< ⲚⲒⲠⲢⲀⲜⲒⲤ 21 >

1 ⲁ̅ ̅̅ⲛⲧⲉⲣⲉⲥϣⲱⲡⲉ ⲇⲉ ⲉⲧⲣⲉⲛⲟⲩⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲛ̅ⲧⲛ̅ⲕⲱ ⲉⲃⲟⲗ. ⲁⲛⲥϭⲏⲣ ⲁⲛⲉⲓ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲕⲱ. ⲙ̅ⲡⲉϥⲣⲁⲥⲧⲉ ⲇⲉ ⲉϩⲣⲟⲇⲟⲥ. ⲉⲃⲟⲗ ⲇⲉ ϩⲙ̅ⲡⲙⲁ ⲉⲧⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲉⲡⲁⲧⲁⲣⲁ ⲙⲛ̅ⲛ̅ⲥⲱⲥ ⲉⲙⲩⲣⲣⲁ.
Андин биз улардин аҗрилип чиққандин кейин, кемә билән удул Қос арилиға қарап йол алдуқ. Әтиси, Родос арилиға, у йәрдин Патара шәһиригә бардуқ.
2 ⲃ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲛ̅ϩⲉ ⲉⲩϫⲟⲓ (ⲉϥⲛⲁϫⲓⲟⲟⲣ) ⲉⲧⲉⲫⲟⲓⲛⲓⲕⲏ ⲁⲛⲁⲗⲉ ⲁⲛⲕⲱ ⲉⲃⲟⲗ.
Патарада Фәникийә райониға баридиған бир кемини тепип, униңға олтирип йолға чиқтуқ.
3 ⲅ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲛ̅ⲡⲱϩ ⲇⲉ ⲉⲕⲩⲡⲣⲟⲥ ⲁⲛⲕⲁⲁⲥ ϩⲓϩⲃⲟⲩⲣ ⲙ̅ⲙⲟⲛ ⲁⲛⲥϭⲏⲣ ⲉⲧⲥⲩⲣⲓⲁ. ⲁⲩⲱ ⲁⲛⲉⲓ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲧⲩⲣⲟⲥ. ⲛⲉⲣⲉⲡϫⲟⲓ̈ ⲅⲁⲣ ⲛⲁϣⲟⲩⲟ ϩⲙ̅ⲡⲙⲁ ⲉⲧⲙ̅ⲙⲁⲩ.
Сипрус арили көрүнгәндин кейин, уни сол тәрипимиздә қалдуруп өтүп, Сурийәгә қарап меңип, Тур шәһиридә қуруқлуққа чиқтуқ. Чүнки кемә бу йәрдә жүк чүшүрмәкчи еди.
4 ⲇ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲛ̅ϩⲉ ⲉⲙⲙⲁⲑⲏⲧⲏⲥ ⲁⲛϭⲱ ϩⲁⲧⲏⲩ ⲛ̅ⲥⲁϣϥ̅ ⲛ̅ϩⲟⲟⲩ. ⲛⲁⲓ̈ ⲇⲉ ⲛⲉⲩϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ⲙ̅ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲡⲉ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲙ̅ⲡⲉⲡ̅ⲛ̅ⲁ̅ ⲉⲧⲙ̅ⲧⲣⲉϥⲃⲱⲕ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲑⲓ̅ⲗ̅ⲏ̅ⲙ.
У йәрдә мухлисларни тепип, уларниң йенида йәттә күн турдуқ. Уларға Муқәддәс Роһниң вәһийиси келип, улар Павлусқа айиғиң Йерусалимға басмисун, дәп несиһәт қилди.
5 ⲉ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉⲥϣⲱⲡⲉ ⲇⲉ ⲉⲧⲣⲉⲛϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲛ̅ⲛⲉⲓ̈ϩⲟⲟⲩ. ⲁⲛⲉⲓ ⲉⲃⲟⲗ ⲁⲛⲙⲟⲟϣⲉ. ⲉⲩⲑⲡⲟ ⲙ̅ⲙⲟⲛ ⲉⲃⲟⲗ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲙⲛ̅ⲛⲉⲩϩⲓⲟⲙⲉ ⲙⲛ̅ⲛⲉⲩϣⲏⲣⲉ. ϣⲁⲡⲃⲟⲗ ⲛ̅ⲧⲡⲟⲗⲓⲥ. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲛ̅ⲕⲱⲗϫ̅ ⲛ̅ⲛⲉⲛⲡⲁⲧ ϩⲓⲡⲉⲕⲣⲟ ⲁⲛϣⲗⲏⲗ
Бирақ биз у йәрдә туруш вақтимиз тошқанда, сәпиримизни давамлаштурдуқ. Уларниң һәммиси, җүмлидин хотун-балилири бизни шәһәрниң сиртиғичә узитип чиқти. Һәммимиз деңиз бойида тизлинип олтирип биллә дуа қилдуқ.
