< Προς Κορινθιους Α΄ 16 >

1 Περὶ δὲ τῆς λογίας τῆς εἰς τοὺς ἁγίους ὥσπερ διέταξα ταῖς ἐκκλησίαις τῆς Γαλατίας, οὕτως καὶ ὑμεῖς ποιήσατε.
Әнди муқәддәс бәндиләр үчүн сәдиқә топлаш тоғрилиқ, силәрму Галатия өлкисидики җамаәтләргә тапилиғинимдәк қилиңлар.
2 κατὰ μίαν σαββάτου ἕκαστος ὑμῶν παρ᾽ ἑαυτῷ τιθέτω θησαυρίζων ὅ τι ἐὰν εὐοδῶται, ἵνα μή, ὅταν ἔλθω, τότε λογίαι γίνωνται.
Һәр һәптиниң биринчи күнидә һәр бириңлар тапавитиңларниң бәрикити бойичә униңдин бир үлүшини аҗритип өз йениңларда сақлап қоюңлар; шундақ қилсаңлар, кәлгән вақтимда сәдиқә топлаш һаҗәт болмайду.
3 ὅταν δὲ παραγένωμαι, οὓς ἂν δοκιμάσητε, δι᾽ ἐπιστολῶν τούτους πέμψω ἀπενεγκεῖν τὴν χάριν ὑμῶν εἰς Ἱερουσαλήμ·
Мән кәлгинимдә, силәр қайси адәмләрни лайиқ көрүп таллисаңлар, мән шуларға [тонуштуруш] хәтлирини йезип берип мошу сәдиқә-шәпқитиңларни Йерусалимға апирип беришкә әвәтимән.
4 ἐὰν δὲ ἄξιον ᾖ τοῦ κἀμὲ πορεύεσθαι, σὺν ἐμοὶ πορεύσονται.
Мениңму беришим мувапиқ көрүлсә, улар маңа һәмраһ болуп бариду.
5 ἐλεύσομαι δὲ πρὸς ὑμᾶς, ὅταν Μακεδονίαν διέλθω· Μακεδονίαν γὰρ διέρχομαι,
Амма мән Македонийә өлкисидин өткәндин кейин йениңларға келимән — чүнки мән Македонийәдин өтмәкчимән —
6 πρὸς ὑμᾶς δὲ τυχὸν παραμενῶ ἢ καὶ παραχειμάσω, ἵνα ὑμεῖς με προπέμψητε οὗ ἐὰν πορεύωμαι.
бәлким мән силәр билән биллә бир мәзгил турушум мүмкин, һәтта йениңларда қишлап қелишимму мүмкин; шуниңдәк андин қәйәргә бармақчи болсам, силәр ярдәм қилип, мени йолға селип қоярсиләр.
7 οὐ θέλω γὰρ ὑμᾶς ἄρτι ἐν παρόδῳ ἰδεῖν· ἐλπίζω γὰρ χρόνον τινὰ ἐπιμεῖναι πρὸς ὑμᾶς, ἐὰν ὁ κύριος ἐπιτρέψῃ.
Чүнки бу қетим силәрни йол үстидила көрүп өтүп кетишни халимаймән, бәлки Рәб буйруса, силәр билән биллә узунрақ бир мәзгил турғум бар.
8 ἐπιμενῶ δὲ ἐν Ἐφέσῳ ἕως τῆς πεντηκοστῆς·
Амма мән Әфәсус шәһиридә орма һейтиғичә турмақчимән.
9 θύρα γάρ μοι ἀνέῳγεν μεγάλη καὶ ἐνεργής, καὶ ἀντικείμενοι πολλοί.
Чүнки [мошу йәрдә] маңа әҗайип чоң, утуқ-мевә бериватқан бир ишик кәң ечилди, шуниңдәк қарши чиққучиларму көп.
10 Ἐὰν δὲ ἔλθῃ Τιμόθεος, βλέπετε, ἵνα ἀφόβως γέ νηται πρὸς ὑμᾶς· τὸ γὰρ ἔργον κυρίου ἐργάζεται ὡς κἀγώ.
Тимотий йениңларға берип турса, униң араңларда қорқмай әркин-азатә жүрүшигә көңүл бөлүңлар. Чүнки уму маңа охшаш Рәбниң хизмитини ишләватиду.
11 μή τις οὖν αὐτὸν ἐξουθενήσῃ· προπέμψατε δὲ αὐτὸν ἐν εἰρήνῃ, ἵνα ἔλθῃ πρὸς ἐμέ· ἐκδέχομαι γὰρ αὐτὸν μετὰ τῶν ἀδελφῶν.
Шуңа һеч ким уни төвән көрмисун; бәлки уни мениң йенимға келиши үчүн аман-есән узитип йолға селип қоюңлар; чүнки униң қериндашлар билән биллә келишини күтмәктимән.
