< Προς Εβραιους 10 >

1 Σκιὰν γὰρ ἔχων ὁ νόμος τῶν μελλόντων ἀγαθῶν, οὐκ αὐτὴν τὴν εἰκόνα τῶν πραγμάτων, κατ᾽ ἐνιαυτὸν ταῖς αὐταῖς θυσίαις ἃς προσφέρουσιν εἰς τὸ διηνεκὲς οὐδέποτε δύνανται τοὺς προσερχομένους τελειῶσαι·
Тәврат қануни кәлгүсидә елип келинидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки уларниң көләңгисинила сүрәтләп бәргәчкә, у тәләп қилинған, жилмужил сунулуп келиватқан охшаш қурбанлиқлар арқилиқ [Худаға] йеқинлашмақчи болғанларни һәргизму мукәммәл қилалмайду.
2 ἐπεὶ οὐκ ἂν ἐπαύσαντο προσφερόμεναι, διὰ τὸ μηδεμίαν ἔχειν ἔτι συνείδησιν ἁμαρτιῶν τοὺς λατρεύοντας, ἅπαξ κεκαθαρισμένους;
Болмиса, мошу қурбанлиқларниң сунулуши ахирлишатти, чүнки ибадәт қилғучилар пак қилинип, виҗдани йәнә өз гуналири түпәйлидин азапланмайтти.
3 ἀλλ᾽ ἐν αὐταῖς ἀνάμνησις ἁμαρτιῶν κατ᾽ ἐνιαυτόν·
Һалбуки, мошу қурбанлиқлар жилмужил өз гуналирини өзлиригә әслитип туриду.
4 ἀδύνατον γὰρ αἷμα ταύρων καὶ τράγων ἀφαιρεῖν ἁμαρ τίας.
Чүнки буқа вә өшкиләрниң қени гуналарни һәргиз елип ташлалмайду.
5 διὸ εἰσερχόμενος εἰς τὸν κόσμον λέγει, Θυσίαν καὶ προσφορὰν οὐκ ἠθέλησας, σῶμα δὲ κατηρτίσω μοι·
Шуниң үчүн, У дунияға кәлгәндә мундақ дегән: — «Нә қурбанлиқ, нә атиған ашлиқ һәдийәлири болса Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Бирақ Сән Мән үчүн бир тән тәйярлап бәрдиң;
6 ὁλοκαυτώματα καὶ περὶ ἁμαρτίας οὐκ ηὐδόκησας·
Нә көйдүрмә қурбанлиқлар, нә гуна қурбанлиғидинму сөйүнмидиң;
7 τότε εἶπον, Ἰδοὺ ἥκω (ἐν κεφαλίδι βιβλίου γέγραπται περὶ ἐμοῦ) τοῦ ποιῆσαι, ὁ θεός, τὸ θέλημά σου.
Шуңа җавап бәрдимки — «Мана Мән кәлдим! — Қанун дәстуруңда Мән тоғрилиқ пүтүлгәндәк — И Худа, ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим».
8 Ἀνώτερον λέγων ὅτι Θυσίας καὶ προσφορὰς καὶ ὁλοκαυτώματα καὶ περὶ ἁμαρτίας οὐκ ἠθέλησας, οὐδὲ ηὐδόκησας, αἵτινες κατὰ νόμον προσφέρονται,
У жуқурида: «Нә қурбанлиқ, нә ашлиқ һәдийәлири, нә көйдүрмә қурбанлиқлар нә гунани тилигүчи қурбанлиқлар Сениң тәләп-арзуюң әмәс, Сән улардинму сөйүнмидиң» (бу қурбанлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә сунулуши керәк еди) дегинидин кейин
9 τότε εἴρηκεν, Ἰδοὺ ἥκω τοῦ ποιῆσαι, τὸ θέλημά σου. ἀναιρεῖ τὸ πρῶτον, ἵνα τὸ δεύτερον στήσῃ·
йәнә: «Сениң ирадәңни әмәлгә ашуруш үчүн кәлдим» дегән. Демәк, [Худа] кейинкисини күчкә егә қилиш үчүн, алдинқисини әмәлдин қалдуриду.
