< Προς Κορινθιους Β΄ 4 >

1 Διὰ τοῦτο ἔχοντες τὴν διακονίαν ταύτην, καθὼς ἠλεήθημεν, οὐκ ἐγκακοῦμεν,
Шуңа [Худа] бизгә рәһим-шәпқәт көрсәткәндәк, бу хизмәт бизгә аманәт қилинған екән, биз бәл қойвәтмәймиз;
2 ἀλλὰ ἀπειπάμεθα τὰ κρυπτὰ τῆς αἰσχύνης, μὴ περιπατοῦντες ἐν πανουργίᾳ, μηδὲ δολοῦντες τὸν λόγον τοῦ θεοῦ, ἀλλὰ τῇ φανερώσει τῆς ἀληθείας συνιστάντες ἑαυτοὺς πρὸς πᾶσαν συνείδησιν ἀνθρώπων ἐνώπιον τοῦ θεοῦ.
әндиликтә шәрмәндиликкә аит йошурун ишларни ташлап, нә алдамчилиқта маңмай, нә Худаниң сөзини бурмилимай, бәлки һәқиқәтни әйнән аян қилиш билән Худа алдида дуруслуғимизни һәр адәмниң виҗданиға көрситимиз.
3 εἰ δὲ καὶ ἔστιν κεκαλυμμένον τὸ εὐαγγέλιον ἡμῶν, ἐν τοῖς ἀπολλυμένοις ἐστὶν κεκαλυμμένον·
Амма хуш хәвиримиз чүмкәлгән болсиму, у һалак болуватқанларға нисбәтән чүмкәлди;
4 ἐν οἷς ὁ θεὸς τοῦ αἰῶνος τούτου ἐτύφλωσεν τὰ νοήματα τῶν ἀπίστων εἰς τὸ μὴ αὐγάσαι τὸν φωτισμὸν τοῦ εὐαγγελίου τῆς δόξης τοῦ χριστοῦ, ὅς ἐστιν εἰκὼν τοῦ θεοῦ. (aiōn g165)
Чүнки Худаниң сүрәт-образи болған Мәсиһниң шан-шәриви тоғрисидики хуш хәвәрниң нури уларниң үстидә йорумисун дәп, бу заманниң илаһи етиқатсизларниң ой-зеһинлирини кор қилди. (aiōn g165)
5 Οὐ γὰρ ἑαυτοὺς κηρύσσομεν, ἀλλὰ χριστὸν Ἰησοῦν κύριον, ἑαυτοὺς δὲ δούλους ὑμῶν διὰ Ἰησοῦν.
Чүнки биз өзимизни әмәс, бәлки Мәсиһ Әйсани Рәб, шуниңдәк өзимизни Әйса үчүн силәрниң хизмәткариңлар дәп елан қилимиз.
6 ὅτι ὁ θεὸς ὁ εἰπὼν Ἐκ σκότους φῶς λάμψει, ὃς ἔλαμψεν ἐν ταῖς καρδίαις ἡμῶν πρὸς φωτισμὸν τῆς γνώσεως τῆς δόξης τοῦ θεοῦ ἐν προσώπῳ χριστοῦ.
Чүнки «қараңғулуқтин нур йорусун» дәп буйруған Худа, Мәсиһниң дидаридин Өзиниң шан-шәривини тонутушқа болған йоруқлуқниң [биз арқилиқ] чечилиши үчүн, бизниң қәлбимизни йорутқандур.
7 Ἔχομεν δὲ τὸν θησαυρὸν τοῦτον ἐν ὀστρακίνοις σκεύεσιν, ἵνα ἡ ὑπερβολὴ τῆς δυνάμεως ᾖ τοῦ θεοῦ καὶ μὴ ἐξ ἡμῶν,
Амма қудрәтниң ғайәт зорлуғи биздин әмәс, бәлки Худадин болғанлиғи көрүнсун дәп бу гөһәргә сапал идишларда қачилақлиқ һалда егидарлиқ қилимиз.
8 ἐν παντὶ θλιβόμενοι ἀλλ᾽ οὐ στενοχωρούμενοι, ἀπορούμενοι ἀλλ᾽ οὐκ ἐξαπορούμενοι,
Мана биз һәртәрәптә қистилип қалдуқ, амма йәнҗилмидуқ; тәмтирәп қалдуқ, амма үмүтсизләнмидуқ;
9 διωκόμενοι ἀλλ᾽ οὐκ ἐγκαταλειπόμενοι, καταβαλλόμενοι ἀλλ᾽ οὐκ ἀπολλύμενοι·
зиянкәшликкә учраватимиз, амма һәмдәмсиз қалмидуқ; жиқитилдуқ, амма һалак болмидуқ;
10 πάντοτε τὴν νέκρωσιν τοῦ Ἰησοῦ ἐν τῷ σώματι περιφέροντες, ἵνα καὶ ἡ ζωὴ τοῦ Ἰησοῦ ἐν τῷ σώματι ἡμῶν φανερωθῇ·
Әйсаниң һаяти тенимиздә аян қилинсун дәп, һәрдайим тенимиздә Әйсаниң өлүмини көтирип жүримиз.
