< Πετρου Β΄ 1 >

1 Συμεὼν Πέτρος δοῦλος καὶ ἀπόστολος Ἰησοῦ χριστοῦ τοῖς ἰσότιμον ἡμῖν λαχοῦσιν πίστιν ἐν δικαιοσύνῃ τοῦ θεοῦ ἡμῶν καὶ σωτῆρος Ἰησοῦ χριστοῦ·
Әйса Мәсиһниң қули вә расули болған мәнки Симеон Петрустин Худайимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң һәққанийлиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир етиқатқа муйәссәр қилинғанларға салам!
2 χάρις ὑμῖν καὶ εἰρήνη πληθυνθείη ἐν ἐπιγνώσει τοῦ θεοῦ καὶ Ἰησοῦ τοῦ κυρίου ἡμῶν.
Силәр Худани вә Рәббимиз Әйсани чоңқур тонуғансери, меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәссиләп ашқай!
3 ὡς πάντα ἡμῖν τῆς θείας δυνάμεως αὐτοῦ τὰ πρὸς ζωὴν καὶ εὐσέβειαν δεδωρημένης διὰ τῆς ἐπιγνώσεως τοῦ καλέσαντος ἡμᾶς ἰδίᾳ δόξῃ καὶ ἀρετῇ,
Бу [дуайимниң] асаси — биз бизни Өзиниң шан-шәриви вә есил пәзилитиниң тәсири арқилиқ Чақирғучини чоңқур тонуғанлиғимиз үчүн, Униң илаһий күч-қудрити һаятимизға вә ихласмәнликтә меңишимизға керәклик болған һәммини ата қилди.
4 δι᾽ ὧν τὰ μέγιστα καὶ τίμια ἡμῖν ἐπαγγέλματα δεδώρηται, ἵνα διὰ τούτων γένησθε θείας κοινωνοὶ φύσεως, ἀποφυγόντες τῆς ἐν τῷ κόσμῳ ἐν ἐπιθυμίᾳ φθορᾶς.
У мошу пәзиләтлири арқилиқ бизгә қиммәтлик, әң улуқ вәдиләрни бәрди, булар билән силәр бу дуниядики һавайи-һәвәсләрдин болған ипласлиқтин қутулуп, Худалиқ тәбиәткә ортақ несип болалайсиләр.
5 καὶ αὐτὸ τοῦτο δὲ σπουδὴν πᾶσαν παρεισενέγκαντες ἐπιχορηγήσατε ἐν τῇ πίστει ὑμῶν τὴν ἀρετήν, ἐν δὲ τῇ ἀρετῇ τὴν γνῶσιν,
Дәл мошу сәвәптин, силәр пүтүн күчүңлар билән етиқатиңларға есил пәзиләтни, есил пәзилитиңларға билимни,
6 ἐν δὲ τῇ γνώσει τὴν ἐγκράτειαν, ἐν δὲ τῇ ἐγκρατείᾳ τὴν ὑπομονήν, ἐν δὲ τῇ ὑπομονῇ τὴν εὐσέβειαν,
билимиңларға тәмкинликни, тәмкинлигиңларға чидамлиқни, чидамлиғиңларға ихласмәнликни,
7 ἐν δὲ τῇ εὐσεβείᾳ τὴν φιλαδελφίαν, ἐν δὲ τῇ φιλαδελφίᾳ τὴν ἀγάπην.
ихласмәнлигиңларға қериндашлиқ меһриванлиқни, қериндашлиқ меһриванлиғиңларға меһир-муһәббәтни көрситишни қошушқа интилиңлар.
8 ταῦτα γὰρ ὑμῖν ὑπάρ χοντα καὶ πλεονάζοντα οὐκ ἀργοὺς οὐδὲ ἀκάρπους καθίστησιν εἰς τὴν τοῦ κυρίου ἡμῶν Ἰησοῦ χριστοῦ ἐπίγνωσιν·
Чүнки бу хусусийәтләр силәрдә бар болса, шундақла ешип бериватқан болса, булар силәрни Рәббимиз Әйса Мәсиһни чоңқур тонушқа [интилиштә] иш-әмәлсиз вә мевисиз қалдурмайду.
9 ᾧ γὰρ μὴ πάρεστιν ταῦτα, τυφλός ἐστιν, μυωπάζων, λήθην λαβὼν τοῦ καθαρισμοῦ τῶν πάλαι αὐτοῦ ἁμαρτημάτων.
Әммә әгәр бирисидә булар кам болса, у кор адәмдур — у бурниниң учинила көрәләйдиған, илгәрки гуналиридин пак қилинғинини унтуған болиду.
10 διὸ μᾶλλον, ἀδελφοί, σπουδάσατε βεβαίαν ὑμῶν τὴν κλῆσιν καὶ ἐκλογὴν ποιεῖσθαι· ταῦτα γὰρ ποιοῦντες οὐ μὴ πταίσητέ ποτε.
Шуниң үчүн, и қериндашлар, силәр [Худа тәрипидин] чақирилғанлиғиңларни, шундақла талланғанлиғиңларни җәзмләштүрүшкә интилиңлар. Шундақ қилсаңлар, һеч қачан тейилип кәтмәйсиләр.
11 οὕτως γὰρ πλουσίως ἐπιχορηγηθήσεται ὑμῖν ἡ εἴσοδος εἰς τὴν αἰώνιον βασιλείαν τοῦ κυρίου ἡμῶν καὶ σωτῆρος Ἰησοῦ χριστοῦ. (aiōnios g166)
Шундақ болғанда Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң мәңгүлүк падишалиғидиму қизғин қарши елинисиләр. (aiōnios g166)
12 Διὸ μελλήσω ἀεὶ ὑμᾶς ὑπομιμνήσκειν περὶ τούτων, καίπερ εἰδότας καὶ ἐστηριγμένους ἐν τῇ παρούσῃ ἀληθείᾳ.