10 ἐν ᾧ θελήματι ἡγιασμένοι ἐσμὲν διὰ τῆς προσφορᾶς τοῦ σώματος Ἰησοῦ χριστοῦ ἐφ᾽᾽ ἅπαξ.
Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң тениниң бир йолила қурбан қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, [Худаға] аталдуқ.
11 Καὶ πᾶς μὲν ἱερεὺς ἕστηκεν καθ᾽ ἡμέραν λειτουργῶν καὶ τὰς αὐτὰς πολλάκις προσφέρων θυσίας, αἵτινες οὐδέποτε δύνανται περιελεῖν ἁμαρτίας·
Һәр каһин һәр күни ибадәт хизмитидә туриду, шундақла гуналарни һәргиз сақит қилалмайдиған охшаш хилдики қурбанлиқларни [Худаға] қайта-қайта суниду.
12 οὗτος δὲ μίαν ὑπὲρ ἁμαρτιῶν προσενέγκας θυσίαν εἰς τὸ διηνεκὲς ἐκάθισεν ἐν δεξιᾷ τοῦ θεοῦ,
Бирақ, бу [каһин] болса гуналар үчүн бирла қетимлиқ мәңгү инавәтлик бир қурбанлиқни сунғандин кейин, Худаниң оң йенида олтарди;
13 τὸ λοιπὸν ἐκδεχόμενος ἕως τεθῶσιν οἱ ἐχθροὶ αὐτοῦ ὑποπόδιον τῶν ποδῶν αὐτοῦ.
У шу йәрдә «дүшмәнлири Өз айиғи астида тәхтипәр қилинғичә» күтиду.
14 μιᾷ γὰρ προσφορᾷ τετελείωκεν εἰς τὸ διηνεκὲς τοὺς ἁγιαζομένους.
У мошу бирла қурбанлиқ билән Худаға атап пак-муқәддәс қилинғанларни мәңгүгә мукәммәл қилди.
15 μαρτυρεῖ δὲ ἡμῖν καὶ τὸ πνεῦμα τὸ ἅγιον· μετὰ γὰρ τὸ εἰρηκέναι,
[Муқәддәс язмиларда] [пүтүлгәндәк], Муқәддәс Роһму бу һәқтә бизгә гувалиқ бериду. Чүнки У авал: —
16 Αὕτη ἡ διαθήκη ἣν διαθήσομαι πρὸς αὐτοὺς μετὰ τὰς ἡμέρας ἐκείνας, λέγει κύριος, διδοὺς νόμους μου ἐπὶ καρδίας αὐτῶν, καὶ ἐπὶ τὴν διάνοιαν αὐτῶν ἐπιγράψω αὐτούς·
«У күнләрдин кейин, Мениң улар билән түзидиған әһдәм мана шуки, дәйду Пәрвәрдигар; Мән Өз тәврат-қанунлиримни уларниң зеһин-әқлигиму салимән, Һәмдә уларниң қәлбигиму пүтимән» дегәндин кейин, У йәнә: —
17 καί, Τῶν ἁμαρτιῶν αὐτῶν καὶ τῶν ἀνομιῶν αὐτῶν οὐ μὴ μνησθήσομαι ἔτι.
«Уларниң гуналири вә итаәтсизлигирини мәңгүгә есимдин чиқириветимән» — дегән.
18 ὅπου δὲ ἄφεσις τούτων, οὐκέτι προσφορὰ περὶ ἁμαρτίας.
Әнди шу йолда гуналар кәчүрүм қилинған екән, гуналар үчүн қурбанлиқ қилишниң һаҗитиму қалмайду.