6 ⲋ̅ ⲁⲩⲱ ⲁⲛⲁⲥⲡⲁⲍⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲛⲉⲣⲏⲩ. ⲁⲛⲁⲗⲉ ⲉⲡϫⲟⲓ̈. ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲁⲩⲕⲟⲧⲟⲩ ⲉⲛⲉⲩⲏⲓ̈.
Қучағлишип хошлашқандин кейин, биз кемигә чиқтуқ, улар өйлиригә қайтишти.
7 ⲍ̅ ⲁⲛⲟⲛ ⲇⲉ ⲁⲛⲣ̅ϩⲱⲧ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲧⲩⲣⲟⲥ. ⲁⲛⲕⲁⲧⲁⲛⲧⲁ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲡⲧⲟⲗⲉⲙⲁⲉⲓⲥ. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲛ̅ⲁⲥⲡⲁⲍⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ⲁⲛϭⲱ ϩⲁⲧⲏⲩ ⲛ̅ⲟⲩϩⲟⲟⲩ.
Тур шәһиридин деңиз сәпиримизни давамлаштуруп, ахирида Питолимайс шәһиригә кәлдуқ. У йәрдики қериндашлар билән көрүшүп, уларниң йенида бир күн турдуқ.
8 ⲏ̅ ⲙ̅ⲡⲉϥⲣⲁⲥⲧⲉ ⲇⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲛ̅ⲉⲓ ⲉⲃⲟⲗ ⲁⲛⲉⲓ ⲉⲕⲁⲓⲥⲁⲣⲓⲁ. ⲁⲩⲱ ⲁⲛⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲏⲓ̈ ⲙ̅ⲫⲓⲗⲓⲡⲡⲟⲥ ⲡⲣⲉϥⲧⲁϣⲉⲟⲉⲓϣ ⲉⲟⲩⲁ ϩⲙ̅ⲡⲥⲁϣϥ̅ ⲡⲉ ⲁⲛϭⲱ ϩⲁϩⲧⲏϥ.
Әтиси, у йәрдин айрилип, Қәйсәрийә шәһиригә кәлдуқ. Биз бурун [Йерусалимдики] «йәттә хизмәткар»дин бири болған, хуш хәвәрчи Филипниң өйигә берип қондуқ.
9 ⲑ̅ ⲡⲁⲓ̈ ⲇⲉ ⲛⲉⲩⲛ̅ⲧϥ̅ϥⲧⲟ ⲛ̅ϣⲉⲉⲣⲉ ⲙ̅ⲡⲁⲣⲑⲉⲛⲟⲥ ⲉϣⲁⲩⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲉⲩⲉ.
Бу кишиниң техи ятлиқ қилинмиған, бешарәт-вәһийләрни йәткүзидиған төрт қизи бар еди.
10 ⲓ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲛ̅ϭⲱ ⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲛ̅ϩⲁϩ ⲛ̅ϩⲟⲟⲩ. ⲁⲩⲡⲣⲟⲫⲏⲧⲏⲥ ⲉⲓ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ϯⲟⲩⲇⲁⲓⲁ ⲉⲡⲉϥⲣⲁⲛ ⲡⲉ ⲁⲅⲁⲃⲟⲥ.
Биз у йәрдә бир нәччә күн турғандин кейин, Агабус исимлиқ бир пәйғәмбәр Йәһудийә өлкисидин чүшти.
11 ⲓ̅ⲁ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉϥⲉⲓ ϣⲁⲣⲟⲛ ⲁϥϥⲓ ⲙ̅ⲡⲙⲟϫϩ̅ ⲙ̅ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲁϥⲙⲟⲩⲣ ⲛⲛⲉϥⲟⲩⲉⲣⲏⲧⲉ ⲙⲛ̅ⲛⲉϥϭⲓϫ. ⲡⲉϫⲁϥ ϫⲉ ⲛⲁⲓ̈ ⲛⲉⲧⲉⲣⲉⲡⲉⲡ̅ⲛ̅ⲁ̅ ⲉⲧⲟⲩⲁⲁⲃ ϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ. ϫⲉ ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲉⲧⲉⲡⲱϥ ⲡⲉ ⲡⲉⲓ̈ⲙⲟϫϩ̅. ⲥⲉⲛⲁⲙⲟⲣϥ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲓ̈ϩⲉ ϩⲛ̅ⲑⲓ̅ⲗ̅ⲏ̅ⲙ ⲛ̅ϭⲓⲛⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲓ̈. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲥⲉⲧⲁⲁϥ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲛϭⲓϫ ⲛ̅ⲛ̅ϩⲉⲑⲛⲟⲥ.
Бу киши бизниң алдимизға келип, Павлусниң бәлвеғини қолиға елип, өзиниң пут-қолини бағлап: — Муқәддәс Роһ мундақ дәйду: — Йәһудийлар бу бәлвағниң егисини Йерусалимда мошундақ бағлап, ят әлликләрниң қолиға тапшуриду! — деди.
