< Προς Εβραιους 8 >

1 Κεφάλαιον δὲ ἐπὶ τοῖς λεγομένοις, τοιοῦτον ἔχομεν ἀρχιερέα, ὃς ἐκάθισεν ἐν δεξιᾷ τοῦ θρόνου τῆς μεγαλωσύνης ἐν τοῖς οὐρανοῖς,
Ейтқанлиримизниң баш нуқтиси шуки: Әрштики улуқ Болғучиниң тәхтиниң оң тәрипидә олтарған шундақ бир Баш Каһинимиз бар.
2 τῶν ἁγίων λειτουργὸς καὶ τῆς σκηνῆς τῆς ἀληθινῆς, ἣν ἔπηξεν ὁ κύριος, οὐκ ἄνθρωπος.
У муқәддәс җайларда, шундақла инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигар тиккән һәқиқий ибадәт чедириниң һәммисидә каһинлиқ хизмитини қилғучидур.
3 πᾶς γὰρ ἀρχιερεὺς εἰς τὸ προσφέρειν δῶρά τε καὶ θυσίας καθίσταται· ὅθεν ἀναγκαῖον ἔχειν τι καὶ τοῦτον ὃ προσενέγκῃ.
Һәр бир баш каһин һәдийә һәм қурбанлиқлар сунуш үчүн тайинлиниду. Шуниң үчүн, [бизниң бу баш каһинимизниңму] бирәр сунидиғини болуш керәк еди.
4 εἰ μὲν οὖν ἦν ἐπὶ γῆς, οὐδ᾽ ἂν ἦν ἱερεύς, ὄντων τῶν προσφερόντων κατὰ νόμον τὰ δῶρα,
Дәрвәқә әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз каһин болмайтти; чүнки бу йәрдә Тәврат қанун-түзүми бойичә һәдийә сунидиған каһинлар аллибурунла бардур
5 οἵτινες ὑποδείγματι καὶ σκιᾷ λατρεύουσιν τῶν ἐπουρανίων, καθὼς κεχρημάτισται Μωυσῆς μέλλων ἐπιτελεῖν τὴν σκηνήν, Ὅρα, γάρ φησιν, ποιήσεις πάντα κατὰ τὸν τύπον τὸν δειχθέντα σοι ἐν τῷ ὄρει·
(бу [каһинлар] хизмәт қилидиған [ибадәт чедири] пәқәтла әрштики ишларниң көчүрүлмиси вә көләңгисидур. Муса дәл бу ибадәт чедирини қурушқа башлиғанда, Худаниң вәһийси униңға келип: «Еһтият қилғинки, буларниң һәммисини саңа тағда көрситилгән өрнәк бойичә ясиғин» дәп агаһландурған).
6 νυνὶ δὲ διαφορωτέρας τέτευχεν λειτουργίας, ὅσῳ καὶ κρείττονός ἐστιν διαθήκης μεσίτης, ἥτις ἐπὶ κρείττοσιν ἐπαγγελίαις νενομοθέτηται.
Лекин һазир У ([кона әһдигә аит] вәдиләрдин әвзәл вәдиләр үстигә бекитилгәч) техиму яхши бир әһдиниң васитичиси болғачқа, Униңға берилгән каһинлиқ хизмити башқа каһинларниңкидин шунчә әвзәл туриду.
7 εἰ γὰρ ἡ πρώτη ἐκείνη ἦν ἄμεμπτος, οὐκ ἂν δευτέρας ἐζητεῖτο τόπος.
Әгәр шу дәсләпки әһдә кәм-күтисиз болса еди, кейинкиси үчүн орун издәшниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти.
8 μεμφόμενος γὰρ αὐτοῖς λέγει, Ἰδού, ἡμέραι ἔρχονται, λέγει κύριος, καὶ συν τελέσω ἐπὶ τὸν οἶκον Ἰσραὴλ καὶ ἐπὶ τὸν οἶκον Ἰούδα διαθήκην καινήν,
Лекин, Худа кона әһдини йетәрсиз дәп қарап, [Исраилларға] мундақ дегән: — «Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти үчүн йеңи бир әһдини әмәлгә ашуримән.
9 οὐ κατὰ τὴν διαθήκην ἣν ἐποίησα τοῖς πατράσιν αὐτῶν ἐν ἡμέρᾳ ἐπιλαβομένου μου τῆς χειρὸς αὐτῶν, ἐξαγαγεῖν αὐτοὺς ἐκ γῆς Αἰγύπτου, ὅτι αὐτοὶ οὐκ ἐνέμειναν ἐν τῇ διαθήκῃ μου, κἀγὼ ἠμέλησα αὐτῶν, λέγει κύριος.
Бу әһдә уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдигә охшимайду; шу әһдини Мән ата-бовилирини қолидин тутуп Мисирдин қутқузуп йетәклигинимдә улар билән түзгән едим; чүнки улар Мән билән түзүшкән әһдәмдә турмиди, мән улардин нәзиримни йөткидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
10 ὅτι αὕτη ἡ διαθήκη ἣν διαθήσομαι τῷ οἴκῳ Ἰσραὴλ μετὰ τὰς ἡμέρας ἐκείνας, λέγει κύριος, διδοὺς νόμους μου εἰς τὴν διάνοιαν αὐτῶν, καὶ ἐπὶ καρδίας αὐτῶν ἐπιγράψω αὐτούς· καὶ ἔσομαι αὐτοῖς εἰς θεόν, καὶ αὐτοὶ ἔσονταί μοι εἰς λαόν.
Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки: — «Мән Өз тәврат-қанунлиримни уларниң зеһин-әқлигә салимән, һәмдә уларниң қәлбигиму пүтимән; Мән уларниң Худаси болимән, уларму Мениң хәлқим болиду.
11 καὶ οὐ μὴ διδάξωσιν ἕκαστος τὸν πολίτην αὐτοῦ, καὶ ἕκαστος τὸν ἀδελφὸν αὐτοῦ, λέγων, Γνῶθι τὸν κύριον, ὅτι πάντες εἰδήσουσίν με, ἀπὸ μικροῦ ἕως μεγάλου αὐτῶν·
Шундин башлап һеч ким өз жутдишиға, яки өз қериндишиға: — «Пәрвәрдигарни тонуғин» дәп үгитишиниң һаҗити қалмайду; чүнки уларниң һәммиси, әң кичигидин чоңиғичә Мени билип болған болиду;
12 ὅτι ἵλεως ἔσομαι ταῖς ἀδικίαις αὐτῶν, καὶ τῶν ἁμαρτιῶν αὐτῶν οὐ μὴ μνησθῶ ἔτι.
чүнки мән уларниң қәбиһликлиригә рәһим қилимән һәмдә уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән».
13 ἐν τῷ λέγειν, Καινήν, πεπαλαίωκεν τὴν πρώτην· τὸ δὲ παλαιούμενον καὶ γηράσκον, ἐγγὺς ἀφανισμοῦ.
Әнди Худаниң бу әһдини «йеңи» дейиши бурунқисини «кона» дегәнлигидур; әнди вақти өткән, конириған иш болса узун өтмәй йоқилиду.

< Προς Εβραιους 8 >