< Κατα Λουκαν 17 >

1 Εἶπεν δὲ πρὸς τοὺς μαθητὰς αὐτοῦ, Ἀνένδεκτόν ἐστιν τοῦ τὰ σκάνδαλα μὴ ἐλθεῖν, πλὴν οὐαὶ δι᾽ οὗ ἔρχεται.
У мухлислириға мундақ деди: — Инсанни путлаштуридиған ишлар болмай қалмайду; лекин шу путлаштуруш васитичиси болған адәмниң һалиға вай!
2 λυσιτελεῖ αὐτῷ εἰ λίθος μυλικὸς περίκειται περὶ τὸν τράχηλον αὐτοῦ καὶ ἔῤῥιπται εἰς τὴν θάλασσαν, ἢ ἵνα σκανδαλίσῃ τῶν μικρῶν τούτων ἕνα.
Бундақ адәмниң бу кичик балилардин бирини [гунаға] путлаштурған болса, бойниға түгмән теши есилған һалда деңизға ташливетилгини әвзәл болатти.
3 προσέχετε ἑαυτοῖς. ἐὰν ἁμάρτῃ ὁ ἀδελφός σου, ἐπιτίμησον αὐτῷ· καὶ ἐὰν μετανοήσῃ, ἄφες αὐτῷ.
Өзүңларға агаһ болуңлар! Әгәр қериндишиң гуна қилған болса, униңға тәнбиһ-несиһәт қилғин. У товва қилса уни әпу қилғин.
4 καὶ ἐὰν ἑπτάκις τῆς ἡμέρας ἁμαρτήσῃ εἰς σὲ καὶ ἑπτάκις ἐπιστρέψῃ πρὸς σέ, λέγων, Μετανοῶ, ἀφήσεις αὐτῷ.
Мабада у бир күн ичидә саңа йәттә мәртивә гуна қилса вә йәттә мәртивә йениңға келип: Товва қилдим, десә, уни йәнила әпу қилғин.
5 Καὶ εἶπαν οἱ ἀπόστολοι τῷ κυρίῳ, Πρόσθες ἡμῖν πίστιν.
Шуниң билән расуллар Рәбгә: Ишәш-етиқатимизни ашурғин, — дейишти.
6 εἶπεν δὲ ὁ κύριος, Εἰ ἔχετε πίστιν ὡς κόκκον σινάπεως, ἐλέγετε ἂν τῇ συκαμίνῳ ταύτῃ, Ἐκριζώθητι καὶ φυτεύθητι ἐν τῇ θαλάσσῃ· καὶ ὑπήκουσεν ἂν ὑμῖν.
Вә Рәб уларға мундақ деди: — Силәрдә қича уруғидәк зәрричә ишәш болса еди, силәр аву үҗмә дәриғигә: «Йилтизиңдин қомурулуп, деңизға көчүп тикил!» десәңлар, у сөзүңларни аңлап көчәтти.
7 τίς δὲ [ἐξ] ὑμῶν δοῦλον ἔχων ἀροτριῶντα ἢ ποιμαίνοντα, ὃς εἰσελθόντι ἐκ τοῦ ἀγροῦ ἐρεῖ αὐτῷ, Εὐθέως παρελθὼν ἀνάπεσε;
Лекин араңлардин кимниң йәр һайдайдиған яки мал бақидиған бир қули болса вә у етизлиқтин қайтип кәлгәндә, униңға: «Тезрәк келип дәстиханда олтарғин», дәйдиғанлар барму?
8 ἀλλ᾽ οὐχὶ ἐρεῖ αὐτῷ, Ἑτοίμασον τί δειπνήσω, καὶ περιζωσάμενος διακόνει μοι ἕως φάγω καὶ πίω, καὶ μετὰ ταῦτα φάγεσαι καὶ πίεσαι σύ;
У бәлки униңға: «Мениң тамиғимни тәйяр қил, мән йәп-ичип болғичә белиңни бағлап мени күткин, андин өзүң йәп-ичкин, демәсму?