12 ⲓ̅ⲃ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲛ̅ⲥⲱⲧⲙ̅ ⲇⲉ ⲉⲛⲁⲓ̈ ⲁⲛⲥⲉⲡⲥⲱⲡϥ̅ ⲁⲛⲟⲛ ⲙⲛ̅ⲛⲉⲧϩⲙ̅ⲡⲙⲁ ⲉⲧⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲉⲧⲙ̅ⲧⲣⲉϥⲃⲱⲕ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲑⲓ̅ⲗ̅ⲏ̅ⲙ.
Буларни аңлап, һәм биз һәм шу йәрлик кишиләр билән бирликтә Павлустин Йерусалимға бармиғин дәп өтүндуқ.
13 ⲓ̅ⲅ̅ ⲧⲟⲧⲉ ⲁⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲟⲩⲱϣⲃ ⲉϥϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲟⲩ ⲡⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲉⲓⲣⲉ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲣⲓⲙⲉ ⲁⲩⲱ ⲉⲧⲉⲧⲛ̅ⲟⲩⲱϣϥ̅ ⲙ̅ⲡⲁϩⲏⲧ. ⲁⲛⲟⲕ ⲅⲁⲣ ϯⲥⲃⲧⲱⲧ ⲟⲩⲙⲟⲛⲟⲛ ⲉⲧⲣⲉⲩⲙⲟⲣⲧ̅ ⲁⲗⲗⲁ ⲉⲧⲣⲁⲙⲟⲩ ϩⲛ̅ⲑⲓ̅ⲗ̅ⲏ̅ⲙ ϩⲁⲡⲣⲁⲛ ⲙ̅ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲓ̅ⲥ̅.
Лекин Павлус җававән: — Силәр немишкә бунчивала жиғлап, жүригимни езисиләр? Мән Йерусалимда Рәб Әйсаниң нами үчүн тутқун болушла әмәс, шу йәрдә өлүшкиму тәйярмән, — деди.
14 ⲓ̅ⲇ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉϥⲧⲙ̅ⲡⲓⲑⲉ ⲇⲉ ⲁⲛⲕⲁⲣⲱⲛ ⲉⲛϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲙⲁⲣⲉⲡⲟⲩⲱϣ ⲙ̅ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ϣⲱⲡⲉ·
Биз уни қайил қилалмай, ахирида сүкүт қилип: — Рәбниң ирадиси ада қилинсун! — дедуқ.
15 ⲓ̅ⲉ̅ ⲙⲛ̅ⲛ̅ⲥⲁⲛⲉⲓ̈ϩⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲁⲛⲥⲃ̅ⲧⲱⲧⲛ̅ ⲁⲛⲙⲟⲟϣⲉ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲑⲓ̅ⲗ̅ⲏ̅ⲙ.
Бу күнләрдин кейин, жүк-тақимизни жиғиштуруп, Йерусалимға чиқип бардуқ.
16 ⲓ̅ⲋ̅ ⲁⲩⲉⲓ ⲇⲉ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲛ ⲛ̅ϭⲓϩⲟⲓ̈ⲛⲉ ⲛ̅ⲙ̅ⲙⲁⲑⲏⲧⲏⲥ ⲉⲧϩⲛ̅ⲕⲁⲓⲥⲁⲣⲓⲁ. ⲁⲩϫⲓⲧⲛ̅ ϣⲁⲟⲩⲙⲁⲑⲏⲧⲏⲥ ⲛ̅ⲁⲣⲭⲁⲓⲟⲥ ⲛ̅ⲕⲩⲡⲣⲓⲟⲥ ϫⲉ ⲙⲛⲁⲥⲱⲛ ⲉⲧⲣⲉⲛϭⲟⲓ̈ⲗⲉ ⲉⲣⲟϥ.
Қәйсәрийәлик мухлислардин бир нәччиси биз билән сәпәрдаш болди; улар Минасон исимлиқ бир кишиниң өйидә қонимиз дәп уни биргә елип маңди; бу киши Сипруслуқ, қери мухлис еди.
17 ⲓ̅ⲍ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲛ̅ⲡⲱϩ ⲇⲉ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲑⲓ̅ⲗ̅ⲏ̅ⲙ. ⲁⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ϣⲟⲡⲛ̅ ⲉⲣⲟⲟⲩ ϩⲛ̅ⲟⲩⲣⲁϣⲉ.
Йерусалимға йәткәндә қериндашлар бизни хошаллиқ билән қарши алди.
18 ⲓ̅ⲏ̅ ⲙ̅ⲡⲉϥⲣⲁⲥⲧⲉ ⲇⲉ ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲁϥⲉⲓ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲛ ⲉϩⲟⲩⲛ ϣⲁⲓ̈ⲁⲕⲱⲃⲟⲥ. ⲛⲉⲩⲥⲟⲟⲩϩ ⲇⲉ ⲉⲣⲟϥ ⲡⲉ ⲛ̅ϭⲓϩⲉⲛⲡⲣⲉⲥⲃⲩⲧⲉⲣⲟⲥ.
