< Πραξεις 26 >

1 Ἀγρίππας δὲ πρὸς τὸν Παῦλον ἔφη, Ἐπιτρέπεταί σοι περὶ σεαυτοῦ λέγειν. τότε ὁ Παῦλος ἐκτείνας τὴν χεῖρα ἀπελογεῖτο,
Шуниң билән, Агриппа Павлусқа: — Өзүңниң гепиңни қилишиңға рухсәт, — деди. Павлус қолини созуп өзини ақлашқа башлиди:
2 Περὶ πάντων ὧν ἐγκαλοῦμαι ὑπὸ Ἰουδαίων, βασιλεῦ Ἀγρίππα, ἥγημαι ἐμαυτὸν μακάριον ἐπὶ σοῦ μέλλων σήμερον ἀπολογεῖσθαι·
— И Агриппа хан, бүгүн алдилирида Йәһудийлар мениң үстүмдин шикайәт қилған пүтүн ишлар тоғрилиқ җавап бериш пурситигә несип болғанлиғим үчүн, болупму өзлириниң Йәһудийларниң адәтлири вә уларниң арисидики талаш-тартишлиридин хәвәрлири болғанлиғи үчүн өзүмни бәхитлик һесаплаймән! Шуниң үчүн дегәнлиримни сәвирчанлиқ билән аңлап беқишлирини өтүнимән.
3 μάλιστα γνώστην ὄντα σε πάντων τῶν κατὰ Ἰουδαίους ἐθῶν τε καὶ ζητημάτων. διὸ δέομαι μακροθύμως ἀκοῦσαί μου.
4 τὴν μὲν οὖν βίωσίν μου ἐκ νεότητος, τὴν ἀπ᾽ ἀρχῆς γενομένην ἐν τῷ ἔθνει μου ἔν τε Ἱεροσολύμοις, ἴσασιν πάντες Ἰουδαῖοι,
Мениң дәсләпки вақитлиримда, йәни кичигимдин тартип өз елимдә, Йерусалимда жүрүш-турушумниң қандақ екәнлиги Йәһудийларниң һәммисигә аян.
5 προγινώσκοντές με ἄνωθεν, ἐὰν θέλωσιν μαρτυρεῖν, ὅτι κατὰ τὴν ἀκριβεστάτην αἵρεσιν τῆς ἡμετέρας θρησκείας ἔζησα Φαρισαῖος·
Улар шу дәсләпки вақтимдин бери мени тонуғачқа (әгәр халисаиди, шуниңға гувалиқ берәтти), мениң ибадәт түзүмидики әң тәләпчан мәзһәпниң шәртлири бойичә яшап, йәни Пәрисий болуп өмрүмни өткүзгинимни билиду.
6 καὶ νῦν ἐπ᾽ ἐλπίδι τῆς εἰς τοὺς πατέρας ἡμῶν ἐπαγγελίας γενομένης ὑπὸ τοῦ θεοῦ ἕστηκα κρινόμενος,
Әнди мән Худа ата-бовилиримизға қилған вәдигә бағлиған үмүтүм түпәйлидин һазир сорақ қилиниватимән.
7 εἰς ἣν τὸ δωδεκάφυλον ἡμῶν ἐν ἐκτενείᾳ νύκτα καὶ ἡμέραν λατρεῦον ἐλπίζει καταντῆσαι, περὶ ἧς ἐλπίδος ἐγκαλοῦμαι ὑπὸ Ἰουδαίων, βασιλεῦ,
Шу [вәдиниң] несивисигә йетишни бизниң пүткүл он икки қәбилимиз кечә-күндүз тохтавсиз Худаға ибадәт қилип үмүт қилмақта. И алийлири, Йәһудийларниң мениң үстүмдин қилған шикайәтлири дәл шу үмүткә бағлиқтур!
8 τί ἄπιστον κρίνεται παρ᾽ ὑμῖν εἰ ὁ θεὸς νεκροὺς ἐγείρει;
[Халайиқ], Худа өлгәнләрни тирилдүрсә, немә үчүн ишинишкә болмайду, дәп қарайсиләр?
