< Προς Θεσσαλονικεις Β΄ 3 >

1 Τὸ λοιπόν, προσεύχεσθε, ἀδελφοί, περὶ ἡμῶν, ἵνα ὁ λόγος τοῦ κυρίου τρέχῃ καὶ δοξάζηται καθὼς καὶ πρὸς ὑμᾶς,
Ахирида, и қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңларки, Рәбниң сөзи худди силәргә йәткән чағдикигә охшаш, [һәр қандақ йәрдә] тез тарқалсун вә шан-шәрәплик дәп улуқлансун;
2 καὶ ἵνα ῥυσθῶμεν ἀπὸ τῶν ἀτόπων καὶ πονηρῶν ἀνθρώπων· οὐ γὰρ πάντων ἡ πίστις.
шуниңдәк бизниң қәбиһ вә рәзил адәмләрдин қутулушимиз үчүнму дуа қилиңлар. Чүнки һәммила адәм ишәш-етиқатлиқ болувәрмәйду.
3 πιστὸς δέ ἐστιν ὁ κύριος, ὃς στηρίξει ὑμᾶς καὶ φυλάξει ἀπὸ τοῦ πονηροῦ.
Амма Рәб Өзи ишәшликтур; У силәрни мустәһкәм қилиду һәм рәзил болғучидин сақлайду.
4 πεποίθαμεν δὲ ἐν κυρίῳ ἐφ᾽ ὑμᾶς, ὅτι ἃ παραγγέλλομεν [καὶ] ποιεῖτε καὶ ποιήσετε.
Амма Рәбдә, силәргә тапилиғинимизни қиливатисиләр, шундақла давамлиқ қиливериду, дәп хатирҗәммиз.
5 ὁ δὲ κύριος κατευθύναι ὑμῶν τὰς καρδίας εἰς τὴν ἀγάπην τοῦ θεοῦ, καὶ εἰς τὴν ὑπομονὴν τοῦ χριστοῦ.
Әнди Рәб қәлбиңларни Худаниң меһир-муһәббитигә һәм Мәсиһниң сәвир-чидамлиғиға чөмкәшкә йетәклигәй.
6 Παραγγέλλομεν δὲ ὑμῖν, ἀδελφοί, ἐν ὀνόματι τοῦ κυρίου ἡμῶν Ἰησοῦ χριστοῦ, στέλλεσθαι ὑμᾶς ἀπὸ παντὸς ἀδελφοῦ ἀτάκτως περιπατοῦντος καὶ μὴ κατὰ τὴν παράδοσιν ἣν παρελάβετε παρ᾽ ἡμῶν.
Әнди қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң намида шуни тапилаймизки, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, тәртипсиз жүргәнләрдин өзүңларни нери тутуңлар.
7 αὐτοὶ γὰρ οἴδατε πῶς δεῖ μιμεῖσθαι ἡμᾶς· ὅτι οὐκ ἠτακτήσαμεν ἐν ὑμῖν,
Биздин қандақ үлгә елишиңлар керәклигини өзүңлар билисиләр; чүнки биз силәр билән биллә болғанда тәртипсиз жүрмигән едуқ.
8 οὐδὲ δωρεὰν ἄρτον ἐφάγομεν παρά τινος, ἀλλὰ ἐν κόπῳ καὶ μόχθῳ, νυκτὸς καὶ ἡμέρας ἐργαζόμενοι, πρὸς τὸ μὴ ἐπιβαρῆσαί τινα ὑμῶν·
Һеч кимниң ненини бекарға йемәйттуқ; бәлки биз һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн, кечә-күндүзләп тиришип-тирмишип җапалиқ ишләйттуқ.
9 οὐχ ὅτι οὐκ ἔχομεν ἐξουσίαν, ἀλλ᾽ ἵνα ἑαυτοὺς τύπον δῶμεν ὑμῖν εἰς τὸ μιμεῖσθαι ἡμᾶς.
