< Προς Φιλιππησιους 2 >

1 Εἴ τις οὖν παράκλησις ἐν Χριστῷ, εἴ τι παραμύθιον ἀγάπης, εἴ τις κοινωνία πνεύματος, εἴ τις σπλάγχνα καὶ οἰκτιρμοί,
Әгәр әнди Мәсиһтә риғбәт бар дейилсә, муһәббәтниң тәсәллиси бар дейилсә, Роһниң сирдашлиғи бар дейилсә, қәлбдә ич ағритишлар һәм рәһимдиллиқ бар дейилсә,
2 πληρώσατέ μου τὴν χαρὰν ἵνα τὸ αὐτὸ φρονῆτε, τὴν αὐτὴν ἀγάπην ἔχοντες, σύνψυχοι, τὸ ἓν φρονοῦντες,
— әнди охшаш бир ой-пикирдә болуп, бир-бириңларға охшаш муһәббәттә бағлинип, бир җан бир нийәттә болуп, араңларда һеч иш риқабәттин яки қуруқ шөһрәтпәрәсликтин болмисун; әксичә, ой-хиялиңларда кичик пеиллиқ болуп һәр бириңлар башқиларни өзүңлардин жуқури дәп билиңлар; шундақ болғанда шат-хурамлиғимни камил қилисиләр.
3 μηδὲν κατ’ ἐριθείαν μηδὲ κατὰ κενοδοξίαν, ἀλλὰ τῇ ταπεινοφροσύνῃ ἀλλήλους ἡγούμενοι ὑπερέχοντας ἑαυτῶν,
4 μὴ τὰ ἑαυτῶν ἕκαστοι σκοποῦντες, ἀλλὰ καὶ τὰ ἑτέρων ἕκαστοι.
Һәр бириңлар пәқәт өз ишлириңларға көңүл бөлүп қалмай, бәлки башқиларниңкигиму көңүл бөлүңлар.
5 τοῦτο φρονεῖτε ἐν ὑμῖν ὃ καὶ ἐν Χριστῷ Ἰησοῦ,
Мәсиһ Әйсада болған ой-позитсийә силәрдиму болсун: —
6 ὃς ἐν μορφῇ θεοῦ ὑπάρχων οὐχ ἁρπαγμὸν ἡγήσατο τὸ εἶναι ἴσα θεῷ,
У Худаниң тип-шәклидә болсиму, Өзини Худа билән тәң қилишни олҗа қилип тутувалмиди;
7 ἀλλὰ ἑαυτὸν ἐκένωσεν μορφὴν δούλου λαβών, ἐν ὁμοιώματι ἀνθρώπων γενόμενος· καὶ σχήματι εὑρεθεὶς ὡς ἄνθρωπος
Әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди, Өзигә қулниң шәклини елип, Инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп,
8 ἐταπείνωσεν ἑαυτὸν γενόμενος ὑπήκοος μέχρι θανάτου, θανάτου δὲ σταυροῦ.
Өзини төвән қилип, Һәтта өлүмгичә, йәни кресттики өлүмгичә итаәтмән болди;
9 διὸ καὶ ὁ θεὸς αὐτὸν ὑπερύψωσεν καὶ ἐχαρίσατο αὐτῷ τὸ ὄνομα τὸ ὑπὲρ πᾶν ὄνομα,
Шуңа Худа Уни интайин жуқури көтирип мәртивилик қилди, Униңға һәр қандақ намдин үстүн болған намни беғишлидики,
10 ἵνα ἐν τῷ ὀνόματι Ἰησοῦ πᾶν γόνυ κάμψῃ ἐπουρανίων καὶ ἐπιγείων καὶ καταχθονίων,
Әйсаниң намиға асманларда, йәр йүзидә һәм йәр астида барлиқ тизлар пүкүлүп,
11 καὶ πᾶσα γλῶσσα ἐξομολογήσηται ὅτι κύριος Ἰησοῦς Χριστὸς εἰς δόξαν θεοῦ πατρός.
ХудаАтиға шан-шәрәп кәлтүрүп һәр бир тил Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини етирап қилиду.