Шуңа, гәрчә силәр бу ишларни билгән болсаңларму, шундақла бизгә егә қилинған һәқиқәттә мустәһкәмләнгән болсаңларму, мән йәнила һәрдайим бу ишларни есиңларға салмақчимән.
13 δίκαιον δὲ ἡγοῦμαι, ἐφ᾽ ὅσον εἰμὶ ἐν τούτῳ τῷ σκηνώματι, διεγείρειν ὑμᾶς ἐν ὑπομνήσει·
Дәрвәқә, мән мошу чедиримда болсамла, буларни сәмиңларға селип, силәрни ойғитип турушни лайиқ көримән.
14 εἰδὼς ὅτι ταχινή ἐστιν ἡ ἀπόθεσις τοῦ σκηνώματός μου, καθὼς καὶ ὁ κύριος ἡμῶν Ἰησοῦς χριστὸς ἐδήλωσέν μοι.
Чүнки Рәббимиз Әйса Мәсиһниң бурун маңа аян қилғинидәк, мениң бу чедирим пат арида учамдин селиветилидиғанлиғини билип туруптимән.
15 σπουδάσω δὲ καὶ ἑκάστοτε ἔχειν ὑμᾶς μετὰ τὴν ἐμὴν ἔξοδον τὴν τούτων μνήμην ποιεῖσθαι.
Бәрһәқ, мән силәрниң бу ишларни мән бу дуниядин кәткинимдин кейинму һәрвақит есиңларға кәлтүрүшүңлар үчүн күчүмниң баричә интилимән.
16 Οὐ γὰρ σεσοφισμένοις μύθοις ἐξακολουθήσαντες ἐγνωρίσαμεν ὑμῖν τὴν τοῦ κυρίου ἡμῶν Ἰησοῦ χριστοῦ δύναμιν καὶ παρουσίαν, ἀλλ᾽ ἐπόπται γενηθέντες τῆς ἐκείνου μεγαλειότητος.
Чүнки биз силәргә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә һазир болушини уқтурғинимизда һәргизму һейлигәрликтин ойдуруп чиқилған ривайәтләргә әгәшмидуқ, бәлки биз Униң һәйвәтлик шан-шөһритигә өз көзимиз билән гувачимиз.
17 λαβὼν γὰρ παρὰ θεοῦ πατρὸς τιμὴν καὶ δόξαν φωνῆς ἐνεχθείσης αὐτῷ τοιᾶσδε ὑπὸ τῆς μεγαλοπρεποῦς δόξης, Οὗτός ἐστιν ὁ υἱός μου ὁ ἀγαπητός, εἰς ὃν ἐγὼ εὐδόκησα.
Чүнки У муқәддәс тағда ХудаАтидин шан-шөһрәт вә улуқлуққа еришкәндә, әшу улуқ шан-шәрәплик йәрдин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән» дегән шундақ зор бир аваз Униңға йәткүзүлүп аңланди.
18 καὶ ταύτην τὴν φωνὴν ἡμεῖς ἠκούσαμεν ἐξ οὐρανοῦ ἐνεχθεῖσαν σὺν αὐτῷ ὄντες ἐν τῷ ἁγίῳ ὄρει.
Муқәддәс тағда биз Униңға һәмраһ болуп биллә турған болғачқа, әрштин бу аваз аңланғинида бизму өз қулиқимиз билән уни аңлидуқ.
19 καὶ ἔχομεν βεβαιότερον τὸν προφητικὸν λόγον, ᾧ καλῶς ποιεῖτε προσέχοντες, (ὡς λύχνῳ φαίνοντι ἐν αὐχμηρῷ τόπῳ, ἕως οὗ ἡμέρα διαυγάσῃ καὶ φωσφόρος ἀνατείλῃ), ἐν ταῖς καρδίαις ὑμῶν·
Униң үстигә һәммимиздә пәйғәмбәрләр йәткүзгән толиму ишәшлик бешарәтлик сөз-калам бардур; силәр таң сүзүлгичә, таң юлтузи қәлбиңларни толуқ йорутқичә бу сөз-каламға қулақ салсаңлар, яхши қилған болисиләр (бу сөз-калам худди қараңғуда чақнап туридиған чираққа охшаштур).
20 τοῦτο πρῶτον γινώσκοντες, ὅτι πᾶσα προφητεία γραφῆς ἰδίας ἐπιλύσεως οὐ γίνεται.
Шуни һәммидин муһим дәп билишиңлар керәкки, муқәддәс язмилардики һеч қайси вәһий пәйғәмбәрләрниң өз чүшәнчиси бойичә йәткүзүлгән әмәс.
21 οὐ γὰρ θελήματι ἀνθρώπου ἠνέχθη προφητεία ποτέ, ἀλλὰ ὑπὸ πνεύματος ἁγίου φερόμενοι ἐλάλησαν ἅγιοι θεοῦ ἄνθρωποι.
Чүнки һеч қандақ вәһий-бешарәт инсанларниң ирадисидин кәлгән әмәс, у бәлки Худаниң муқәддәс адәмлири Муқәддәс Роһ тәрипидин йетәклинип, Униң түрткиси билән ейтқан сөз-каламдур.

< Πετρου Β΄ 1 >