9 ἐγὼ μὲν οὖν ἔδοξα ἐμαυτῷ πρὸς τὸ ὄνομα Ἰησοῦ τοῦ Ναζωραίου δεῖν πολλὰ ἐναντία πρᾶξαι,
Дәрвәқә, өзүмму әслидә Насарәтлик Әйсаниң намиға қарши нурғун ишларни қилишим керәк дәп қайил едим
10 ὃ καὶ ἐποίησα ἐν Ἱεροσολύμοις, καὶ πολλούς τε τῶν ἁγίων ἐγὼ ἐν φυλακαῖς κατέκλεισα, τὴν παρὰ τῶν ἀρχιερέων ἐξουσίαν λαβών, ἀναιρουμένων τε αὐτῶν κατήνεγκα ψῆφον·
вә Йерусалимда әнә шундақ ишларни қилған едим. Баш каһинлардин һоқуқ елип, өзүм Худаниң нурғун муқәддәс бәндилирини зинданға тутуп бәргән, улар өлүмгә һөкүм қилинғандиму, һөкүмгә аваз қошқан едим.
11 καὶ κατὰ πάσας τὰς συναγωγὰς πολλάκις τιμωρῶν αὐτοὺς ἠνάγκαζον βλασφημεῖν, περισσῶς τε ἐμμαινόμενος αὐτοῖς ἐδίωκον ἕως καὶ εἰς τὰς ἔξω πόλεις.
Мән һәммә синагогларда көп қетим уларни издәп тепип җазалап, күпүрлүк гәп қилишқа зорлиған едим. Мән уларға тәлвиләрчә өч болуп, һәтта яқа жуттики шәһәрләргә берип, уларға зиянкәшлик қилған едим.
12 ἐν οἷς πορευόμενος εἰς τὴν Δαμασκὸν μετ᾽ ἐξουσίας καὶ ἐπιτροπῆς [τῆς] τῶν ἀρχιερέων,
Бу ишларда болуп баш каһинлар бәргән толуқ вәкиллик һоқуқи билән Дәмәшқ шәһиригә қарап сәпәр қиливататтим.
13 ἡμέρας μέσης, κατὰ τὴν ὁδὸν εἶδον, βασιλεῦ, οὐρανόθεν ὑπὲρ τὴν λαμπρότητα τοῦ ἡλίου περιλάμψαν με φῶς καὶ τοὺς σὺν ἐμοὶ πορευομένους.
Чүш вақтида йолда кетиветип, асмандин чүшкән, қуяш нуридинму күчлүк бир нурниң әтрапимни вә биллә кетиватқанларни йорутувәткәнлигини көрдүм.
14 πάντων τε καταπεσόντων ἡμῶν εἰς τὴν γῆν ἤκουσα φωνὴν λέγουσαν πρός με τῇ Ἑβραΐδι διαλέκτῳ, Σαοὺλ Σαούλ, τί με διώκεις; σκληρόν σοι πρὸς κέντρα λακτίζειν.
Һәммимиз йәргә жиқилған болуп мән ибраний тилида ейтилған: «Әй Саул, Саул! Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән? Сени зихлашларға қарши тәпмикиң сән үчүн тәс келиду!» дегән бир авазни аңлидим.
15 ἐγὼ δὲ εἶπα, Τίς εἶ κύριε; ὁ δὲ κύριος εἶπεν, Ἐγώ εἰμι Ἰησοῦς ὃν σὺ διώκεις.
Мән: — «И Рәб, сән кимсән?» дәп сорисам, Рәб маңа: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан Әйсадурмән!
16 ἀλλὰ ἀνάστηθι καὶ στῆθι ἐπὶ τοὺς πόδας σου· εἰς τοῦτο γὰρ ὤφθην σοι, προχειρίσασθαί σε ὑπηρέτην καὶ μάρτυρα ὧν τε εἶδες ὧν τε ὀφθήσομαί σοι,
Әнди орнуңдин тур; чүнки Мән сени сән көргән ишларға һәмдә Өзүм саңа аян қилинғинимда көридиған ишларға ғәзничи ғоҗидар вә гувалиқ бәргүчи болушқа тикләш үчүн, саңа аян болдум.