Әтиси, Павлус биз билән биллә Яқупни көргили барди. Яқуп билән ақсақалларниң һәммиси у йәргә жиғилған еди.
19 ⲓ̅ⲑ̅ ⲛⲁⲓ̈ ⲛ̅ⲧⲉⲣϥ̅ⲁⲥⲡⲁⲍⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ ⲁϥϩⲙⲟⲟⲥ ⲁϥⲧⲁⲩⲉⲡⲟⲩⲁ ⲡⲟⲩⲁ ⲛ̅ⲛⲉϩⲃⲏⲩⲉ ⲛ̅ⲧⲁⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲁⲁⲩ ϩⲛ̅ⲛ̅ϩⲉⲑⲛⲟⲥ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛ̅ⲧⲉϥⲇⲓⲁⲕⲟⲛⲓⲁ.
Павлус улар билән саламлашқандин кейин, Худаниң өзиниң хизмити арқилиқ әлләр арисида қилған ишлирини бир-бирләп уларға тәпсилий ейтип бәрди.
20 ⲕ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲥⲱⲧⲙ̅ ⲇⲉ ⲁⲩϯⲉⲟⲟⲩ ⲙ̅ⲡϫⲟⲉⲓⲥ. ⲁⲩⲱ ⲡⲉϫⲁⲩ ⲛⲁϥ. ϫⲉ ⲕⲛⲁⲩ ⲡⲥⲟⲛ ϫⲉ ⲟⲩⲏⲣ ⲛ̅ⲧⲃⲁ ϣⲟⲟⲡ ⲛ̅ⲛⲉⲛⲧⲁⲩⲡⲓⲥⲧⲉⲩⲉ ϩⲛ̅ϯⲟⲩⲇⲁⲓⲁ. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲟⲟⲩ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲥⲉⲟ ⲛ̅ⲣⲉϥⲕⲱϩ ⲉⲡⲛⲟⲙⲟⲥ.
Буларни аңлиғанда, улар Худаға мәдһийә оқуди, андин Павлусқа: — Көрүватисән, и қериндишим, Йәһудийлар ичидә қанчә миңлиған етиқат қилғучилар бар! Уларниң һәммиси Тәврат қануниға [әмәл қилишқа] интайин қизғин екән.
21 ⲕ̅ⲁ̅ ⲁⲩⲥⲱⲧⲙ̅ ⲉⲧⲃⲏⲏⲧⲕ̅ ϫⲉ ⲕϯⲥⲃⲱ ⲛ̅ⲛ̅ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲓ̈ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲉⲧϩⲙ̅ⲡⲕⲟⲥⲙⲟⲥ ⲉⲧⲣⲉⲩⲥⲁϩⲱⲟⲩ ⲉⲃⲟⲗ ⲙ̅ⲙⲱⲩ̈ⲥⲏⲥ ⲉⲕϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ⲛⲁⲩ ⲉⲧⲙ̅ⲥⲃ̅ⲃⲉⲛⲉⲩϣⲏⲣⲉ ⲁⲩⲱ ⲉⲧⲙ̅ⲙⲟⲟϣⲉ ϩⲛ̅ⲛⲉϥⲥⲱⲛⲧ̅.
Улар сениң тоғраңда: «У әлләрниң арисида яшиған пүтүн Йәһудийларға Муса [пәйғәмбәргә] тапшурулғинидин йенишни, йәни балилирини хәтнә қилдурмаслиқни, Йәһудийларниң әнъәнилиригә риайә қилмаслиқни үгитиду» дәп аңлиди.
22 ⲕ̅ⲃ̅ ⲟⲩ ϭⲉ ⲡⲉⲧⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲡⲁⲛⲧⲱⲥ ⲥⲉⲛⲁⲥⲱⲧⲙ̅ ϫⲉ ⲁⲕⲉⲓ.
Әнди қандақ қилиш керәк? Чүнки халайиқ чоқум сениң бу йәргә кәлгәнлигиңни аңлап қалиду.
23 ⲕ̅ⲅ̅ ⲁⲣⲓⲡⲁⲓ̈ ϭⲉ ⲉⲧⲛ̅ϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲛⲁⲕ. ⲟⲩⲛϥⲧⲟⲟⲩ ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲉⲩϣⲟⲟⲡ ⲛⲁⲛ ⲉⲩⲛ̅ⲧⲁⲩ ⲙ̅ⲙⲁⲩ ⲛ̅ⲟⲩⲉⲣⲏⲧ ϩⲁⲣⲟⲟⲩ ⲙⲁⲩⲁⲁⲩ.
Шуңа бизниң дегинимиздәк қилғин: Аримизда қәсәм ичкән төрт адәм бар.