19 Ἔχοντες οὖν, ἀδελφοί, παῤῥησίαν εἰς τὴν εἴσοδον τῶν ἁγίων ἐν τῷ αἵματι Ἰησοῦ,
Шуниң үчүн, әй қериндашлар, Әйсаниң қени арқилиқ әң муқәддәс җайға киришкә җүръәтлик болуп,
20 ἣν ἐνεκαίνισεν ἡμῖν ὁδὸν πρόσφατον καὶ ζῶσαν, διὰ τοῦ καταπετάσματος, τουτέστιν, τῆς σαρκὸς αὐτοῦ,
(У бизгә ечип бәргән, ибадәтханиниң пәрдисидин (йәни, Униң әт-тенидин) өтидиған шу жипйеңи, һаятлиқ йоли билән)
21 καὶ ἱερέα μέγαν ἐπὶ τὸν οἶκον τοῦ θεοῦ,
шундақла Худаниң аилисини башқуридиған бизниң улуқ каһинимиз болғанлиғи билән,
22 προσερχώμεθα μετὰ ἀληθινῆς καρδίας ἐν πληροφορίᾳ πίστεως, ῥεραντισμένοι τὰς καρδίας ἀπὸ συνειδήσεως πονηρᾶς, καὶ λελουμένοι τὸ σῶμα ὕδατι καθαρῷ,
диллиримиз виҗдандики булғунушлардин сепилиш билән пакланған вә бәдинимиз сап су билән жуюлғандәк тазиланған һалда етиқатниң толуқ җәзм-хатирҗәмлиги вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли!
23 κατέχωμεν τὴν ὁμολογίαν τῆς ἐλπίδος ἀκλινῆ, (πιστὸς γὰρ ὁ ἐπαγγειλάμενος·)
Әнди етирап қилған үмүтүмиздә тәврәнмәй чиң турайли (чүнки вәдә Бәргүчи болса сөзидә турғучидур)
24 καὶ κατανοῶμεν ἀλλήλους εἰς παροξυσμὸν ἀγάπης καὶ καλῶν ἔργων,
вә меһир-муһәббәт көрситиш вә гөзәл иш қилишқа бир-биримизни қандақ қозғаш вә риғбәтләндүрүшни ойлайли.
25 μὴ ἐγκαταλείποντες τὴν ἐπισυναγωγὴν ἑαυτῶν, καθὼς ἔθος τισίν, ἀλλὰ παρακαλοῦντες, καὶ τοσούτῳ μᾶλλον ὅσῳ βλέπετε ἐγγίζουσαν τὴν ἡμέραν.
Бәзиләр адәт қиливалғандәк, җамаәттә җәм болуштин баш тартмайли, бәлки бир-биримизни җекиләп-илһамландурайли; болупму шу күниниң йеқинлашқанлиғини байқиғиниңларда, техиму шундақ қилайли.
26 Ἑκουσίως γὰρ ἁμαρτανόντων ἡμῶν μετὰ τὸ λαβεῖν τὴν ἐπίγνωσιν τῆς ἀληθείας, οὐκέτι περὶ ἁμαρτιῶν ἀπολείπεται θυσία,
Һәқиқәтни тонушқа несип болғандин кейин, йәнила қәстән гуна өткүзүвәрсәк, у чағда гуналар үчүн сунулидиған башқа бир қурбанлиқ болмас,
27 φοβερὰ δέ τις ἐκδοχὴ κρίσεως, καὶ πυρὸς ζῆλος ἐσθίειν μέλλοντος τοὺς ὑπεναντίους.
бәлки бизгә қалидиғини пәқәт сорақ, шундақла Худа билән қаршилишидиғанларни йәп түгитишкә тәйяр туридиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүшла, халас.
28 ἀθετήσας τις νόμον Μωυσέως, χωρὶς οἰκτιρμῶν ἐπὶ δυσὶν ἢ τρισὶν μάρτυσιν ἀποθνήσκει·
Әнди Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қанунини көзгә илмиған һәр қандақ киши икки яки үч гувачиниң испати болса, кәңчилик қилинмайла өлтүрүләтти.
29 πόσῳ, δοκεῖτε, χείρονος ἀξιωθήσεται τιμωρίας ὁ τὸν υἱὸν τοῦ θεοῦ καταπατήσας, καὶ τὸ αἷμα τῆς διαθήκης κοινὸν ἡγησάμενος, ἐν ᾧ ἡγιάσθη, καὶ τὸ πνεῦμα τῆς χάριτος ἐνυβρίσας;
Ундақта, бир киши Худаниң Оғлини дәпсәндә қилса, Худаниң әһдисиниң қениға, йәни өзини пак қилған қанға напак дәп қариса, шәпқәт қилғучи Роһни һақарәт қилса, буниңдин техиму еғир җазаға лайиқ һесаплиниду, дәп ойлимамсиләр?