9 μὴ ἔχει χάριν τῷ δούλῳ ὅτι ἐποίησεν τὰ διαταχθέντα;
Қул әмир қилинғинидәк қилғини үчүн ғоҗайин униңға рәхмәт ейтамду? Мениңчә, ейтмайду.
10 οὕτως καὶ ὑμεῖς, ὅταν ποιήσητε πάντα τὰ διαταχθέντα ὑμῖν, λέγετε ὅτι Δοῦλοι ἀχρεῖοί ἐσμεν· ὃ ὠφείλομεν ποιῆσαι πεποιήκαμεν.
Шуниңға охшаш, силәрму өзүңларға әмир қилинғанниң һәммисини ада қилғиниңлардин кейин: Биз әрзимәс қуллармиз; биз пәқәт тегишлик бурҗимизни ада қилдуқ, халас», дәйдиған болисиләр.
11 Καὶ ἐγένετο ἐν τῷ πορεύεσθαι [αὐτὸν] εἰς Ἱερουσαλήμ, καὶ αὐτὸς διήρχετο διὰ μέσον Σαμαρείας καὶ Γαλιλαίας.
Вә шундақ болдики, у Йерусалимға чиқип кетиватқанда, Самарийә билән Галилийәниң оттурисидин өтүп,
12 καὶ εἰσερχομένου αὐτοῦ εἴς τινα κώμην, ἀπήντησαν [αὐτῷ] δέκα λεπροὶ ἄνδρες, οἳ ἔστησαν πόῤῥωθεν,
бир кәнткә киргинидә мохо кесилигә гириптар болған он адәм униңға учрап, жирақта тохтап,
13 καὶ αὐτοὶ ἦραν φωνὴν λέγοντες, Ἰησοῦ ἐπιστάτα, ἐλέησον ἡμᾶς.
авазлирини көтирип: Әй Әйса, устаз, бизгә рәһим қилғайсән, дәп өтүнди.
14 καὶ ἰδὼν εἶπεν αὐτοῖς, Πορευθέντες ἐπιδείξατε ἑαυτοὺς τοῖς ἱερεῦσιν. καὶ ἐγένετο ἐν τῷ ὑπάγειν αὐτούς, ἐκαθαρίσθησαν.
Уларни көргәндә у уларға: Берип өзүңларни каһинларға көрситиңлар, деди. Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, [моходин] пакланди.
15 εἷς δὲ ἐξ αὐτῶν ἰδὼν ὅτι ἰάθη, ὑπέστρεψεν μετὰ φωνῆς μεγάλης δοξάζων τὸν θεόν,
Улардин бирәйлән өзиниң сақайғинини көргәндә жуқури аваз билән Худани улуқлап, кәйнигә бурулуп, қайтти.
16 καὶ ἔπεσεν ἐπὶ πρόσωπον παρὰ τοὺς πόδας αὐτοῦ, εὐχαριστῶν αὐτῷ· καὶ αὐτὸς ἦν Σαμαρείτης.
У келип Әйсаниң айиғиға жиқилип дүм йетип тәшәккүр ейтти. У Самарийәлик еди.
17 ἀποκριθεὶς δὲ ὁ Ἰησοῦς εἶπεν, Οὐχὶ οἱ δέκα ἐκαθαρίσθησαν; οἱ [δὲ] ἐννέα ποῦ;
Әйса бу ишқа қарап: Пак қилинғанлар он киши әмәсмиди? Қалған тоққузәйлән қени?
18 οὐχ εὑρέθησαν ὑποστρέψαντες δοῦναι δόξαν τῷ θεῷ, εἰ μὴ ὁ ἀλλογενὴς οὗτος;
Бу ят әллик мусапирдин башқа, Худаға һәмдусана оқуғили һеч ким қайтип кәлмәптиғу?! — деди.