17 ἐξαιρούμενός σε ἐκ τοῦ λαοῦ καὶ ἐκ τῶν ἐθνῶν, εἰς οὓς ἐγὼ ἀποστέλλω σε
Мән сени өз хәлқиңниң һәм әлләрниң қолидин қутқузимән — чүнки мән сени ят әлликләрниң көзлирини ечип, уларниң қараңғулуқтин йоруқлуққа, Шәйтанниң илкидин Худаға бағлинишқа бурулуши үчүн уларниң арисиға әвәтимән. Шуниң билән улар гуналириниң кәчүрүмигә, шундақла Маңа етиқат қилиш арқилиқ пак-муқәддәс қилинғанларниң арисида мирасқа муйәссәр болиду» — деди.
18 ἀνοῖξαι ὀφθαλμοὺς αὐτῶν, τοῦ ἐπιστρέψαι ἀπὸ σκότους εἰς φῶς καὶ τῆς ἐξουσίας τοῦ σατανᾶ ἐπὶ τὸν θεόν, τοῦ λαβεῖν αὐτοὺς ἄφεσιν ἁμαρτιῶν καὶ κλῆρον ἐν τοῖς ἡγιασμένοις πίστει τῇ εἰς ἐμέ.
19 ὅθεν βασιλεῦ Ἀγρίππα, οὐκ ἐγενόμην ἀπειθὴς τῇ οὐρανίῳ ὀπτασίᾳ,
Шуңа, и Агриппа алийлири, мән әрштин кәлгән бу ғайипанә көрүнүшкә итаәтсизлик қилмидим.
20 ἀλλὰ τοῖς ἐν Δαμασκῷ πρῶτόν τε καὶ Ἱεροσολύμοις, πᾶσάν τε τὴν χώραν τῆς Ἰουδαίας, καὶ τοῖς ἔθνεσιν ἀπήγγελλον μετανοεῖν καὶ ἐπιστρέφειν ἐπὶ τὸν θεόν, ἄξια τῆς μετανοίας ἔργα πράσσοντας.
Бәлки алди билән Дәмәшқ хәлқигә, андин Йерусалим шәһиридикиләргә, пүтүн Йәһудийә өлкисидикиләргә һәмдә ят әлликләргиму, «Товва қилип, Худаға бағлиниңлар, шундақла товва қилишқа уйғун әмәлләрни көрситиңлар» дәп җакалап хәвәр йәткүзүп кәлдим.
21 ἕνεκα τούτων με Ἰουδαῖοι συλλαβόμενοι ἐν τῷ ἱερῷ ἐπειρῶντο διαχειρίσασθαι.
Бу ишлар түпәйлидин Йәһудийлар мени ибадәтхана һойлисида тутуп, муштлап өлтүрүвәтмәкчи болушти.
22 ἐπικουρίας οὖν τυχὼν τῆς ἀπὸ τοῦ θεοῦ ἄχρι τῆς ἡμέρας ταύτης ἕστηκα, μαρτυρόμενος μικρῷ τε καὶ μεγάλῳ, οὐδὲν ἐκτὸς λέγων ὧν τε οἱ προφῆται ἐλάλησαν μελλόντων γίνεσθαι καὶ Μωυσῆς,
Лекин бүгүнгичә Худаниң ярдәм-мәдитигә муйәссәр болуп мән чиң туруватимән, төвәндикиләр болсун жуқуридикиләр болсун һәммәйләнгә гувалиқ берип кәлдим. Гувалиғим дәл пәйғәмбәрләр һәм Муса өзи бешарәт қилип ейтқанлиридин башқа нәрсә әмәс —
23 εἰ παθητὸς ὁ χριστός, εἰ πρῶτος ἐξ ἀναστάσεως νεκρῶν φῶς μέλλει καταγγέλλειν τῷ τε λαῷ καὶ τοῖς ἔθνεσιν.
демәк, Мәсиһ җәзмән азап-оқубәт чекип, тунҗа болуп өлүмдин тирилгүчи болуп [Йәһудий] хәлқигә һәм пүткүл әлләргиму йоруқлуқ җакалайду.