12 Ὥστε, ἀγαπητοί μου, καθὼς πάντοτε ὑπηκούσατε, μὴ ὡς ἐν τῇ παρουσίᾳ μου μόνον ἀλλὰ νῦν πολλῷ μᾶλλον ἐν τῇ ἀπουσίᾳ μου, μετὰ φόβου καὶ τρόμου τὴν ἑαυτῶν σωτηρίαν κατεργάζεσθε·
Шуниң билән, әй сөйүмлүклирим, силәр һемишә итаәт қилғиниңлардәк, пәқәт мән йениңларда болғинимдила әмәс, бәлки һазирқидәк мән силәрдин нери болғанда техиму шундақ итаәт билән әймиништә, титригән һалда өз ниҗатиңларни һәртәрәпкә тәтбиқлашқа интилиңлар.
13 θεὸς γάρ ἐστιν ὁ ἐνεργῶν ἐν ὑμῖν καὶ τὸ θέλειν καὶ τὸ ἐνεργεῖν ὑπὲρ τῆς εὐδοκίας.
Чүнки Худаниң гөзәл хаһиши бойичә силәрниң ирадә тиклишиңларға вә шуниңдәк уни әмәлгә ашурушуңларда ичиңларда ишлигучи Униң Өзидур.
14 πάντα ποιεῖτε χωρὶς γογγυσμῶν καὶ διαλογισμῶν,
Һәммә ишларни ғудуңшимай яки талаш-тартиш қилмай қилиңлар;
15 ἵνα γένησθε ἄμεμπτοι καὶ ἀκέραιοι, τέκνα θεοῦ ἄμωμα μέσον γενεᾶς σκολιᾶς καὶ διεστραμμένης, ἐν οἷς φαίνεσθε ὡς φωστῆρες ἐν κόσμῳ,
шуниң билән силәр әйипсиз, сап диллиқ болуп, бу дәвирдики тәтүр, әсәббий адәмләр оттурисида яшап, уларниң арисида дунияға йоруқлуқ бәргүчиләрдәк парлап, Худаниң дағсиз пәрзәнтлири болисиләр;
16 λόγον ζωῆς ἐπέχοντες, εἰς καύχημα ἐμοὶ εἰς ἡμέραν Χριστοῦ, ὅτι οὐκ εἰς κενὸν ἔδραμον οὐδὲ εἰς κενὸν ἐκοπίασα.
шуниңдәк һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар түпәйлидин, мән силәрдин Мәсиһниң күнидә бекар жүгүрмәптимән, бекар җапа тартмаптимән дәп пәхирлинип тәнтәнә қилайлайдиған болимән.
17 ἀλλὰ εἰ καὶ σπένδομαι ἐπὶ τῇ θυσίᾳ καὶ λειτουργίᾳ τῆς πίστεως ὑμῶν, χαίρω καὶ συνχαίρω πᾶσιν ὑμῖν·
Һәтта мән «шарап һәдийә» сүпитидә етиқатиңлардики қурбанлиқ һәм хизмәт-ибадәтниң үстигә қуюлсамму, мән шатлинимән, шундақла силәр билән биллә ортақ шатлинимән.
18 τὸ δὲ αὐτὸ καὶ ὑμεῖς χαίρετε καὶ συνχαίρετέ μοι.
Силәрму охшаш йолда шатлинисиләр вә мән билән биллә ортақ шатлинишиңлар керәк.
19 Ἐλπίζω δὲ ἐν κυρίῳ Ἰησοῦ Τιμόθεον ταχέως πέμψαι ὑμῖν, ἵνα κἀγὼ εὐψυχῶ γνοὺς τὰ περὶ ὑμῶν.
Лекин мән Рәбдә пат арида Тимотийни йениңларға әвәтишни үмүт қилимәнки, әһвалиңларни аңлап мәнму хуш болсам;
20 οὐδένα γὰρ ἔχω ἰσόψυχον ὅστις γνησίως τὰ περὶ ὑμῶν μεριμνήσει,
чүнки йенимда униңға охшаш, дилимиз бир болған, ишлириңларға чин дилидин көңүл бөлгүчи башқа адәм йоқтур.
