< Ιωαννου Β΄ 1 >

1 Ὁ πρεσβύτερος ἐκλεκτῇ κυρίᾳ καὶ τοῖς τέκνοις αὐτῆς, οὓς ἐγὼ ἀγαπῶ ἐν ἀληθείᾳ, καὶ οὐκ ἐγὼ μόνος, ἀλλὰ καὶ πάντες οἱ ἐγνωκότες τὴν ἀλήθειαν,
2 διὰ τὴν ἀλήθειαν τὴν μένουσαν ἐν ἡμῖν, καὶ μεθ᾽ ἡμῶν ἔσται εἰς τὸν αἰῶνα· (aiōn g165)
Мәнки ақсақалдин [Худа тәрипидин] талланған ханимға вә униң әзиз балилириға салам! Мән силәрни һәқиқәттә сөйимән вә ялғуз мәнла әмәс, йәнә һәқиқәтни тонуғанларниң һәммиси биздә яшаватқан вә шундақла әбәткичә бизгә яр болидиған һәқиқәтни дәп силәрни сөйиду. (aiōn g165)
3 ἔσται μεθ᾽ ἡμῶν χάρις ἔλεος εἰρήνη παρὰ θεοῦ πατρός, καὶ παρὰ Ἰησοῦ χριστοῦ τοῦ υἱοῦ τοῦ πατρός, ἐν ἀληθείᾳ καὶ ἀγάπῃ.
Худаатидин вә Атиниң Оғли Рәб Әйса Мәсиһдин шапаәт, рәһим-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә һәқиқәт вә меһир-муһәббәт ичидә болғай!
4 Ἐχάρην λίαν ὅτι εὕρηκα ἐκ τῶν τέκνων σου περιπατοῦντας ἐν ἀληθείᾳ, καθὼς ἐντολὴν ἐλάβομεν παρὰ τοῦ πατρός.
Балилириңниң арисида биз Атидин әмир тапшурувалғандәк һәқиқәттә маңғанларни көргиним үчүн интайин хурсән болдум.
5 καὶ νῦν ἐρωτῶ σε, κυρία, οὐχ ὡς ἐντολὴν καινὴν γράφων σοι, ἀλλὰ ἣν εἴχαμεν ἀπ᾽ ἀρχῆς, ἵνα ἀγαπῶμεν ἀλλήλους.
Әнди, һөрмәтлик ханим, мән сәндин бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли, дәп өтүнимән. Мениң саңа йезип өтүнгиним йеңи бир әмир әмәс, бәлки дәсләптин тартип биздә бар әмирдур
6 καὶ αὕτη ἐστὶν ἡ ἀγάπη, ἵνα περιπατῶμεν κατὰ τὰς ἐντολὰς αὐτοῦ. αὕτη ἡ ἐντολή ἐστιν, καθὼς ἠκούσατε ἀπ᾽ ἀρχῆς ἵνα ἐν αὐτῇ περιπατῆτε·
(меһир-муһәббәт шуки, униң әмирлиригә әмәл қилип меңиштур). Мана бу әмир силәр бурундин тартип аңлап келиватқандәк, униңда меңишиңлар үчүн силәргә тапиланғандур.
7 ὅτι πολλοὶ πλάνοι ἐξῆλθαν εἰς τὸν κόσμον, οἱ μὴ ὁμολογοῦντες Ἰησοῦν χριστὸν ἐρχόμενον ἐν σαρκί· οὗτός ἐστιν ὁ πλάνος καὶ ὁ ἀντίχριστος.
Чүнки нурғун алдамчилар дунияниң җай-җайлирида чиқти. Улар Әйсаниң дунияға инсаний тәндә кәлгән Мәсиһ екәнлигини етирап қилмайду. Бундақлар дәл алдамчи вә дәҗҗалдур.
8 βλέπετε ἑαυτούς, ἵνα μὴ ἀπολέσητε ἃ εἰργάσασθε, ἀλλὰ μισθὸν πλήρη ἀπολάβητε.
Биз вә өзүңлар сиңдүргән әҗирни йоқитип қоймай, бәлки толуқ инъамға егә болушуңлар үчүн, өзүңларға агаһ болуңлар.
9 πᾶς ὁ προάγων καὶ μὴ μένων ἐν τῇ διδαχῇ τοῦ χριστοῦ θεὸν οὐκ ἔχει· ὁ μένων ἐν τῇ διδαχῇ, οὗτος καὶ τὸν πατέρα καὶ τὸν υἱὸν ἔχει.
Кимки Мәсиһниң тәлимидин һалқип чиқип, униңда чиң турмиса, Худа униңға егә болмайду. Лекин Униң тәлимидә чиң турғучи болса, Ата һәм Оғул униңға егә болиду.
10 εἴ τις ἔρχεται πρὸς ὑμᾶς καὶ ταύτην τὴν διδαχὴν οὐ φέρει, μὴ λαμβάνετε αὐτὸν εἰς οἰκίαν, καὶ χαίρειν αὐτῷ μὴ λέγετε·
Әгәр бириси Униң тәлимини елип кәлмәй силәрниң йениңларға кәлсә, уни өйүңларға башлимаңлар һәм униңға саламму бәрмәңлар.
11 ὁ λέγων γὰρ αὐτῷ χαίρειν, κοινωνεῖ τοῖς ἔργοις αὐτοῦ τοῖς πονηροῖς.
Чүнки ундақ адәмгә салам бәргән киши униң рәзил әмәллиригә шерик болғучидур.
12 Πολλὰ ἔχων ὑμῖν γράφειν οὐκ ἐβουλήθην διὰ χάρτου καὶ μέλανος· ἀλλὰ ἐλπίζω γενέσθαι πρὸς ὑμᾶς, καὶ στόμα πρὸς στόμα λαλῆσαι, ἵνα ἡ χαρὰ ὑμῶν ᾖ πεπληρωμένη.
Силәргә пүтидиған йәнә көп сөзлирим бар еди; лекин қәғәз билән сияһни ишләткәндин көрә, хошаллиғимизниң толуп тешиши үчүн йениңларға берип дидар көрүшүп сөзлишишни арзу қилимән.
13 ἀσπάζεταί σε τὰ τέκνα τῆς ἀδελφῆς σου τῆς ἐκλεκτῆς. ΙΩΑΝΟΥ Βʹ.
Худа тәрипидин талланған һәдәңниң балилиридин саңа салам!

< Ιωαννου Β΄ 1 >