< Προς Κορινθιους Α΄ 10 >

1 ου θελω δε υμας αγνοειν αδελφοι οτι οι πατερες ημων παντες υπο την νεφελην ησαν και παντες δια της θαλασσης διηλθον
Чүнки, и қериндашлар, мән силәрниң ата-бовилиримизниң һәммисиниң булут астида жүргәнлигидин вә һәммисиниң деңиздин өтүп маңғанлиғидин хәвәрсиз жүрүшүңларни халимаймән;
2 και παντες εις τον μωσην εβαπτισαντο εν τη νεφελη και εν τη θαλασση
уларниң һәммиси булутта һәм деңизда Мусаниң [йетәкчилигигә] чөмүлдүрүлгән;
3 και παντες το αυτο βρωμα πνευματικον εφαγον
уларниң һәммиси охшаш роһий таамни йегән,
4 και παντες το αυτο πομα πνευματικον επιον επινον γαρ εκ πνευματικης ακολουθουσης πετρας η δε πετρα ην ο χριστος
һәммиси охшаш роһий ичимликни ичкән; чүнки улар өзлиригә [һәмраһ болуп] әгишип жүргән роһий уюлташтин ичәтти (әмәлийәттә, мошу уюлташ Мәсиһниң Өзи еди);
5 αλλ ουκ εν τοις πλειοσιν αυτων ευδοκησεν ο θεος κατεστρωθησαν γαρ εν τη ερημω
шундақтиму, Худа уларниң көпинчисидин рази болмиған еди; чүнки «Улар[ниң җәсәтлири] чөл-баяванда чечилип қалған».
6 ταυτα δε τυποι ημων εγενηθησαν εις το μη ειναι ημας επιθυμητας κακων καθως κακεινοι επεθυμησαν
Амма бу ишлар уларниң бешиға бизләргә савақ-бешарәт болсун үчүн чүшкән еди; буниңдин мәхсәт, бизниң уларниң яман ишларға һәвәс қилғинидәк һәвәс қилмаслиғимиз үчүндур.
7 μηδε ειδωλολατραι γινεσθε καθως τινες αυτων ως γεγραπται εκαθισεν ο λαος φαγειν και πιειν και ανεστησαν παιζειν
Силәр йәнә уларниң бәзилиригә охшаш бутқа чоқунидиғанлардин болмаңлар; булар тоғрилиқ: «Хәлиқ йәп-ичишкә олтарди, андин кәйп-сапаға турди» дәп пүтүлгән.
8 μηδε πορνευωμεν καθως τινες αυτων επορνευσαν και επεσον εν μια ημερα εικοσιτρεις χιλιαδες
Биз йәнә уларниң бәзилириниң бузуқчилиқ қилғинидәк бузуқчилиқ қилмайли; чүнки шу вәҗидин улардин жигирмә үч миң киши бир күндила өлди.
9 μηδε εκπειραζωμεν τον χριστον καθως και τινες αυτων επειρασαν και υπο των οφεων απωλοντο
Йәнә уларниң бәзилириниң Мәсиһни синиғинидәк Мәсиһни синимайли; чүнки шу сәвәптин улар иланлар чеқиши билән һалак болди.
10 μηδε γογγυζετε καθως και τινες αυτων εγογγυσαν και απωλοντο υπο του ολοθρευτου
Йәнә уларниң бәзилири ағринғандәк ағринип қақшимаңлар — нәтиҗидә, улар җан алғучи [пәриштә] тәрипидин өлтүрүлди.
11 ταυτα δε παντα τυποι συνεβαινον εκεινοις εγραφη δε προς νουθεσιαν ημων εις ους τα τελη των αιωνων κατηντησεν (aiōn g165)
Әнди бу вақиәләрниң һәммиси уларниң бешиға бешарәтлик мисаллар сүпитидә чүшкән вә ахирқи заманлар бешимизға келиватқан бизләрниң улардин савақ-ибрәт елишимиз үчүн хатириләнгән еди. (aiōn g165)
12 ωστε ο δοκων εσταναι βλεπετω μη πεση
Шуниң билән «Мән [етиқатта] чиң тирәп турмақтимән» дегән киши өзиниң жиқилип кетишидин һези болсун!
13 πειρασμος υμας ουκ ειληφεν ει μη ανθρωπινος πιστος δε ο θεος ος ουκ εασει υμας πειρασθηναι υπερ ο δυνασθε αλλα ποιησει συν τω πειρασμω και την εκβασιν του δυνασθαι υμας υπενεγκειν
Силәр дуч кәлгән синақларниң һәммисигә башқа адәмләрму охшаш дуч кәлгән. Вә Худа болса вәдисидә турғучидур, У силәрни көтирәлмигидәк синақларға учратмайду, бәлки синақ бешиңларға чүшкәндә, шуниң билән тәң униңдин өтүп қутулуш йолини яритип бериду; силәр шуниң билән униңға бәрдашлиқ беридиған болисиләр.
14 διοπερ αγαπητοι μου φευγετε απο της ειδωλολατρειας
Шу сәвәптин, сөйүмлүклирим, бутпәрәсликтин қечиңлар!
15 ως φρονιμοις λεγω κρινατε υμεις ο φημι
Силәрни әқил-һоши җайида кишиләр дәп қарап шуни ейтиватимән; сөзлигәнлиримни баһалап беқиңлар: —
16 το ποτηριον της ευλογιας ο ευλογουμεν ουχι κοινωνια του αιματος του χριστου εστιν τον αρτον ον κλωμεν ουχι κοινωνια του σωματος του χριστου εστιν
Биз бәрикәтлик болсун дәп тилигән, бәрикәтлик җамдики шарапни ичкинимиз, Мәсиһниң қенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму? Бизниң ошутқан нанни йегинимиз, Мәсиһниң тенидин ортақ бәһирләнгинимиз әмәсму?
