< Προς Τιμοθεον Α΄ 6 >

1 Ὅσοι εἰσὶν ὑπὸ ζυγὸν δοῦλοι, τοὺς ἰδίους δεσπότας πάσης τιμῆς ἀξίους ἡγείσθωσαν, ἵνα μὴ τὸ ὄνομα τοῦ θεοῦ καὶ ἡ διδασκαλία βλασφημῆται.
Қуллуқ боюнтуруқ астида болғанларниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һәр тәрәптә һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Униң тәлиминиң һақарәткә учришидин сақланғили болиду.
2 οἱ δὲ πιστοὺς ἔχοντες δεσπότας μὴ καταφρονείτωσαν, ὅτι ἀδελφοί εἰσιν· ἀλλὰ μᾶλλον δουλευέτωσαν, ὅτι πιστοί εἰσιν καὶ ἀγαπητοὶ οἱ τῆς εὐεργεσίας ἀντιλαμβανόμενοι. Ταῦτα δίδασκε καὶ παρακάλει.
Ғоҗайинлири етиқатчи болса, қуллири: «Биз һәммимиз охшашла қериндашларғу» дәп, уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә, уларға техиму әстайидил хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин бәһримән болидиғанлар дәл садиқ етиқатчилар һәм сөйүмлүк бәндиләрдур. Сән бу тәлимләрни үгәткин вә җекилигин.
3 εἴ τις ἑτεροδιδασκαλεῖ καὶ μὴ προσέρχεται ὑγιαίνουσιν λόγοις τοῖς τοῦ κυρίου ἡμῶν Ἰησοῦ χριστοῦ καὶ τῇ κατ᾽ εὐσέβειαν διδασκαλίᾳ,
Охшимиған тәлимләрни тәрғиб қилған вә сағлам сөзләрни (йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини), шундақла ихласмәнликкә йетәкләйдиған тәлимни қобул қилмиған киши болса,
4 τετύφωται, μηδὲν ἐπιστάμενος, ἀλλὰ νοσῶν περὶ ζητήσεις καὶ λογομαχίας, ἐξ ὧν γίνεται φθόνος, ἔρις, βλασφημίαι, ὑπόνοιαι πονηραί,
ундақлар дәвәқә көрәңләп кәткән, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдиндур. Улар низа-муназирә пәйда қилишқа вә гәп талишишқа һерисмән; бундақ ишлардин һәсәтхорлуқ, җедәл-маҗира, төһмәт, рәзил гуманхорлуқ һасил болиду,
5 διαπαρατριβαὶ διεφθαρμένων ἀνθρώπων τὸν νοῦν καὶ ἀπεστερημένων τῆς ἀληθείας, νομιζόντων πορισμὸν εἶναι τὴν εὐσέβειαν.
һәмдә нийити чирикләшкән, һәқиқәттин мәһрум болған кишиләр арисида дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бундақ кишиләр ихласмәнликни пайда-тапавәтниң бир йоли дәп қарайду.
6 ἔστιν δὲ πορισμὸς μέγας ἡ εὐσέβεια μετὰ αὐταρκείας.
Дәрвәқә, [Худаға] ихласмән вә разимән болуш ғайәт зор пайдидур.
7 οὐδὲν γὰρ εἰσηνέγκαμεν εἰς τὸν κόσμον, ὅτι οὐδὲ ἐξενεγκεῖν τι δυνάμεθα·
Чүнки биз бу дунияға һеч немә елип кәлмидуқ, шуниңдәк униңдин һеч неминиму елип кетәлмәймиз.
8 ἔχοντες δὲ διατροφὰς καὶ σκεπάσματα, τούτοις ἀρκεσθησόμεθα.
Шуңа, йемәк-ичмәк вә кийим-кечик йетәрлик болсила булардин қанаәт қилимиз.
9 οἱ δὲ βουλόμενοι πλουτεῖν ἐμπίπτουσιν εἰς πειρασμὸν καὶ παγίδα καὶ ἐπιθυμίας πολλὰς ἀνοήτους καὶ βλαβεράς, αἵτινες βυθίζουσιν τοὺς ἀνθρώπους εἰς ὄλεθρον καὶ ἀπώλειαν.
Лекин бай болушни ойлайдиғанлар болса һаман аздурулушларға учрап, қапқанқа вә шундақла инсанларни вәйранчилиққа вә һалакәткә чөктүридиған нурғун әхмиқанә һәм зиянлиқ арзу-һәвәсләрниң илкигә тейилип кетиду.
10 ῥίζα γὰρ πάντων τῶν κακῶν ἐστιν ἡ φιλαργυρία, ἧς τινες ὀρεγόμενοι ἀπεπλανήθησαν ἀπὸ τῆς πίστεως καὶ ἑαυτοὺς περιέπειραν ὀδύναις πολλαῖς.
Чүнки пулпәрәслик һәр хил рәзилликләрниң йилтизидур. Бәзиләр буниңға интилиши билән етиқаттин чәтнәп, өзлирини нурғун дәрд-қайғулар билән санҗиди.
