техиму ениқ көрситилсә, буниңға немә дәймиз? Һәққанийсизлиқ үстигә ғәзәп төкидиған Худани һәққаний әмәс дәймизму (мән инсанчә сөзләймән)?
6 μὴ γένοιτο· ἐπεὶ πῶς κρινεῖ ὁ θεὸς τὸν κόσμον;
Мундақ дейишкә һәргиз болмайду! Әгәр ундақ болса, Худа аләмни қандақ сораққа тартиду?
7 εἰ γὰρ ἡ ἀλήθεια τοῦ θεοῦ ἐν τῷ ἐμῷ ψεύσματι ἐπερίσσευσεν εἰς τὴν δόξαν αὐτοῦ, τί ἔτι κἀγὼ ὡς ἁμαρτωλὸς κρίνομαι;
[Бәзиләр йәнә]: «Мениң ялғанчилқимдин Худаниң һәқиқәтлиги техиму очуқ қилинса, шундақла улуқлуғи техиму йорутулса, әнди мән йәнә немә үчүн гунакар дәп қарилип сораққа тартилимән?» [дейиши мүмкин].
8 καὶ μὴ καθὼς βλασφημούμεθα καὶ καθώς φασίν τινες ἡμᾶς λέγειν ὅτι Ποιήσωμεν τὰ κακὰ ἵνα ἔλθῃ τὰ ἀγαθά; ὧν τὸ κρῖμα ἔνδικόν ἐστιν.
Ундақ болғанда немишкә (бәзиләр бизгә төһмәт чаплимақчи болуп, гәплиримизни буривәткәндәк) «Яманлиқ қилайли, буниңдин яхшилиқ чиқип қалар» — дейишкә болмайду? Бундақ дегүчиләрниң җазалиниши һәқлиқтур!
9 Τί οὖν; προεχόμεθα; οὐ πάντως· προῃτιασάμεθα γὰρ Ἰουδαίους τε καὶ Ἕλληνας πάντας ὑφ᾽ ἁμαρτίαν εἶναι,
Әнди немә дейиш керәк? Биз [Йәһудийлар] [Йәһудий әмәсләрдин] үстүн турамдуқ? Яқ, һәргиз! Чүнки биз жуқурида Йәһудийлар болсун, Грекләр болсун һәммисиниң гунаниң илкидә екәнлигини испатлап әйиплидуқ.
10 καθὼς γέγραπται ὅτι Οὐκ ἔστιν δίκαιος οὐδὲ εἷς·
Дәрвәқә, муқәддәс язмиларда йезилғинидәк: — «Һәққаний адәм йоқ, һәтта бириму йоқтур,
11 οὐκ ἔστιν [ὁ] συνίων, οὐκ ἔστιν ὁ ἐκζητῶν τὸν θεόν·
Йорутулған киши йоқтур, Худани издигиниму йоқтур.
12 πάντες ἐξέκλιναν, ἅμα ἠχρεώθησαν· οὐκ ἔστιν ποιῶν χρηστότητα, οὐκ ἔστιν ἕως ἑνός.
Һәммә адәм йолдин чәтниди, Уларниң барлиғи әрзимәс болуп чиқти. Меһриванлиқ қилғучи йоқ, һәтта бириму йоқтур.
13 τάφος ἀνεῳγμένος ὁ λάρυγξ αὐτῶν, ταῖς γλώσσαις αὐτῶν ἐδολιοῦσαν· ἰὸς ἀσπίδων ὑπὸ τὰ χείλη αὐτῶν·
Уларниң гели ечилған қәбирдәк сесиқтур, Тиллири каззаплиқ қилмақта; Кобра иланниң зәһири ләвлири астида туриду;
14 ὧν τὸ στόμα ἀρᾶς καὶ πικρίας γέμει.
Уларниң зувани қарғаш һәм зәрдигә толған.
15 ὀξεῖς οἱ πόδες αὐτῶν ἐκχέαι αἷμα·
«Путлири қан токүшкә алдирайду;
16 σύντριμμα καὶ ταλαιπωρία ἐν ταῖς ὁδοῖς αὐτῶν·
Барғанла йеридә вәйранчилиқ вә паҗиәлик ишлар бардур.
17 καὶ ὁδὸν εἰρήνης οὐκ ἔγνωσαν.
Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонуған әмәс».
18 οὐκ ἔστιν φόβος θεοῦ ἀπέναντι τῶν ὀφθαλμῶν αὐτῶν.
«Уларниң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур».
19 οἴδαμεν δὲ ὅτι ὅσα ὁ νόμος λέγει τοῖς ἐν τῷ νόμῳ λαλεῖ, ἵνα πᾶν στόμα φραγῇ καὶ ὑπόδικος γένηται πᾶς ὁ κόσμος τῷ θεῷ.
Тәвраттики барлиқ сөзләрниң Тәврат қануни астида яшайдиғанларға қарита ейтилғанлиғи бизгә аян. Буларниң мәхсити, һәр инсанниң ағзи банә көрситәлмәй тувақлинип, пүткүл дуниядикиләр Худаниң сориғида әйипкар екән дәп аян қилинсун, дегәнликтур.
20 διότι ἐξ ἔργων νόμου οὐ δικαιωθήσεται πᾶσα σὰρξ ἐνώπιον αὐτοῦ· διὰ γὰρ νόμου ἐπίγνωσις ἁμαρτίας.