30 οἴδαμεν γὰρ τὸν εἰπόντα, Ἐμοὶ ἐκδίκησις, ἐγὼ ἀνταποδώσω· καὶ πάλιν, Κρινεῖ κύριος τὸν λαὸν αὐτοῦ.
Чүнки [Тәвратта] «Интиқам Мениңкидур, кишиниң қилмишлирини өз бешиға өзүм яндуримән, дәйду Пәрвәрдигар» вә «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сораққа тартиду» дегүчини билимиз.
31 φοβερὸν τὸ ἐμπεσεῖν εἰς χεῖρας θεοῦ ζῶντος.
Мәңгү һаят Худаниң қоллириға чүшүп җазалиниш нәқәдәр дәһшәтлик иш-һә!
32 Ἀναμιμνήσκεσθε δὲ τὰς πρότερον ἡμέρας, ἐν αἷς φωτισθέντες πολλὴν ἄθλησιν ὑπεμείνατε παθημάτων,
Әнди силәр йорутулуштин кейин, азап-оқубәтлик, қаттиқ күрәшләргә бәрдашлиқ бәргән әшу бурунқи күнләрни есиңларда тутуңлар.
33 τοῦτο μὲν ὀνειδισμοῖς τε καὶ θλίψεσιν θεατριζόμενοι, τοῦτο δὲ κοινωνοὶ τῶν οὕτως ἀναστρεφομένων γενηθέντες·
Бәзи вақитларда рәсва қилинип һақарәтләш вә харлинишларға учридиңлар вә бәзи вақитларда мошундақ муамилиләргә учриғанларға дәрддаш болдуңлар.
34 καὶ γὰρ τοῖς δεσμίοις συνεπαθήσατε, καὶ τὴν ἁρπαγὴν τῶν ὑπαρχόντων ὑμῶν μετὰ χαρᾶς προσεδέξασθε, γινώσκοντες ἔχειν ἑαυτοὺς κρείσσονα ὕπαρξιν καὶ μένουσαν.
Чүнки силәр һәм мәһбусларниң дәрдигә ортақ болдуңлар һәм мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму есил һәм йоқап кәтмәйдиған бақий тәәллуқатқа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән бу ишни қобул қилдиңлар.
35 μὴ ἀποβάλητε οὖν τὴν παῤῥησίαν ὑμῶν, ἥτις ἔχει μεγάλην μισθαποδοσίαν.
Шуниң үчүн, җасаритиңларни йоқатмаңлар, униңдин интайин зор инъам болиду.
36 ὑπομονῆς γὰρ ἔχετε χρείαν, ἵνα τὸ θέλημα τοῦ θεοῦ ποιήσαντες, κομίσησθε τὴν ἐπαγγελίαν.
Чүнки Худаниң ирадисигә әмәл қилип, Униң вәдә қилғиниға муйәссәр болуш үчүн, сәвир-чидам қилишиңларға тоғра келиду.
37 ἔτι γὰρ μικρὸν ὅσον ὅσον, ὁ ἐρχόμενος ἥξει, καὶ οὐ χρονίσει.
Чүнки [муқәддәс язмиларда] [Худа] мундақ дегән: — «Пәқәт азғинә вақиттин кейинла», «Кәлгүчи дәрвәқә йетип келиду, У кечикмәйду.
38 ὁ δὲ δίκαιός μου ἐκ πίστεως ζήσεται· καὶ ἐὰν ὑποστείληται, οὐκ εὐδοκεῖ ἡ ψυχή μου ἐν αὐτῷ.
Бирақ һәққаний болғучи етиқат билән яшайду; Лекин у кәйнигә чекинсә, Җеним униңдин сөйүнмәйду».
39 ἡμεῖς δὲ οὐκ ἐσμὲν ὑποστολῆς εἰς ἀπώλειαν, ἀλλὰ πίστεως εἰς περιποίησιν ψυχῆς.
Һалбуки, биз болсақ кәйнигә чекинип һалак болидиғанлардин әмәс, бәлки етиқат билән өз җенимизни егилигәнләрдиндурмиз.

< Προς Εβραιους 10 >