17 οτι εις αρτος εν σωμα οι πολλοι εσμεν οι γαρ παντες εκ του ενος αρτου μετεχομεν
Биз нурғун болсақму бир нан, бир тәндурмиз; чүнки һәммимиз шу бир нандин несивә алимиз.
18 βλεπετε τον ισραηλ κατα σαρκα ουχι οι εσθιοντες τας θυσιας κοινωνοι του θυσιαστηριου εισιν
Җисманий Исраилға қараңлар; қурбанлиқларни йегәнләр қурбангаһқа несипдашлар әмәсму?
19 τι ουν φημι οτι ειδωλον τι εστιν η οτι ειδωλοθυτον τι εστιν
Әнди немә демәкчимән? Бутқа атап сунулған қурбанлиқниң бирәр әһмийити бармиду? Бутниң бирәр әһмийити бармиду?
20 αλλ οτι α θυει τα εθνη δαιμονιοις θυει και ου θεω ου θελω δε υμας κοινωνους των δαιμονιων γινεσθαι
Яқ, бирақ капирлар бутларға сунған қурбанлиқларни Худаға әмәс, бәлки җинларға атайду. Мән силәрниң җинлар билән ортақ несипдаш болушуңларни халимаймән.
21 ου δυνασθε ποτηριον κυριου πινειν και ποτηριον δαιμονιων ου δυνασθε τραπεζης κυριου μετεχειν και τραπεζης δαιμονιων
Рәбниң җамидин вә җинларниң җамидин тәң ичкүчи болсаңлар болмайду; Рәбниң дәстихиниға вә җинларниң дәстихиниға тәң дахил болсаңлар болмайду.
22 η παραζηλουμεν τον κυριον μη ισχυροτεροι αυτου εσμεν
Рәбниң һәсәт-ғәзивини қозғимақчимизму? Биз Униңдин күчлүкму-я?
23 παντα μοι εξεστιν αλλ ου παντα συμφερει παντα μοι εξεστιν αλλ ου παντα οικοδομει
«Һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә пайдилиқ болувәрмәйду; «һәммә нәрсә һалалдур», амма һәммә нәрсә адәмниң [етиқатини] қуралмайду.
24 μηδεις το εαυτου ζητειτω αλλα το του ετερου εκαστος
Әнди һеч ким өз мәнпәәтини издимисун, бәлки өзгиләрниңкини издисун.
25 παν το εν μακελλω πωλουμενον εσθιετε μηδεν ανακρινοντες δια την συνειδησιν
Гөш базирида сетилған һәр бир нәрсини виҗданиңларни дәп олтармай, һеч немини сүрүштә қилмай йәвериңлар.
26 του γαρ κυριου η γη και το πληρωμα αυτης
Чүнки «Җаһан вә униңға толған һәммә мәвҗудатлар Пәрвәрдигарға мәнсүптур» [дәп пүтүлгән].
27 ει δε τις καλει υμας των απιστων και θελετε πορευεσθαι παν το παρατιθεμενον υμιν εσθιετε μηδεν ανακρινοντες δια την συνειδησιν
Амма етиқат қилмиғанларниң бирәрси сени зияпәткә тәклип қилса вә көңлүң тартса, алдиңға қоюлған һәммини виҗданиңни дәп олтармай йәвәр;
28 εαν δε τις υμιν ειπη τουτο ειδωλοθυτον εστιν μη εσθιετε δι εκεινον τον μηνυσαντα και την συνειδησιν του γαρ κυριου η γη και το πληρωμα αυτης
амма бириси саңа: «Бу бутларға аталған қурбанлиқ таами» десә, ундақта уни йемә; немишкә десәң, бу ишни саңа ейтқан адәмниң сәвәви үчүн, шундақла виҗданниң сәвәви үчүндур;
29 συνειδησιν δε λεγω ουχι την εαυτου αλλα την του ετερου ινα τι γαρ η ελευθερια μου κρινεται υπο αλλης συνειδησεως
мән дегән виҗдан сениңки әмәс, бәлки һелиқи кишиниң виҗдани; мениң әркинлигимгә башқиларниң виҗдани тәрипидин яман дәп баһа берилишиниң һаҗити барму?
30 ει δε εγω χαριτι μετεχω τι βλασφημουμαι υπερ ου εγω ευχαριστω
Мән тәшәккүр ейтип йесәм, тәшәккүр ейтқан нәрсини дурус йегиним түпәйлидин яман дәп қарилишимниң немә һаҗити?
31 ειτε ουν εσθιετε ειτε πινετε ειτε τι ποιειτε παντα εις δοξαν θεου ποιειτε
Шуңа силәр немини йесәңлар, немини ичсәңлар яки һәр қандақ башқа ишларни қилсаңлар, һәммә ишларни Худаға шан-шәрәп кәлтүрүлсун дәп қилиңлар.
32 απροσκοποι γινεσθε και ιουδαιοις και ελλησιν και τη εκκλησια του θεου
Мән өзүм һәммәйләнни һәммә ишта мәмнун қилишқа интилгинимдәк, өз мәнпәәтим үчүн әмәс, бәлки көпчиликниң мәнпәәти, уларниң қутқузулуши үчүн интилгинимдәк, һеч кимниң алдиға — Йәһудийлар болсун, греклар болсун, Худаниң җамаитидикиләр болсун алдиға путликашаң болмаңлар. Мән Мәсиһни үлгә қилғинимдәк, силәрму мени үлгә қилиңлар.
33 καθως καγω παντα πασιν αρεσκω μη ζητων το εμαυτου συμφερον αλλα το των πολλων ινα σωθωσιν

< Προς Κορινθιους Α΄ 10 >