19 καὶ εἶπεν αὐτῷ, Ἀναστὰς πορεύου· ἡ πίστις σου σέσωκέν σε.
Андин у һелиқи адәмгә: — «Орнуңдин тур, йолуңға маңғин! Етиқатиң сени сақайтти!» — деди.
20 Ἐπερωτηθεὶς δὲ ὑπὸ τῶν Φαρισαίων πότε ἔρχεται ἡ βασιλεία τοῦ θεοῦ, ἀπεκρίθη αὐτοῖς καὶ εἶπεν, Οὐκ ἔρχεται ἡ βασιλεία τοῦ θεοῦ μετὰ παρατηρήσεως,
[Бир күни] Пәрисийләр униңдин: «Худаниң падишалиғи қачан келиду?» дәп сориғанда у уларға җавап берип мундақ деди: — Худаниң падишалиғиниң келишини көз билән көргили болмас;
21 οὐδὲ ἐροῦσιν, Ἰδοὺ ὧδε ἢ ἰδοὺ ἐκεῖ· ἰδοὺ γὰρ ἡ βασιλεία τοῦ θεοῦ ἐντὸς ὑμῶν ἐστίν.
кишиләр: «Қараңлар, у мана бу йәрдә!» яки «У йәрдә!» дейәлмәйду. Чүнки мана, Худаниң падишалиғи араңлардидур.
22 εἶπεν δὲ πρὸς τοὺς μαθητάς, Ἐλεύσονται ἡμέραι ὅτε ἐπιθυμήσετε μίαν τῶν ἡμερῶν τοῦ υἱοῦ τοῦ ἀνθρώπου ἰδεῖν, καὶ οὐκ ὄψεσθε.
Кейин у мухлислириға йәнә мундақ деди: — «Шундақ күнләр келидуки, силәр Инсаноғлиниң күнлиридин бирәр күнини болсиму көрүшкә тәшна болисиләр, лекин көрәлмәйсиләр.
23 καὶ ἐροῦσιν ὑμῖν, Ἰδοὺ ἐκεῖ ἰδοὺ ὧδε, μὴ ἀπέλθητε, μηδὲ διώξητε.
Шу чағда кишиләр силәргә: «Мана у бу йәрдә!» вә яки «Мана у у йәрдә!» дәйду; силәр нә бармаңлар нә уларниң кәйнидин жүгүрмәңлар.
24 ὥσπερ γὰρ ἡ ἀστραπὴ [ἡ] ἀστράπτουσα ἐκ τῆς ὑπὸ τὸν οὐρανὸν εἰς τὴν ὑπ᾽ οὐρανὸν λάμπει, οὕτως ἔσται ὁ υἱὸς τοῦ ἀνθρώπου ἐν τῇ ἡμέρᾳ αὐτοῦ.
Чүнки гоя асманниң бир четидин чақмақ чеқип йәнә бир четигичә йорутидиғандәк, Инсаноғлиниң өз күнидә һәм шундақ болиду.
25 πρῶτον δὲ δεῖ αὐτὸν πολλὰ παθεῖν καὶ ἀποδοκιμασθῆναι ἀπὸ τῆς γενεᾶς ταύτης.
Лекин у авал көп азап-оқубәтләрни тартиши бу дәвирдикиләр тәрипидин чәткә қеқилиши муқәррәрдур.
26 καὶ καθὼς ἐγένετο ἐν ταῖς ἡμέραις Νῶε, οὕτως ἔσται καὶ ἐν ταῖς ἡμέραις τοῦ υἱοῦ τοῦ ἀνθρώπου·
Вә Нуһ [пәйғәмбәрниң] күнлиридә қандақ болған болса, Инсаноғлиниң күнлиридә һәм шундақ болиду.
27 ἤσθιον ἔπινον, ἐγάμουν ἐγαμίζοντο, ἄχρι ἧς ἡμέρας εἰσῆλθεν Νῶε εἰς τὴν κιβωτόν, καὶ ἦλθεν ὁ κατακλυσμὸς καὶ ἀπώλεσεν πάντας.