11 Σὺ δέ, ὦ ἄνθρωπε θεοῦ, ταῦτα φεῦγε, δίωκε δὲ δικαιοσύνην, εὐσέβειαν, πίστιν, ἀγάπην, ὑπομονήν, πραϋπάθειαν·
Амма сән, әй Худаниң адими, бундақ ишлардин жирақ қач; һәққанийлиқ, ихласмәнлик, ишәш-етиқат, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мөмин-мулайимлиқни интилип қоғла.
12 ἀγωνίζου τὸν καλὸν ἀγῶνα τῆς πίστεως, ἐπιλαβοῦ τῆς αἰωνίου ζωῆς, εἰς ἣν ἐκλήθης καὶ ὡμολόγησας τὴν καλὴν ὁμολογίαν ἐνώπιον πολλῶν μαρτύρων. (aiōnios g166)
Етиқаттики гөзәл күрәштә күчәп күрәш қил. Мәңгүлүк һаятни чиң тутқин. Сән дәл буниңға чақирилдиң һәмдә униң йолида нурғунлиған гувачилар алдида бу етиқатниң гөзәл шаһитлиғини қилдиң. (aiōnios g166)
13 παραγγέλλω σοι ἐνώπιον τοῦ θεοῦ τοῦ ζωογονοῦντος τὰ πάντα καὶ χριστοῦ Ἰησοῦ τοῦ μαρτυρήσαντος ἐπὶ Ποντίου Πιλάτου τὴν καλὴν ὁμολογίαν,
Һәммигә һаятлиқ бериватқан Худаниң алдида, шундақла Понтиус Пилатус алдида гөзәл шаһитлиқни қилип гувалиқ бәргән Мәсиһ Әйсаниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,
14 τηρῆσαί σε τὴν ἐντολὴν ἄσπιλον ἀνεπίλημπτον μέχρι τῆς ἐπιφανείας τοῦ κυρίου ἡμῶν Ἰησοῦ χριστοῦ,
Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта аян болғичә, [Худаниң] бу әмригә һеч қусурсиз вә дағсиз әмәл қилғин.
15 ἣν καιροῖς ἰδίοις δείξει ὁ μακάριος καὶ μόνος δυνάστης, ὁ βασιλεὺς τῶν βασιλευόντων καὶ κύριος τῶν κυριευόντων,
16 ὁ μόνος ἔχων ἀθανασίαν, φῶς οἰκῶν ἀπρόσιτον, ὃν εἶδεν οὐδεὶς ἀνθρώπων οὐδὲ ἰδεῖν δύναται, ᾧ τιμὴ καὶ κράτος αἰώνιον· ἀμήν. (aiōnios g166)
Униң аян болушини вақит-саити кәлгәндә бирдин-бир мәңгү өлмигүчи, инсан йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған мубарәкләшкә лайиқ болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби әмәлгә ашуриду. Униңға иззәт-һөрмәт вә әбәдил-әбәт күч-қудрәт болғай, амин! (aiōnios g166)
17 Τοῖς πλουσίοις ἐν τῷ νῦν αἰῶνι παράγγελλε μὴ ὑψηλοφρονεῖν, μηδὲ ἠλπικέναι ἐπὶ πλούτου ἀδηλότητι, ἀλλ᾽ ἐπὶ θεῷ τῷ παρέχοντι ἡμῖν πάντα πλουσίως εἰς ἀπόλαυσιν· (aiōn g165)
Бу заманда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, таянғусиз өткүнчи байлиққа әмәс, бәлки биз бәһримән болушқа һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда тәминлигүчи Худаға тайинип үмүт бағлашни тапилиғин; (aiōn g165)
18 ἀγαθοεργεῖν, πλουτεῖν ἐν ἔργοις καλοῖς, εὐμεταδότους εἶναι, κοινωνικούς,
уларға яхши әмәлләрни қилишта [һәқиқий] бай болуңлар, хәйр-сахавәтлик ишларда мәрт, башқилар билән ортақ бәһрлинишкә қоли очуқ болуңлар дәп тапилиғин.
19 ἀποθησαυρίζοντας ἑαυτοῖς θεμέλιον καλὸν εἰς τὸ μέλλον, ἵνα ἐπιλάβωνται τῆς ὄντως ζωῆς.
Улар бундақ қилғанда, һәқиқий һаятни тутуш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта бир асас-һул болидиған бир ғәзнә топлалайду.
20 Ὦ Τιμόθεε, τὴν παραθήκην φύλαξον, ἐκτρεπόμενος τὰς βεβήλους κενοφωνίας, καὶ ἀντιθέσεις τῆς ψευδωνύμου γνώσεως,
Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған [һәқиқәтләрни] қоғда. Өзүңни ихлассиз, қуруқ гәпләрдин һәмдә аталмиш илимниң талаш-тартишлиридин нери тутқин.
21 ἥν τινες ἐπαγγελλόμενοι περὶ τὴν πίστιν ἠστόχησαν. Ἡ χάρις μεθ᾽ ὑμῶν. ΠΡΟΣ ΤΙΜΟΘΕΟΝ Αʹ.
Бәзиләр мошундақ бемәна [илимгә] егимән дәп җакалап, етиқаттин чәтниди. Меһри-шәпқәт силәргә яр болғай!

< Προς Τιμοθεον Α΄ 6 >