24 ⲕ̅ⲇ̅ ⲛⲁⲓ̈ ϫⲓⲧⲟⲩ ⲛⲅ̅ⲧⲃ̅ⲃⲟⲕ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲩ. ⲁⲩⲱ ⲛⲅ̅ϫⲟ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲉⲃⲟⲗ ⲉⲧⲣⲉⲩϩⲉⲕⲉϫⲱⲟⲩ. ⲁⲩⲱ ⲥⲉⲛⲁⲉⲓⲙⲉ ⲧⲏⲣⲟⲩ ϫⲉ ϩⲉⲛϭⲟⲗ ⲛⲉⲛⲧⲁⲩⲥⲟⲧⲙⲟⲩ ⲉⲧⲃⲏⲧⲕ̅. ⲁⲗⲗⲁ ϫⲉ ⲛ̅ⲧⲟⲕ ϩⲱⲱⲕ ⲕⲁϩⲉ ⲉⲡⲛⲟⲙⲟⲥ ⲉⲕϩⲁⲣⲉϩ ⲉⲣⲟϥ.
Сән уларни елип, улар билән бирликтә [Тәвраттики] тазилиниш қаидисидин өтүп, уларниң [қурбанлиқ] чиқимлирини өзүң көтәргин, андин улар чачлирини чүшүрәләйду. Буниң билән, һәммәйлән сән тоғрилиқ аңлиғанлириниң һәммисиниң раст әмәслигини вә сениң өзүң Тәвратқа тәртиви бойичә риайә қиливатлиғиңни билип йетиду.
25 ⲕ̅ⲉ̅ ⲉⲧⲃⲉⲛ̅ϩⲉⲑⲛⲟⲥ ⲇⲉ ⲛ̅ⲧⲁⲩⲡⲓⲥⲧⲉⲩⲉ ⲉⲙⲛ̅ⲧⲟⲩⲗⲁⲁⲩ ⲛ̅ϣⲁϫⲉ ⲉϫⲱ ⲛⲁⲕ. ⲁⲛⲟⲛ ⲅⲁⲣ ⲁⲛⲕⲣⲓⲛⲉ ⲁⲩⲱ ⲁⲛⲥϩⲁⲓ̈ ⲛⲁⲩ ⲉⲧⲣⲉⲩϩⲁⲣⲉϩ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲉϣⲱⲱⲧ ⲛ̅ⲉⲓⲇⲱⲗⲟⲛ. ⲙⲛ̅ⲡⲉⲥⲛⲟϥ ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲧⲙⲟⲟⲩⲧ. ⲙⲛ̅ⲧⲡⲟⲣⲛⲓⲁ.
Амма әлләрдин болған етиқатчиларға кәлсәк, биз уларға пәқәтла бутларға аталған нәрсиләрни йемәслик, қанни вә боғуп союлған һайванниң гөшиниму йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин өзлирини сақлаш тоғрилиқ қараримизни өткәнки хәт арқилиқ уқтурдуқ.
26 ⲕ̅ⲋ̅ ⲧⲟⲧⲉ ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲁϥϫⲓ ⲛ̅ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲙ̅ⲡⲉϥⲣⲁⲥⲧⲉ ⲁϥⲧⲃ̅ⲃⲟϥ ⲛⲙ̅ⲙⲁⲩ. ⲁⲩⲱ ⲁϥⲃⲱⲕ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲉⲣⲡⲉ ⲉϥⲧⲁⲩⲟ ⲛ̅ⲛⲉϩⲟⲟⲩ ⲙ̅ⲡϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲙ̅ⲡⲧⲃ̅ⲃⲟ. ϣⲁⲛⲧⲟⲩⲧⲁⲗⲉⲑⲩⲥⲓⲁ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ϩⲁⲡⲟⲩⲁ ⲡⲟⲩⲁ ⲙ̅ⲙⲟⲟⲩ.
Буниң билән, Павлус у кишиләрни елип, әтиси өзи улар билән биллә тазилиниш қаидисини өткүзүшти; андин у ибадәтханиға кирип, [каһинларға] өзлириниң паклиниш муддитиниң қачан тошудиғанлиғи, йәни һәр қайсиси үчүн қурбанлиқ қилинишниң қайси күни болидиғанлиғини уқтуруп қойди.