Таки Нуһ кемигә кирип олтарған күнгичә, кишиләр йәп-ичип, өйлинип вә ятлиқ болуп келиватқан еди; андин топан келип һәммисини һалак қилди.
28 ὁμοίως καθὼς ἐγένετο ἐν ταῖς ἡμέραις Λώτ· ἤσθιον ἔπινον, ἠγόραζον ἐπώλουν, ἐφύτευον ᾠκοδόμουν·
Һәм йәнә, Лутниң күнлиридә қандақ болған болса шундақ болиду — кишиләр йәп-ичип, сода-сетиқ қилип, териқчилиқ қилатти вә өйләрни салатти.
29 ᾗ δὲ ἡμέρᾳ ἐξῆλθεν Λὼτ ἀπὸ Σοδόμων, ἔβρεξεν πῦρ καὶ θεῖον ἀπ᾽ οὐρανοῦ καὶ ἀπώλεσεν πάντας·
Лекин Лут Содом шәһиридин чиққан күни, асмандин от билән гуңгут йеғип, [бу шәһәрдикиләрниң] һәммисини һалак қилди.
30 κατὰ τὰ αὐτὰ ἔσται ᾗ ἡμέρᾳ ὁ υἱὸς τοῦ ἀνθρώπου ἀποκαλύπτεται.
Әнди Инсаноғли ашкарә болидиған күндә әнә шундақ болиду.
31 ἐν ἐκείνῃ τῇ ἡμέρᾳ ὃς ἔσται ἐπὶ τοῦ δώματος καὶ τὰ σκεύη αὐτοῦ ἐν τῇ οἰκίᾳ, μὴ καταβάτω ἆραι αὐτά· καὶ ὁ ἐν ἀγρῷ ὁμοίως μὴ ἐπιστρεψάτω εἰς τὰ ὀπίσω.
Шу күни, һәр ким өгүздә туруп, нәрсә-керәклири өйидә болсиму, алғили чүшмисун; вә шуниңға охшаш кимки етизлиқта болса [өйигә] һеч янмисун.
32 μνημονεύετε τῆς γυναικὸς Λώτ.
Лутниң аялини ядиңларға кәлтүрүңлар!
33 ὃς ἐὰν ζητήσῃ τὴν ψυχὴν αὐτοῦ περιποιήσασθαι ἀπολέσει αὐτήν, ὃς δ᾽ ἂν ἀπολέσῃ, ζωογονήσει αὐτήν.
Кимки өз һаятини қутқузмақчи болса, униңдин мәһрум болиду, лекин өз һаятидин мәһрум болған киши униңға еришиду.
34 λέγω ὑμῖν, ταύτῃ τῇ νυκτὶ ἔσονται δύο ἐπὶ κλίνης μιᾶς, εἷς παραλημφθήσεται, καὶ ὁ ἕτερος ἀφεθήσεται.
Силәргә шуни ейтайки, у кечидә икки адәм бир орунда ятиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду.
35 ἔσονται δύο ἀλήθουσαι ἐπὶ τὸ αὐτό, [ἡ] μία παραλημφθήσεται, ἡ δὲ ἑτέρα ἀφεθήσεται.
Икки аял ярғунчақ бешида туруп ун тартиватқан болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду».
37 Καὶ ἀποκριθέντες λέγουσιν αὐτῷ, Ποῦ, κύριε; ὁ δὲ εἶπεν αὐτοῖς, Ὅπου τὸ σῶμα, ἐκεῖ καὶ οἱ ἀετοὶ ἐπισυναχθήσονται.
Вә улар униңға җававән: Әй Рәб, бу ишлар қәйәрдә йүз бериду? — дәп сориди. У уларға: Җәсәт қайси йәрдә болса, қузғунлар шу йәргә топлишиду!

< Κατα Λουκαν 17 >