24 ταῦτα δὲ αὐτοῦ ἀπολογουμένου, ὁ Φῆστος μεγάλῃ τῇ φωνῇ φησιν, Μαίνῃ Παῦλε· τὰ πολλά σε γράμματα εἰς μανίαν περιτρέπει.
Павлус бу ишларни ейтип өзини шундақ ақлаш җававини бәргәндә, Фестус жуқури аваз билән униңға: — Павлус, сараң болупсән! Билимиңниң көплиги әқлиңни аздурупту! — деди.
25 ὁ δὲ Παῦλος, Οὐ μαίνομαι, φησίν, κράτιστε Φῆστε, ἀλλὰ ἀληθείας καὶ σωφροσύνης ῥήματα ἀποφθέγγομαι.
Лекин Павлус: — Сараң әмәсмән, и Фестус җанаблири, мән бәлки һәқиқәткә уйғун һәм салмиқи бар сөзләрни җар қилимән.
26 ἐπίσταται γὰρ περὶ τούτων ὁ βασιλεύς, πρὸς ὃν καὶ παῤῥησιαζόμενος λαλῶ· λανθάνειν γὰρ αὐτόν τι τούτων οὐ πείθομαι [οὐθέν]· οὐ γάρ ἐστιν ἐν γωνίᾳ πεπραγμένον τοῦτο.
Чүнки [Агриппа] алийлириниң бу ишлардин хәвири бар. Мән униңға жүрәклик билән очуқ сөзләватимән, чүнки бу ишларниң һеч қайсисиниң униңдин йошурун әмәслигигә ишинимән. Чүнки бу иш булуң-пучқақларда қилинған әмәс!
27 πιστεύεις, βασιλεῦ Ἀγρίππα, τοῖς προφήταις; οἶδα ὅτι πιστεύεις.
— Әй Агриппа алийлири, өзлири пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириға ишинәмдила? Мән ишинидиғанлиқлирини билимән! — деди.
28 ὁ δὲ Ἀγρίππας πρὸς τὸν Παῦλον, Ἐν ὀλίγῳ με πείθεις Χριστιανὸν ποιῆσαι.
Агриппа Павлусқа: — Сән мени мошунчилик қисқиғина вақитта христиан болушқа қайил қилмақчимусән? — деди.
29 ὁ δὲ Παῦλος, Εὐξαίμην ἂν τῷ θεῷ, καὶ ἐν ὀλίγῳ καὶ ἐν μεγάλῳ οὐ μόνον σε ἀλλὰ καὶ πάντας τοὺς ἀκούοντάς μου σήμερον γενέσθαι τοιούτους ὁποῖος κἀγώ εἰμι, παρεκτὸς τῶν δεσμῶν τούτων.
Павлус: — Мәйли қисқа вақит ичидә яки узун вақитта болсун, пәқәт өзлириниң әмәс, бәлки бүгүн сөзүмни аңлиғучиларниң һәммиси маңа охшаш болғай (пәқәт мәндики зәнҗирләр силәрдә болмисун!) дәп Худадин тиләймән, — деди.
30 ἀνέστη τε ὁ βασιλεὺς καὶ ὁ ἡγεμὼν ἥ τε Βερνίκη καὶ οἱ συγκαθήμενοι αὐτοῖς·
Шуниң билән [Агриппа] хан, шундақла валий, Бәрники вә улар билән биллә олтарғанлар орунлиридин туруп,
31 καὶ ἀναχωρήσαντες ἐλάλουν πρὸς ἀλλήλους λέγοντες ὅτι Οὐδὲν θανάτου ἢ δεσμῶν ἄξιον πράσσει ὁ ἄνθρωπος οὗτος.
[залдин] чиқип, бир-биригә: — Бу кишиниң өлүмгә яки түрмигә солашқа тегишлик һеч бир җинайити йоқ екән! — дейишти.
32 Ἀγρίππας δὲ τῷ Φῆστῳ ἔφη, Ἀπολελύσθαι ἐδύνατο ὁ ἄνθρωπος οὗτος, εἰ μὴ ἐπεκέκλητο Καίσαρα.
Агриппа Фестусқа: — Бу адәм Қәйсәргә мураҗиәт қилмиған болса, қоюп берилсә болидикәнтуқ! — деди.

< Πραξεις 26 >