27 ⲕ̅ⲍ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉⲡⲥⲁϣϥ̅ ⲇⲉ ⲛ̅ϩⲟⲟⲩ ϩⲱⲛ ⲉϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ. ⲛ̅ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲓ̈ ⲛⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ̅ⲧⲁⲥⲓⲁ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟϥ ϩⲙ̅ⲡⲉⲣⲡⲉ. ⲁⲩⲥⲉⲩϩⲡⲙⲏⲏϣⲉ ⲧⲏⲣϥ̅. ⲁⲩⲉⲓⲛⲉ ⲛ̅ⲛⲉⲩϭⲓϫ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉϫⲱϥ
Йәттә күнлүк муддәт тошушқа аз қалғанда, Асия өлкисидин кәлгән бәзи Йәһудийлар Павлусни ибадәтханида көрүп, халайиқни қутритип, униңға қол селип:
28 ⲕ̅ⲏ̅ ⲉⲩⲁϣⲕⲁⲕ ⲉⲃⲟⲗ ϫⲉ ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ⲧⲉⲡⲓ̅ⲏ̅ⲗ ⲃⲟⲏⲑⲓ. ⲡⲁⲓ̈ ⲡⲉ ⲡⲣⲱⲙⲉ ⲉⲧϯ ⲟⲩⲃⲉⲡⲗⲁⲟⲥ ⲙⲛ̅ⲡⲛⲟⲙⲟⲥ ⲙⲛ̅ⲡⲉⲓ̈ⲣ̅ⲡⲉ. ⲉϥϯⲥⲃⲱ ⲛ̅ⲟⲩⲟⲛ ⲛⲓⲙ ϩⲙ̅ⲙⲁ ⲛⲓⲙ. ⲁⲩⲱ ⲟⲛ ⲁϥⲛ̅ϩⲉⲛⲟⲩⲉⲉⲓⲉⲛⲓⲛ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲉⲣⲡⲉ ⲁϥϫⲱϩⲙ̅ ⲙ̅ⲡⲉⲓ̈ⲙⲁ ⲉⲧⲟⲩⲁⲁⲃ.
— Әй Исраиллар, ярдәмдә болуңлар! Һәммә йәрдила, һәммә адәмгә хәлқимизгә, Тәврат қануниға вә ибадәтханиға қарши сөзләрни үгитиватқан адәм дәл шу. Униң үстигә, у йәнә Грекләрни ибадәтханимизға башлап кирип, бу муқәддәс җайни булғиди! — дәп чуқан көтәрди
29 ⲕ̅ⲑ̅ ⲛⲉⲁⲩⲛⲁⲩ ⲅⲁⲣ ⲡⲉ ⲉⲧⲣⲟⲫⲓⲙⲟⲥ ⲡⲣⲙ̅ⲛⲉⲫⲉⲥⲟⲥ ϩⲛ̅ⲧⲡⲟⲗⲓⲥ ⲛⲙ̅ⲙⲁϥ. ⲉⲩⲙⲉⲉⲩⲉ ϫⲉ ⲛ̅ⲧⲁⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ϫⲓⲧϥ̅ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲉⲣⲡⲉ.
(уларниң бундақ дейишиниң сәвәви, әслидә улар шәһәрдә Әфәсуслуқ Трофимусниң Павлус билән биллә болғанлиғини көргән еди вә Павлус уни ибадәтханиға башлап киргән, дәп ойлиған еди).
30 ⲗ̅ ⲉⲁⲧⲡⲟⲗⲓⲥ ⲧⲏⲣⲥ̅ ⲛⲟⲓ̈ⲛ. ⲁⲩⲱ ⲡⲗⲁⲟⲥ ⲁⲩⲥⲱⲟⲩϩ ⲁⲩⲁⲙⲁϩⲧⲉ ⲇⲉ ⲙ̅ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲁⲩⲥⲱⲕ ⲙ̅ⲙⲟϥ ⲡⲃⲟⲗ ⲙ̅ⲡⲉⲣⲡⲉ. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲩⲛⲟⲩ ⲁⲩϣⲧⲁⲙ ⲛ̅ⲛ̅ⲣⲟ
Шуниң билән, пүтүн шәһәр зил-зилигә кәлди. Халайиқ тәрәп-тәрәптин жүгүрүп келип, Павлусни тутуп, ибадәтханидин сөрәп елип чиқти. Ибадәтханиниң дәрвазилири дәрһал тақиветилди.
31 ⲗ̅ⲁ̅ ⲉⲩϣⲓⲛⲉ ⲇⲉ ⲛ̅ⲥⲁϩⲟⲧⲃⲉϥ ⲁⲡⲟⲩⲱ ⲃⲱⲕ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲙ̅ⲡⲭⲓⲗⲓⲁⲣⲭⲟⲥ ⲛ̅ⲧⲉⲥⲡⲓⲣⲁ ϫⲉ ⲁⲑⲓ̅ⲗ̅ⲏ̅ⲙ ⲧⲏⲣⲥ̅ ϣⲧⲟⲣⲧⲣ̅.
Бу топ адәм Павлусни [уруп] өлтүрүвәтмәкчи болуп турғанда, пүткүл Йерусалимни малиманчлиқ қаплап кәткәнлиги тоғрисидики бир хәвәр у йәрдә турушлуқ [Рим] қисминиң миң бешиға йәткүзүлди.