Шуңа, һеч қандақ әт егиси Тәврат-қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән [Худаниң] алдида һәққаний һесапланмайду; чүнки Тәврат қануни арқилиқ инсан өз гунайини тонуп йетиду.
21 Νυνὶ δὲ χωρὶς νόμου δικαιοσύνη θεοῦ πεφανέρωται, μαρτυρουμένη ὑπὸ τοῦ νόμου καὶ τῶν προφητῶν,
Бирақ, һазир қанун йоли билән әмәс, бәлки Худаниң Өзидин кәлгән бир хил һәққанийлиқ ашкариланди! Бу хил һәққанийлиққа қанунниң өзи вә пәйғәмбәрләрниң [язмилириму] гувалиқ бәргәндур;
22 δικαιοσύνη δὲ θεοῦ διὰ πίστεως Ἰησοῦ χριστοῦ, εἰς πάντας τοὺς πιστεύοντας. οὐ γάρ ἐστιν διαστολή.
йәни, Худаниң Әйса Мәсиһниң ишәш-садақәтлиги арқилиқ етиқат қилғучиларниң һәммисиниң ичигә һәм үстигә йәткүзидиған һәққанийлиғидур! Бу ишта айримчилиқ йоқтур
23 πάντες γὰρ ἥμαρτον καὶ ὑστεροῦνται τῆς δόξης τοῦ θεοῦ,
(чүнки барлиқ инсанлар гуна садир қилип, Худаниң шан-шәривигә йетәлмәй, униңдин мәһрум болди)
24 δικαιούμενοι δωρεὰν τῇ αὐτοῦ χάριτι διὰ τῆς ἀπολυτρώσεως τῆς ἐν χριστῷ Ἰησοῦ,
Чүнки етиқатчиларниң һәммиси Мәсиһ Әйсада болған ниҗат-һөрлүк арқилиқ, [Худаниң] меһри-шәпқити билән бәдәлсиз һәққаний қилиниду.
25 ὃν προέθετο ὁ θεὸς ἱλαστήριον διὰ πίστεως ἐν τῷ αὐτοῦ αἵματι, εἰς ἔνδειξιν τῆς δικαιοσύνης αὐτοῦ, διὰ τὴν πάρεσιν τῶν προγεγονότων ἁμαρτημάτων
Худа Уни гуналарниң җазасини көтәргүчи кафарәт қурбанлиғи сүпитидә тайинлиди; [инсанларниң] Униң [қурбанлиқ] қениға ишәш бағлиши билән [қурбанлиқ] инавәтликтур. Худа бу арқилиқ бурунқи замандикиләрниң садир қилған гуналириға сәвир-тақәтлик болуп, җазалимай өткүзүветишиниң адиллиқ екәнлигини көрсәтти.
26 ἐν τῇ ἀνοχῇ τοῦ θεοῦ, πρὸς τὴν ἔνδειξιν τῆς δικαιοσύνης αὐτοῦ ἐν τῷ νῦν καιρῷ, εἰς τὸ εἶναι αὐτὸν δίκαιον καὶ δικαιοῦντα τὸν ἐκ πίστεως Ἰησοῦ.
Буниңға охшаш бу [қурбанлиқ] арқилиқ У һазирқи заманда болған һәққанийлиғиниму көрсәткән. Шундақ қилип У Өзиниң һәм һәққаний екәнлигини һәм Әйсаниң етиқатида болғучини һәққаний қилғучи екәнлигиниму намайән қилди.
27 Ποῦ οὖν ἡ καύχησις; ἐξεκλείσθη. διὰ ποίου νόμου; τῶν ἔργων; οὐχί, ἀλλὰ διὰ νόμου πίστεως.
Ундақ болса, инсанниң немә махтанғичилиги бар? Махтиниш йоқ қилинди! — Немә принсипқа асасән? Қанунға интилиш принсипи биләнму? — Яқ! «Етиқат» принсипи билән!
28 λογιζόμεθα γὰρ δικαιοῦσθαι πίστει ἄνθρωπον χωρὶς ἔργων νόμου.
Чүнки «Инсан Тәврат қануниға әмәл қилишқа интилишлири билән әмәс, бәлки етиқат билән һәққаний қилиниду» дәп һесаплаймиз!
29 ἢ Ἰουδαίων ὁ θεὸς μόνον, οὐχὶ καὶ ἐθνῶν; ναὶ καὶ ἐθνῶν,
Әҗәба, Худа пәқәтла Йәһудийларниңла Худасиму? У әлләрниңму Худаси әмәсму? Шундақ, у әлләрниңму Худасидур.
30 εἴ περ εἷς ὁ θεὸς ὃς δικαιώσει περιτομὴν ἐκ πίστεως καὶ ἀκροβυστίαν διὰ τῆς πίστεως.
Худа болса бирдур, У хәтнә қилинғанларни етиқат билән һәмдә хәтнә қилинмиғанларниму етиқат билән һәққаний қилиду.
31 νόμον οὖν καταργοῦμεν διὰ τῆς πίστεως; μὴ γένοιτο, ἀλλὰ νόμον ἱστάνομεν.
Әнди етиқат принсипи билән Тәврат қанунини бекар қиливетимизму? Яқ, дәл буниң әксичә, уни күчкә егә қилимиз.

< Προς Ρωμαιους 3 >