11 ἀεὶ γὰρ ἡμεῖς οἱ ζῶντες εἰς θάνατον παραδιδόμεθα διὰ Ἰησοῦν, ἵνα καὶ ἡ ζωὴ τοῦ Ἰησοῦ φανερωθῇ ἐν τῇ θνητῇ σαρκὶ ἡμῶν.
Чүнки Әйсаниң һаяти өлидиған әтлиримиздә аян қилинсун үчүн, тирик қалған бизләр һәрдайим өлүмгә тапшурулмақтимиз.
12 ὥστε ὁ θάνατος ἐν ἡμῖν ἐνεργεῖται, ἡ δὲ ζωὴ ἐν ὑμῖν.
Шуниң билән биздә өлүм ишләватиду, амма һаят силәрдә ишләватиду.
13 ἔχοντες δὲ τὸ αὐτὸ πνεῦμα τῆς πίστεως, κατὰ τὸ γεγραμμένον, Ἐπίστευσα, διὸ ἐλάλησα, καὶ ἡμεῖς πιστεύομεν, διὸ καὶ λαλοῦμεν·
Вә «Мән ишәндим, шуңа сөз қилдим» дәп йезилғандикидәк иман-ишәштики роһқа егә болуп, бизму ишәндуқ вә шуниң билән сөз қилимиз;
14 εἰδότες ὅτι ὁ ἐγείρας τὸν [κύριον] Ἰησοῦν καὶ ἡμᾶς σὺν Ἰησοῦ ἐγερεῖ καὶ παραστήσει σὺν ὑμῖν.
чүнки Рәб Әйсани тирилдүргән [Худа] бизни Әйса билән биргә тирилдүриду, шундақла бизни силәр билән биргә Өз алдиға һазир қилиду, дәп билимиз.
15 τὰ γὰρ πάντα δι᾽ ὑμᾶς, ἵνα ἡ χάρις πλεονάσασα διὰ τῶν πλειόνων τὴν εὐχαριστίαν περισσεύσῃ εἰς τὴν δόξαν τοῦ θεοῦ.
Чүнки [бу] һәммә ишлар силәр үчүндурки, техиму көп кишиләрниң вуҗудида ешип ташқичә беғишланған меһри-шәпқәт сәвәвидин көп кишиләрниңму Худани улуқлап ейтқан тәшәккүрлири ешип ташиду.
16 διὸ οὐκ ἐγκακοῦμεν· ἀλλ᾽ εἰ καὶ ὁ ἔξω ἡμῶν ἄνθρωπος διαφθείρεται, ἀλλ᾽ ὁ ἔσω ἡμῶν ἀνακαινοῦται ἡμέρᾳ καὶ ἡμέρᾳ.
Шуңа биз бәл қоювәтмәймиз; гәрчә ташқи инсанлиғимиз солашсиму, дәрһәқиқәт ички инсанлиғимиз күндин-күнгә йеңиланмақта.
17 τὸ γὰρ παραυτίκα ἐλαφρὸν τῆς θλίψεως ἡμῶν καθ᾽ ὑπερβολὴν εἰς ὑπερβολὴν αἰώνιον βάρος δόξης κατεργάζεται ἡμῖν, (aiōnios g166)
Чүнки бизниң бир дәқиқилик вә йеник җапа-мушәққәтлиримиз биз үчүн ешип ташқан, мәңгүлүк, зор вәзинлик шан-шәрәпни һасил қилиду. (aiōnios g166)
18 μὴ σκοπούντων ἡμῶν τὰ βλεπόμενα ἀλλὰ τὰ μὴ βλεπόμενα· τὰ γὰρ βλεπόμενα πρόσκαιρα· τὰ δὲ μὴ βλεπόμενα αἰώνια. (aiōnios g166)
Шуңа биз көрүнгән ишларға әмәс, бәлки көрүнмәс ишларға көз тикимиз; чүнки көрүнгән ишлар вақитлиқ, амма көрүнмәс ишлар мәңгүлүктур. (aiōnios g166)

< Προς Κορινθιους Β΄ 4 >