32 ⲗ̅ⲃ̅ ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲩⲛⲟⲩ ⲁϥϫⲓ ⲛ̅ϩⲉⲛϩⲉⲕⲁⲧⲟⲛⲧⲁⲣⲭⲟⲥ ⲙⲛ̅ϩⲉⲛϩⲉⲕⲁⲧⲟⲛⲧⲁⲣⲭⲟⲥ ⲙⲛ̅ϩⲉⲛⲙⲁⲧⲟⲓ̈ ⲁϥⲡⲱⲧ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉϫⲱⲟⲩ. ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲛⲁⲩ ⲇⲉ ⲉⲡⲭⲓⲗⲓⲁⲣⲭⲟⲥ ⲙⲛ̅ⲛ̅ϩⲉⲕⲁⲧⲟⲛⲧⲁⲣⲭⲟⲥ ⲁⲩⲱ ⲙ̅ⲙⲁⲧⲟⲓ̈ ⲁⲩⲗⲟ ⲉⲩϩⲓⲟⲩⲉ ⲉⲡⲁⲩⲗⲟⲥ.
Миң беши дәрһал ләшкәр вә бир нәччә йүз бешини елип, топ-топ адәмләрни бастурушқа жүгүрүп кәлди. Миң беши вә әскәрләрни көргән халайиқ Павлусни уруштин тохтиди.
33 ⲗ̅ⲅ̅ ⲧⲟⲧⲉ ⲡⲭⲓⲗⲓⲁⲣⲭⲟⲥ ⲁϥϯⲡⲉϥⲟⲩⲟⲓ̈ ⲁϥⲁⲙⲁϩⲧⲉ ⲙ̅ⲙⲟϥ. ⲁⲩⲱ ⲁϥⲟⲩⲉϩⲥⲁϩⲛⲉ ⲉⲙⲟⲣϥ̅ ⲛ̅ϩⲁⲗⲩⲥⲓⲥ ⲥⲛ̅ⲧⲉ. ⲁϥϣⲓⲛⲉ ϫⲉ ⲛⲓⲙ ⲡⲉ ⲁⲩⲱ ⲟⲩ ⲡⲉⲛⲧⲁϥⲁⲁϥ.
Миң беши алдиға өтүп, ләшкәрләрни Павлусни тутуп икки зәнҗир билән бағлашқа буйруди. Андин у: — Бу адәм ким? У немә гуна қилди? — дәп сориди.
34 ⲗ̅ⲇ̅ ⲛⲉⲣⲉⲡⲙⲏⲏϣⲉ ⲇⲉ ⲁϣⲕⲁⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲡⲟⲩⲁ ⲡⲟⲩⲁ ⲙⲛ̅ⲡⲉϥϣⲁϫⲉ. ⲙ̅ⲡϥ̅ⲉϣϭⲙ̅ϭⲟⲙ ⲉⲉⲓⲙⲉ ⲉⲡⲱⲣϫ̅ ⲉⲧⲃⲉⲡⲉϣⲧⲟⲣⲧⲣ̅. ⲁϥⲟⲩⲉϩⲥⲁϩⲛⲉ ⲉϫⲓⲧϥ̅ ⲉϩⲣⲁⲓ̈ ⲉⲧⲡⲁⲣⲉⲙⲃⲟⲗⲏ.
Лекин [топилаңчиларниң] ичидә бәзиләр уни десә, бәзиләр буни дейишип вақиришатти. Малиманчилиқ түпәйлидин миң беши һәқиқий әһвални ениқлашқа амалсиз қелип, ахир Павлусни қәлъәгә елип кетишни буйруди.
35 ⲗ̅ⲉ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲟⲩⲡⲱϩ ⲇⲉ ⲉϫⲛ̅ⲛ̅ⲧⲱⲣⲧⲣ̅. ⲁⲥϣⲱⲡⲉ ⲉⲧⲣⲉⲙ̅ⲙⲁⲧⲟⲓ̈ ⲧⲁⲗⲟϥ ⲉϫⲱⲟⲩ ⲉⲧⲃⲉⲑⲟⲣⲙⲏ ⲙ̅ⲡⲙⲏⲏϣⲉ.
Лекин Павлус қәлъәниң пәләмпийигә кәлгәндә, топилаңчилар техиму зораванлишип кәткәчкә, ләшкәрләр уни көтиришкә мәҗбур болди.
36 ⲗ̅ⲋ̅ ⲛⲉⲣⲉⲡⲗⲁⲟⲥ ⲅⲁⲣ ⲧⲏⲣϥ̅ ⲟⲩⲏϩ ⲛ̅ⲥⲱϥ ⲉⲩⲁϣⲕⲁⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲉⲩϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ ϫⲉ ϥⲓ ⲛ̅ⲧⲙⲏⲧⲉ ⲙ̅ⲡⲉⲛϫⲁϫⲉ.
Чүнки уларниң кәйнидин топ-топ адәмләр әгишип меңип: — У йоқитилсун! — дәп вақиришатти.