Бундақ қилишимиз, силәрдин ярдәм күтүшкә һәқлиқ болмиғанлиғимиздин әмәс, бәлки өзимизни силәргә биздин яхши үлгә қалдуруп, силәрниң бизгә әгишишиңлар үчүн еди.
10 καὶ γὰρ ὅτε ἦμεν πρὸς ὑμᾶς, τοῦτο παρηγγέλλομεν ὑμῖν, ὅτι εἴ τις οὐ θέλει ἐργάζεσθαι, μηδὲ ἐσθιέτω.
Чүнки биз силәрниң йениңларда болғинимизда силәргә: «Бириси ишлимәймән десә, у йемисун!» дәп тапилиған едуқ.
11 ἀκούομεν γάρ τινας περιπατοῦντας ἐν ὑμῖν ἀτάκτως, μηδὲν ἐργαζομένους, ἀλλὰ περιεργαζομένους.
Чүнки биз араңларда бәзиләрниң тәртипсиз лағайлап, һеч ишлимәй башқиларниң ишлириға арилишип жүридиғанлиғини аңлидуқ.
12 τοῖς δὲ τοιούτοις παραγγέλλομεν καὶ παρακαλοῦμεν ἐν κυρίῳ Ἰησοῦ χριστῷ, ἵνα μετὰ ἡσυχίας ἐργαζόμενοι, τὸν ἑαυτῶν ἄρτον ἐσθίωσιν.
Биз мошундақларға Рәб Әйса Мәсиһдә шундақ буйруймиз вә улардин өтүнүп сораймизки, тинич яшап, әмгигиңлар билән өз нениңларни тепип йәңлар.
13 ὑμεῖς δέ, ἀδελφοί, μὴ ἐγκακήσητε καλοποιοῦντες.
Лекин силәр, и қериндашлар, яхши ишларни қилиштин еринмәңлар.
14 εἰ δέ τις οὐχ ὑπακούει τῷ λόγῳ ἡμῶν διὰ τῆς ἐπιστολῆς, τοῦτον σημειοῦσθε μὴ συναναμίγνυσθαι αὐτῷ, ἵνα ἐντραπῇ·
Амма әгәр ушбу хетимиздики сөзләргә итаәт қилмайдиған бириси болса, униңдин һәзәр әйләңлар вә уни хиҗаләткә қалдуруш үчүн униң билән барди-кәлди қилмаңлар.
15 καὶ μὴ ὡς ἐχθρὸν ἡγεῖσθε, ἀλλὰ νουθετεῖτε ὡς ἀδελφόν.
Бирақ, уни дүшмән қатарида көрмәй, әксичә униңға бир қериндаш сүпитидә несиһәт қилиңлар.
16 αὐτὸς δὲ ὁ κύριος τῆς εἰρήνης δῴη ὑμῖν τὴν εἰρήνην διὰ παντὸς ἐν παντὶ τρόπῳ. ὁ κύριος μετὰ πάντων ὑμῶν.
Хатирҗәмлик Егиси болған Рәб һәр вақит һәр йолда шәхсән силәргә хатирҗәмлик ата қилғай. Рәб һәммиңлар билән биллә болғай!
17 Ὁ ἀσπασμὸς τῇ ἐμῇ χειρὶ Παύλου, ὅ ἐστιν σημεῖον ἐν πάσῃ ἐπιστολῇ· οὕτως γράφω.
Мәнки Павлус бу ахирқи салимимни өз қолум билән яздим; бу, мениң һәммә хәтлиримниң өзигә хас бәлгүсидур. Мана бу мениң өз қәлимимдур.
18 ἡ χάρις τοῦ κυρίου ἡμῶν Ἰησοῦ χριστοῦ μετὰ πάντων ὑμῶν. ΠΡΟΣ ΘΕΣΣΑΛΟΝΙΚΕΙΣ Βʹ.
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай!

< Προς Θεσσαλονικεις Β΄ 3 >