21 οἱ πάντες γὰρ τὰ ἑαυτῶν ζητοῦσιν, οὐ τὰ Χριστοῦ Ἰησοῦ.
Чүнки һәммә адәм Әйса Мәсиһниң ишлириға әмәс, бәлки өзиниң ишлири билән шуғуллинишқа интилиду;
22 τὴν δὲ δοκιμὴν αὐτοῦ γινώσκετε, ὅτι ὡς πατρὶ τέκνον σὺν ἐμοὶ ἐδούλευσεν εἰς τὸ εὐαγγέλιον.
амма силәр униң салаһийитини, униң хуш хәвәрниң хизмитидә худди атисиға һәмраһ болуп ишләйдиған балидәк мән билән биргә меһнәт сиңдүргәнлигини билисиләр.
23 τοῦτον μὲν οὖν ἐλπίζω πέμψαι ὡς ἂν ἀφίδω τὰ περὶ ἐμὲ ἐξαυτῆς·
Әнди ақивитимниң қандақ болидиғанлиғини ениқ билгән һаман, уни дәрһал маңдуруветишни үмүт қилимән;
24 πέποιθα δὲ ἐν κυρίῳ ὅτι καὶ αὐτὸς ταχέως ἐλεύσομαι.
амма өзүмниң йениңларға пат арида баридиғанлиғимға Рәб арқилиқ ишәшим бар.
25 Ἀναγκαῖον δὲ ἡγησάμην Ἐπαφρόδιτον τὸν ἀδελφὸν καὶ συνεργὸν καὶ συνστρατιώτην μου, ὑμῶν δὲ ἀπόστολον καὶ λειτουργὸν τῆς χρείας μου, πέμψαι πρὸς ὑμᾶς,
Амма буниңдин авал мениң қериндишим, хизмәтдишим һәм сәпдишим болған, силәрниң әлчиңлар һәм һаҗитимдин чиққан қурбанлиқ ярдимиңларни йәткүзгүчи Епафродитни йениңларға әвәтишни зөрүр таптим,
26 ἐπειδὴ ἐπιποθῶν ἦν πάντας ὑμᾶς, καὶ ἀδημονῶν διότι ἠκούσατε ὅτι ἠσθένησεν.
чүнки у һәммиңларға сеғинип тәлпүнгән еди һәм силәрниң униң кесәл һалидин хәвәр тапқиниңлар түпәйлидин азапланди.
27 καὶ γὰρ ἠσθένησεν παραπλήσιον θανάτῳ· ἀλλὰ ὁ θεὸς ἠλέησεν αὐτόν, οὐκ αὐτὸν δὲ μόνον ἀλλὰ καὶ ἐμέ, ἵνα μὴ λύπην ἐπὶ λύπην σχῶ.
У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди.
28 σπουδαιοτέρως οὖν ἔπεμψα αὐτὸν ἵνα ἰδόντες αὐτὸν πάλιν χαρῆτε κἀγὼ ἀλυπότερος ὦ.
Шуниңдәк униң билән йәнә көрүшүп шатлинишиңлар вә шундақла өзүмгә нисбәтән дәрдлиримни азайтиш үчүн уни техиму җиддий йолға салмақчимән.
29 προσδέχεσθε οὖν αὐτὸν ἐν κυρίῳ μετὰ πάσης χαρᾶς, καὶ τοὺς τοιούτους ἐντίμους ἔχετε,
Әнди уни шат-хурамлиқ билән Рәбдә қобул қилиңлар һәм униңдәк адәмләргә һөрмәт қилиңлар;
30 ὅτι διὰ τὸ ἔργον Χριστοῦ μέχρι θανάτου ἤγγισεν, παραβολευσάμενος τῇ ψυχῇ ἵνα ἀναπληρώσῃ τὸ ὑμῶν ὑστέρημα τῆς πρός με λειτουργίας.
чүнки у Мәсиһниң хизмитини дәп, силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди.

< Προς Φιλιππησιους 2 >