12 περὶ δὲ Ἀπολλὼ τοῦ ἀδελφοῦ, πολλὰ παρεκάλεσα αὐτὸν ἵνα ἔλθῃ πρὸς ὑμᾶς μετὰ τῶν ἀδελφῶν· καὶ πάντως οὐκ ἦν θέλημα ἵνα νῦν ἔλθῃ, ἐλεύσεται δὲ ὅταν εὐκαιρήσῃ.
Амма қериндишимиз Аполлосқа кәлсәм, униңдин қериндашлар билән биллә силәрниң йениңларға беришни көп өтүндүм. Лекин униң һазирчә барғуси йоқ. Кейин пурсәт пишип йетилгәндә бариду.
13 γρηγορεῖτε, στήκετε ἐν τῇ πίστει, ἀνδρίζεσθε, κραταιοῦσθε.
Һошияр болуңлар, етиқатта чиң туруңлар; мәртанә әрдәк болуңлар! Қәйсәр болуңлар!
14 πάντα ὑμῶν ἐν ἀγάπῃ γινέσθω.
Силәрниң қилған һәммә ишиңлар меһир-муһәббәт билән қилинсун.
15 Παρακαλῶ δὲ ὑμᾶς, ἀδελφοί· οἴδατε τὴν οἰκίαν Στεφανᾶ, ὅτι ἐστὶν ἀπαρχὴ τῆς Ἀχαΐας καὶ εἰς διακονίαν τοῖς ἁγίοις ἔταξαν ἑαυτούς·
Әнди, и қериндашлар, Ахая өлкисидики әң дәсләпки етиқат мевиси болған Истифанас вә униң аилисидикиләрни, шундақла уларниң Худаниң муқәддәс бәндилириниң хизмитидә болушқа қандақ өзлирини атиғанлиғини убдан билисиләр; мән силәрдин өтүнимәнки, мошундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә хизмәттә һәр бир җапа тартиватқанларниң сөзлиригә кириңлар.
16 ἵνα καὶ ὑμεῖς ὑποτάσσησθε τοῖς τοιούτοις καὶ παντὶ τῷ συνεργοῦντι καὶ κοπιῶντι.
17 χαίρω δὲ ἐπὶ τῇ παρουσίᾳ Στεφανᾶ καὶ Φορτουνάτου καὶ Ἀχαϊκοῦ, ὅτι τὸ ὑμέτερον ὑστέρημα οὗτοι ἀνεπλήρωσαν·
Амма [йениңлардин] Истифанас, Фортунатус вә Ақайикусниң бу йәргә мени йоқлап кәлгәнлигидин шатландим; чүнки улар силәр тәрәптин кам болғанлирини толуқлап бәрди.
18 ἀνέπαυσαν γὰρ τὸ ἐμὸν πνεῦμα καὶ τὸ ὑμῶν. ἐπιγινώσκετε οὖν τοὺς τοιούτους.
Чүнки улар мениң роһумни вә һәм силәрниңкиниму йеңиландурди; шуңа шундақ адәмләрни әтиварлап һөрмәтләңлар.
19 Ἀσπάζονται ὑμᾶς αἱ ἐκκλησίαι τῆς Ἀσίας· ἀσπάζονται ὑμᾶς ἐν κυρίῳ πολλὰ Ἀκύλας καὶ Πρίσκα σὺν τῇ κατ᾽ οἶκον αὐτῶν ἐκκλησίᾳ·
Асиядики җамаәтләрдин силәргә салам. Аквила вә Прискилла һәм уларниң өйидә җәм болидиған җамаәттинму Рәбдә силәргә қизғин салам йоллайду.
20 ἀσπάζονται ὑμᾶς οἱ ἀδελφοὶ πάντες. ἀσπάσασθε ἀλλήλους ἐν φιλήματι ἁγίῳ.
Қериндашларниң һәммиси силәргә салам йоллайду. Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар.
21 Ὁ ἀσπασμὸς τῇ ἐμῇ χειρὶ Παύλου·
Мана, мәнки Павлус өз қолум билән салам йезиватимән!
22 εἴ τις οὐ φιλεῖ τὸν κύριον, ἤτω ἀνάθεμα. μαρὰν ἀθά.
Һәр ким Рәб Әйса Мәсиһни сөйгүчи болмиса, униңға ләнәт болсун! Рәббимиз, кәлгәйсән!
23 ἡ χάρις τοῦ κυρίου Ἰησοῦ μεθ᾽ ὑμῶν.
Рәб Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити һәммиңларға яр болғай!
24 ἡ ἀγάπη μου μετὰ πάντων ὑμῶν ἐν χριστῷ Ἰησοῦ. ΠΡΟΣ ΚΟΡΙΝΘΙΟΥΣ Αʹ.
Мениң Мәсиһ Әйсада болған муһәббитим һәммиңлар билән биллә болғай. Амин!

< Προς Κορινθιους Α΄ 16 >