37 ⲗ̅ⲍ̅ ⲉⲩⲛⲁϫⲓⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲇⲉ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲧⲡⲁⲣⲉⲙⲃⲟⲗⲏ. ⲡⲉϫⲁϥ ⲙ̅ⲡⲭⲓⲗⲓⲁⲣⲭⲟⲥ ϫⲉ ⲉⲛⲉⲥⲧⲟ ⲛⲁⲓ̈ ⲉⲧⲣⲁϫⲉⲟⲩϣⲁϫⲉ ⲉⲣⲟⲕ. ⲛ̅ⲧⲟϥ ⲇⲉ ⲡⲉϫⲁϥ ϫⲉ ⲉⲛⲉⲕⲥⲟⲟⲩⲛ ⲙ̅ⲙⲛ̅ⲧⲟⲩⲉⲓ̈ⲉⲛⲓⲛ.
Кәләгә әкирилишигә аз қалғанда, Павлус миң бешиға: — Сизгә бир еғиз сөз қилсам боламдикин? — дәп сориди. Миң беши: — Грекчә биләмсән?
38 ⲗ̅ⲏ̅ ⲉⲓ̈ⲉ ⲛ̅ⲧⲟⲕ ⲁⲛ ϭⲉ ⲡⲉ ⲡⲣⲙ̅ⲛ̅ⲕⲏⲙⲉ ⲡⲉⲛⲧⲁϥⲃⲱϭⲥ̅ ϩⲁⲑⲏ ⲛ̅ⲛⲉⲓ̈ϩⲟⲟⲩ. ⲁⲩⲱ ⲁϥϫⲓ ⲉⲃⲟⲗ ⲉⲧⲉⲣⲏⲙⲟⲥ ⲛ̅ⲁϥⲧⲟⲩϣⲟ ⲛ̅ⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ⲥⲓⲕⲁⲣⲓⲟⲥ.
Ундақта, илгири исян көтирип, «хәнҗәрчи қатиллар»дин төрт миң адәмни башлап чөлгә қечип кәткән һелиқи Мисирлиқ әмәсмусән? — дәп сориди.
39 ⲗ̅ⲑ̅ ⲡⲉϫⲉⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ϫⲉ ⲁⲛⲟⲕ ⲙⲉⲛ ⲁⲛⲅ̅ⲟⲩⲣⲱⲙⲉ ⲛ̅ⲓ̈ⲟⲩⲇⲁⲓ̈. ⲉⲁⲛⲅ̅ⲟⲩⲣⲙ̅ⲧⲁⲣⲥⲟⲥ ⲛ̅ⲧⲕⲓⲗⲓⲕⲓⲁ ⲙ̅ⲡⲟⲗⲓⲧⲏⲥ. ⲛ̅ⲟⲩⲡⲟⲗⲓⲥ ⲉⲥⲟ ⲛ̅ⲥⲟⲉⲓⲧ. ϯⲥⲟⲡⲥ̅ ⲇⲉ ⲙ̅ⲙⲟⲕ ⲕⲁⲁⲧ ⲧⲁϣⲁϫⲉ ⲙⲛ̅ⲡⲗⲁⲟⲥ.
Лекин Павлус: — Мән Йәһудий, Киликийә өлкисидики улуқ шәһәр Тарсусниң пухрасимән. Халайиққа бир нәччә еғиз сөз қилишимға иҗазәт қилишиңизни өтүнимән, — деди.
40 ⲙ̅ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉϥⲕⲁⲁϥ ⲇⲉ ⲛ̅ϭⲓⲡⲭⲓⲗⲓⲁⲣⲭⲟⲥ. ⲡⲁⲩⲗⲟⲥ ⲁϥⲁϩⲉⲣⲁⲧϥ̅ ϩⲓϫⲛ̅ⲛ̅ⲧⲱⲣⲧⲣ̅ ⲁϥⲕⲓⲙ ⲛ̅ⲧⲉϥϭⲓϫ ⲉⲡⲗⲁⲟⲥ. ⲁⲩⲱ ⲛ̅ⲧⲉⲣⲉⲟⲩⲛⲟϭ ⲛ̅ⲥϭⲣⲉϩⲧ̅ ϣⲱⲡⲉ ⲁϥⲟⲩⲱϣⲃ̅ ⲛⲁⲩ ⲛ̅ⲧⲁⲥⲡⲉ ⲙ̅ⲙⲛ̅ⲧϩⲉⲃⲣⲁⲓⲟⲥ ⲉϥϫⲱ ⲙ̅ⲙⲟⲥ.
[Миң беши] иҗазәт беривиди, Павлус пәләмпәйдә туруп, халайиққа қол ишарити қилди. Қаттиқ җим-җитлиқ басқанда, у ибраний тилида сөзләшкә башлап: —

< ⲚⲒⲠⲢⲀⲜⲒⲤ 21 >